< Әзакиял 33 >
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, әл-жутуңдикиләргә сөз йәткүзүп уларға мундақ дегин: — Мән қилични мәлум бир зимин үстигә чиқарғинимда, зиминдики хәлиқ өз арисидин бир адәмни тепип уни күзәтчи бекетсә, —
3 у қиличниң зимин үстигә чиққанлиғини көрүп, канай челип хәлиқни агаһландурса,
4 кимдиким канай авазини аңлап, агаһни алмиса, қилич келип уни елип кәтсә, әнди униң қени өз беши үстигә болиду.
5 У канай авазини аңлап, агаһни алмиған; шуңа униң қени өзигә болиду; у агаһ алған болса, җенини қутқузған болатти.
6 Бирақ күзәтчи қиличниң келиватқинини көрүп, канай чалмай, хәлиқни агаһландурмиса, әнди қилич келип улар арисидин бирәвни елип кәтсә, ундақта у өз қәбиһлигидә елип кетилиду; бирақ униң қени үчүн Мән күзәтчидин һесап алимән.
7 Әнди, и инсан оғли, Мән сени Исраил җәмәти үчүн күзәтчи дәп бекиткәнмән; сән Мениң ағзимдин хәвәр аңлап, уларға Мәндин агаһ йәткүзисән.
8 Мән рәзил адәмгә: «И рәзил адәм, сән чоқум өлисән» десәм, вә өзүң бу рәзилни йолидин яндурушқа сөз қилмай уни агаһландурмисаң, у рәзил өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ униң қени үчүн сәндин һесап алимән.
9 Бирақ сән рәзилни йолидин йениш тоғрилиқ агаһландурсаң, у йолидин янмиса, у өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ өзүң өз җениңни қутқузуп қалисән.
10 Әнди сән, и инсан оғли, Исраил җәмәтигә сөз қилип: — Силәр: «Бизниң итаәтсизликлиримиз вә гуналиримиз бешимиздидур, биз улар билән зәиплишип кетиватимиз; әнди биз қандақму һаятқа еришимиз?» дәйсиләр.
11 Уларға сөзүмни йәткүзүп: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән рәзил адәмниң өлүмидин һеч хурсәнлигим йоқтур; пәқәт уларни рәзил йолидин йенип һаятқа еришсун дәймән; рәзил йоллириңлардин йениңлар, йениңлар! Немишкә өлгүңлар келиду, и Исраил җәмәти?!» — дегин.
12 Вә сән, и инсан оғли, әл-жутуңдикиләргә мундақ дегин: — Һәққаний адәмниң һәққанийлиғи асийлиқ қилған күнидә уни қутқузмайду; һәм рәзил адәм болса, у өз рәзиллигидин янған күнидә рәзиллигидин жиқилмайду; һәққаний адәм гуна садир қилған күнидә, у әслидики һәққанийлиғи билән һаятта туривәрмәйду.
13 Мән һәққанийға: «Сән бәрһәқ һаятқа еришсән» дегинимдә, у өз һәққанийлиғиға тайинип қәбиһлик садир қилса, әнди униң һәққаний ишлиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; әксичә у өткүзгән қәбиһлиги түпәйлидин өлиду.
14 Әнди мән рәзилгә: «Сән чоқум өлисән» десәм, бирақ у гунайидин йенип, көз алдимда адаләт вә һәққанийлиқни жүргүрсә —
15 Рәзил адәм қәризгә капаләткә алған нәрсини қайтуруп бәрсә, — булаңчилиқта алғанни қайтуруп бәрсә — қәбиһлик садир қилмай, һаят бәлгүлимилиридә маңса — әнди у бәрһәқ һаятқа егә болиду, у өлмәйду.
16 Униң садир қилған гуналиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; у адаләт вә һәққанийлиқни жүргүргән — у бәрһәқ һаятқа егә болиду.
17 Бирақ әл-жутуңдикиләр: «Рәбниң йоли һәммигә баравәр әмәс» дәйду; әмәлийәттә уларниң йоли болса һәммигә баравәр әмәс.
18 Һәққаний адәм өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһликни садир қилса, у буниңда өлиду.
19 Рәзил адәм өз рәзиллигидин йенип, адаләт вә һәққанийлиқ жүргүрсә, бу ишлардин һаятқа егә болиду.
20 Лекин силәр: «Рәбниң йоли һәммигә баравәр әмәс» дәйсиләр; и Исраил җәмәти, Мән һәр қайсиңларға өз йоллириңлар бойичә үстүңләргә һөкүм чиқиримән!
21 Вә шундақ болдики, сүргүн болған он иккинчи жили, онинчи айниң бәшинчи күнидә, Йерусалимдин қачқан бириси йенимға келип: «Шәһәр бөсүлди!» — деди.
22 Әнди қачқан адәмниң йетип келишиниң алдинқи ахшимида Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонған еди; шуниң билән У ағзимни ечип қойди; ағзим ечилип, мән йәнә гача болмидим.
23 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
24 И инсан оғли, Исраил зиминидики харабә җайларда туруватқанлар: «Ибраһим пәқәт бир адәм турупму бу зиминға мирас болған еди; бирақ биз көп адәммиз; әнди зимин бәрибир бизгә тәқдим қилинди» — дәп ейтиватиду.
25 Шуңа уларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр гөшни қан билән йәйсиләр; силәр өз мәбудлириңларни баш көтирип издәйсиләр; силәр қан төкүватисиләр; әнди силәр зиминға мирас боламсиләр?
26 Силәр қиличиңларға тайинисиләр, силәр жиркиничлик ишларни чиқирисиләр, һәр бириңлар өз хошнисиниң аялиға бузуқчилиқ қилиду. Әнди силәр зиминға мирас боламсиләр?».
27 Уларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, бәрһәқ, харабә җайларда туруватқанлар қиличлинип жиқилиду; далада қалғанни явайи һайванларниң йәветишкә тапшуримән; истиһкамлар вә ғарларда турғанларму ваба кесилидин өлиду.
28 Мән зиминни вәйранә вә чөл-баяван қилимән; униң күчидин болған пәхри йоқилиду; Исраилниң тағлири вәйранә болидуки, улардин өткүчи һеч бир адәм болмайду.
29 Уларниң жүргүзгән жиркиничлик қилмишлири түпәйлидин Мән зиминни вәйранә вә чөл-баяван қилғинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
30 — Әнди сән болсаң, и инсан оғли, әл-жутуңдикиләр һәрдайим сени ағзиға елип өйлириниң тамлириниң йенида вә дәрвазиларда сөзләп бир-биригә һәм һәр бири өз қериндишиға сән тоғрилиқ: «Қени берип, Пәрвәрдигардин немә сөз баркин, аңлап келәйли!» — дәйду.
31 Улар җамаәт сүпитидә йениңға келип, Мениң хәлқимниң сүпитидә алдиңда олтириду; улар сөзлириңни аңлайду, бирақ уларға әмәл қилмайду; улар ағзи билән саңа муһәббәт көрситиду, бирақ көңли һарам мәнпәәткә тартиду;
32 мана, сән улар үчүн пәқәт йеқимлиқ аваз билән, сазлири убдан тәңшилип ейтилған муһәббәт нахшисисән, халас; улар сөзлириңни аңлайду, бирақ уларға әмәл қилмайду.
33 Әнди буниң һәммиси әмәлгә ашурулғинида (у бәрһәқ әмәлгә ашурулиду!) улар бир пәйғәмбәрниң уларниң арисида болғанлиғини тонуп йетиду».