< Әзакиял 32 >
1 Он иккинчи жили, он иккинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвн үчүн бир мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: — Сән өзүңни әлләр арисида бир ширға охшатқансән, бирақ сән деңиз-океанлар арисидики бир әҗдиһасән, халас; сән палақлишип ериқлириңни ешип таштуруп, сулирини аяқлириң билән чалғитип, дәриялирини лейитип қойдуң.
3 — Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көп әлләрниң топ-топ адәмлири алдида Өз торумни үстүңгә йейип ташлаймән; улар сени торумда тутуп тартишиду.
4 Мән сени қуруқлуқта қалдуруп, далаға ташлаймән; асмандики барлиқ учар-қанатларни үстүңгә қондуруп, йәр йүзидики җаниварларни сениңдин тоюндуримән;
5 гөшүңни тағлар үстигә қойимән, җилғиларни пүткүл әзайиң билән толдуримән;
6 Мән қениңниң еқишлири билән зиминни һәтта тағларғичиму суғиримән; җиралар сән билән тошуп кетиду.
7 Нуруңни өчүргинимдә, Мән асманларни тосуветимән, юлтузларни қара қилимән; қуяшни булут билән қаплаймән, ай нур бәрмәйду.
8 Асманлардики барлиқ парлайдиған нурларни үстүңдә қара қилип, зиминиңгә қараңғулуқни қаплаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
9 Мән әлләр арисиға, йәни сән тонумиған мәмликәтләр арисиға сениң һалактин [қалған адәмлириңни] елип кәткинимдә, көп әлләрниң жүригини беарам қилимән;
10 Мән көп әлләрни сән билән алақзадә қилимән, уларниң падишалири саңа қарап дәһшәтлик қорқишиду; Мән қиличимни уларниң көз алдида ойнатқинимда, йәни сениң жиқилған күниңдә уларниң һәр бири өз җан қайғусида һәр дәқиқә тәвриниду.
11 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бабил падишасиниң қиличи үстүңгә чиқиду.
12 Палванларниң қиличлири билән Мән сениң топ-топ адәмлириңни жиқитимән; уларниң һәммиси әлләр арисидики мустәбитләрдур; улар Мисирниң пәхрини йоқитиду, униң топ-топ адәмлири қурутуветилиду.
13 Мән зор сулар бойидин барлиқ һайванлириниму һалак қилимән; инсан айиғи қайтидин уларни чалғатмайду, һайванларниң туяқлири қайтидин уларни лейитмайду.
14 Шуниң билән Мән уларниң сулирини тиндуримән; уларниң ериқлирини сүпсүзүк майдәк ақтуримән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 — Мән Мисир зиминини вәйранә қилғинимда, зимин өзиниң барлиғидин мәһрум болғинида, Мән униңдики барлиқ туруватқанларни урувәткинимдә, әнди улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
16 — Бу бир мәрсийә; улар уни оқуйду — Әлләрниң қизлири матәм қилип уни оқуйду; мәрсийәни улар Мисир вә униң барлиқ топ-топ адәмлиригә оқуйду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
17 Он иккинчи жили, айниң он бәшинчи күнидә [йәнә] шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
18 И инсан оғли, Мисирниң топ-топ адәмлири үчүн аһ-зар чәккин; шуниңдәк уларни, йәни уни күчлүк әлләрниң қизлири билән биллә төвәнгә, һаңға чүшидиғанларға һәмраһ болушқа йәр тегилиригә чүшүрүп ташливәт;
19 гөзәлликтә сән кимдин артуқ едиң? Әнди чүшүп, хәтнә қилинмиған билән биллә ят!
20 Улар қилич билән өлтүрүлгәнләр арисиға жиқилиду; қилич суғурулди; у вә униң топ-топ адәмлириниң һәммиси сөрәп апириветилсун!
21 Әнди палванларниң арисидики батур-әзимәтләр тәһтисараниң оттурисида туруп [Мисир] вә уни қоллиғанларға сөз қилиду: —«Мана, улар чүшти, улар җим ятиду — хәтнә қилинмиғанлар, қилич билән өлтүрүлгәнләр!». (Sheol )
22 — Мана, шу йәрдидур Асурийә вә униң жиғилған қошуни; униң гөрлири өз әтрапидидур; мана уларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған.
23 Уларниң гөрлири чоңқур һаңниң тегидидур; униң жиғилған қошуни өз гөри әтрапида туриду; улар тирикләрниң зиминида адәмләргә вәһшәт салғанлар — буларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған.
24 Мана Елам вә униң гөриниң әтрапида турған униң барлиқ топ-топ адәмлири; уларниң һәммиси өлтүрүлгән, қиличланған, улар хәтнә қилинмиған пети йәр тегилиригә чүшкәнләр — йәни тирикләрниң зиминида адәмләргә өз вәһшитини салғанлар! Бирақ һазир улар һаңға чүшкәнләр билән биллә иза-аһанәткә чөмиду.
25 Кишиләр униң үчүн өлтүрүлгәнләр арисида, топ-топ адәмлири арисида бир орун раслиған; хәлқиниң гөрлири униң әтрапидидур; уларниң һәммиси хәтнә қилинмиғанлар, қиличланғанлар; шуңа улар һаңға чүшкәнләр билән биллә иза-аһанәткә қалиду; улар өлтүрүлгәнләр арисиға ятқузулиду — гәрчә тирикләрниң зиминида уларниң вәһшити адәмләргә селинған болсиму!
26 Мана шу йәрдә Мәшәк билән Тубал барлиқ топ-топ адәмлири билән туриду; уларниң гөрлири өз әтрапидидур; уларниң һәммиси хәтнә қилинмиғанлар, қиличланғанлар — гәрчә улар тирик туруватқанларниң зиминида өз вәһшитини адәмләргә салған болсиму!
27 Улар җәң қураллири билән тәһтисараға чүшкән, қиличлири өз беши астиға қоюлған, хәтнә қилинмай туруп жиқилған палванлар арисида ятмайду; уларниң қәбиһликлири өз устиханлири үстидә болиду — гәрчә улар тирикләрниң зиминида батурларғиму вәһшәт салған болсиму! (Sheol )
28 Сән [Пирәвнму] хәтнә қилинмиғанлар арисида тар мар болуп, қилич билән өлтүрүлгәнләр арисида ятисән.
29 Мана шу йәрдә Едом, униң падишалири, барлиқ шаһзадилириму; улар күчлүк болсиму, қиличланғанлар билән биллә ятқузулиду; улар хәтнә қилинмиғанлар арисида, һаңға чүшидиғанлар билән биллә ятиду.
30 Мана шималдики шаһзадиләр, һәммиси; мана барлиқ Зидондикиләр, өлтүрүлгәнләр билән биллә чүшкән; гәрчә өз күчи билән вәһшәт салған болсиму, улар һазир хиҗаләттә қалди; улар хәтнә қилинмиған болуп, қиличланғанлар арисида йетип, һаңға чүшидиғанлар билән биллә хиҗаләткә қалиду.
31 Пирәвн буларни көриду, шуниңдәк өзиниң қиличланған топ-топ адәмлири тоғрилиқ, йәни өзи вә қошуни тоғрилиқ улардин тәсәлли алиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
32 — Гәрчә Мән униң вәһшитини тирик туруватқанларниң зиминиға салдурған болсамму, бирақ у хәтнә қилинмиғанлар арисиға, қилич билән өлтүрүлгәнләр арисиға ятқузулиду, — йәни Пирәвн вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.