< Әзакиял 31 >

1 Он биринчи жили, үчинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
十一年三月一日,上主的話傳給我說:「
2 И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвнгә вә униң топ-топ адәмлиригә мундақ дегин: — Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?
人子,你要向埃及王法郎和他的民眾說:你的偉大相似誰呢﹖
3 Мана, Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди; униң учи булутларға тақашқан еди;
看,你是一棵黎巴嫩香柏,枝葉美觀,蔭影濃密,枝幹高大,樹梢插入雲霄。
4 Сулар уни йоған қилип, чоңқур булақлар уни егиз қилип өстүргәнди; ериқлири униң түвидин, әтрапидин еқип өтәтти, улар өз өстәңлирини даладики барлиқ дәрәқләргичә әвәткән еди.
水使它長大,淵泉使它長高;河水由四周流入栽植它之地,支流灌溉田中其他的樹木。
5 Шуниң билән, у бихланған вақитта, мол сулар билән егизлиги барлиқ дәрәқләрдин егиз болған, униң шахлири көпәйгән вә шахчилири узун болған;
為此它的枝幹高過田間的一切樹木,因為水多,生長時枝業繁茂,枝條特長。
6 асмандики барлиқ учар-қанатлар униң шахлирида угилиған, шахчилири астида даладики барлиқ җаниварлар балилиған; униң сайиси астида барлиқ улуқ әлләр яшиған.
天上的一切飛鳥在它枝幹上築巢,田間的野獸在他的枝葉下生子,各國的人民住在它的蔭影下。
7 Шундақ болуп униң шахлири кеңийип, у бүйүклүгидә гөзәлләшкән; чүнки униң йилтизлири мол суларға йәткән.
它的枝葉廣闊,高大華麗,因為它的根深入多水之地。
8 Худаниң бағчисидики кедир дәрәқләрму уни тосалмайтти; қариғайлар униң шахлиридәк, чинар дәрәқлири униң шахчилиридәкму кәлмәйтти; Худаниң бағчисидики һеч қандақ дәрәқ гөзәлликтә униңға охшимайтти.
天主樂園中的香柏,都不能同它相比,扁柏不及它的枝幹,楓樹不及它的枝椏,天主樂園中所有的樹木都沒有它那樣美麗。
9 Мән уни шахлириниң көплүги билән гөзәл қилғанмән; Худаниң бағчисида болған барлиқ дәрәқләр, йәни Ерәмдики дәрәқләр униңдин һәсәт қилған еди.
我使它枝葉茂盛而美麗,致令「伊甸」──天主樂園──中所有的樹木都嫉妒它。
10 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин,
因此吾主上主這樣說:因它枝幹高大,枝梢插入雲霄,遂因自己高大而心高氣傲。
11 әнди Мән уни үзүл-кесил бир тәрәп қилишқа уни әлләрниң арисидики мустәбитниң қолиға тапшурдум; Мән уни рәзиллиги түпәйлидин һайдап чәткә қаққан едим.
我必將它交在列國最強的人手中,他們要任意對待它;我必要因它的罪行而將它剷除;
12 Ят адәмләр, йәни әлләр арисидики әң вәһшиләр уни кесип ташлиди. Шахлири тағлар вә барлиқ җилғаларға жиқилип, униң шахчилири зиминдики барлиқ җираларға сундурулуп ятиду; йәр йүзидики хәлиқләр униң сайисидин чиқип униңдин нери кәтти.
列國最兇殘的人必要將它伐倒,把它拋棄在山上;它的枝椏,倒臥在山谷中,枝條折落在一切窪地上;萬國的人民都要離開它的蔭影,而棄捨它;
13 Униң жиқилған ғоли үстигә асмандики барлиқ учар-қанатлар қонуп яшайду; даладики барлиқ җаниварлар шахлири үстидә туриду.
天上飛鳥都棲在它倒了的枝幹上,田間的各種野獸都停在它的枝條下,
14 Буниң мәхсити, сулардин суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири өзини егиз көтәрмисун, яки учини булутларға тақаштурмисун, яхши суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири ундақ егизликкә көтирилмисун үчүндур; чүнки уларниң һәммиси өлүмгә бекитилгән — йәрниң тегилиригә чүшүшкә бекитилгәнләрниң, өлидиған адәм балилириниң, һаңға чүшидиғанларниң қатаридидур.
這是為使一切有水滋潤的樹木,不要因自己的軀幹高大而自負,不要再讓枝梢插入雲霄,免得各種有水滋潤的樹木,因高聳而自大,因為他們都要歸於死亡,降到陰間,到那些已降入深淵的人子中。 (questioned)
15 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — У тәһтисараға чүшкән күнидә, Мән үниң үчүн бир матәм тутқузғанмән; чоңқур суларни етиветип униң булақ-ериқлирини тосувәткәнмән; шуниң билән униң улуқ сулири тизгинләнгән. Мән Ливанни униң үчүн қарилиқ кийгүздүм; униң үчүн даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти. (Sheol h7585)
吾主上主這樣說:在它下到陰府的那天,我要使人哀弔它;為了它我要使深淵閉塞,使江河凝結,洪水停流,使黎巴嫩為它舉哀,使田間所有的樹木因它而枯萎。 (Sheol h7585)
16 Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә, униң жиқилған чағдики садаси билән әлләрни тәвритивәттим; шуниң билән Ерәм бағчисидики барлиқ дәрәқләр, Ливандики сәрхил вә әң есил дәрәқләр, яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан. (Sheol h7585)
當我使它下到陰府與已在深淵的人在一起時,也使列國因它下墜之聲而戰慄;那時「伊甸」中的各種樹木,黎巴嫩一切有水滋潤的華麗而高大的樹木,在陰間都感到安慰。 (Sheol h7585)
17 Униң сайисидә турғанлар вә әлләр арисида уни қоллайдиғанлар униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән. (Sheol h7585)
那些在各國住在它蔭影下幫助過它的的人,也隨它下到陰府,同那喪身刀下的人在一起。「 (Sheol h7585)
18 Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән [Мисирға] тәң келәләйтти? Бирақ сәнму Ерәм бағчисидики дәрәқләр билән тәң йәр тегилиригә чүшүрүлисән; сән хәтнә қилинмиғанлар арисида, қилич билән өлтүрүлгәнләр билән биллә ятисән; мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
伊甸」的樹木中,就華麗和高大說,你相似那一棵﹖你也要同「伊甸」的樹木一起被推入陰間,在未受割損的人中,同喪身刀下的人臥在一起:這是指法郎和他所有的人民說的──吾主上主的斷語。」 (questioned)

< Әзакиял 31 >