< Әзакиял 31 >
1 Он биринчи жили, үчинчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, Мисир падишаси Пирәвнгә вә униң топ-топ адәмлиригә мундақ дегин: — Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?
3 Мана, Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди; униң учи булутларға тақашқан еди;
4 Сулар уни йоған қилип, чоңқур булақлар уни егиз қилип өстүргәнди; ериқлири униң түвидин, әтрапидин еқип өтәтти, улар өз өстәңлирини даладики барлиқ дәрәқләргичә әвәткән еди.
5 Шуниң билән, у бихланған вақитта, мол сулар билән егизлиги барлиқ дәрәқләрдин егиз болған, униң шахлири көпәйгән вә шахчилири узун болған;
6 асмандики барлиқ учар-қанатлар униң шахлирида угилиған, шахчилири астида даладики барлиқ җаниварлар балилиған; униң сайиси астида барлиқ улуқ әлләр яшиған.
7 Шундақ болуп униң шахлири кеңийип, у бүйүклүгидә гөзәлләшкән; чүнки униң йилтизлири мол суларға йәткән.
8 Худаниң бағчисидики кедир дәрәқләрму уни тосалмайтти; қариғайлар униң шахлиридәк, чинар дәрәқлири униң шахчилиридәкму кәлмәйтти; Худаниң бағчисидики һеч қандақ дәрәқ гөзәлликтә униңға охшимайтти.
9 Мән уни шахлириниң көплүги билән гөзәл қилғанмән; Худаниң бағчисида болған барлиқ дәрәқләр, йәни Ерәмдики дәрәқләр униңдин һәсәт қилған еди.
10 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин,
11 әнди Мән уни үзүл-кесил бир тәрәп қилишқа уни әлләрниң арисидики мустәбитниң қолиға тапшурдум; Мән уни рәзиллиги түпәйлидин һайдап чәткә қаққан едим.
12 Ят адәмләр, йәни әлләр арисидики әң вәһшиләр уни кесип ташлиди. Шахлири тағлар вә барлиқ җилғаларға жиқилип, униң шахчилири зиминдики барлиқ җираларға сундурулуп ятиду; йәр йүзидики хәлиқләр униң сайисидин чиқип униңдин нери кәтти.
13 Униң жиқилған ғоли үстигә асмандики барлиқ учар-қанатлар қонуп яшайду; даладики барлиқ җаниварлар шахлири үстидә туриду.
14 Буниң мәхсити, сулардин суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири өзини егиз көтәрмисун, яки учини булутларға тақаштурмисун, яхши суғирилидиған дәрәқләрниң һеч бири ундақ егизликкә көтирилмисун үчүндур; чүнки уларниң һәммиси өлүмгә бекитилгән — йәрниң тегилиригә чүшүшкә бекитилгәнләрниң, өлидиған адәм балилириниң, һаңға чүшидиғанларниң қатаридидур.
15 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — У тәһтисараға чүшкән күнидә, Мән үниң үчүн бир матәм тутқузғанмән; чоңқур суларни етиветип униң булақ-ериқлирини тосувәткәнмән; шуниң билән униң улуқ сулири тизгинләнгән. Мән Ливанни униң үчүн қарилиқ кийгүздүм; униң үчүн даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти. (Sheol )
16 Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә, униң жиқилған чағдики садаси билән әлләрни тәвритивәттим; шуниң билән Ерәм бағчисидики барлиқ дәрәқләр, Ливандики сәрхил вә әң есил дәрәқләр, яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан. (Sheol )
17 Униң сайисидә турғанлар вә әлләр арисида уни қоллайдиғанлар униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән. (Sheol )
18 Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән [Мисирға] тәң келәләйтти? Бирақ сәнму Ерәм бағчисидики дәрәқләр билән тәң йәр тегилиригә чүшүрүлисән; сән хәтнә қилинмиғанлар арисида, қилич билән өлтүрүлгәнләр билән биллә ятисән; мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.