< Әзакиял 30 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, бешарәт берип: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр дад-пәряд селип: «Вай шу күни!» — дәңлар!» — дегин.
3 Чүнки күн йеқинлашти; бәрһәқ, Пәрвәрдигарниң күни, булутлар қапланған күн йеқинлашти; у әлләрниң бешиға чүшидиған күндур.
4 Шуниң билән бир қилич Мисир үстигә чүшиду; өлтүрүлгәнләр Мисирда жиқилғанда, униң зор байлиқлири булинип кәткәндә, униң һуллири өрүлүп чүшкәндә, Ефиопийәликләр дәрд-әләм тартиду.
5 Ефиопийә, Пут, Луд, барлиқ Әрәбийә, Ливийә вә әһдә қилинған зиминдикиләрму Мисир билән биллә қиличлиниду.
6 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мисирни қоллайдиғанлар жиқилиду; униң күчидин болған пәхри йәргә чүшиду; Мигдолдин Сәһвәнгичә болған хәлиқ қиличлиниду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
7 — Улар вәйран қилинған зиминлар арисида вәйран қилиниду; униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида ятиду.
8 Шуниң билән, Мән Мисирға от салғинимда, униң ярдимидә болғанлар сундурулғанда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду;
9 Шу күни әлчиләр Ефиопийәни қорқитиш үчүн кемиләрдә олтирип мәндин чиқиду; Мисирниң бешиға чүшкән күндәк уларғиму азап-оқубәт чүшиду; мана, у келиватиду!
10 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән йәнә Мисирниң топ-топ адәмлирини Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қоли билән түгитимән.
11 У вә униң билән кәлгән хәлқи, йәни әлләрниң арисидики әң дәһшәтлиги зиминни һалак қилишқа елип келиниду; улар Мисир билән қаршилишқа қиличларни суғуруп, зиминни өлтүрүлгәнләр билән толдуриду.
12 Мән Нил дәриялирини қурутимән, Вә зиминни рәзил адәмләрниң қолиға сетиветимән; Зимин вә униңда турған һәммини ят адәмләрниң қолида вәйранә қилимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған».
13 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Ноф шәһиридин бутларни йоқитимән, ойған мәбудларниму йоқитимән; Мисир зиминидин қайтидин шаһзадә болмас; Мән Мисир зиминини қорқунучқа чүшүримән.
14 Мән Патрос шәһирини вәйранә қилип, Зоан шәһиридә от салимән, Но шәһири үстидин һөкүм чиқирип җазалаймән.
15 Мисирниң истиһками болған Син шәһириниң үстигә қәһримни төкимән; Но шәһириниң топ-топ адәмлирини қириветимән.
16 Мән Мисирда бир от салимән; Син азаплардин толғинип кетиду; Но шәһири бөсүлиду, Ноф шәһири һәр күни явларға йүзлиниду.
17 Авән вә Пибәсәт шәһәрлиридики жигитләр қиличлиниду; бу шәһәрләр сүргүн қилиниду.
18 Мениң шу йәрдә Мисирниң боюнтуруқлирини сундурғинимда, Таһпанәс шәһиридә күн қараңғулишиду; униңда өз күчидин болған пәхри йоқилиду; бир булут уни қаплайду; униң қизлири сүргүн қилиниду.
19 Мән шундақ қилип Мисир үстидин һөкүм чиқирип җазалаймән; вә шулар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
20 Он биринчи жили, биринчи айниң йәттинчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
21 И инсан оғли, Мән Мисир падишаси Пирәвнниң билигини сундурдум; вә мана, у давалинишқа теңилмиди, яки қилич тутушқа теңиқ билән күчәйтилмиди.
22 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән Мисир падишаси Пирәвнгә қаршимән; Мән униң биләклирини, һәм күчлүк болғинини һәм сундурулған билигини үзүветимән; шуниң билән қиличини қолидин чүшүрмән;
23 Мисирлиқларни әлләргә тарқитиветимән, мәмликәтләр арисиға таритимән.
24 Мән Бабил падишасиниң қолини күчәйтип, қиличимни униң қолиға тутқузимән; Мән Пирәвнниң биләклирини сундуримәнки, у Бабил падишаси алдида әҗили тошқан яриланған адәмдәк аһ-зарлар билән иңрайду.
25 Мән Бабил падишасиниң биләклирини күчәйтимән, вә Пирәвнниң биләклири саңгилап қалиду; Мән Өз қиличимни Бабил падишасиниң қолиға тутқузғинимда, у уни Мисир зимини үстигә созғинида, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлимни тонуп йетиду;
26 вә Мән Мисирлиқларни әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән; вә улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлимни тонуп йетиду».