< Әзакиял 29 >
1 Онинчи жили, онинчи айниң он иккинчи күнидә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, йүзүңни Мисир падишаси Пирәвнгә қаритип уни вә Мисирниң барлиқ әһлини әйипләп бешарәт берип муну сөзләрни дегин: —
3 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «И өз-өзигә: «Бу дәрия өзүмниңки, мән уни өзүм үчүн яратқанмән» дегүчи болған, өз дәриялири оттурисида ятқан йоған әҗдиһа Мисир падишаси Пирәвн, мана, Мән саңа қаршимән!
4 Мән қармақларни еңәклириңгә селип, дәриялириңдики белиқларни өз қасирақлириңға чаплаштуруп сени дәриялириң оттурисидин чиқиримән; дәриялириңдики барлиқ белиқлар қасирақлириңға чаплишиду.
5 Мән сени, йәни сән вә дәриялириңдики барлиқ белиқларни чөл-баяванға ташлаймән; сән далаға чүшүп жиқилисән. Һеч ким сени жиғмайду, дәпнә қилмайду; Мән сени йәр йүзидики һайванлар, асмандики учар-қанатларниң озуғи болушқа тәқдим қилимән.
6 Шуниң билән Мисирда барлиқ туруватқанлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; чүнки улар Исраил җәмәтигә «қомуш һаса» болған.
7 Улар сени қол билән тутқанда, сән йерилип, уларниң пүткүл мүрилирини тиливәттиң; улар саңа таянғанда, сән сунуп, пүткүл бәллирини миткут қиливәттиң».
8 Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән үстүңгә бир қилич чиқирип, сәндики инсан вә һайванларни қириветимән.
9 Мисир зимини вәйранә вә харабиләр болуп қалиду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; чүнки Пирәвн: «Нил дәрияси мениңки, мән уни яратқанмән» дегән еди.
10 Шуңа мана, Мән саңа һәм сениң дәриялириңға қаршимән; Мән Мисир зиминини Мигдолдин Сәһвәнгичә, йәни Ефиопийәниң чегарасиғичә пүтүнләй харабә-вәйранә қиливетимән.
11 Қириқ жил ичидә, инсанниң яки һайванниң айиғи уни бесип өтмәйду вә униңда һеч адәм турмайду.
12 Мән Мисир зиминини вәйран қилинған зиминлар арисида вәйран қилимән; вә униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида қириқ жил вәйран болиду; Мән Мисирлиқларни әлләр арисиға тарқитиветимән, уларни мәмликәтләр арисиға таритимән».
13 Бирақ Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қириқ жилниң ахирида Мән Мисирлиқларни тарқитилған әлләрдин жиғип қайтуримән;
14 Мән Мисирни сүргүндин әслигә кәлтүрүп, уларни Патрос зиминиға, йәни туғулған зиминға қайтуримән; улар шу йәрдә төвән дәриҗилик бир мәмликәт болиду.
15 У мәмликәтләр арисида әң төвән туриду; у қайтидин өзини башқа әлләр үстигә көтәрмәйду; Мән уларни пәсәйтимәнки, улар қайтидин башқа әлләр үстидин һөкүм сүрмәйду.
16 [Мисир] қайтидин Исраил җәмәтиниң таянчиси болмайду; әксичә улар дайим Исраил үчүн униңдин панаһ издәш гунайиниң әсләтмиси болиду; андин улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду».
17 Жигирмә йәттинчи жили, биринчи айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
18 И инсан оғли, Бабил падишаси Небоқаднәсар Турға җәң қилишта қошунини қаттиқ җапалиқ әмгәккә салди; шуниң билән һәр бир баш тақир болуп кәтти, һәр бир мүрә сүркилип йеғир болуп кәтти; бирақ нә у нә қошуни Тур билән қаршилашқан әмгәктә һеч қандақ һәқ алмиди;
19 шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Мисир зиминини Бабил падишаси Небоқаднәсарға тәқдим қилимән; у униң байлиқлирини елип, олҗисини булап, ғәнимитини тутуп елип кетиду; булар униң қошуни үчүн иш һәққи болиду.
20 Мән униңға [Турға] җәң қилғанниң иш һәққи үчүн Мисир зиминини тәқдим қилдим; чүнки улар Мени дәп әҗир қилди, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
21 — Мән шу күндә Исраил җәмәти үчүн бир мүңгүз өстүрүп чиқиримән, вә сән [Әзакиялниң] ағзиңни улар арисида ачимән; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.