< Әзакиял 28 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, турниң шаһзадисигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң өзүңни чоң тутуп: «Мән бир илаһтурмән; Мән Худаниң тәхтигә, йәни деңиз-океанларниң бағрида олтиримән», дегәнсән; (Бирақ сән инсан, Худа әмәссән!) Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап қалдиң.
3 Мана, сән Даниялдин данасән; Һеч қандақ сир сәндин йошурун әмәс;
4 Даналиғиң вә әқлиң билән сән байлиқларға егә болдуң, Алтун-күмүчни ғәзнилириңгә топлап қойдуң;
5 Тиҗарәттә болған зор даналиғиң билән байлиқлириңни авуттуң; Байлиқлириң түпәйлидин өзүңни чоң туттуң: —
6 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап кәткәнлигиңдин,
7 Әнди мана, Мән ят адәмләр, Йәни әлләрниң дәһшитини үстүңгә епкелимән; Улар даналиғиңниң парлақлиғини йоқитишқа қиличлирини суғуруп, Шан-шәривиңни булғайду;
8 Улар сени һаңға чүшүриду; Шуниң билән сән деңиз-океанларниң қойнида өлтүрүлгәнләрниң өлүмидә өлисән.
9 Әнди сени өлтүргүчиниң алдида: «Мән Худа» — дәмсән? Бирақ сән өзүңни санҗип өлтүридиғанниң қоли астида Тәңри әмәс, инсан болуп чиқисән.
10 Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән; Чүнки Мән шундақ сөз қилған», — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
11 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
12 И инсан оғли, Турниң падишаси тоғрилиқ авазиңни көтирип бу мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән, камаләтниң җәвһири болған, Даналиққа толған, гөзәлликтә камаләткә йәткән едиң;
13 Сән Ерәм бағчиси, йәни Худаниң бағчисида болғансән; Һәр бир қиммәтлик ташлар, йәни қизил яқут, сериқ гөһәр вә алмас, берил яқут, ақ һеқиқ, анарташ, көк яқут, зумрәт вә көк қашташ саңа йөгәк болған; Яқут көзлириң вә нәққашлириң алтун ичигә ясалған; Сән яритилған күнүңдә улар тәйярланған еди.
14 Сән болсаң мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән, Чүнки Мән сени шундақ бекиткән едим; Сән Худаниң муқәддәс теғида болғансән; Сән отлуқ ташлар арисида жүрәттиң;
15 Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң.
16 Қилған содилириңниң көп болғанлиғидин сән зорлуқ-зумбулуқ билән толуп, гуна садир қилған; Шуңа Мән сени Худаниң теғидин һарам нәрсә дәп ташливәткәнмән; Мән сени, и муһапизәтчи керуб, отлуқ ташлар арисидин һайдап йоқатқанмән;
17 Сениң көңлүң гөзәллигиң билән тәкәббурлишип кәтти; Парлақлиғиң түпәйлидин сән даналиғиңни булғиғансән; Мән сени йәргә ташливәттим; Падишаһлар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида ятқуздум.
18 Сениң қәбиһликлириңниң көплүги түпәйлидин, Қилған содаңниң адилсизлиғи түпәйлидин, Өз муқәддәс җайлириңни булғиғансән; Мән өзүңдин бир отни чиқардим, У сени көйдүрүп йәвәтти; Шуниң билән саңа қарап турғанларниң һәммисиниң көз алдида, Мән сени йәрдә қалған күлләргә айландурувәттим.
19 Сени тонуғанларниң һәммиси саңа қарап сарасимидә қалиду; Сән өзүң бир вәһшәт болуп қалдиң, әнди қайтидин болмайсән».
20 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
21 И инсан оғли, йүзүңни Зидонға қаритип уни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән саңа қарши, и Зидон; Өзүм араңда улуқлинимән; Мән униң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда, Өзүмни униңда пак-муқәддәс екәнлимни көрсәткинимдә, Улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
23 Мән уларға вабани әвитип, рәстә-кочилирида қан аққузимән; Униңға қарши чиққан қиличниң һәр әтрапида болғанлиғидин оттурисида өлтүрүлгәнләр жиқилиду; Шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду;
24 Улар йәнә Исраил җәмәтини көзгә илмиған әтрапидикиләр арисида, Исраил үчүн адәмни санҗиғучи җиған яки дәрд-әләмлик тикән болмайду; Шуниң билән улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
25 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән улар тарқитилған әлләр арисидин Исраил җәмәтини қайтидин жиққинимда, уларда әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, әнди улар Мән Өз қулум болған Яқупқа тәқдим қилған, өзиниң зиминида олтириду;
26 улар униңда теч-аманлиқ ичидә яшап, өйләрни селип үзүмзарларни тикиду; Мән уларни көзгә илмайдиған әтрапидикиләрниң һәммисиниң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда, улар теч-аманлиқ ичидә туриду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду».