< Әзакиял 27 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Сән, и инсан оғли, Тур тоғрилиқ бир мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: —
3 И деңизларниң кириш ағзида туруқлуқ, деңиз бойлиридики көп әлләр билән содилашқучи, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «И Тур, сән «Мениң гөзәллигим камаләткә йәтти!» дедиң.
4 Сениң чегаралириң болса деңизларниң оттурисида еди; Сени ясиғанлар гөзәллигиңни камаләткә йәткүзди.
5 Улар барлиқ тахтайлириңни Сенирдики қариғайлардин ясиған; Саңа мома үчүн улар Ливандин кедир дәриғини епкәлгән;
6 Палақлириңни Башандики дуб дәрәқлиридин ясиған; Палубаңни сәмшит дәрәқлиридин ясап, Купрос деңиз бойидики пил чиши билән нәқишлигән.
7 Йәлкиниң Мисирдин кәлтүрүлгән кәштилик либастин ясалған, у саңа туғ болған; Сайивиниң болса деңиз бойидики Елишаһдики көк вә сөсүн рәхтләрдин еди;
8 Зидондикиләр һәм Арвадтикиләр сениң палақ урғучилириң еди; Сәндә болған данишмәнләр, и Тур, сениң йол башлиғучилириң еди.
9 Гәбалдики ақсақаллар вә униң данишмәнлири сәндә болуп, каваклириңни етәтти; Деңиз-океандики барлиқ кемиләр вә уларниң деңизчилири мал алмаштурушқа йениңға келәтти.
10 Парслар, Лудтикиләр, Ливийәдикиләр қошунға тизимлинип, сениң ләшкәрлириң болған; Улар қалқан-дубулғилирини үстүңгә есип, сени һәйвәтлик қилған;
11 Арвадтикиләр қошуниң билән һәр тәрипиңдә сепиллириңда туруп күзәттә болған; Гаммадтикиләрму мунарлириңда турған; Улар қалқан-қураллирини әтрапиңға, сепиллириңға есип қойған; Улар гөзәллигиңни камаләткә йәткүзгән;
12 Таварлириңниң мол болғанлиғидин Таршиш саңа херидар болған; Мәһсулатлириңға улар күмүч, төмүр, қәләй, қоғушун тегишип бәргән.
13 Җаван, Тубал вә Мәшәк сән билән сода қилған; Улар таварлириңға адәмләрниң җанлири, мис қача-қазанларни тегишкән.
14 Торгамаһ җәмәтидикиләр мәһсулатлириң үчүн атлар, җәң атлири вә қечирларни тегишип бәргән.
15 Дедандикиләр сән билән содилашқан; Деңиз бойлиридики көп хәлиқ саңа херидар болған; Улар саңа дәндан, әбнус яғичини төлигән;
16 Сурийә қол һүнәрлириңниң мол болғанлиғидин саңа херидар болған; Улар мәһсулатлириңға мави яқутлар, сөсүн рәхтләрни, кәштиләрни, нәпис канап рәхтләрни, марҗанларни, қизил яқутларни тегишип бәргән.
17 Йәһуда вә Исраил зиминидикиләрдинму сән билән содилашқучилар болған; Таварлириңға улар Миннитниң буғдайлири, печиниләр, һәсәл, зәйтун мейи, мәлһәм дориларни тегишип бәргән.
18 Дәмәшқ қол һүнәрлириңниң мол болғанлиғидин, Һәр хил байлиқлириң түпәйлидин саңа херидар болуп саңа Хәлбонниң шараплирини, ақ жуңларни тегишип бәргән.
19 Ведан вә Узалдин чиққан Җавандикиләр мәһсулатлириңға соқулған төмүр, қовзақдарчин, егирни тегишкән еди.
20 Дедан саңа ат тоқумлирини тегишип бәргән;
21 Әрәбистан вә Кедардики барлиқ шаһзадиләр саңа херидар болди; Саңа пахланлар, қочқарлар вә өшкиләрни тегишип бәргән.
22 Шеба һәм Раамаһдики содигәрләр сән билән тиҗарәт қилған; Мәһсулатлириңға улар һәр хил сәрхил тетитқулар, қиммәтлик җаваһиратлар вә алтун алмаштуруп бәргән.
23 Һаран, Каннәһ, Едәндикиләр вә Шеба, Ашур, Хилмадтики содигәрләр сән билән тиҗарәт қилған;
24 Улар саңа һәшәмәтлик кийим-кечәк, сөсүн рәхтләр вә кәштиләр, рәңму-рәң гиләмләрни тегишип бәргән; Буларниң һәммиси түгүнчәклинип тана-арғамчилар билән чиң бағлинип, базариңға кирди.
25 Таршиштики кемиләр таварлириңни көтәргән карванлардәк болған; Шуниң билән сән деңиз-океанниң бағрида мал билән толдурулуп, интайин еғирлишип кәткәнсән;
26 Сениң палақ орғучилириң сени улуқ суларға апарди; Шәриқ шамили сени деңиз-океанниң бағрида парә-парә қиливәтти;
27 Сениң мал-мүлүклириң, базарлириң, деңизчилириң вә йол башлиғучилириң, Каваклириңни әткүчиләр, сән билән содилашқан содигәрләр, сәндә болған барлиқ ләшкәрлириң, Җүмлидин араңда топланған адәмләрниң һәммиси сән өрүлүп кәткән күнүңдә өрүлүп деңиз-океанниң қойниға ғәриқ болуп кетиду.
28 Йол башлиғучилириңниң аһ-зарлиридин даладикиләр тәврәп кетиду.
29 Палақ орғучиларниң һәммиси, Деңизчилар, деңизда барлиқ йол башлиғучилар өз кемилиридин чүшиду; Улар қуруқлуқта туриду;
30 Улар саңа қарап авазини аңлитип, Қаттиқ аһ-зар көтириду; Улар топа-чаң чиқирип бешиға чачиду; Улар күлләр ичидә еғинайду.
31 Улар сени дәп чачлирини чүшүрүп өзлирини таз қилип, бөз кийимләргә орайду; Улар қаттиқ матәм тутуп сән үчүн зор дәрд-әләм ичидә жиғлайду.
32 Улар аһ-зарлирини көтәргинидә сән үчүн бир мәрсийәни оқуп, сән тоғрилиқ һаза қилип мундақ дәйду: — «Тур деңиз-океанлар оттурисида, һазир җим-җит қилинған! Әсли ким униңға тәң келәләйтти?
33 Мәһсулатлириң деңиз-океанлардин өтүп кәткәндә, Сән көп хәлиқләрни қанаәтләндүргән; Байлиқлириң вә таварлириңниң моллуғи билән йәр йүзидики падишаларни бейитқансән.
34 Сән суларниң чоңқур тегидә деңиз-океанлар тәрипидин парә-парә қилинғанда, Таварлириң һәм араңда болған топ-топ адәмлириңму өрүлүп ғәриқ болуп кәтти.
35 Барлиқ деңиз бойидикиләр саңа қарап алақзадә болған; Уларниң падишалири дәһшәт қорқуп, уларниң йүзлирини сур басқан.
36 Хәлиқләр арисидики содигәрләр саңа қарап «уш-уш» қилди; Сән өзүң бир вәһшәт едиң, әнди қайтидин болмайсән»».