< Әзакиял 26 >
1 Он биринчи жили, айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
第十一年十一月初一日,耶和華的話臨到我說:
2 И инсан оғли, Турниң Йерусалим тоғрилиқ: «Ваһ! Яхши болди! Әлләрниң дәрвазиси болғучи вәйран болди! У маңа қарап қайрилип ечилди; униң вәйран қилиниши билән өзүмни тойғузимән!» дегини түпәйлидин,
「人子啊,因泰爾向耶路撒冷說:『阿哈,那作眾民之門的已經破壞,向我開放;她既變為荒場,我必豐盛。』
3 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, и Тур, Мән саңа қаршимән, деңиз долқунларни қозғиғандәк, көп әлләрни сән билән қаршилишқа қозғаймән;
所以,主耶和華如此說:泰爾啊,我必與你為敵,使許多國民上來攻擊你,如同海使波浪湧上來一樣。
4 улар Турниң сепиллирини бәрбат қилип, униң мунарлирини чеқип йоқитиду. Униң үстидики топилирини қирип ташлап, уни тақир таш қилип қойимән.
他們必破壞泰爾的牆垣,拆毀她的城樓。我也要刮淨塵土,使她成為淨光的磐石。
5 У пәқәт деңиз оттурисидики торлар йейилидиған җай болиду; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, дәйду Рәб Пәрвәрдигар; у әлләр үчүн олҗа болуп қалиду.
她必在海中作曬網的地方,也必成為列國的擄物。這是主耶和華說的。
6 Униң қуруқлуқта қалған қизлири қилич билән қирилиду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
屬泰爾城邑的居民必被刀劍殺滅,他們就知道我是耶和華。」
7 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Тур билән қаршилишишқа Бабил падишаси Небоқаднәсар, йәни «падишаларниң падишаси»ни, атлар, җәң һарвулири билән, атлиқ чәвәндазлар, қошун вә зор бир топ адәмләр билән шимал тәрипидин чиқирип епкелимән.
主耶和華如此說:「我必使諸王之王的巴比倫王尼布甲尼撒率領馬匹車輛、馬兵、軍隊,和許多人民從北方來攻擊你泰爾。
8 У қуруқлуқта қалған қизлирини қилич билән сойиду, саңа муһасирә потәйлирини қуриду, сепилға чиқидиған дөңлүкни ясайду, саңа қарап қалқанлирини көтириду.
他必用刀劍殺滅屬你城邑的居民,也必造臺築壘舉盾牌攻擊你。
9 У сепиллириңға бөскүчи базғанларни қаритип тикләйду, қурал-палтилири билән мунарлириңни чеқип ғулитиду.
他必安設撞城錘攻破你的牆垣,用鐵器拆毀你的城樓。
10 Униң атлириниң көплүгидин уларниң көтәргән чаң-тописи сени қаплайду; сепиллири бөсүлгән бир шәһәргә бөсүп киргәндәк у сениң қовуқлириңдин киргәндә, сепиллириң атлиқ әскәрләрниң, чақларниң һәм җәң һарвулириниң садаси билән тәвринип кетиду.
因他的馬匹眾多,塵土揚起遮蔽你。他進入你的城門,好像人進入已有破口之城。那時,你的牆垣必因騎馬的和戰車、輜重車的響聲震動。
11 Атлириниң туяқлири билән у барлиқ рәстә-кочилириңни чәйләйду; у пухралириңни қилич билән қириду, күчлүк түврүклириң йәргә жиқилиду.
他的馬蹄必踐踏你一切的街道;他必用刀殺戮你的居民。你堅固的柱子必倒在地上。
12 Улар байлиқлириңни олҗа, мал-таварлириңни ғәнимәт қилиду; улар сепиллириңни бузуп ғулитип, һәшәмәтлик өйлириңни харабә қилиду; улар сениң ташлириң, яғач-лимлириң вә топа-чаңлириңни деңиз сулири ичигә ташлайду.
人必以你的財寶為擄物,以你的貨財為掠物,破壞你的牆垣,拆毀你華美的房屋,將你的石頭、木頭、塵土都拋在水中。
13 Мән нахшлириңниң садасини түгитимән; чилтарлириңниң авази қайтидин аңланмайду.
我必使你唱歌的聲音止息;人也不再聽見你彈琴的聲音。
14 Мән сени тақир таш қилимән; сән торлар йейилидиған бир җай болисән, халас; сән қайтидин қурулмайсән; чүнки Мәнки Пәрвәрдигар шундақ дегәнмән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
我必使你成為淨光的磐石,作曬網的地方。你不得再被建造,因為這是主耶和華說的。」
15 Рәб Пәрвәрдигар Турға мундақ дәйду: — Сән ғулап кәткиниңдә, яриланғанлар аһ-зарлиғинида, оттуруңда қирғин-чапқун қилинғанда, деңизниң чәт яқилири тәвринип кәтмәмду?
主耶和華對泰爾如此說:「在你中間行殺戮,受傷之人唉哼的時候,因你傾倒的響聲,海島豈不都震動嗎?
16 Деңиздики шаһзадиләр тәхтлиридин чүшүп, тонлирини биряққа ташлап, кәштилик кийим-кечәклирини селиветиду; улар өзлирини қорқунуч-титрәк билән пүркәйду; улар йәргә олтирип, һеч тохтавсиз титрәп, саңа қарап сарасимигә чүшиду.
那時靠海的君王必都下位,除去朝服,脫下花衣,披上戰兢,坐在地上,時刻發抖,為你驚駭。
17 Улар сән үчүн бир мәрсийәни оқуп саңа мундақ дәйду: — «И аһаләң деңиздикиләрдин болған, даңқи чиққан, Деңиз үстидин күчлүк һөкүм сүргән, Өз вәһшәтлириңни барлиқ деңизда туруватқанларға салған шәһәр! Сән вә сәнда туруватқанлар нәқәдәр һалак болған!
他們必為你作起哀歌說: 你這有名之城, 素為航海之人居住, 在海上為最堅固的; 平日你和居民使一切住在那裏的人無不驚恐; 現在何竟毀滅了?
18 Һазир сениң ғулап кәткән күнүңдә, Деңиз бойидикиләр титрәп кетиду; Деңиздики араллар вә қирғақтикиләр сениң йоқ болуп кәткиниңдин дәккә-дүккигә чүшүп қалди».
如今在你這傾覆的日子, 海島都必戰兢; 海中的群島見你歸於無有就都驚惶。」
19 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән сени адәмзатсиз шәһәрләрдәк, харабә шәһәр қилғинимда, Мән үстүңгә деңиз чоңқурлуқлирини чиқирип сени чөкүргинимдә, Улуқ сулар сени бесип япқанда,
主耶和華如此說:「泰爾啊,我使你變為荒涼,如無人居住的城邑;又使深水漫過你,大水淹沒你。
20 Шу тапта Мән сени һаңға чүшкәнләр билән биллә чүшүримән, Қедимки замандикиләрниң қатариға чүшүримән; Сени йәрниң тегилиридә турғузимән; Сениңдә қайтидин адәмзат болмаслиғи үчүн, Сени қедимки харабиләр арисиға, Һаңға чүшкәнләр билән биллә болушқа чүшүримән; Бирақ тирикләрниң зиминида болса гөзәллик тикләп қойимән;
那時,我要叫你下入陰府,與古時的人一同在地的深處、久已荒涼之地居住,使你不再有居民。我也要在活人之地顯榮耀。
21 Мән сени башқиларға бир агаһи-вәһшәт қилимән; Сән қайтидин һеч болмайсән; Улар сени издәйду, бирақ сән мәңгүгә тепилмайсән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
我必叫你令人驚恐,不再存留於世;人雖尋找你,卻永尋不見。這是主耶和華說的。」