< Әзакиял 25 >

1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
耶和华的话临到我说:
2 И инсан оғли, йүзүңни Аммонийларға қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
“人子啊,你要面向亚扪人说预言,攻击他们,
3 — Аммонийларға мундақ дегин — Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң муқәддәс җайим булғанғанда, Исраил зимини вәйран қилинғанда, Йәһуда җәмәти сүргүн қилинғанда сән уларға қарап: «Ваһ! Яхши болди!» дегиниң түпәйлидин,
说:你们当听主耶和华的话。主耶和华如此说:我的圣所被亵渎,以色列地变荒凉,犹大家被掳掠;那时,你便因这些事说:‘阿哈!’
4 әнди мана, Мән сени шәриқтики әлләрниң егидарчилиғиға тапшуримән; улар сениң араңда баргаһ қуруп, араңда чедирлирини тикиду; улар мевилириңни йәп, сүтүңни ичиду.
所以我必将你的地交给东方人为业;他们必在你的地上安营居住,吃你的果子,喝你的奶。
5 Мән Раббаһ шәһирини төгиләр үчүн отлақ, Аммонийларниң йерини қой падилири үчүн арамгаһ қилимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
我必使拉巴为骆驼场,使亚扪人的地为羊群躺卧之处,你们就知道我是耶和华。”
6 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Исраил зиминиға қарап чавак челип, путуңни тепчәклитип, қәлбиңдики пүтүн өчмәнлик билән хуш болғанлиғиң түпәйлидин,
主耶和华如此说:“因你拍手顿足,以满心的恨恶向以色列地欢喜,
7 әмди мана, Мән үстүңгә қолумни узартип, сени әлләргә олҗа болушқа тапшуримән; Мән сени хәлиқләр ичидин үзимән, мәмликәтләр ичидин йоқитимән; Мән сени һалак қилимән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
所以我伸手攻击你,将你交给列国作为掳物。我必从万民中剪除你,使你从万国中败亡。我必除灭你,你就知道我是耶和华。”
8 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки Моаб вә Сеирниң: «Йәһуда пәқәт барлиқ башқа әлләр билән охшаш, халас» дегини түпәйлидин,
主耶和华如此说:“因摩押和西珥人说:‘看哪,犹大家与列国无异’,
9 шуңа мана, Мән Моабниң йенини — чегарасидики шәһәрләрни, зимининиң пәхри болған Бәйт-Йәшимот, Баал-Меон вә Кириатайим шәһәрлиридин башлап йерип ачимән;
所以我要破开摩押边界上的城邑,就是摩押人看为本国之荣耀的伯·耶西末、巴力·免、基列亭,
10 уларни Аммонийларниң зимини билән биллә шәриқтики әлләргә тапшуримән; Мән Аммонийларниң йәнә әлләр арисида әсләнмәслиги үчүн, уларниң егидарлиғиға тапшуримән;
好使东方人来攻击亚扪人。我必将亚扪人之地交给他们为业,使亚扪人在列国中不再被记念。
11 вә Моаб үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
我必向摩押施行审判,他们就知道我是耶和华。”
12 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — чүнки Едом Йәһуда җәмәтидин өч елип яманлиқ қилип, шуниңдәк еғир гунакар болғини түпәйлидин, интиқам алғнини түпәйлидин,
主耶和华如此说:“因为以东报仇雪恨,攻击犹大家,向他们报仇,大大有罪,
13 — әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Едомға қолумни созимән; шуниң билән уни зиминидин адәмләр һәм һайванлардин мәһрум қилимән; Мән уни Теман шәһиридин тартип вәйран қилимән; улар Дедан шәһиригичә қилич билән жиқилиду.
所以主耶和华如此说:我必伸手攻击以东,剪除人与牲畜,使以东从提幔起,人必倒在刀下,地要变为荒凉,直到底但。
14 Шуниң билән Мән хәлқим Исраилниң қоли арқилиқ Едом үстидин Өз интиқамимни алимән; улар Мениң аччиғим һәм қәһрим бойичә Едомда иш қилиду; Едомийлар Мениң интиқамимниң немә екәнлигини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
我必借我民以色列的手报复以东;以色列民必照我的怒气,按我的忿怒在以东施报,以东人就知道是我施报。这是主耶和华说的。”
15 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Филистийләр интиқам нийити билән һәрикәт қилип, кона өчмәнлиги билән Йәһудани йоқитайли дәп ич-ичидин өч алғини түпәйлидин,
主耶和华如此说:“因非利士人向犹大人报仇,就是以恨恶的心报仇雪恨,永怀仇恨,要毁灭他们,
16 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Филистийәниң үстигә қолумни узартимән; Мән Кәрәтийләрни қириветимән, деңиз бойидикиләрниң қалдуқлириниму вәйран қилимән.
所以主耶和华如此说:我必伸手攻击非利士人,剪除基利提人,灭绝沿海剩下的居民。
17 Мән уларниң үстигә қәһрилик тәнбиһләрни чүшүрүп қаттиқ интиқам алимән; уларниң үстидин интиқам алғинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
我向他们大施报应,发怒斥责他们。我报复他们的时候,他们就知道我是耶和华。”

< Әзакиял 25 >