< Әзакиял 24 >

1 Тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
第九年十月初十日,耶和华的话又临到我说:
2 И инсан оғли, бу күнни, дәл мошу күнниң числасини йезивалғин; чүнки дәл мошу күндә Бабилниң падишаси Йерусалимни муһасиригә алди.
“人子啊,今日正是巴比伦王就近耶路撒冷的日子,你要将这日记下,
3 Асий җәмәтниң алдиға бир тәмсилни қоюп мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Қазанни отниң үстигә қоюңлар, от үстигә қоюңлар, униңға су қоюңлар;
要向这悖逆之家设比喻说,主耶和华如此说: 将锅放在火上, 放好了,就倒水在其中;
4 гөш парчилири, һәр бир есил гөш парчилирини, пут вә қолини униңға жиғип селиңлар; есил устиханларниму қошуңлар;
将肉块,就是一切肥美的肉块、腿, 和肩都聚在其中, 拿美好的骨头把锅装满;
5 қой падисидин әң есиллирини елиңлар; устиханларни пиширишқа униң астиға отун топлап қоюңлар; уни қаттиқ қайнитиңлар, униңдики устиханлар убдан қайнисун.
取羊群中最好的, 将柴堆在锅下, 使锅开滚, 好把骨头煮在其中。
6 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қанхор шәһәрниң һалиға, йәни дат басқан қазанға, һеч дети кәтмәйдиған қазанға вай! Униңдики һәммини бирдин-бирдин ал; униңға несивә чеки ташланмисун!
“主耶和华如此说:祸哉!这流人血的城,就是长锈的锅。其中的锈未曾除掉,须要将肉块从其中一一取出来,不必为它拈阄。
7 Чүнки у төккән қан униң оттурисида туриду; у қанни топа билән көмгили болғидәк йәргә әмәс, бәлки тақир таш үстигә төкти.
城中所流的血倒在净光的磐石上,不倒在地上,用土掩盖。
8 Қәһримни қозғаш, интиқам елиш үчүн, у төккән қанниң йепилмаслиғи үчүн тақир таш үстигә қалдурдум.
这城中所流的血倒在净光的磐石上,不得掩盖,乃是出于我,为要发忿怒施行报应。
9 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қанхор шәһәрниң һалиға вай! Мәнму униң отун догисини йоған қилимән!
所以主耶和华如此说:祸哉!这流人血的城,我也必大堆火柴,
10 Отунни догилаңлар, отни йиқип чухчулаңлар, гөш убдан пишсун, дора-дәрмәкләрни қошуңлар, устиханлар көйүп кәтсун!
添上木柴,使火着旺,将肉煮烂,把汤熬浓,使骨头烤焦;
11 Андин қазанни қизитип, униңдики мисни қип-қизил қилиңлар, ичидики дағ-кирлар еритилип, униң дети чиқириветилиш үчүн уни қуруқ пети чоғлар үстигә қоюңлар!
把锅倒空坐在炭火上,使锅烧热,使铜烧红,熔化其中的污秽,除净其上的锈。
12 Униң қилған аваричиликлири Мени упратти; Лекин униң қелин дети униңдин кәтмиди; Шуңа униң дети отта туривәрсун!
这锅劳碌疲乏,所长的大锈仍未除掉;这锈就是用火也不能除掉。
13 Сениң паскиничилигиңдә бузуқ паһишилик бардур; Мән сени пакизлимақчи болдум, лекин сән паскиничилиқтин пакизландурулмаймән дедиң; әнди қәһримни үстүңгә төкүп тохтатмиғичә сән паскиничилиқтин пакизландурулмайсән.
在你污秽中有淫行,我洁净你,你却不洁净。你的污秽再不能洁净,直等我向你发的忿怒止息。
14 Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим; у әмәлгә ашурулиду, Мән уни ада қилимән; Мән нә буниңдин янмаймән, нә һеч саңа ичимни ағритмаймән, нә униңдин өкүнмәймән; улар сениң йоллириң вә қилмишлириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалайду — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
我—耶和华说过的必定成就,必照话而行,必不返回,必不顾惜,也不后悔。人必照你的举动行为审判你。这是主耶和华说的。”
15 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
耶和华的话又临到我说:
16 «И инсан оғли, Мән сениң сөйүмлүк көз қаричуқуңни бир уруш билән сәндин елип кетимән; бирақ сән һеч матәм тутма, һеч жиғлима, һеч көз йеши қилма;
“人子啊,我要将你眼目所喜爱的忽然取去,你却不可悲哀哭泣,也不可流泪,
17 сүкүт ичидә уһ-зар тартисән; өлгүчи үчүн һеч һаза тутма; сәлләңни бешиңға орап, кәшлириңни путуңға бағлиғин; йүзүңниң төвинини йепивәтмә, адәмләр епбәргән нандин йемә».
只可叹息,不可出声,不可办理丧事;头上仍勒裹头巾,脚上仍穿鞋,不可蒙着嘴唇,也不可吃吊丧的食物。”
18 Шуниң билән Мән әтигәндә хәлиқкә сөз қилдим; кәчқурунда аялим өлди. Иккинчи күни әтигәндә мән буйрулғини бойичә иш қилдим.
于是我将这事早晨告诉百姓,晚上我的妻就死了。次日早晨我便遵命而行。
19 Әнди халайиқ маңа: «Сениң бу қилған ишлириңниң немини көрсәткәнлигини демәмсән?» деди.
百姓问我说:“你这样行与我们有什么关系,你不告诉我们吗?”
20 Мән уларға мундақ дедим: — Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
我回答他们:“耶和华的话临到我说:
21 Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән Өз муқәддәс җайимни, йәни сән пәхирләнгән күч-таянчиңни, көзүңларни хошал қилғучи, җениңлар тәшна болған нәрсини булғай дәватимән; силәрниң кәйниңларда қалған қиз-оғуллар қилич билән йоқилиду.
‘你告诉以色列家,主耶和华如此说:我必使我的圣所,就是你们势力所夸耀、眼里所喜爱、心中所爱惜的被亵渎,并且你们所遗留的儿女必倒在刀下。
22 Шу тапта силәр Мән [Әзакиял] һазир қилғинимдәк қилисиләр; силәр йүзүңларниң төвинини япмайсиләр, адәмләр епбәргән нандин йемәйсиләр;
那时,你们必行我仆人所行的,不蒙着嘴唇,也不吃吊丧的食物。
23 сәлләңлар бешиңларда, кәшиңлар аяқлириңда боливериду; силәр һеч матәм тутмайсиләр яки һеч жиғлимайсиләр; силәр қәбиһликлириңлар ичидә солишип, бир-бириңларға қаришип уһ-зар тартисиләр.
你们仍要头上勒裹头巾,脚上穿鞋;不可悲哀哭泣。你们必因自己的罪孽相对叹息,渐渐消灭。
24 Шундақ қилип Әзакиялниң өзи силәргә бешарәт болиду; у қандақ қилған болса, силәр шундақ қилисиләр; бу иш әмәлгә ашурулғанда, силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
以西结必这样为你们作预兆;凡他所行的,你们也必照样行。那事来到,你们就知道我是主耶和华。’
25 — Вә сән, и инсан оғли, Мән улардин күч-истиһкамини, улар пәхриләнгән гүзәк гөһрини, сөйүмлүк көз қаричуқлирини, җан-җегири болған қиз-оғуллирини улардин мәһрум қилидиған күнидә,
“人子啊,我除掉他们所倚靠、所欢喜的荣耀,并眼中所喜爱、心里所重看的儿女。
26 — йәни шу күнидә, саңа бу хәвәрни қулиқиңға йәткүзүш үчүн бир қачқун йениңға кәлмәмду?
那日逃脱的人岂不来到你这里,使你耳闻这事吗?
27 Шу күнидә ағзиң ечилған болиду, сән бу қачқун билән сөзлишисән, йәнә һеч гача болмайсән; шундақ қилип улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
你必向逃脱的人开口说话,不再哑口。你必这样为他们作预兆,他们就知道我是耶和华。”

< Әзакиял 24 >