< Әзакиял 21 >

1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
2 И инсан оғли, йүзүңни Йерусалимға қаритип, «муқәддәс җайлар»ни әйипләп, Исраил зиминини әйипләп бешарәт берип,
I insan oƣli, yüzüngni Yerusalemƣa ⱪaritip, «muⱪǝddǝs jaylar»ni ǝyiblǝp, Israil zeminini ǝyiblǝp bexarǝt berip,
3 Йәни Исраил зиминиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа қаршидурмән; қиличимни ғилаптин суғуруп, сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлаймән.
Yǝni Israil zeminiƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mana, Mǝn sanga ⱪarxidurmǝn; ⱪiliqimni ƣilaptin suƣurup, sǝndin ⱨǝm ⱨǝⱪⱪaniylar ⱨǝm rǝzillǝrni üzüp taxlaymǝn.
4 Мән сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлимақчи болғиним үчүн, қиличим барлиқ әт егилири, йәни җәнуптин шималғичә болған һәммәйлән билән қаршилишишға ғилаптин чиқиду;
Mǝn sǝndin ⱨǝm ⱨǝⱪⱪaniylar ⱨǝm rǝzillǝrni üzüp taxlimaⱪqi bolƣinim üqün, ⱪiliqim barliⱪ ǝt igiliri, yǝni jǝnubtin ximalƣiqǝ bolƣan ⱨǝmmǝylǝn bilǝn ⱪarxilixixƣa ƣilaptin qiⱪidu;
5 шуниң билән барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигарниң Өз қиличимни ғилаптин суғурғанлиғимни тонуп йетиду; қилич ғилапқа қайтидин йенип кирмәйду.
xuning bilǝn barliⱪ ǝt igiliri Mǝnki Pǝrwǝrdigarning Ɵz ⱪiliqimni ƣilaptin suƣurƣanliⱪimni tonup yetidu; ⱪiliq ƣilapⱪa ⱪaytidin yenip kirmǝydu.
6 Әнди уһ тартқин, и инсан оғли; ич-бағриң ечишқидәк дәрд-әләм билән уларниң көз алдида уһ-зар қил.
Əmdi uⱨ tartⱪin, i insan oƣli; iq-baƣring eqixⱪudǝk dǝrd-ǝlǝm bilǝn ularning kɵz aldida uⱨ-zar ⱪil.
7 Вә шундақ болидуки, улар сәндин: «Немишкә уһ тартисән?» дәп сориғанда, сән уларға: «Болған шум хәвәр түпәйлидин! Мана, у келиду! Барлиқ жүрәкләр ерип, барлиқ қоллар бошап кетиду, барлиқ роһлар зәиплишип, барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду; мана у келиватиду! У йетип кәлди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин.
Wǝ xundaⱪ boliduki, ular sǝndin: «Nemixⱪa uⱨ tartisǝn?» dǝp soriƣanda, sǝn ularƣa: «Bolƣan xum hǝwǝr tüpǝylidin! Mana, u kelidu! Barliⱪ yürǝklǝr erip, barliⱪ ⱪollar boxap ketidu, barliⱪ roⱨlar zǝiplixip, barliⱪ tizlar süydük bilǝn qiliⱪ-qiliⱪ ⱨɵl bolup ketidu; mana u keliwatidu! U yetip kǝldi! — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar» — degin.
8 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
9 И инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бир қилич, бир қилич, бисланған, пақиритилған!
I insan oƣli, bexarǝt berip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, bir ⱪiliq, bir ⱪiliq, bislanƣan, parⱪiritilƣan!
10 У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, уни ялтирашқа пақиратқан; Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ аддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?
U zor ⱪirƣinqiliⱪ üqün bislanƣan, uni yaltiraxⱪa parⱪiratⱪan; Ɵz oƣlumning xaⱨanǝ ⱨasisi ⱨǝrⱪandaⱪ addiy tayaⱪni kǝmsitkǝnliki tüpǝylidin, huxal bolup ketiximizgǝ toƣra kelǝmdu?
11 У қилични пақиритилишқа, қол билән тутушқа бекиткән; Қилич биләнгән, пақиритилған, Қәтл қилғучиниң қолиға тутқузушқа тәйярланғандур!
U ⱪiliqni parⱪiritilixⱪa, ⱪol bilǝn tutuxⱪa bekitkǝn; Ⱪiliq bilǝngǝn, parⱪiritilƣan, Ⱪǝtl ⱪilƣuqining ⱪoliƣa tutⱪuzuxⱪa tǝyyarlanƣandur!
12 Налә-пәряд көтирип пиған чәккин, и инсан оғли, Чүнки [қилич] Мениң хәлқимгә қарши чиққан; У Исраилниң барлиқ шаһзадилиригә қарши чиққан; Улар Өз хәлқим билән тәң қиличқа тапшурулған; Шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!
Nalǝ-pǝryad kɵtürüp piƣan qǝkkin, i insan oƣli, Qünki [ⱪiliq] Mening hǝlⱪimgǝ ⱪarxi qiⱪⱪan; U Israilning barliⱪ xaⱨzadilirigǝ ⱪarxi qiⱪⱪan; Ular Ɵz hǝlⱪim bilǝn tǝng ⱪiliqⱪa tapxurulƣan; Xunga yanpixingƣa ⱪattiⱪ urup ⱪoyƣin!
13 Чүнки синақ кәлди; әнди бу «шаһанә һаса » башқа яғачларни кәмситкини билән, у бәрибир түгишиду әмәсму?! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Qünki sinaⱪ kǝldi; ǝmdi bu «xaⱨanǝ ⱨasa » baxⱪa yaƣaqlarni kǝmsitkini bilǝn, u bǝribir tügixidu ǝmǝsmu?! — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
14 — Әнди сән, и инсан оғли, бешарәт бәргин, чавак чалғин! Қилич икки қетим, үч қетим уруп қирсун! У қирғучи қилич, уларни һәр тәрәптин қоршивалған зор қәтл қилғучи қиличтур!
— Əmdi sǝn, i insan oƣli, bexarǝt bǝrgin, qawak qalƣin! Ⱪiliq ikki ⱪetim, üq ⱪetim urup ⱪirsun! U ⱪirƣuqi ⱪiliq, ularni ⱨǝr tǝrǝptin ⱪorxiwalƣan zor ⱪǝtl ⱪilƣuqi ⱪiliqtur!
15 Уларниң жүрәклирини ерисун дәп, улардин нурғунлири путлишип кәтсун дәп, Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған;
Ularning yürǝklirini erisun dǝp, ulardin nurƣunliri putlixip kǝtsun dǝp, Mǝn ularning barliⱪ dǝrwaziliriƣa tǝⱨdit salƣuqi ⱪiliqni ⱪaritip ⱪoydum. Way! U qaⱪmaⱪtǝk parⱪiritilƣan, u ⱪirixⱪa suƣurulƣan;
16 и қилич, оң тәрәпкә өткүр бол! Сол тәрәпкә бурулуп чап! Бисиңни қәйәргә қаратқан болса шу йәргә чап!
i ⱪiliq, ong tǝrǝpkǝ ɵtkür bol! Sol tǝrǝpkǝ burulup qap! Bisingni ⱪǝyǝrgǝ ⱪaratⱪan bolsa xu yǝrgǝ qap!
17 Мәнки Пәрвәрдигар Өз қолум билән чавак чалимән, Өз қәһримни төкүп пиғандин чиқимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
Mǝnki Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪolum bilǝn qawak qalimǝn, Ɵz ⱪǝⱨrimni tɵküp piƣandin qiⱪimǝn; Mǝnki Pǝrwǝrdigar xundaⱪ sɵz ⱪildim.
18 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
19 Сән и инсан оғли, Бабил падишасиниң қиличиниң меңишиға тәйярланған икки йолни бекитип қойғин; иккилиси бир зиминдин чиқидиған болсун; [Йерусалим] шәһиригә маңидиған йолниң бешида бир йол бәлгүсини тикләп қойғин;
Sǝn i insan oƣli, Babil padixaⱨining ⱪiliqining mengixiƣa tǝyyarlanƣan ikki yolni bekitip ⱪoyƣin; ikkilisi bir zemindin qiⱪidiƣan bolsun; [Yerusalem] xǝⱨirigǝ mangidiƣan yolning bexida bir yol bǝlgisini tiklǝp ⱪoyƣin;
20 йәни қиличниң йетип келиши үчүн Аммонийларниң Раббаһ шәһиригә бир йол һәмдә Йәһудаға, йәни истиһками мәстәһкәм Йерусалим шәһиригә йәнә бир йолни бекитип қойғин;
yǝni ⱪiliqning yetip kelixi üqün Ammoniylarning Rabbaⱨ xǝⱨirigǝ bir yol ⱨǝmdǝ Yǝⱨudaƣa, yǝni istiⱨkami mǝstǝⱨkǝm Yerusalem xǝⱨirigǝ yǝnǝ bir yolni bekitip ⱪoyƣin;
21 чүнки Бабилниң падишаси һәдә йолда, йәни икки йолниң бешида пал ачқузиду; у оқларни силкийду, «көчмә мәбудлар»дин сорайду, җигәрни тәкшүриду.
qünki Babilning padixaⱨi aqa yolda, yǝni ikki yolning bexida pal aqⱪuzidu; u oⱪlarni silkiydu, «kɵqmǝ mǝbudlar»din soraydu, jigǝrni tǝkxüridu.
22 Әнди сепилни бөскүчи базғанларни тикләшни, қан төкүшкә пәрман қилишни, җәң елан қилип товлашни, дәрвазиларға урулғучи базғанларни тикләшни, сепилға чиқидиған дөңлүкләрни ясашни, потәйләрни қурушни, Йерусалимни [муһасиригә елишни] көрситидиған пал униң оң қолиға чүшиду;
Əmdi sepilni bɵsküqi bazƣanlarni tiklǝxni, ⱪan tɵküxkǝ pǝrman ⱪilixni, jǝng elan ⱪilip towlaxni, dǝrwazilarƣa urulƣuqi bazƣanlarni tiklǝxni, sepilƣa qiⱪidiƣan dɵnglüklǝrni yasaxni, potǝylǝrni ⱪuruxni, Yerusalemni [muⱨasirigǝ elixni] kɵrsitidiƣan pal uning ong ⱪoliƣa qüxidu;
23 гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, улар ичкән қәсәмләр түпәйлидин, Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду.
gǝrqǝ bu pal ularƣa yalƣan kɵrüngini bilǝn, ular iqkǝn ⱪǝsǝmlǝr tüpǝylidin, Yǝⱨudadikilǝrni qanggiliƣa alsun dǝp padixaⱨ ularning ⱪǝbiⱨlikini esigǝ kǝltüridu.
24 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәрниң асийлиғиңлар ашкарилинип, барлиқ қилмишлириңларда гуналириңлар көрүнгәчкә, қәбиһлигиңларни әскә кәлтүргиниңлар түпәйлидин — йәни өзүңлар паш қилинип әскә елинғиниңлар түпәйлидин, силәр қолға елинисиләр.
— Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: Silǝrning asiyliⱪinglar axkarilinip, barliⱪ ⱪilmixliringlarda gunaⱨliringlar kɵrüngǝqkǝ, ⱪǝbiⱨlikinglarni ǝskǝ kǝltürgininglar tüpǝylidin — yǝni ɵzünglar pax ⱪilinip ǝskǝ elinƣininglar tüpǝylidin, silǝr ⱪolƣa elinisilǝr.
25 Әнди сән, и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси, қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!
Əmdi sǝn, i Israilning munapiⱪ ⱨǝm rǝzil xaⱨzadisi, ⱪǝbiⱨlikingning jazalinix waⱪti-saiti toxⱪinida, kɵridiƣan küning kelidu!
26 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сәллини униңдин еливәт, таҗни еливәт; ишлар өз петида туривәрмәйду; пәс турғанни егиз қил, егиз турғанни пәс қил;
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Sǝllini uningdin eliwǝt, tajni eliwǝt; ixlar ɵz petida turiwǝrmǝydu; pǝs turƣanni egiz ⱪil, egiz turƣanni pǝs ⱪil;
27 униң [тәхтини] өрүвәт, өрүвәт, өрүвәт! Униң һоқуқиниң Егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни Униңға тәқдим қилимән.
uning [tǝhtini] ɵrüwǝt, ɵrüwǝt, ɵrüwǝt! Uning ⱨoⱪuⱪining Igisi kǝlmigüqǝ, u yǝnǝ mǝwjut bolmaydu; Mǝn uni Uningƣa tǝⱪdim ⱪilimǝn.
28 Әнди и инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар Аммонийлар вә уларниң мазақлири тоғрисида мундақ дәйду: «Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — дегин!
Əmdi i insan oƣli, bexarǝt berip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar Ammoniylar wǝ ularning mazaⱪliri toƣrisida mundaⱪ dǝydu: «Bir ⱪiliq, bir ⱪiliq ⱪǝtl ⱪilixⱪa suƣurulƣan; u adǝmni yǝwetixkǝ, qaⱪmaⱪtǝk yaltiraxⱪa parⱪiritilƣan!» — degin!
29 Чүнки палчилар сән қилич тоғруңда қуруқ аламәт көрүнүшләрни көрүп, сән үчүн ялғандин бир пал салиду; рәзилләрниң көридиған күни кәлгәндә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, булар сени шу қирилған рәзилләрниң боюнлири үстигә қошуп ятқузиду!
Qünki palqilar sǝn ⱪiliq toƣrungda ⱪuruⱪ alamǝt kɵrünüxlǝrni kɵrüp, sǝn üqün yalƣandin bir pal salidu; rǝzillǝrning kɵridiƣan küni kǝlgǝndǝ, ⱪǝbiⱨlikning jazalinix waⱪti-saiti toxⱪanda, bular seni xu ⱪirilƣan rǝzillǝrning boyunliri üstigǝ ⱪoxup yatⱪuzidu!
30 Бу қилични өз ғилапиға қайтуруп сал! Мән сениң үстүңгә өзүң яритилған җайда, йәни сән төрүлгән җайда һөкүм чиқирип җазалаймән.
Bu ⱪiliqni ɵz ƣilapiƣa ⱪayturup sal! Mǝn sening üstünggǝ ɵzüng yaritilƣan jayda, yǝni sǝn tɵrülgǝn jayda ⱨɵküm qiⱪirip jazalaymǝn.
31 Шуниң билән Мән үстүңгә қәһримни төкүп яғдуруп, Ғәзивимниң оти қилип пүвләймән; Мән сени қатиллиққа маһир явуз адәмләрниң қолиға тапшуруп беримән;
Xuning bilǝn Mǝn üstünggǝ ⱪǝⱨrimni tɵküp yaƣdurup, Ƣǝzipimning oti ⱪilip püwlǝymǝn; Mǝn seni ⱪatilliⱪⱪa maⱨir yawuz adǝmlǝrning ⱪoliƣa tapxurup berimǝn;
32 Сән отқа йеқилғу болисән; Сениң қениң өз зиминиңдә төкүлиду; Сән қайтидин әсләнмәйсән; Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
Sǝn otⱪa yeⱪilƣu bolisǝn; Sening ⱪening ɵz zeminingdǝ tɵkülidu; Sǝn ⱪaytidin ǝslǝnmǝysǝn; Qünki Mǝnki Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilƣan.

< Әзакиял 21 >