< Әзакиял 20 >
1 Йәттинчи жили, бәшинчи айниң онинчи күни шундақ болдики, Исраилниң бәзи ақсақаллири Пәрвәрдигарни издәп униңдин сориғили мениң алдимға келип олтарди.
Yǝttinqi yili, bǝxinqi ayning oninqi küni xundaⱪ boldiki, Israilning bǝzi aⱪsaⱪalliri Pǝrwǝrdigarni izdǝp uningdin soriƣili mening aldimƣa kelip olturdi.
2 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
3 И инсан оғли, Исраилниң ақсақаллириға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мәндин сориғили кәлдиңлар? Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Мән силәрниң Мәндин соришиңларға йолға қоймаймән.
I insan oƣli, Israilning aⱪsaⱪalliriƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝr Mǝndin soriƣili kǝldinglar? Ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar — Mǝn silǝrning Mǝndin sorixinglarƣa yolƣa ⱪoymaymǝn.
4 Әнди уларниң үстигә һөкүм чиқирамсән, и адәм балиси, һөкүм чиқирамсән? Уларға ата-бовилириниң жиркиничлик қилмишлирини аян қилип уларға мундақ дегин: —
Əmdi ularning üstigǝ ⱨɵküm qiⱪiramsǝn, i adǝm balisi, ⱨɵküm qiⱪiramsǝn? Ularƣa ata-bowilirining yirginqlik ⱪilmixlirini ayan ⱪilip ularƣa mundaⱪ degin: —
5 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Исраилни таллиған күнидә, Яқуп җәмәтиниң нәслигә қол көтирип қәсәм қилип, Мисир зиминида Өзүмни уларға аян қилғинимда, йәни уларға қол көтирип қәсәм қилип уларға: «Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиңдурмән» дегинимдә
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn Israilni talliƣan künidǝ, Yaⱪup jǝmǝtining nǝsligǝ ⱪol kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪilip, Misir zeminida Ɵzümni ularƣa ayan ⱪilƣinimda, yǝni ularƣa ⱪol kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪilip ularƣa: «Mǝn Pǝrwǝrdigar sening Hudayingdurmǝn» deginimdǝ
6 — шу күни Мән уларни Мисир зиминидин чиқирип улар үчүн алаһидә издәп тапқан сүт һәм бал еқип туридиған, һәммә зимин арисидики әң гөзәл зиминниң гүли болған зиминға киргүзүш үчүн, қол көтирип қәсәм қилдим;
— xu küni Mǝn ularni Misir zeminidin qiⱪirip ular üqün alaⱨidǝ izdǝp tapⱪan süt ⱨǝm bal eⱪip turidiƣan, ⱨǝmmǝ zemin arisidiki ǝng güzǝl zeminning güli bolƣan zeminƣa kirgüzüx üqün, ⱪol kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪildim;
7 Мән уларға: «Һәр бириңлар өз көзүңлар алдидики нәпрәтлик нәрсиләрни ташливетиңлар, Мисирниң бутлири билән өзүңларни булғимаңлар; Мән Пәрвәрдигар Худайңлардурмән» — дедим.
Mǝn ularƣa: «Ⱨǝrbiringlar ɵz kɵzünglar aldidiki nǝprǝtlik nǝrsilǝrni taxliwetinglar, Misirning butliri bilǝn ɵzünglarni bulƣimanglar; Mǝn Pǝrwǝrdigar Hudaynglardurmǝn» — dedim.
8 Лекин улар Маңа асийлиқ қилип Маңа қулақ селишни халимайтти; һеч қайсиси нә өз көзи алдидики нәпрәтлик нәрсиләрни ташливәтмиди, нә Мисирниң бутлиридин һеч айрилмиди. Андин Мән қәһримни Мисир зимини ичидә уларға төкүп, уларға қаратқан аччиғимни басимән, дедим —
Lekin ular Manga asiyliⱪ ⱪilip Manga ⱪulaⱪ selixni halimaytti; ⱨeqⱪaysisi nǝ ɵz kɵzi aldidiki nǝprǝtlik nǝrsilǝrni taxliwǝtmidi, nǝ Misirning butliridin ⱨeq ayrilmidi. Andin Mǝn ⱪǝⱨrimni Misir zemini iqidǝ ularƣa tɵküp, ularƣa ⱪaratⱪan aqqiⱪimni basimǝn, dedim —
9 һалбуки, намимниң улар турған әлләр арисида булғанмаслиғи үчүн, Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; чүнки Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин чиқиришим билән Өзүмни аян қилған едим;
ⱨalbuki, namimning ular turƣan ǝllǝr arisida bulƣanmasliⱪi üqün, Ɵz namim üqün ⱨǝrikǝt ⱪildim; qünki Mǝn bu ǝllǝrning kɵz aldida ularni Misirdin qiⱪirixim bilǝn Ɵzümni ayan ⱪilƣanidim;
10 шуңа Мән уларни Мисир зиминидин [толуқ] чиқирип, чөл-баяванға апардим.
xunga Mǝn ularni Misir zeminidin [toluⱪ] qiⱪirip, qɵl-bayawanƣa apardim.
11 Вә Мән бәлгүлимилиримни берип, Өз һөкүмлиримни уларға аян қилдим — уларға әмәл қилидиған киши уларниң сәвәвидин һаятқа еришиду.
Wǝ Mǝn bǝlgilimilirimni berip, Ɵz ⱨɵkümlirimni ularƣa ayan ⱪildim — ularƣa ǝmǝl ⱪilidiƣan kixi ularning sǝwǝbidin ⱨayatⱪa erixidu.
12 Өзүм һәм улар арисидики бешарәт болсун дәп, Мениң уларни пак-муқәддәс қилидиған Пәрвәрдигар екәнлигимни билиши үчүн «шабат күн»лиримни уларға беғишлидим;
Ɵzüm ⱨǝm ular arisidiki bexarǝt bolsun dǝp, Mening ularni pak-muⱪǝddǝs ⱪilidiƣan Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilixi üqün «xabat kün»lirimni ularƣa beƣixlidim;
13 лекин Исраил җәмәти чөл-баяванда Маңа асийлиқ қилди; чүнки улар Мениң бәлгүлимилиримдә маңмиди, Мениң һөкүмлиримни чәткә қақти (әгәр адәмләр бу әмирләргә әмәл қилса, у уларниң сәвәвидин һаятқа еришиду) вә Мениң «шабат күн»лиримни қаттиқ булғиди; Мән уларниң үстигә чөл-баяванда улар һалак қилинғичә қәһримни төкимән дедим —
lekin Israil jǝmǝti qɵl-bayawanda Manga asiyliⱪ ⱪildi; qünki ular Mening bǝlgilimilirimdǝ mangmidi, Mening ⱨɵkümlirimni qǝtkǝ ⱪaⱪti (ǝgǝr adǝmlǝr bu ǝmrlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilsa, u ularning sǝwǝbidin ⱨayatⱪa erixidu) wǝ Mening «xabat kün»lirimni ⱪattiⱪ bulƣidi; Mǝn ularning üstigǝ qɵl-bayawanda ular ⱨalak ⱪilinƣuqǝ ⱪǝⱨrimni tɵkimǝn dedim —
14 һалбуки, намимниң әлләр арисида булғанмаслиғи үчүн, Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; чүнки Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин қутқузуп чиқарғанмән.
ⱨalbuki, namimning ǝllǝr arisida bulƣanmasliⱪi üqün, Ɵz namim üqün ⱨǝrikǝt ⱪildim; qünki Mǝn bu ǝllǝrning kɵz aldida ularni Misirdin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣanmǝn.
15 Мән йәнә чөл-баяванда уларға сүт һәм бал еқип туридиған, һәммә зиминниң гүли болған зиминға киргүзмәймән дәп, қолумни көтирип қәсәм қилимән дедим
Mǝn yǝnǝ qɵl-bayawanda ularƣa süt ⱨǝm bal eⱪip turidiƣan, ⱨǝmmǝ zeminning güli bolƣan zeminƣa kirgüzmǝymǝn dǝp, ⱪolumni kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪilimǝn dedim
16 (чүнки уларниң қәлби бутлириға әгишип кәткәчкә, Мениң бәлгүлимилиримни чәткә қаққан, Мениң һөкүмлиримдә маңмиған, Мениң «шабат күн»лиримни бузған); —
(qünki ularning ⱪǝlbi butliriƣa ǝgixip kǝtkǝqkǝ, Mening bǝlgilimilirimni qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan, Mening ⱨɵkümlirimdǝ mangmiƣan, Mening «xabat kün»lirimni buzƣan); —
17 һалбуки, көзүм уларға рәһим қилип уларни һалак қилмидим яки уларни чөл-баяванда түгәштүрмидим.
ⱨalbuki, kɵzüm ularƣa rǝⱨim ⱪilip ularni ⱨalak ⱪilmidim yaki ularni qɵl-bayawanda tügǝxtürmidim.
18 Мән чөл-баяванда уларниң балилириға мундақ дедим: «Ата-бовилириңларниң бәлгүмилиридә маңмаңлар, нә уларниң һөкүмлирини тутмаңлар нә бутлири билән өзүңларни булғимаңлар.
Mǝn qɵl-bayawanda ularning baliliriƣa mundaⱪ dedim: «Ata-bowiliringlarning bǝlgimiliridǝ mangmanglar, nǝ ularning ⱨɵkümlirini tutmanglar nǝ butliri bilǝn ɵzünglarni bulƣimanglar.
19 Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән; Мениң бәлгүлимилиримдә меңип, Мениң һөкүмлиримни тутуп уларға әмәл қилиңлар;
Mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayinglardurmǝn; Mening bǝlgilimilirimdǝ mengip, Mening ⱨɵkümlirimni tutup ularƣa ǝmǝl ⱪilinglar;
20 Мениң «шабат күн»лиримни пак-муқәддәс дәп әтиварлаңлар; у силәрниң Мениң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигимни билишиңлар үчүн Мән вә силәр оттуримиздики бир бешарәттур.
Mening «xabat kün»lirimni pak-muⱪǝddǝs dǝp ǝtiwarlanglar; u silǝrning Mening Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ikǝnlikimni bilixinglar üqün Mǝn wǝ silǝr otturimizdiki bir bexarǝttur.
21 Лекин балилириму Маңа асийлиқ қилди; улар нә Мениң бәлгүлимилиримдә маңмиған нә Мениң һөкүмлиримни тутмиған (бириси уларға әмәл қилса, у улар билән һаятқа еришиду) улар Мениң «шабат күн»лиримни булғиған; шуңа Мән қәһримни улар үстигә төкүп уларға қаратқан аччиғимни чүшүрүп пиғандин чиқимән, дедим;
Lekin balilirimu Manga asiyliⱪ ⱪildi; ular nǝ Mening bǝlgilimilirimdǝ mangmiƣan nǝ Mening ⱨɵkümlirimni tutmiƣan (birsi ularƣa ǝmǝl ⱪilsa, u ular bilǝn ⱨayatⱪa erixidu) ular Mening «xabat kün»lirimni bulƣiƣan; xunga Mǝn ⱪǝⱨrimni ular üstigǝ tɵküp ularƣa ⱪaratⱪan aqqiⱪimni qüxürüp piƣandin qiⱪimǝn, dedim;
22 лекин җазадин қолумни тартип, намимни әлләрниң көз алдида булғанмисун дәп Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин қутқузуп чиқарғанмән.
lekin jazadin ⱪolumni tartip, namimni ǝllǝrning kɵz aldida bulƣanmisun dǝp Ɵz namim üqün ⱨǝrikǝt ⱪildim; Mǝn bu ǝllǝrning kɵz aldida ularni Misirdin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣanmǝn.
23 Чөл-баяванда Мән қолумни көтирип уларға силәрни әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән дәп қәсәм қилимән, дедим;
Qɵl-bayawanda Mǝn ⱪolumni kɵtürüp ularƣa silǝrni ǝllǝr arisiƣa tarⱪitimǝn, mǝmlikǝtlǝr iqigǝ taritimǝn dǝp ⱪǝsǝm ⱪilimǝn, dedim;
24 чүнки улар Мениң һөкүмлиримни ада қилмиған, бәлгүлимилиримни чәткә қаққан, Мениң «шабат күн»лиримни бузған; улар көзлирини ата-бовилириниң бутлириға тикмәктә еди;
qünki ular Mening ⱨɵkümlirimni ada ⱪilmiƣan, bǝlgilimilirimni qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan, Mening «xabat kün»lirimni buzƣan; ular kɵzlirini ata-bowilirining butliriƣa tikmǝktǝ idi;
25 шуңа Мән уларға яхши болмиған бәлгүлимиләрни, уларни һаятқа елип бармайдиған һөкүмләрни беғишлидим;
xunga Mǝn ularƣa yahxi bolmiƣan bǝlgilimilǝrni, ularni ⱨayatⱪa elip barmaydiƣan ⱨɵkümlǝrni beƣixlidim;
26 вә уларни өз-өзидин сәскәндүрүп, Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиши үчүн, Мән уларни өз һәдийәлири арқилиқ булғидим, чүнки улар һәдийә сүпитидә барлиқ тунҗа балилирини атап қоятти.
wǝ ularni ɵz-ɵzidin sǝskǝndürüp, Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetixi üqün, Mǝn ularni ɵz ⱨǝdiyǝliri arⱪiliⱪ bulƣidim, qünki ular ⱨǝdiyǝ süpitidǝ barliⱪ tunji balilirini atap ⱪoyatti.
27 Шуңа, и инсан оғли, Исраил җәмәтигә сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ата-бовилириңлар шу иштиму Маңа күпүрлүк қилғанки, улар Маңа вапасизлиқ қилған;
Xunga, i insan oƣli, Israil jǝmǝtigǝ sɵz ⱪilip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ata-bowiliringlar xu ixtimu Manga kupurluⱪ ⱪilƣanki, ular Manga wapasizliⱪ ⱪilƣan;
28 улар Мән Өз қолумни көтирип: «Мошу зиминни силәргә беримән» дәп қәсәм қилған йәргә киргәндә, улар шу йәрдики удул кәлгән һәр бир жуқури дөң һәм барақсан дәрәқни көрүпла шу җайларда улар қурбанлиқлирини қилип, Мени аччиқландуридиған һәдийәләрни қилатти; улар шу йәрдиму «хушпурақ һәдийә»лирини пуритип, «шарап һәдийә»лирини төкәтти;
ular Mǝn Ɵz ⱪolumni kɵtürüp: «Muxu zeminni silǝrgǝ berimǝn» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan yǝrgǝ kirgǝndǝ, ular xu yǝrdiki udul kǝlgǝn ⱨǝrbir yuⱪiri dɵng ⱨǝm baraⱪsan dǝrǝhni kɵrüpla xu jaylarda ular ⱪurbanliⱪlirini ⱪilip, Meni aqqiⱪlanduridiƣan ⱨǝdiyǝlǝrni ⱪilatti; ular xu yǝrdimu «huxpuraⱪ ⱨǝdiyǝ»lirini puritip, «xarab ⱨǝdiyǝ»lirini tɵkǝtti;
29 шуниң билән Мән улардин: «Силәр чиқидиған бу жуқури җай дегән немә?» дәп соридим; шуңа бүгүнгә қәдәр униң исми «Бамаһ»дур.
xuning bilǝn Mǝn ulardin: «Silǝr qiⱪidiƣan bu yuⱪiri jay degǝn nemǝ?» dǝp soridim; xunga bügüngǝ ⱪǝdǝr uning ismi «Bamaⱨ»dur.
30 Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр ата-бовилириңларниң йолида өзлириңларниму булғимақчимусиләр? Уларниң нәпрәтлик қилмишлириға әгишип бузуқлуқ қилмақчимусиләр?
Xunga Israil jǝmǝtigǝ mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Silǝr ata-bowiliringlarning yolida ɵzliringlarnimu bulƣimaⱪqimusilǝr? Ularning nǝprǝtlik ⱪilmixliriƣa ǝgixip buzuⱪluⱪ ⱪilmaⱪqimusilǝr?
31 Әнди силәр һәдийәлириңларни сунуп, өз оғуллириңларни оттин өткүзгәндә, силәр йәнила бүгүнгә қәдәр өзүңларни барлиқ бутлириңлар билән булғаватисиләр; әнди Мән силәрниң Мени издәп соришиңларға йол қоямдимән, и Исраил җәмәти?! Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән силәрниң Мени издәп соришиңларға йол қоймаймән!
Əmdi silǝr ⱨǝdiyǝliringlarni sunup, ɵz oƣulliringlarni ottin ɵtküzgǝndǝ, silǝr yǝnila bügüngǝ ⱪǝdǝr ɵzünglarni barliⱪ butliringlar bilǝn bulƣawatisilǝr; ǝmdi Mǝn silǝrning Meni izdǝp sorixinglarƣa yol ⱪoyamdimǝn, i Israil jǝmǝti?! Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — Mǝn silǝrning Meni izdǝp sorixinglarƣa yol ⱪoymaymǝn!
32 Шуниңдәк силәрниң көңлүңләрдики «Биз ят әлләрдәк, башқа жутлардики җәмәтләрдәк яғач һәм таш мәбудларға чоқунимиз» дегән коюңлар әмәлгә ашурулмайду!
Xuningdǝk silǝrning kɵnglünglǝrdiki «Biz yat ǝllǝrdǝk, baxⱪa yurtlardiki jǝmǝtlǝrdǝk yaƣaq ⱨǝm tax mǝbudlarƣa qoⱪunimiz» degǝn koyunglar ǝmǝlgǝ axurulmaydu!
33 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, Мән бәрһәқ күчлүк қол, узартқан билигим һәм төкүп яғдурған қәһрим билән үстүңлардин һөкүмранлиқ қилимән.
Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, Mǝn bǝrⱨǝⱪ küqlük ⱪol, uzartⱪan bilikim ⱨǝm tɵküp yaƣdurƣan ⱪǝⱨrim bilǝn üstünglardin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilimǝn.
34 Мән күчлүк қол, узартқан билигим һәм төкүп яғдурулған қәһр билән силәрни әлләрдин чиқирип епкелимән, тарқитилған мәмликәтләрдин силәрни жиғимән;
Mǝn küqlük ⱪol, uzartⱪan bilikim ⱨǝm tɵküp yaƣdurulƣan ⱪǝⱨr bilǝn silǝrni ǝllǝrdin qiⱪirip epkelimǝn, tarⱪitilƣan mǝmlikǝtlǝrdin silǝrni yiƣimǝn;
35 силәрни әлләргә тәвә болған чөл-баяванға киргүзүп, шу йәрдә үстүңлардин йүз туранә һөкүм чиқирип җазалаймән;
silǝrni ǝllǝrgǝ tǝwǝ bolƣan qɵl-bayawanƣa kirgüzüp, xu yǝrdǝ üstünglardin yüz turanǝ ⱨɵküm qiⱪirip jazalaymǝn;
36 ата-бовилириңларниң үстидин Мисир зиминидики чөл-баяванға һөкүм чиқирип җазалғинимдәк, силәрниң үстүңлардин йүз туранә һөкүм чиқирип җазалаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ata-bowiliringlarning üstidin Misir zeminidiki qɵl-bayawanƣa ⱨɵküm qiⱪirip jazalƣinimdǝk, silǝrning üstünglardin yüz turanǝ ⱨɵküm qiⱪirip jazalaymǝn, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
37 Мән силәрни һаса астидин өткүзүп, әһдиниң риштисигә бағландуримән.
Mǝn silǝrni ⱨasa astidin ɵtküzüp, ǝⱨdining rixtisigǝ baƣlandurimǝn.
38 Мән араңлардин Маңа вапасизлиқ қилған асийларни шаллап чиқиримән; уларни туруватқан җайлардин чиқиримән, бирақ улар Исраил зиминиға кирмәйду; шуниң билән силәр Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
Mǝn aranglardin Manga wapasizliⱪ ⱪilƣan asiylarni xallap qiⱪirimǝn; ularni turuwatⱪan jaylardin qiⱪirimǝn, biraⱪ ular Israil zeminiƣa kirmǝydu; xuning bilǝn silǝr Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisilǝr.
39 — Әнди силәр болсаңлар, и Исраил җәмәти, Рәб Пәрвәрдигар силәргә мундақ дәйду: — Маңа қулақ салмаймиз десәңлар, беривериңлар, һәр бириңлар өз бутлириңларға чоқунивериңлар! Бирақ силәр йәнә һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр!
— Əmdi silǝr bolsanglar, i Israil jǝmǝti, Rǝb Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ mundaⱪ dǝydu: — Manga ⱪulaⱪ salmaymiz desǝnglar, beriweringlar, ⱨǝrbiringlar ɵz butliringlarƣa qoⱪuniweringlar! Biraⱪ silǝr yǝnǝ ⱨǝdiyǝliringlar ⱨǝm mǝbudliringlar bilǝn Mening namimni ikkinqi bulƣimaysilǝr!
40 Чүнки Мениң муқәддәс теғимда, йәни Исраилниң егизлигидики тағда, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — барлиқ Исраил җәмәти, уларниң һәммиси Маңа зиминдә туруп хизмәт қилиду; Мән у йәрдә уларни қобул қилимән вә у йәрдә Мән силәрдин «көтәрмә һәдийә»лириңларни, тунҗа һосул болған көктат-мевилириңларни, шундақла барлиқ муқәддәс дәп айрип беғишлиған нәсрилириңларни тәләп қилимән.
Qünki Mening muⱪǝddǝs teƣimda, yǝni Israilning egizlikidiki taƣda, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — barliⱪ Israil jǝmǝti, ularning ⱨǝmmisi Manga zemindǝ turup hizmǝt ⱪilidu; Mǝn u yǝrdǝ ularni ⱪobul ⱪilimǝn wǝ u yǝrdǝ Mǝn silǝrdin «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»liringlarni, tunji ⱨosul bolƣan kɵktat-mewiliringlarni, xundaⱪla barliⱪ muⱪǝddǝs dǝp ayrip beƣixliƣan nǝsriliringlarni tǝlǝp ⱪilimǝn.
41 Мән силәрни әлләр арисидин чиқирип, мәмликәтләрдин елип жиққинимда, есил хушбуйдәк силәрни қобул қилимән; шуниң билән әлләрниң көз алдида араңларда Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрситимән.
Mǝn silǝrni ǝllǝr arisidin qiⱪirip, mǝmlikǝtlǝrdin elip yiƣⱪinimda, esil huxbuydǝk silǝrni ⱪobul ⱪilimǝn; xuning bilǝn ǝllǝrning kɵz aldida aranglarda Ɵzümning pak-muⱪǝddǝs ikǝnlikimni kɵrsitimǝn.
42 Ата-бовилириңларға қолумни көтирип: «Мошу зиминни силәргә беримән» дәп қәсәм қилған Исраил зиминиға силәрни киргүзгинимдә, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
Ata-bowiliringlarƣa ⱪolumni kɵtürüp: «Muxu zeminni silǝrgǝ berimǝn» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan Israil zeminiƣa silǝrni kirgüzginimdǝ, silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetisilǝr.
43 Силәр у йәрдә өз йоллириңларни вә өзүңларни булғиған барлиқ қилмишлириңларни әсләйсиләр; шуниң билән өткүзгән рәзил ишлириңлар түпәйлидин силәр өз-өзүңларни көзгә илмайсиләр, өз-өзүңлардин нәпрәтлинисиләр.
Silǝr u yǝrdǝ ɵz yolliringlarni wǝ ɵzünglarni bulƣiƣan barliⱪ ⱪilmixliringlarni ǝslǝysilǝr; xuning bilǝn ɵtküzgǝn rǝzil ixliringlar tüpǝylidin silǝr ɵz-ɵzünglarni kɵzgǝ ilmaysilǝr, ɵz-ɵzünglardin nǝprǝtlinisilǝr.
44 Мән рәзил йоллириңларға асасән әмәс, яки бузуқ қилмишлириңларға асасән әмәс, бәлки Өз намим үчүн силәргә шәпқәтлик муамилә қилғандин кейин, и Исраил җәмәти, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Mǝn rǝzil yolliringlarƣa asasǝn ǝmǝs, yaki buzuⱪ ⱪilmixliringlarƣa asasǝn ǝmǝs, bǝlki Ɵz namim üqün silǝrgǝ xǝpⱪǝtlik muamilǝ ⱪilƣandin keyin, i Israil jǝmǝti, silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetisilǝr, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
45 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
46 И инсан оғли, йүзүңни Теман шәһиригә қаритип, җәнуптикиләрни әйипләп, Нәгәв орманлиқ даласини әйипләйдиған бешарәт берип, —
I insan oƣli, yüzüngni Teman xǝⱨirigǝ ⱪaritip, jǝnubtikilǝrni ǝyiblǝp, Nǝgǝw ormanliⱪ dalasini ǝyiblǝydiƣan bexarǝt berip, —
47 Йәни Нәгәв орманлиқ даласиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңла; Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа бир от яқимән; у сәндики һәммә йешил дәрәқни һәмдә һәммә қақшал дәрәқни йәветиду; ялқунлуқ от һеч өчмәйду, җәнуптин шималғичә пүткүл йәр йүзи униң билән көйүп кетиду;
Yǝni Nǝgǝw ormanliⱪ dalasiƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigarning sɵzini angla; Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mana, Mǝn sanga bir ot yaⱪimǝn; u sǝndiki ⱨǝmmǝ yexil dǝrǝhni ⱨǝmdǝ ⱨǝmmǝ ⱪaⱪxal dǝrǝhni yǝwetidu; yalⱪunluⱪ ot ⱨeq ɵqmǝydu, jǝnubtin ximalƣiqǝ pütkül yǝr yüzi uning bilǝn kɵyüp ketidu;
48 барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигар уни яққанлиғимни көрүп йетиду; у һеч қачан өчүрүлмәйду!».
barliⱪ ǝt igiliri Mǝnki Pǝrwǝrdigar uni yaⱪⱪanliⱪimni kɵrüp yetidu; u ⱨeqⱪaqan ɵqürülmǝydu!».
49 Вә мән: — Аһ, Пәрвәрдигар! Улар мән тоғрилиқ: «У пәқәт тәмсилләрнила сөзләватиду» дәйду! — дедим.
Wǝ mǝn: — Aⱨ, Pǝrwǝrdigar! Ular mǝn toƣruluⱪ: «U pǝⱪǝt tǝmsillǝrnila sɵzlǝwatidu» dǝydu! — dedim.