< Әзакиял 2 >
1 Вә У маңа: И инсан оғли, орнуңдин дәс тур, вә Мән саңа сөз қилимән, — деди.
2 У маңа сөз қилғанда, Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди; вә мән маңа сөз Қилғучиниң авазини аңлап турдум.
3 Вә У маңа: — «И инсан оғли, Мән сени Исраил балилириға, йәни Маңа асийлиқ қилған асий «ят әлләр»гә әвәтимән; бүгүнгә қәдәр һәм улар һәм уларниң ата-бовлири Маңа йүз өрүп асийлиқ қилип кәлмәктә», — деди.
4 — «Бу балилар болса номуссиз вә көңли қаттиқтур; Мән сени уларға әвәтимән; сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин —
5 шуниң билән улар мәйли қулақ салсун, салмисун (чүнки улар асийлиқ қилидиған бир җәмәт) — өзлири арисида һәқиқий бир пәйғәмбәрниң турғанлиғини тонуп йетиду.
6 Әнди сән, и инсан оғли, гәрчә саңа тикән-җиғанлар һәмраһ болсиму, вә сән чаянларниң арисида турсаңму, улардин қорқма, вә сөзлиридинму қорқма; шундақ, уларниң сөзлиридин қорқма, вә зәрдилик қарашлиридин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур.
7 Сән улар тиңшисун, тиңшимисун Мениң сөзлиримни уларға йәткүз; чүнки улар асийлиқ қилғучилардур.
8 Вә сән, и инсан оғли, саңа ейтқан сөзлиримгә қулақ сал; бу асий җәмәттәк тәтүр болмиғин; ағзиңни ечип, Мән саңа бәргинимни йегин».
9 — Мән қарисам, мана маңа созулған бир қол турупту; вә мана, униңда бир орам язма турупту.
10 У көз алдимда уни ечип йейип қойди; униң алди-кәйниниң һәммә йеригә хәт йезилған еди; униңға йезилғанлири мәрсийә, матәм сөзлири вә дәрд-әләмләрдин ибарәт еди.