< Әзакиял 19 >
1 — «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: —
2 «Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди! У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди.
3 У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти; У овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти.
4 Әлләр униңдин хәвәр аңлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди; Улар униң бурниға илмәкни селип, Мисир зиминиға епкәтти.
5 Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини, Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп, У башқа бир арслинини елип, Уни беқип яш шир қилди;
6 У ширлар арисида уян-буян кәзди; У яш шир болуп, Овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти.
7 У уларниң истиһкамлирини бузуп, Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти; Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти.
8 Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти; Улар униң үстигә торини йейип ташлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди.
9 Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди; Уни Бабилниң падишасиға апарди; Улар уни торлириға еливалди; Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду.
10 Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди; У су бойида тикләнгән еди; Суларниң моллуғидин, У интайин мевилик, көп шахлик болди.
11 Униң күчлүк шахлири бар еди, Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди; Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти, У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди;
12 Бирақ у қәһр билән жулунди, У йәргә ташланди, Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти; Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти; От уларни жутувалди.
13 Һазир у чөл-баяванда, Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди;
14 Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, Униң бихлири һәм мевисини жутувалди; Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди. Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».