< Әзакиял 18 >

1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
We Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
2 «Исраил зимини тоғрилиқ силәр: «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йесә, балиларниң чиши қериқ сезилиду» дегән мошу мақални ишлитидиған кишиләр зади немә демәкчисиләр?
«Israil zémini toghruluq siler: «Atilar achchiq-chüchük üzümlerni yése, balilarning chishi qériq sézilidu» dégen mushu maqalni ishlitidighan kishiler zadi néme démekchisiler?
3 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, дәйду Рәб Пәрвәрдигар, силәр Исраил ичидә мошу мақални қайтидин ишләтмәйсиләр.
Men hayatim bilen qesem qilimenki, deydu Reb Perwerdigar, siler Israil ichide mushu maqalni qaytidin ishletmeysiler.
4 Мана, барлиқ җанлар Мениңкидур; атиниң җени Мениңкидәк, балиниң җениму Мениңкидур; гуна садир қилғучи җан егиси болса, у өлиду.
Mana, barliq janlar Méningkidur; atining jéni Méningkidek, balining jénimu Méningkidur; gunah sadir qilghuchi jan igisi bolsa, u ölidu.
5 Бириси һәққаний болса, адиллиқ вә адаләт жүргүзидиған болса,
Birsi heqqaniy bolsa, adilliq we adalet yürgüzidighan bolsa,
6 — у нә тағлар үстидә бутқа аталған таамни йемигән, нә Исраил җәмәтидики бутларға баш көтирип улардин тилимигән, нә хошнисиниң аялини һеч бузмиған, нә ай көргәндә аялға йеқин кәлмигән
— u ne taghlar üstide butqa atalghan taamni yémigen, ne Israil jemetidiki butlargha bash kötürüp ulardin tilimigen, ne qoshnisining ayalini héch buzmighan, ne ay körgende ayalgha yéqin kelmigen
7 нә һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, бәлки қәриздардин капаләт алғанни қайтуридиған, булаңчилиқ қилмиған, өз ненини ач қалғанларға тәқсим қилип бәргән, йелиң-ялаңачқа кийим кийгүзгән;
ne héchbirige zulum-zumbuluq ishletmigen, belki qerzdardin kapalet alghanni qayturidighan, bulangchiliq qilmighan, öz nénini ach qalghanlargha teqsim qilip bergen, yéling-yalingachqa kiyim kiygüzgen;
8 пулни өсүмгә бәрмәйдиған, җазанә алмайдиған, бәлки қолини қәбиһликтин тартип, икки адәм арисида дурус һөкүм чиқиридиған;
pulni ösümge bermeydighan, jazane almaydighan, belki qolini qebihliktin tartip, ikki adem arisida durus höküm chiqiridighan;
9 Мениң бәлгүлимилиримдә маңидиған, башқиларға адил муамилә қилиш үчүн һөкүмлиримни тутидиған болса — мана мошу киши һәққаний, у җәзмән һаят болиду, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Méning belgilimilirimde mangidighan, bashqilargha adil muamile qilish üchün hökümlirimni tutidighan bolsa — mana mushu kishi heqqaniy, u jezmen hayat bolidu, deydu Reb Perwerdigar.
10 Әгәрдә өз пушти болған, зораванлиқ қилғучи, қан төккүчи болған, шундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған, һәмдә жуқуриқи яхшилиқниң һеч қайсисини қилмиған, бир оғли болса, — йәни тағлар үстидә бутқа аталған таамни йегән, хошнисиниң аялини бузған,
Egerde öz pushti bolghan, zorawanliq qilghuchi, qan tökküchi bolghan, shundaq yamanliqlarning birini öz qérindishigha qilghan, hemde yuqiriqi yaxshiliqning héchqaysisini qilmighan, bir oghli bolsa, — yeni taghlar üstide butqa atalghan taamni yégen, qoshnisining ayalini buzghan,
12 аҗиз-намратларға зулум-зумбулуқ ишләткән, булаңчилиқ қилған, қәриздардин капаләт алғанни қайтурмиған, бутларға баш көтирип улардин тилигән, жиркиничлик ишларни қилған,
ajiz-namratlargha zulum-zumbuluq ishletken, bulangchiliq qilghan, qerzdardin kapalet alghanni qayturmighan, butlargha bash kötürüp ulardin tiligen, yirginchlik ishlarni qilghan,
13 пулни өсүмгә бәргән, җазанә алған бир оғли болса — әнди у һаят қаламду? У һаят қалмайду; у мошундақ жиркиничлик қилмишларни қилғини үчүн у җәзмән өлиду; униң өз қени өз беши үстигә чүшиду.
pulni ösümge bergen, jazane alghan bir oghli bolsa — emdi u hayat qalamdu? U hayat qalmaydu; u mushundaq yirginchlik qilmishlarni qilghini üchün u jezmen ölidu; uning öz qéni öz béshi üstige chüshidu.
14 Бирақ мана, мошу кишиму бир оғул тапса, у атисиниң садир қилған барлиқ гуналирини көргән болсиму, һәм көргини билән шундақ қилмиса
Biraq mana, mushu kishimu bir oghul tapsa, u atisining sadir qilghan barliq gunahlirini körgen bolsimu, hem körgini bilen shundaq qilmisa
15 — йәни тағлар үстидә бутқа аталған таамни йемигән, Исраил җәмәтидики бутларға баш көтирип улардин тилимигән, хошнисиниң аялини бузмиған,
— yeni taghlar üstide butqa atalghan taamni yémigen, Israil jemetidiki butlargha bash kötürüp ulardin tilimigen, qoshnisining ayalini buzmighan,
16 һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, қәриздардин капаләт елишни һеч өзигә тутмиған, булаңчилиқ қилмиған, өз ненини ач қалғанларға тәқсим қилип бәргән, йелиң-ялаңачқа кийим кийгүзгән,
héchbirige zulum-zumbuluq ishletmigen, qerzdardin kapalet élishni héch özige tutmighan, bulangchiliq qilmighan, öz nénini ach qalghanlargha teqsim qilip bergen, yéling-yalingachqa kiyim kiygüzgen,
17 өз қолини қәбиһликтин тартидиған, пулни өсүмгә бәрмигән, өсүм-җазанә алмиған, бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилидиған, бәлгүлимилиримдә маңидиған болса — у өз атисиниң қәбиһлиги түпәйлидин өлмәйду, у җәзмән һаят болиду.
öz qolini qebihliktin tartidighan, pulni ösümge bermigen, ösüm-jazane almighan, belki Méning hökümlirimge emel qilidighan, belgilimilirimde mangidighan bolsa — u öz atisining qebihliki tüpeylidin ölmeydu, u jezmen hayat bolidu.
18 Униң атиси болса, зулум-зумбулуқ ишләткән, өз қериндишиға булаңчилиқ қилған, өз хәлқи арисида натоғра ишларни қилғанлиғи түпәйлидин, мана у өз қәбиһлиги ичидә өлиду.
Uning atisi bolsa, zulum-zumbuluq ishletken, öz qérindishigha bulangchiliq qilghan, öz xelqi arisida natoghra ishlarni qilghanliqi tüpeylidin, mana u öz qebihliki ichide ölidu.
19 Силәр: «Немишкә оғул атисиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду?» дәп сорайсиләр; бирақ оғул адиллиқ һәм адаләтни жүргүзгән, Мениң барлиқ бәлгүлимилиримни тутуп уларға әмәл қилған; у җәзмән һаят болиду;
Siler: «Némishqa oghul atisining qebihlikining jazasini kötürmeydu?» dep soraysiler; biraq oghul adilliq hem adaletni yürgüzgen, Méning barliq belgilimilirimni tutup ulargha emel qilghan; u jezmen hayat bolidu;
20 гуна садир қилғучи җан егиси өлиду. Оғул атисиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду, вә яки ата оғлиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду; һәққаний кишиниң һәққанийлиғи өз үстидә туриду, рәзил кишиниң рәзиллиги өз үстидә туриду;
gunah sadir qilghuchi jan igisi ölidu. Oghul atisining qebihlikining jazasini kötürmeydu, we yaki ata oghlining qebihlikining jazasini kötürmeydu; heqqaniy kishining heqqaniyliqi öz üstide turidu, rezil kishining rezilliki öz üstide turidu;
21 вә рәзил киши барлиқ садир қилған гуналиридин йенип товва қилип, Мениң барлиқ бәлгүлимилиримни тутуп, адиллиқ һәм адаләтни жүргүзидиған болса, у җәзмән һаят болиду, у өлмәйду.
we rezil kishi barliq sadir qilghan gunahliridin yénip towa qilip, Méning barliq belgilimilirimni tutup, adilliq hem adaletni yürgüzidighan bolsa, u jezmen hayat bolidu, u ölmeydu.
22 Униң садир қилған барлиқ итаәтсизликлири униң һесавиға әсләнмәйду; у қилған һәққанийлиғи билән һаят болиду.
Uning sadir qilghan barliq itaetsizlikliri uning hésabigha eslenmeydu; u qilghan heqqaniyliqi bilen hayat bolidu.
23 Мән рәзил адәмниң өлүмидин һозур аламдимән? — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Әксичә, мәндики һозур униң өз йолидин йенип товва қилғанлилқидин әмәсму?
Men rezil ademning ölümidin huzur alamdimen? — deydu Reb Perwerdigar. Eksiche, mendiki huzur uning öz yolidin yénip towa qilghanlilqidin emesmu?
24 Һәққаний киши өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилған, рәзил адәмләрниң жиркиничлик қилмишлири бойичә иш қилған болса, у һаят қаламду? Униң қилған һәққанийлиқлиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; өткүзгән асийлиғи, садир қилған гуна ичидә, у өлиду.
Heqqaniy kishi öz heqqaniyliqidin yénip, qebihlik qilghan, rezil ademlerning yirginchlik qilmishliri boyiche ish qilghan bolsa, u hayat qalamdu? Uning qilghan heqqaniyliqliridin héchqaysisi eslenmeydu; ötküzgen asiyliqi, sadir qilghan gunah ichide, u ölidu.
25 Амма силәр: «Рәбниң йоли адил әмәс» дәйсиләр; әнди, и Исраил җәмәти, аңлаңлар; Мениң йолум адил әмәсму? Силәрниң йоллириңлар адилсизлик әмәсму?
Emma siler: «Rebning yoli adil emes» deysiler; emdi, i Israil jemeti, anglanglar; Méning yolum adil emesmu? Silerning yolliringlar adilsizlik emesmu?
26 Һәққаний киши һәққанийлиғидин йенип, қәбиһликни өткүзгән болса, у өлиду; өткүзгән қәбиһлиги билән у өлиду.
Heqqaniy kishi heqqaniyliqidin yénip, qebihlikni ötküzgen bolsa, u ölidu; ötküzgen qebihliki bilen u ölidu.
27 Һәм рәзил адәм өткүзгән рәзиллигидин йенип товва қилип, адиллиқ һәм адаләт жүргүзидиған болса, у өз җенини һаят сақлайду.
Hem rezil adem ötküzgen rezillikidin yénip towa qilip, adilliq hem adalet yürgüzidighan bolsa, u öz jénini hayat saqlaydu.
28 Чүнки у ойлинип, барлиқ өткүзгән итаәтсизликлиридин янди; у җәзмән һаят болиду, у өлмәйду.
Chünki u oylinip, barliq ötküzgen itaetsizlikliridin yandi; u jezmen hayat bolidu, u ölmeydu.
29 Лекин Исраил җәмәти «Рәбниң йоли адил әмәс» дәйду; и Исраил җәмәти, Мениң йоллирим адил әмәсму? Адил болмиғини силәрниң йоллириңлар әмәсму?
Lékin Israil jemeti «Rebning yoli adil emes» deydu; i Israil jemeti, Méning yollirim adil emesmu? Adil bolmighini silerning yolliringlar emesmu?
30 Шуңа Мән үстүңларға, йәни һәр бириңларни өз йоллириңлар бойичә һөкүм чиқирип җазалаймән, и Исраил җәмәти, дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Қайтип йенимға келиңлар, барлиқ итаәтсизликлириңлардин йенип товва қилиңлар; шуниң билән қәбиһлик силәргә қилтақ болмайду.
Shunga Men üstünglargha, yeni herbiringlarni öz yolliringlar boyiche höküm chiqirip jazalaymen, i Israil jemeti, deydu Reb Perwerdigar. Qaytip yénimgha kélinglar, barliq itaetsizlikliringlardin yénip towa qilinglar; shuning bilen qebihlik silerge qiltaq bolmaydu.
31 Өзүңлардин барлиқ өткүзгән итаәтсизликлириңларни ташливетиңлар, өзүңларға йеңи қәлб вә йеңи роһни тикләңлар; немишкә өлмәкчисиләр, и Исраил җәмәти?
Özünglardin barliq ötküzgen itaetsizlikliringlarni tashliwétinglar, özünglargha yéngi qelb we yéngi rohni tiklenglar; némishqa ölmekchisiler, i Israil jemeti?
32 Чүнки өлидиған кишиниң өлүмидин маңа һозур йоқтур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар; шуңа йолуңлардин йенип товва қилип һаят болуңлар!».
Chünki ölidighan kishining ölümidin manga huzur yoqtur, deydu Reb Perwerdigar; shunga yolunglardin yénip towa qilip hayat bolunglar!».

< Әзакиял 18 >