< Әзакиял 17 >
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, бир тепишмақни оттуриға қоюп, Исраил җәмәтигә бир тәмсилни сөзләп берип мундақ дегин: —
3 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Кәң қанатлиқ, зич рәңгарәң узун пәйлик чоң бир бүркүт Ливанға келип, шу йәрдики егиз кедир дәриғиниң учидики шахни алди;
4 У әң жуқури юмран бихини үзүвелип, уни содигәрниң зиминиға апирип, тиҗарәтчиләрниң шәһиригә тикти.
5 У йәнә зиминдин башқа уруқни елип бағлиқ бир етизға тикти; уни мол сулар бойида селип, сүгәт телидәк тиклиди.
6 У өсүп, кәң йейилип, пәс бойлуқ үзүм тели болуп чиқти; униң шахлири [бүркүт] тәрәпкә қарап өсти, йилтизлириму униң астиға созулди. Шу йол билән у үзүм тели болуп, шахланди, бихланди.
7 Әнди кәң қанатлиқ, зич пәйлик йәнә бир чоң бүркүт пәйда болди; вә мана, бу үзүм тели «У мени суғарсун» дәп, тикилгән чөнәклиридин йилтизлирини униңға қарап тартти, шахлирини униңға қарап созди;
8 Мана, у убдан шахлап мевә бәрсун, есил үзүм тели болсун дәп мунбәт етизда, мол сулар бойиға тикилгән еди».
9 Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «У ронақ тапамду? Уни қақшал қиливетиш үчүн [бүркүт] йилтизлирини жулуп, мевисини кесивәтмәмду? Униң юмран йопурмақлири хазан болиду; шу чағда уни йилтизлиридин жулувелишқа күчлүк бир биләк яки нурғун хәқләрниң һеч кериги болмайду.
10 Әнди һәтта қайтидин тикилгән болса, ронақ тапамду? Шәриқ шамили униңға тәккәндила таза қағҗирап кәтмәмду? У тикилип өскән чөнәклиридә қағҗирап кетиду».
11 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
12 «Асий җәмәттин: «Мошу ишларниң мәнасини биләмсиләр?» дәп сорап, уларға мундақ дегин: «Мана, Бабил падишаси Йерусалимға келип, униң падишаси һәм шаһзадилирини елип өзи билән Бабилға қайтуруп апарди.
13 Шу вақитта у падишаниң нәслидин бир кишини елип униң билән әһдә түзүп униңға қәсәм ичкүзди. У йәнә зиминдики есил-мөтивәр болғанларни униң билән елип кәтти;
14 мәхсәт, падишалиқниң төвән аҗиз һаләттә болуп, қәддини руслалмай, пәқәт униң әһдисини тутуши билән җенини җан әткүзүш үчүн еди.
15 Бирақ у Мисир бизгә атлар һәм чоң қошунни тәминлисун дәп әлчилирини шу йәргә әвәтип, униңға асийлиқ қилди. Әнди у ронақ тапамду? Мундақ ишларни қилғучи тирик қаламду? У әһдини бузуп тирик қаламду?
16 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — бәрһәқ у өзини падиша қилған падишаниң зиминидә, — йәни униң қәсимини кәмситкән, әһдисини бузған һелиқи падишаниң зиминидә, — униң йенида, Бабилниң оттурисида өлиду.
17 Болидиған җәңдә, улар келип нурғун кишиләрни қириш үчүн [сепилға] чиқидиған дөңлүкләрни селип, потәйләрни қурғанда, Пирәвн күчлүк қошун һәм нурғунлиған әскәрләрни башлап кәлсиму, униң үчүн һеч немә қилип берәлмәйду.
18 У қәсәмни кәмситип, әһдини бузди; мана, у қол елишип сөз бәрди, бирақ у мошу ишларни қилди; шуңа у тирик қечип қутулалмайду».
19 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, бәрһәқ, у кәмситкән қәсимим һәмдә бузған әһдәмни болса, буларни өз бешиға кийгүзимән.
20 Мән Өз торумни үстигә йейип ташлаймән, у Мениң қилтиғимда тутулиду; Мән уни Бабилға апиримән һәмдә шу йәрдә Маңа қилған мутләқ вапасизлиғи үчүн униң үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән.
21 Униң билән биллә барлиқ қачқанлар, барлиқ қошунлири қилич билән жиқилиду; булардин қалғанлар һәр бир шамалға тарқитилиду; шуниң билән силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң сөз қилғанлиғини тонуп йетисиләр».
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мәнму егиз кедирниң учидин бих елип тикимән; униң япяш шахчилириниң учидин юмран бирисини үзүп, егиз һәйвәтлик тағ үстигә тикимән;
23 Исраил егизлигидики таққа Мән уни тикимән; у убдан шахлап, мевә берип, есил кедир дәриғи болиду; униң астиға һәр қандақ учар-қанатлар қониду; униң шахлириниң сайисида улар қонуп туриду;
24 шуниң билән даладики барлиқ дәрәқләр билидуки, Мәнки Пәрвәрдигар егиз дәрәқни пәс қилдим, пәс дәрәқни егиз қилдим, йешил дәрәқни қағҗираттим, қақшал дәрәқни көкәртип барақсан қилдим; Мәнки Пәрвәрдигар мундақ сөз қилдим вә шуни ада қилимән».