< Әзакиял 16 >
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
2 И инсан оғли, өзиниң жиркиничлик қилмишлирини Йерусалимниң йүзигә селип мундақ дегин: —
I insan oƣli, ɵzining yirginqlik ⱪilmixlirini Yerusalemning yüzigǝ selip mundaⱪ degin: —
3 Рәб Пәрвәрдигар Йерусалимға мундақ дәйду: «Сениң әслий затиң вә туғулушуң Ⱪананийларниң зиминида болған; сениң атаң Аморий, апаң Хиттий қиз еди.
Rǝb Pǝrwǝrdigar Yerusalemƣa mundaⱪ dǝydu: «Sening ǝsliy zating wǝ tuƣuluxung Ⱪanaaniylarning zeminida bolƣan; sening atang Amoriy, apang Hittiy ⱪiz idi.
4 Сениң туғулушуға кәлсәк, сән туғулған күнүңдә киндигиң кесилмигән, сән суда жуюлуп пакиз қилинмиған; һеч ким саңа туз сүркмигән яки сени закилимиған.
Sening tuƣuluxuƣa kǝlsǝk, sǝn tuƣulƣan kününgdǝ kindiking kesilmigǝn, sǝn suda yuyulup pakiz ⱪilinmiƣan; ⱨeqkim sanga tuz sürkmigǝn yaki seni zakilimiƣan.
5 Һеч кимниң көзи мошу ишлар үчүн саңа рәһим қилмиған яки ичини саңа ағритмиған; әксичә сән далаға ташливетилгәнсән, чүнки туғулған күнүңдә кәмситилгәнсән.
Ⱨeqkimning kɵzi muxu ixlar üqün sanga rǝⱨim ⱪilmiƣan yaki iqini sanga aƣritmiƣan; ǝksiqǝ sǝn dalaƣa taxliwetilgǝnsǝn, qünki tuƣulƣan kününgdǝ kǝmsitilgǝnsǝn.
6 Шу чағда Мән йениңдин өтүп кетиветип, сени өз қениңда еғинап ятқиниңни көргән; вә Мән өз қениңда ятқан һалитиңдә саңа: «Яшиғин!» — дедим. Бәрһәқ, сән өз қениңда ятқан һалитиңдә Мән саңа: «Яшиғин!» — дедим.
Xu qaƣda Mǝn yeningdin ɵtüp ketiwetip, seni ɵz ⱪeningda eƣinap yatⱪiningni kɵrgǝn; wǝ Mǝn ɵz ⱪeningda yatⱪan ⱨalitingdǝ sanga: «Yaxiƣin!» — dedim. Bǝrⱨǝⱪ, sǝn ɵz ⱪeningda yatⱪan ⱨalitingdǝ Mǝn sanga: «Yaxiƣin!» — dedim.
7 Мән сени даладики от-чөпләрдәк айниттим; сән өсүп хелә бой тартип чирайлиқ безилип вайиға йәттиң; көксилириң шәкилләнди, чачлириң үзүн өсти; бирақ сән техи туғма-ялаңач едиң.
Mǝn seni daladiki ot-qɵplǝrdǝk aynittim; sǝn ɵsüp heli boy tartip qirayliⱪ bezilip wayiƣa yǝtting; kɵksiliring xǝkillǝndi, qaqliring üzün ɵsti; biraⱪ sǝn tehi tuƣma-yalingaq iding.
8 Мән йәнә йениңдин өтүветип саңа қаридим; мана, ишқ-муһәббәт мәзгилиң йетип кәлди; Мән тонумниң пешини үстүңгә йейип қоюп, ялаңачлиғиңни әттим; Мән саңа қәсәм ичип, сән билән бир әһдә түздум, дәйду Рәб Пәрвәрдигар, вә сән Мениңки болдуң.
Mǝn yǝnǝ yeningdin ɵtüwetip sanga ⱪaridim; mana, ixⱪ-muⱨǝbbǝt mǝzgiling yetip kǝldi; Mǝn tonumning pexini üstünggǝ yeyip ⱪoyup, yalingaqliⱪingni ǝttim; Mǝn sanga ⱪǝsǝm iqip, sǝn bilǝn bir ǝⱨdǝ tüzdum, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, wǝ sǝn Meningki boldung.
9 Мән сени су билән жуюп, қениңни тениңдин жуюветип, саңа пурақлиқ майни сүрттүм.
Mǝn seni su bilǝn yuyup, ⱪeningni teningdin yuyuwetip, sanga puraⱪliⱪ mayni sürttüm.
10 Мән саңа кәштилик көйнәкни кийгүзүп, айиғиңға дәлфин терисидин тиккән кәшләрни саптим; сени непис канап билән орап, жипәк билән йепип қойдум.
Mǝn sanga kǝxtilik kɵnglǝkni kiygüzüp, ayiƣingƣa dǝlfin terisidin tikkǝn kǝxlǝrni saptim; seni nepis kanap bilǝn orap, yipǝk bilǝn yepip ⱪoydum.
11 Сени зибу-зиннәтләр билән пәрдазлидим, қоллириңға биләйүзүкләрни, бойнуңға марҗанни тақап қойдум;
Seni zibu-zinnǝtlǝr bilǝn pǝrdazlidim, ⱪolliringƣa bilǝzüklǝrni, boynungƣa marjanni taⱪap ⱪoydum;
12 бурнуңға һалқини, қулақлириңға зириләрни, бешиңға гөзәл таҗни кийгүздум.
burnungƣa ⱨalⱪini, ⱪulaⱪliringƣa zirilǝrni, bexingƣa güzǝl tajni kiygüzdum.
13 Шундақ қилип сән алтун-күмүч билән пәрдазландиң; кийим-кечәклириң непис капап, жипәк вә кәштилик рәхттин еди. Йегиниң ақ ун, бал һәм зәйтун мейи еди; сән интайин гөзәл болуп, ханиш мәртивисигә көтирилдуң.
Xundaⱪ ⱪilip sǝn altun-kümüx bilǝn pǝrdazlanding; kiyim-keqǝkliring nepis kapap, yipǝk wǝ kǝxtilik rǝhttin idi. Yegining aⱪ un, bal ⱨǝm zǝytun meyi idi; sǝn intayin güzǝl bolup, hanix mǝrtiwisigǝ kɵtürüldung.
14 Гөзәллигиң түпәйлидин әлләрдә даңқиң чиқти; чүнки Мән саңа көркәмлигимни беғишлишим билән гөзәллигиң камаләткә йәтти, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Güzǝlliking tüpǝylidin ǝllǝrdǝ dangⱪing qiⱪti; qünki Mǝn sanga kɵrkǝmlikimni beƣixlixim bilǝn güzǝlliking kamalǝtkǝ yǝtti, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
15 — Бирақ сән гөзәллигиңгә тайинип, даңқиңдин пайдилинип паһишә болдуң; сән һәр бир өткүчи кишигә паһишә муһәббәтлириңни төктүң; гөзәллигиң униң болди!
— Biraⱪ sǝn güzǝllikinggǝ tayinip, dangⱪingdin paydilinip paⱨixǝ boldung; sǝn ⱨǝrbir ɵtküqi kixigǝ paⱨixǝ muⱨǝbbǝtliringni tɵktüng; güzǝlliking uning boldi!
16 Сән кийим-кечәклириңдин елип өзүң үчүн рәңгарәң безәлгән «жуқури җайлар»ни ясап, андин уларниң үстидә бузуқлуқ қилғансән. Бундақ ишлар йүз берип бақмиған, вә иккинчи йүз бәрмәйду!
Sǝn kiyim-keqǝkliringdin elip ɵzüng üqün rǝnggarǝng bezǝlgǝn «yuⱪiri jaylar»ni yasap, andin ularning üstidǝ buzuⱪluⱪ ⱪilƣansǝn. Bundaⱪ ixlar yüz berip baⱪmiƣan, wǝ ikkinqi yüz bǝrmǝydu!
17 Сән Мән саңа беғишлиған гөзәл зибу-зиннәтлирим вә алтун-күмүчүм билән әркәк мәбудларни ясап улар билән бузуқлуқ қилғансән.
Sǝn Mǝn sanga beƣixliƣan güzǝl zibu-zinnǝtlirim wǝ altun-kümüxüm bilǝn ǝrkǝk mǝbudlarni yasap ular bilǝn buzuⱪluⱪ ⱪilƣansǝn.
18 Сән өз кәштилик кийимлириңни елип уларға кийгүздүң; Мениң мейим вә Мениң хушбуюмни уларға сунуп беғишлидиң;
Sǝn ɵz kǝxtilik kiyimliringni elip ularƣa kiygüzdüng; Mening meyim wǝ Mening huxbuyumni ularƣa sunup beƣixliding;
19 Мән өзүңгә бәргән ненимни, Мән саңа озуққа бәргән ақ ан, зәйтун мейи вә бални болса, сән уларниң алдиға хушпурақ һәдийә сүпитидә атап сундуң: ишлар дәл шундақ еди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Mǝn ɵzünggǝ bǝrgǝn nenimni, Mǝn sanga ozuⱪⱪa bǝrgǝn aⱪ an, zǝytun meyi wǝ balni bolsa, sǝn ularning aldiƣa huxpuraⱪ ⱨǝdiyǝ süpitidǝ atap sundung: ixlar dǝl xundaⱪ idi! — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
20 — Униң үстигә сән Өзүмгә туғуп бәргән қиз-оғуллириңни елип, мәбудларниң озуғи болсун дәп уларни қурбанлиқ қилдиң. Сениң бузуқлуғуң азлиқ қилғандәк,
— Uning üstigǝ sǝn Ɵzümgǝ tuƣup bǝrgǝn ⱪiz-oƣulliringni elip, mǝbudlarning ozuⱪi bolsun dǝp ularni ⱪurbanliⱪ ⱪilding. Sening buzuⱪluⱪung azliⱪ ⱪilƣandǝk,
21 сән Мениң балилиримни союп уларни оттин өткүзүп мәбудларға атап қойдуңғу?
sǝn Mening balilirimni soyup ularni ottin ɵtküzüp mǝbudlarƣa atap ⱪoydungƣu?
22 Сениң барлиқ жиркиничлик қилмишлириң һәм паһишә бузуқлуқлириңда, сән яшлиғиңда туғма-ялаңач болуп өз қениңда еғинап ятқан күнлириңни һеч қачан есиңгә кәлтүрмидиң.
Sening barliⱪ yirginqlik ⱪilmixliring ⱨǝm paⱨixǝ buzuⱪluⱪliringda, sǝn yaxliⱪingda tuƣma-yalingaq bolup ɵz ⱪeningda eƣinap yatⱪan künliringni ⱨeqⱪaqan esinggǝ kǝltürmiding.
23 Әнди сениң бу рәзилликлириңдин кейин — (Вай, һалиңға вай! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар)
Əmdi sening bu rǝzillikliringdin keyin — (Way, ⱨalingƣa way! — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar)
24 сән йәнә өзүң үчүн бир пәштақ қуруп, һәр бир мәйданға бир «жуқури җай»ни ясидиң;
sǝn yǝnǝ ɵzüng üqün bir pǝxtaⱪ ⱪurup, ⱨǝrbir mǝydanƣa bir «yuⱪiri jay»ni yasiding;
25 сән һәр бир кочиниң бешида «жуқури җай»иңни салдиң; сән өз гөзәллигиңни жиркиничлик қилип, тениңни һәр бир өткүчигә тутуп, путуңни ечип өзүңни берип паһишә бузуқлуғуңни көпәйттиң.
sǝn ⱨǝrbir koqining bexida «yuⱪiri jay»ingni salding; sǝn ɵz güzǝllikingni yirginqlik ⱪilip, teningni ⱨǝrbir ɵtküqigǝ tutup, putungni eqip ɵzüngni berip paⱨixǝ buzuⱪluⱪungni kɵpǝytting.
26 Сән ишқваз әрлиги чоң хошнаң болған Мисирлиқлар билән бузуқлуқ өткүздүң; Мениң аччиғимни қозғап, паһишә бузуқлуғуңни көпәйттиң.
Sǝn ixⱪwaz ǝrliki qong ⱪoxnang bolƣan Misirliⱪlar bilǝn buzuⱪluⱪ ɵtküzdüng; Mening aqqiⱪimni ⱪozƣap, paⱨixǝ buzuⱪluⱪungni kɵpǝytting.
27 Вә мана, Мән Өз қолумни үстүңгә узартип, сениң несивәңни азайтип қойдум. Мән сениңдин нәпрәтлинидиған, бузуқ йолуңдин номус қилип чөчигәнләрниң, йәни Филистийләрниң қизлириниң қолиға тапшурдум.
Wǝ mana, Mǝn Ɵz ⱪolumni üstünggǝ uzartip, sening nesiwǝngni azaytip ⱪoydum. Mǝn seningdin nǝprǝtlinidiƣan, buzuⱪ yolungdin nomus ⱪilip qɵqigǝnlǝrning, yǝni Filistiylǝrning ⱪizlirining ⱪoliƣa tapxurdum.
28 Сән йәнә қанмай йәнә Асурийликләр билән бузуқлуқ өткүздуң; бузуқлуқ өткүзгәндин кейин йәнә қанаәт қилмидиң.
Sǝn yǝnǝ ⱪanmay yǝnǝ Asuriyliklǝr bilǝn buzuⱪluⱪ ɵtküzdung; buzuⱪluⱪ ɵtküzgǝndin keyin yǝnǝ ⱪanaǝt ⱪilmiding.
29 Шуңа сән содигәрниң зимини, йәни Калдийә билән болған бузуқлуғуңни көпәйтип, буниңдин йәнә қанаәт қилмидиң.
Xunga sǝn sodigǝrning zemini, yǝni Kaldiyǝ bilǝn bolƣan buzuⱪluⱪungni kɵpǝytip, buningdin yǝnǝ ⱪanaǝt ⱪilmiding.
30 Мошундақ барлиқ ишларни, йәни номуссиз паһишә аялниң ишлирини қилисән, неманчә суюқ сениң қәлбиң! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар,
Muxundaⱪ barliⱪ ixlarni, yǝni nomussiz paⱨixǝ ayalning ixlirini ⱪilisǝn, nemanqǝ suyuⱪ sening ⱪǝlbing! — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar,
31 Өзүңниң пәштиғиңни һәр кочиниң бешида қуридиған, һәр бир мәйданда «жуқури җай»иңни ясайдиған! Униң үстигә сән паһишә аялдәк әмәс едиң, чүнки сән һәқни нәзириңгә алмайттиң!
Ɵzüngning pǝxtiⱪingni ⱨǝr koqining bexida ⱪuridiƣan, ⱨǝrbir mǝydanda «yuⱪiri jay»ingni yasaydiƣan! Uning üstigǝ sǝn paⱨixǝ ayaldǝk ǝmǝs iding, qünki sǝn ⱨǝⱪni nǝziringgǝ almaytting!
32 И вапасиз аял, ериниң орнида ят адәмләргә көңүл беридиған!
I wapasiz ayal, erining ornida yat adǝmlǝrgǝ kɵngül beridiƣan!
33 Хәқләр паһишә аялға һемишә һәқ бериду; бирақ сән ашнилириңни бузуқлуқ муһәббәтлиридин һозур елишқа һәряндин йениңға кәлсун дәп уларниң һәммисигә үстәк берип инъам қилисән;
Hǝⱪlǝr paⱨixǝ ayalƣa ⱨǝmixǝ ⱨǝⱪ beridu; biraⱪ sǝn axniliringni buzuⱪluⱪ muⱨǝbbǝtliridin ⱨuzur elixⱪa ⱨǝryandin yeningƣa kǝlsun dǝp ularning ⱨǝmmisigǝ üstǝk berip in’am ⱪilisǝn;
34 бузуқлуқта сән башқа аялларниң әксисән, чүнки һеч ким сениң бузуқ муһәббитиңни издәп кәлмиди; сән үстәк бәрдиң, һеч һәқ саңа берилмиди — сән һәқиқәтән уларниң әксисән!
buzuⱪluⱪta sǝn baxⱪa ayallarning ǝksisǝn, qünki ⱨeqkim sening buzuⱪ muⱨǝbbitingni izdǝp kǝlmidi; sǝn üstǝk bǝrding, ⱨeq ⱨǝⱪ sanga berilmidi — sǝn ⱨǝⱪiⱪǝtǝn ularning ǝksisǝn!
35 Шуңа, и паһишә аял, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла!
Xunga, i paⱨixǝ ayal, Pǝrwǝrdigarning sɵzini angla!
36 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сениң тәңгилириң төкүлүп, ашнилириң билән болған бузуқлуқлириң билән сениң уят йериң ашкариланғанлиғи түпәйлидин, барлиқ жиркиничлик мәбудлириң түпәйлидин, уларға атап сунған балилириңниң қени түпәйлидин —
— Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Sening tǝnggiliring tɵkülüp, axniliring bilǝn bolƣan buzuⱪluⱪliring bilǝn sening uyat yering axkarilanƣanliⱪi tüpǝylidin, barliⱪ yirginqlik mǝbudliring tüpǝylidin, ularƣa atap sunƣan baliliringning ⱪeni tüpǝylidin —
37 шуңа мана, Мән сениң өзүңгә әйш-ишрәт мәнбәси қилған, барлиқ сөйгән һәм барлиқ нәпрәтләнгән ашнилириңни жиғимән — Мән уларни саңа қарши чиқирип әтирапиңдин жиғип, сениң уят йериңни уларға ашкарә қилимән, улар сениң барлиқ уят йериңни көриду.
xunga mana, Mǝn sening ɵzünggǝ ǝyx-ixrǝt mǝnbǝsi ⱪilƣan, barliⱪ sɵygǝn ⱨǝm barliⱪ nǝprǝtlǝngǝn axniliringni yiƣimǝn — Mǝn ularni sanga ⱪarxi qiⱪirip ǝtirapingdin yiƣip, sening uyat yeringni ularƣa axkarǝ ⱪilimǝn, ular sening barliⱪ uyat yeringni kɵridu.
38 Шуниң билән сени бузуқлуқ қилған һәм қан төккән аялларни җазалиғандәк җазалаймән; Мән қәһр билән, оттәк ғәзивимниң тәливи билән үстүңгә қанлиқ җазани чүшүримән;
Xuning bilǝn seni buzuⱪluⱪ ⱪilƣan ⱨǝm ⱪan tɵkkǝn ayallarni jazaliƣandǝk jazalaymǝn; Mǝn ⱪǝⱨr bilǝn, ottǝk ƣǝzipimning tǝlipi bilǝn üstünggǝ ⱪanliⱪ jazani qüxürimǝn;
39 Вә Мән сени уларниң қолиға тапшуримән; улар сениң пәштақлириңни ғулитиду, сениң «жуқури җай»лириңни чеқип ташлайду; улар кийим-кечигиңни үстүңдин салдуруп ташлап, гөзәл зибу-зиннәтлириңни булап-талап, сени туғма-ялаңач қалдуриду.
Wǝ Mǝn seni ularning ⱪoliƣa tapxurimǝn; ular sening pǝxtaⱪliringni ƣulitidu, sening «yuⱪiri jay»liringni qeⱪip taxlaydu; ular kiyim-keqikingni üstüngdin saldurup taxlap, güzǝl zibu-zinnǝtliringni bulap-talap, seni tuƣma-yalingaq ⱪalduridu.
40 Улар саңа қарши бир топ кишиләрни жиғип епкелиду, улар сени чалма-кесәк қилиду һәм сени қиличлири билән чепиветиду.
Ular sanga ⱪarxi bir top kixilǝrni yiƣip epkelidu, ular seni qalma-kesǝk ⱪilidu ⱨǝm seni ⱪiliqliri bilǝn qepiwetidu.
41 Улар өйлириңни от билән көйдүриду, көп аялларниң көз алдида үстүңгә җазаларни чүшүриду; шуниң билән Мән сени паһишә аял болуштин қалдуримән; сән йәнә һеч қандақ «муһәббәт һәққи»ни бәрмәйсән.
Ular ɵyliringni ot bilǝn kɵydüridu, kɵp ayallarning kɵz aldida üstünggǝ jazalarni qüxüridu; xuning bilǝn Mǝn seni paⱨixǝ ayal boluxtin ⱪaldurimǝn; sǝn yǝnǝ ⱨeqⱪandaⱪ «muⱨǝbbǝt ⱨǝⱪⱪi»ni bǝrmǝysǝn.
42 Шуниң билән Мән саңа қаратқан қәһримни тохтитимән, Мениң муқәддәслигимдин чиққан ғәзәп сәндин кетиду; Мән тиничлинип қайта аччиқланмаймән.
Xuning bilǝn Mǝn sanga ⱪaratⱪan ⱪǝⱨrimni tohtitimǝn, Mening muⱪǝddǝslikimdin qiⱪⱪan ƣǝzǝp sǝndin ketidu; Mǝn tinqlinip ⱪayta aqqiⱪlanmaymǝn.
43 Сән яшлиқ күнлириңни есиңгә кәлтүрмидиң, әксичә мошу қилмишлириң билән Мени ғәзәпләндүрдүң; шуңа мана, өз йолуңни өз бешиңға қайтуримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — шуниң билән бу бузуқлуқни башқа жиркиничлик қилмишлириң үстигә қошуп иккинчи қилмайсән.
Sǝn yaxliⱪ künliringni esinggǝ kǝltürmiding, ǝksiqǝ muxu ⱪilmixliring bilǝn Meni ƣǝzǝplǝndürdüng; xunga mana, ɵz yolungni ɵz bexingƣa ⱪayturimǝn, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — xuning bilǝn bu buzuⱪluⱪni baxⱪa yirginqlik ⱪilmixliring üstigǝ ⱪoxup ikkinqi ⱪilmaysǝn.
44 Мана, мақалларни ишлитидиғанларниң һәммиси сән тоғрилиқ: «Аниси қандақ болса, қизи шундақ болар» дегән бир мақални тилға алиду.
Mana, maⱪallarni ixlitidiƣanlarning ⱨǝmmisi sǝn toƣruluⱪ: «Anisi ⱪandaⱪ bolsa, ⱪizi xundaⱪ bolar» degǝn bir maⱪalni tilƣa alidu.
45 Сән өз ери һәм балилиридин нәпрәтләнгән анаңниң қизидурсән; һәм өз әрлири һәм балилиридин нәпрәтләнгән ача-сиңиллириңниң арилиғидикисән; сениң анаң болса Һиттий, сениң атаң Аморий еди.
Sǝn ɵz eri ⱨǝm baliliridin nǝprǝtlǝngǝn anangning ⱪizidursǝn; ⱨǝm ɵz ǝrliri ⱨǝm baliliridin nǝprǝtlǝngǝn aqa-singilliringning ariliⱪidikisǝn; sening anang bolsa Ⱨittiy, sening atang Amoriy idi.
46 Сениң һәдәң болса сол тәрипиңдә турған Самарийә, йәни у вә униң қизлири; сиңлиң болса оң тәрипиңдә турған Содом вә униң қизлири.
Sening aqang bolsa sol tǝripingdǝ turƣan Samariyǝ, yǝni u wǝ uning ⱪizliri; singling bolsa ong tǝripingdǝ turƣan Sodom wǝ uning ⱪizliri.
47 Сән нә уларниң йоллиридида маңмиған, нә уларниң жиркиничлик қилмишлири бойичә иш қилмиғансән; Яқ! Бәлки қисқиғинә бир вақит ичидә сән барлиқ йоллириңда улардин бузуқ болуп кәттиң.
Sǝn nǝ ularning yolliridida mangmiƣan, nǝ ularning yirginqlik ⱪilmixliri boyiqǝ ix ⱪilmiƣansǝn; Yaⱪ! Bǝlki ⱪisⱪiƣinǝ bir waⱪit iqidǝ sǝn barliⱪ yolliringda ulardin buzuⱪ bolup kǝtting.
48 Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — сиңлиң Содом, йәни у яки қизлири сән яки сениң қизлириңниң қилмишлиридәк қилмиди;
Ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — singling Sodom, yǝni u yaki ⱪizliri sǝn yaki sening ⱪizliringning ⱪilmixliridǝk ⱪilmidi;
49 Мана, мошу сиңлиң Содомниң қәбиһлиги — у вә қизлириниң тәкәббулуғи, нанлири мол, әндишисиз азатилик күнлиридә аҗиз-намратларниң қолини һеч күчәйтмигәнлиги еди.
Mana, muxu singling Sodomning ⱪǝbiⱨliki — u wǝ ⱪizlirining tǝkǝbbuluⱪi, nanliri mol, ǝndixisiz azadilik künliridǝ ajiz-namratlarning ⱪolini ⱨeq küqǝytmigǝnliki idi.
50 Улар тәкәббурлишип, Мениң алдимда жиркиничлик ишларни қилди; Мән буни көргинимдә, уларни йоқаттим.
Ular tǝkǝbburlixip, Mening aldimda yirginqlik ixlarni ⱪildi; Mǝn buni kɵrginimdǝ, ularni yoⱪattim.
51 Самарийә болса сениң гуналириңниң йеримидәкму гуна садир қилмиди; һалбуки, сән болсаң жиркиничлик қилмишлириңни уларниңкидин көп көпәйтип қилдиң; шундақ қилип сән жиркиничлик қилмишлириң түпәйлидин ача-сиңлиңни худди һәққанийдәк көрүндүргән едиң.
Samariyǝ bolsa sening gunaⱨliringning yerimidǝkmu gunaⱨ sadir ⱪilmidi; ⱨalbuki, sǝn bolsang yirginqlik ⱪilmixliringni ularningkidin kɵp awutup ⱪilding; xundaⱪ ⱪilip sǝn yirginqlik ⱪilmixliring tüpǝylidin aqa-singlingni huddi ⱨǝⱪⱪaniydǝk kɵründürgǝniding.
52 Сән әслидә өз ача-сиңлиңниң үстидин һөкүм қилғучи едиң; әнди сәнму, өз шәрмәндилигиңни көтирип жүр! Сениң уларниңкидин техиму нәпрәтлик гуналириң түпәйлидин улар сәндин һәққаний көрүниду; шуңа сәнму ача-сиңлиңни һәққаний көрсәткиниң түпәйлидин хиҗаләткә қелип шәрмәндилигиңни көтирип жүр!
Sǝn ǝslidǝ ɵz aqa-singlingning üstidin ⱨɵküm ⱪilƣuqi iding; ǝmdi sǝnmu, ɵz xǝrmǝndilikingni kɵtürüp yür! Sening ularningkidin tehimu nǝprǝtlik gunaⱨliring tüpǝylidin ular sǝndin ⱨǝⱪⱪaniy kɵrünidu; xunga sǝnmu aqa-singlingni ⱨǝⱪⱪaniy kɵrsǝtkining tüpǝylidin hijalǝtkǝ ⱪelip xǝrmǝndilikingni kɵtürüp yür!
53 Вә мән уларни сүргүндин, йәни Содом һәм қизлирини сүргүндин, Самарийә һәм қизлирини сүргүндин чиқирип, шундақла уларниң арисиға сүргүн болғанлириңни чиқирип сүргүнлүктин әслигә кәлтүримән;
Wǝ mǝn ularni sürgündin, yǝni Sodom ⱨǝm ⱪizlirini sürgündin, Samariyǝ ⱨǝm ⱪizlirini sürgündin qiⱪirip, xundaⱪla ularning arisiƣa sürgün bolƣanliringni qiⱪirip sürgünlüktin ǝsligǝ kǝltürimǝn;
54 шуниң билән уларға тәсәлли бәргиниңдә, сән өз шәрмәндилигиңни көтирисән, сениң барлиқ қилмишлириң түпәйлидин хиҗаләткә қалисән.
xuning bilǝn ularƣa tǝsǝlli bǝrginingdǝ, sǝn ɵz xǝrmǝndilikingni kɵtürisǝn, sening barliⱪ ⱪilmixliring tüpǝylidin hijalǝtkǝ ⱪalisǝn.
55 Сениң ача-сиңлиң, Содом һәм қизлири әсли һалиға, Самарийә һәм қизлириму әсли һалиға келиду; сәнму вә сениң қизлириң әслий һалиңларға келисиләр.
Sening aqa-singling, Sodom ⱨǝm ⱪizliri ǝsli ⱨaliƣa, Samariyǝ ⱨǝm ⱪizlirimu ǝsli ⱨaliƣa kelidu; sǝnmu wǝ sening ⱪizliring ǝsliy ⱨalinglarƣa kelisilǝr.
56 Сениң рәзиллигиң паш қилинмай, тәкәббурлуқта жүргән күнүңдә, сиңлиң Содом ағзиңда сөз-чөчәк болған әмәсмиди? Әнди һазир сән өзүң Сурийә қизлири вә униң әтрапидикиләрниң һәммиси һәмдә Филистийә қизлири, йәни сени көзгә илмайдиған әтрапиңдикиләрниң мазақ объекти болуп қалдиң.
Sening rǝzilliking pax ⱪilinmay, tǝkǝbburluⱪta yürgǝn kününgdǝ, singling Sodom aƣzingda sɵz-qɵqǝk bolƣan ǝmǝsmidi? Əmdi ⱨazir sǝn ɵzüng Suriyǝ ⱪizliri wǝ uning ǝtrapidikilǝrning ⱨǝmmisi ⱨǝmdǝ Filistiyǝ ⱪizliri, yǝni seni kɵzgǝ ilmaydiƣan ǝtrapingdikilǝrning mazaⱪ obyekti bolup ⱪalding.
58 Сән бузуқлуғуң, жиркиничлик қилмишлириңниң җазасини көтирисән, дәйду Пәрвәрдигар.
Sǝn buzuⱪluⱪung, yirginqlik ⱪilmixliringning jazasini kɵtürisǝn, dǝydu Pǝrwǝrdigar.
59 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз қилғанлириң, йәни ичкән қәсәмиңни кәмситип, әһдини бузғанлиғиң бойичә сени бир тәрәп қилимән;
Qünki Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ɵz ⱪilƣanliring, yǝni iqkǝn ⱪǝsǝmingni kǝmsitip, ǝⱨdini buzƣanliⱪing boyiqǝ seni bir tǝrǝp ⱪilimǝn;
60 Һалбуки, Мән сениң билән яшлиқ күнлириңдә түзгән әһдәмни әсләймән, һәм сән билән мәңгүлүк бир әһдә түзимән.
Ⱨalbuki, Mǝn sening bilǝn yaxliⱪ künliringdǝ tüzgǝn ǝⱨdǝmni ǝslǝymǝn, ⱨǝm sǝn bilǝn mǝnggülük bir ǝⱨdǝ tüzimǝn.
61 Шуниң билән сән өзүңдин чоң һәдилириң һәмдә сениңдин кичик сиңиллириңни тапшурувалғиниңда, сән йоллириңни есиңгә кәлтүрүп хиҗаләткә қалисән; чүнки мошу [ача-сиңиллириңни] саңа қизлар сүпитидә тапшуримән; бирақ бу ишлар сениңдики әһдә түпәйлидин болмайду.
Xuning bilǝn sǝn ɵzüngdin qong aqiliring ⱨǝmdǝ seningdin kiqik singilliringni tapxuruwalƣiningda, sǝn yolliringni esinggǝ kǝltürüp hijalǝtkǝ ⱪalisǝn; qünki muxu [aqa-singilliringni] sanga ⱪizlar süpitidǝ tapxurimǝn; biraⱪ bu ixlar seningdiki ǝⱨdǝ tüpǝylidin bolmaydu.
62 Мән Өз әһдәмни сән билән түзимән, сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән;
Mǝn Ɵz ǝⱨdǝmni sǝn bilǝn tüzimǝn, sǝn Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilisǝn;
63 шуниң билән сени кәчүрүм қилғинимда, сән қилмишлириңни есиңгә кәлтүрүп хиҗил болуп, шәрмәндилигиң түпәйлидин қайтидин ағзиңни һеч ачмайсән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
xuning bilǝn seni kǝqürüm ⱪilƣinimda, sǝn ⱪilmixliringni esinggǝ kǝltürüp hijil bolup, xǝrmǝndiliking tüpǝylidin ⱪaytidin aƣzingni ⱨeq aqmaysǝn» — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.