< Әзакиял 15 >
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «И инсан оғли, үзүм тели яғичиниң башқа дәрәқ яғачлиридин немә артуқчилиғи бар, униң шехиниң ормандики дәрәқләр арисида немә алаһидилиги бар?
3 Униңдин бирәр җабдуқни ясашқа материял алғанниң пайдиси барму? Униңдин чиниләрни асқидәк қозуқни ясиғили боламду?
4 Мана, у отқа йеқилғу болғанда, от униң икки учини көйдүргәндә, оттурисиму йерим көйгәндә, әнди уни бирәр ишқа ишләткили боламду?
5 Мана, у сақ болғанда, һеч қандақ ишқа ишләткили болмиған йәрдә, әнди от уни көйдүрүп йәп кәткәндә, уни бирәр ишқа ишләткили боламду?
6 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән ормандики дәрәқләр арисидики үзүм телиниң яғичини отқа тапшурғинимдәк, Йерусалимда туруватқанларни отқа тапшуримән.
7 Йүзүмни уларға қарши қилип қаритимән; улар бир оттин чиқса, башқа бир от уларни йәветиду. Өз йүзүмни уларға қарши болуп қаратқанда, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
8 Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин мән зиминни вәйранә қилимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».