< Әзакиял 14 >
1 Исраил ақсақаллириниң бәзилири Мениң йенимға келип алдимда олтиришти.
Israil aⱪsaⱪallirining bǝziliri Mening yenimƣa kelip aldimda olturuxti.
2 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
3 «И инсан оғли, мошу адәмләр өз бутлирини көңлигә тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қойған еди. Әнди уларниң Мени издәп Мәндин йол соришини қобул қиламдимән?
«I insan oƣli, muxu adǝmlǝr ɵz butlirini kɵngligǝ tiklǝp, adǝmlǝrni putlaxturidiƣan ɵz ⱪǝbiⱨlikini kɵz aldiƣa ⱪoyƣanidi. Əmdi ularning Meni izdǝp Mǝndin yol sorixini ⱪobul ⱪilamdimǝn?
4 Әнди уларға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Исраил җәмәтидики көңлидә өз бутлирини тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қоюп, андин пәйғәмбәр алдиға келидиған һәр бир адәмни болса, Мәнки Пәрвәрдигар униңға бутлириниң көплүги бойичә җавап қайтуримән.
Əmdi ularƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Israil jǝmǝtidiki kɵnglidǝ ɵz butlirini tiklǝp, adǝmlǝrni putlaxturidiƣan ɵz ⱪǝbiⱨlikini kɵz aldiƣa ⱪoyup, andin pǝyƣǝmbǝr aldiƣa kelidiƣan ⱨǝrbir adǝmni bolsa, Mǝnki Pǝrwǝrdigar uningƣa butlirining kɵplüki boyiqǝ jawab ⱪayturimǝn.
5 Шундақ қилип Мән Исраил җәмәтиниң көңлини Өзүмгә егилдуримән; чүнки улар барлиқ бутлири билән Маңа ят болуп кәтти».
Xundaⱪ ⱪilip Mǝn Israil jǝmǝtining kɵnglini Ɵzümgǝ igildurimǝn; qünki ular barliⱪ butliri bilǝn Manga yat bolup kǝtti».
6 — Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Товва қилиңлар! Бутлириңлардин йенип [йенимға] қайтип келиңлар! Барлиқ жиркиничлик қилмишиңлардин йүзүңларни өрүңлар!
— Xunga Israil jǝmǝtigǝ mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Towa ⱪilinglar! Butliringlardin yenip [yenimƣa] ⱪaytip kelinglar! Barliⱪ yirginqlik ⱪilmixinglardin yüzünglarni ɵrünglar!
7 Чүнки Исраил җәмәтидики өзлирини Мәндин айрип, өз бутлирини көңлидә тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қоюп, андин Мәндин сораш үчүн пәйғәмбәрниң алдиға келидиған һәр қайси адәм яки шуниңға охшаш Исраилда туруватқан һәр қайси мусапирлар болса, Мәнки Пәрвәрдигар Өзүм уларға җавап қайтуримән;
Qünki Israil jǝmǝtidiki ɵzlirini Mǝndin ayrip, ɵz butlirini kɵnglidǝ tiklǝp, adǝmlǝrni putlaxturidiƣan ɵz ⱪǝbiⱨlikini kɵz aldiƣa ⱪoyup, andin Mǝndin sorax üqün pǝyƣǝmbǝrning aldiƣa kelidiƣan ⱨǝrⱪaysi adǝm yaki xuningƣa ohxax Israilda turuwatⱪan ⱨǝrⱪaysi musapirlar bolsa, Mǝnki Pǝrwǝrdigar Ɵzüm ularƣa jawab ⱪayturimǝn;
8 Мән мошу кишини бир агаһ бешарити қилип уни сөз-чөчәккә қалдурушқа йүзүмни униңға қарши қилимән; Мән хәлқимниң арисидин уни үзүп ташлаймән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
Mǝn muxu kixini bir agaⱨ bexariti ⱪilip uni sɵz-qɵqǝkkǝ ⱪalduruxⱪa yüzümni uningƣa ⱪarxi ⱪilimǝn; Mǝn hǝlⱪimning arisidin uni üzüp taxlaymǝn; xuning bilǝn silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisilǝr.
9 Бирақ пәйғәмбәр өзи езиқтурулуп, бир бешарәтлик сөз қилған болса, у чағда Өзүм Пәрвәрдигар шу пәйғәмбәрни езитқуға учратқанмән; Мән униңға қарши қолумни узартип, уни хәлқим арисидин һалак қилимән.
Biraⱪ pǝyƣǝmbǝr ɵzi eziⱪturulup, bir bexarǝtlik sɵz ⱪilƣan bolsa, u qaƣda Ɵzüm Pǝrwǝrdigar xu pǝyƣǝmbǝrni ezitⱪuƣa uqratⱪanmǝn; Mǝn uningƣa ⱪarxi ⱪolumni uzartip, uni hǝlⱪim arisidin ⱨalak ⱪilimǝn.
10 Улар қәбиһлигиниң җазасини тартиду; пәйғәмбәргә берилидиған җаза билән сориғучиға берилидиған җаза охшаш болиду.
Ular ⱪǝbiⱨlikining jazasini tartidu; pǝyƣǝmbǝrgǝ berilidiƣan jaza bilǝn soriƣuqiƣa berilidiƣan jaza ohxax bolidu.
11 Шуниң билән Исраил җәмәти йәнә Мәндин чәтнәп кәтмәйду, яки йәнә асийлиқлири билән өзлирини булғимайду; улар Мениң хәлқим, вә Мән уларниң Худаси болимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
Xuning bilǝn Israil jǝmǝti yǝnǝ Mǝndin qǝtnǝp kǝtmǝydu, yaki yǝnǝ asiyliⱪliri bilǝn ɵzlirini bulƣimaydu; ular Mening hǝlⱪim, wǝ Mǝn ularning Hudasi bolimǝn» — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar».
12 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
13 «И инсан оғли, мәлум бир зимин Маңа асийлиқ қилип гуна қилғанда, Мән шуниң билән қолумни униңға қарши узартип, уларниң йөләнчүки болған ненини қурутуветип, униң үстигә ачарчилиқни әвәтимән һәм инсан вә һайванларни униңдин үзимән;
«I insan oƣli, mǝlum bir zemin Manga asiyliⱪ ⱪilip gunaⱨ ⱪilƣanda, Mǝn xuning bilǝn ⱪolumni uningƣa ⱪarxi uzartip, ularning yɵlǝnqüki bolƣan nenini ⱪurutuwetip, uning üstigǝ aqarqiliⱪni ǝwǝtimǝn ⱨǝm insan wǝ ⱨaywanlarni uningdin üzimǝn;
14 әнди у чағда Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар өз һәққанийлиғи түпәйлидин пәқәт өз җанлиринила сақлиялған болатти — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ǝmdi u qaƣda Nuⱨ, Daniyal wǝ Ayuptin ibarǝt üq ⱨǝzrǝt uningda turuwatⱪan bolsimu, ular ɵz ⱨǝⱪⱪaniyliⱪi tüpǝylidin pǝⱪǝt ɵz janlirinila saⱪliyalƣan bolatti — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
15 Әгәр Мән зиминдин житқуч һайванларни өткүзсәм, улар уни балилиридин җуда қилса, һайванлар түпәйлидин униңдин өткүчи һеч бир адәм болмай, у вәйранә болса,
Əgǝr Mǝn zemindin yirtⱪuq ⱨaywanlarni ɵtküzsǝm, ular uni baliliridin juda ⱪilsa, ⱨaywanlar tüpǝylidin uningdin ɵtküqi ⱨeqbir adǝm bolmay, u wǝyranǝ bolsa,
16 әнди Мән өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — мошу үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғуллири нә қизлирини қутқузалмайтти; улар пәқәт өз җанлирини қутқузалайтти, зиминниң өзи вәйранә пети қалатти.
ǝmdi Mǝn ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar — muxu üq ⱨǝzrǝt uningda turuwatⱪan bolsimu, ular nǝ ɵz oƣulliri nǝ ⱪizlirini ⱪutⱪuzalmaytti; ular pǝⱪǝt ɵz janlirini ⱪutⱪuzalaytti, zeminning ɵzi wǝyranǝ peti ⱪalatti.
17 Яки болмиса Мән шу зиминға қилични чүшүруп, униңдин инсан һәм һайванни үзүвәткән болсам,
Yaki bolmisa Mǝn xu zeminƣa ⱪiliqni qüxürup, uningdin insan ⱨǝm ⱨaywanni üzüwǝtkǝn bolsam,
18 әнди һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — мошу үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғуллири нә қизлирини сақлап қутқузалмайтти; улар пәқәт өз җанлирини қутқузалайтти.
ǝmdi ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar — muxu üq ⱨǝzrǝt uningda turuwatⱪan bolsimu, ular nǝ ɵz oƣulliri nǝ ⱪizlirini saⱪlap ⱪutⱪuzalmaytti; ular pǝⱪǝt ɵz janlirini ⱪutⱪuzalaytti.
19 Яки болмиса Мән шу зиминға ваба кесилини чүшүруп, Өз қәһримни қан төктүрулүши билән үстигә төксәм, униңдин инсан һәм һайванни үзүвәткән болсам,
Yaki bolmisa Mǝn xu zeminƣa waba kesilini qüxürup, Ɵz ⱪǝⱨrimni ⱪan tɵktürulüxi bilǝn üstigǝ tɵksǝm, uningdin insan ⱨǝm ⱨaywanni üzüwǝtkǝn bolsam,
20 әнди һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғлини нә қизини қутқузалмайтти; улар пәқәт һәққанийлиғи билән өз җанлирини қутқузалайтти.
ǝmdi ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar — Nuⱨ, Daniyal wǝ Ayuptin ibarǝt üq ⱨǝzrǝt uningda turuwatⱪan bolsimu, ular nǝ ɵz oƣlini nǝ ⱪizini ⱪutⱪuzalmaytti; ular pǝⱪǝt ⱨǝⱪⱪaniyliⱪi bilǝn ɵz janlirini ⱪutⱪuzalaytti.
21 Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әнди шундақ болғандин кейин, инсан һәм һайванни үзүветиш үчүн Йерусалимға төрт җазайимни, йәни қилич, ачарчилиқ, житқуч һайван вә ваба кесилини чүшүрсәм қандақ болар?
Əmdi Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Əmdi xundaⱪ bolƣandin keyin, insan ⱨǝm ⱨaywanni üzüwetix üqün Yerusalemƣa tɵt jazayimni, yǝni ⱪiliq, aqarqiliⱪ, yirtⱪuq ⱨaywan wǝ waba kesilini qüxürsǝm ⱪandaⱪ bolar?
22 Бирақ мана, униңда қелип қалғанлар болиду, йәни оғул-қизлар униңдин чиқирилип қутқузулиду; мана, улар силәрниң йениңларға чиқип, силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көрүп йетисиләр; шуниң билән силәр Мән Йерусалимға чүшүргән күлпәт, йәни униңға чүшүрүлгән барлиқ ишлар тоғрилиқ тәсәлли алисиләр;
Biraⱪ mana, uningda ⱪelip ⱪalƣanlar bolidu, yǝni oƣul-ⱪizlar uningdin qiⱪirilip ⱪutⱪuzulidu; mana, ular silǝrning yeninglarƣa qiⱪip, silǝr ularning yolliri ⱨǝm ⱪilmixlirini kɵrüp yetisilǝr; xuning bilǝn silǝr Mǝn Yerusalemƣa qüxürgǝn külpǝt, yǝni uningƣa qüxürülgǝn barliⱪ ixlar toƣruluⱪ tǝsǝlli alisilǝr;
23 әнди силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көргиниңларда, улар силәргә тәсәлли епкелиду; силәр Мениң униңда барлиқ қилған ишлиримни бекардин-бекар қилмиғанлиғимни тонуп йетисиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
ǝmdi silǝr ularning yolliri ⱨǝm ⱪilmixlirini kɵrgininglarda, ular silǝrgǝ tǝsǝlli epkelidu; silǝr Mening uningda barliⱪ ⱪilƣan ixlirimni bikardin-bikar ⱪilmiƣanliⱪimni tonup yetisilǝr, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar».