< Әзакиял 13 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
耶和华的话临到我说:
2 «И инсан оғли, сән Исраилниң бешарәт бәргүчи пәйғәмбәрлири, йәни өз тәсәввури билән бешарәт бәргүчиләрни әйипләп бешарәт берип: «Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!» — дегин.
“人子啊,你要说预言攻击以色列中说预言的先知,对那些本己心发预言的说:‘你们当听耶和华的话。’”
3 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз роһиға әгишип маңидиған, һеч вәһийни көрмигән һамақәт пәйғәмбәрләрниң һалиға вай!
主耶和华如此说:“愚顽的先知有祸了,他们随从自己的心意,却一无所见。
4 И Исраил, сениң пәйғәмбәрлириң худди харабиләр арисида жүрүватқан түлкиләрдәк болди.
以色列啊,你的先知好像荒场中的狐狸,
5 Силәр бөсүлгән җайларға чиқмиғансиләр, униң Пәрвәрдигарниң күнидә болидиған җәңдә пухта туруши үчүн Исраил җәмәтиниң бузулған темини һеч ясимидиңлар.
没有上去堵挡破口,也没有为以色列家重修墙垣,使他们当耶和华的日子在阵上站立得住。
6 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду» дегүчиләр болса пәқәт сахта бир көрүнүшни вә ялған пални көргәнләрдин ибарәттур; Пәрвәрдигар уларни әвәтмигән; бирақ улар өз сөзиниң әмәлгә ашурулушини үмүт қилиду.
这些人所见的是虚假,是谎诈的占卜。他们说是耶和华说的,其实耶和华并没有差遣他们,他们倒使人指望那话必然立定。
7 Силәр «Пәрвәрдигар мундақ дәйду» дегиниңларда, Мән һеч сөз қилмиған турсам, силәр сахта бир «аламәт көрүнүш»ни көргән, ялған пални ейтқан әмәсму?
你们岂不是见了虚假的异象吗?岂不是说了谎诈的占卜吗?你们说,这是耶和华说的,其实我没有说。”
8 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр ойдурма сөзлигиниңлар, ялған «аламәт көрүнүш»ләрни көргиниңлар түпәйлидин, әнди мана, Мән силәргә қаршимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар,
所以主耶和华如此说:“因你们说的是虚假,见的是谎诈,我就与你们反对。这是主耶和华说的。
9 — Мениң қолум сахта «аламәт көрүнүш»ни көргән вә ялған пални ейтқан пәйғәмбәрләр билән қаршилишиду; улар өз хәлқимниң кеңишидә олтармайду, улар Исраил җәмәтиниң нәсәбнамисидә хатириләнмәйду; улар Исраилниң зиминиға һеч киргүзүлмәйду; шуниң билән силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
我的手必攻击那见虚假异象、用谎诈占卜的先知,他们必不列在我百姓的会中,不录在以色列家的册上,也不进入以色列地;你们就知道我是主耶和华。
10 Бәрһәқ, улар теч-аманлиқ болмиғандиму «теч-аманлиқ!» дәп җар селип, хәлқимни езиқтурғанлиғи үчүн, бириси непиз ара тамни қопурса, улар келип пәқәт уни һак сугақ билән ақартип қойғанлиғи үчүн —
因为他们诱惑我的百姓,说:‘平安!’其实没有平安,就像有人立起墙壁,他们倒用未泡透的灰抹上。
11 Тамни һак сугақ билән ақартиватқанларға: «Бу там жиқилиду!» дегин! Кәлкүндәк бир ямғур яғиду! И йоған мөлдүрләр, силәр чүшисиләр! Дәһшәтлик бир шамал чиқиду;
所以你要对那些抹上未泡透灰的人说:‘墙要倒塌,必有暴雨漫过。大冰雹啊,你们要降下,狂风也要吹裂这墙。’
12 вә мана, там өрүлүп чүшкәндә, хәқ силәрдин: «Силәр бу тамни сугиған һак сугақ қени!» дәп соримамду?
这墙倒塌之后,人岂不问你们说:‘你们抹上未泡透的灰在哪里呢?’”
13 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз қәһрим билән дәһшәтлик бир шамал партлитип чиқиримән; Мениң аччиғимдин кәлкүндәк бир ямғур вә һәммини һалак қилидиған қәһрлик мөлдүрләр яғиду.
所以主耶和华如此说:“我要发怒,使狂风吹裂这墙,在怒中使暴雨漫过,又发怒降下大冰雹,毁灭这墙。
14 Шуниң билән Мән силәр һак сугақ билән ақартқан тамни ғулитип, униң улини ашкарә қилип, уни йәр билән йәксан қилимән; у ғулап чүшкәндә, силәр униң арисида һалак болисиләр; вә Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
我要这样拆毁你们那未泡透灰所抹的墙,拆平到地,以致根基露出,墙必倒塌,你们也必在其中灭亡;你们就知道我是耶和华。
15 Шундақ қилип Мән қәһримни там һәм уни һак сугақ билән ақартқанларниң үстигә чүшүрүп пиғандин чиқимән; вә: «Там йоқ болди, шундақла уни һак сугақ билән ақартқанлар, йәни Йерусалим тоғрилиқ бешарәт бәргүчи, һеч теч-аманлиқ болмиғандиму у тоғрилиқ теч-аманлиқни көрсәткән «аламәт көрүнүш»ни көргән Исраилниң пәйғәмбәрлириму йоқ болди» — дәймән».
我要这样向墙和用未泡透灰抹墙的人成就我怒中所定的,并要对你们说:‘墙和抹墙的人都没有了。’
这抹墙的就是以色列的先知,他们指着耶路撒冷说预言,为这城见了平安的异象,其实没有平安。这是主耶和华说的。”
17 «Әнди сән, и инсан оғли, өз тәсәввури бойичә бешарәт бәргүчи өз хәлқиңниң қизлириға йүзүңни қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
“人子啊,你要面向本民中、从己心发预言的女子说预言,攻击她们,
18 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз беғишлириниң һәр биригә [сеһирлик] биләйүзүкләрни қадап, җанларни қапқанқа елиш үчүн һәр қандақ егиз-пакар адәмләрниң бешиға пәрәнчини ясиғанларға вай! Әнди силәр өз хәлқимниң җанлирини қапқанқа чүшүрүп, җанлириңларни сақ қалдуримиз дәватамсиләр?
说主耶和华如此说:‘这些妇女有祸了!她们为众人的膀臂缝靠枕,给高矮之人做下垂的头巾,为要猎取人的性命。难道你们要猎取我百姓的性命,为利己将人救活吗?
19 Нәччә тутам арпа, нәччә чишләм нанни дәп силәр Маңа күпүрлүк қилип, ялған сөзгә қулақ салидиған Мениң хәлқимгә ялғанчилиғиңлар арқилиқ өлмәскә тегишликлирини өлтүрүп, тирик қалмаслиққа тегишликлирини һаят қалдурмақчимусиләр?
你们为两把大麦,为几块饼,在我民中亵渎我,对肯听谎言的民说谎,杀死不该死的人,救活不该活的人。’”
20 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән силәрниң қушларни қапқанқа чүшүргәндәк кишиләрни қапқанқа чүшүргүчи сеһирлик «теңиқ»лириңларға қаршимән, Мән уларни билигиңлардин житип ташлаймән; шуниң билән силәр қушларни қапқанқа чүшүргәндәк тутқан кишиләрни әркинликкә учуриветимән.
所以主耶和华如此说:“看哪,我与你们的靠枕反对,就是你们用以猎取人、使人的性命如鸟飞的。我要将靠枕从你们的膀臂上扯去,释放你们猎取如鸟飞的人。
21 Мән силәрниң пәрәнҗилириңларниму житип ташливетип, хәлқимни қолуңлардин қутқузимән; улар йәнә қолуңларда олҗа болуп турмайду; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
我也必撕裂你们下垂的头巾,救我百姓脱离你们的手,不再被猎取,落在你们手中。你们就知道我是耶和华。
22 Силәр ялғанчилиқ билән, Өзүм азар бәрмигән һәққаний адәмләрниң көңлигә азар бәргәнлигиңлар үчүн, шундақла рәзил адәмләрниң һаятини сақлап қутқузушқа уларни рәзил йолидин яндурмай, әксичә уларниң қолини күчәйткиниңлар үчүн,
我不使义人伤心,你们却以谎话使他伤心,又坚固恶人的手,使他不回头离开恶道得以救活。
23 силәр қуруқ «аламәт көзүнүш»ләрни иккинчи болуп көрмәйсиләр, яки ялған палчилиқ қилмайсиләр; Мән Өз хәлқимни қолуңлардин қутқузимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
你们就不再见虚假的异象,也不再行占卜的事;我必救我的百姓脱离你们的手;你们就知道我是耶和华。”