< Әзакиял 11 >
1 Роһ мени көтирип, Пәрвәрдигарниң өйиниң шәрқий, йәни шәриққә қарайдиған дәрвазисиға апарди; вә мана, дәрвазиниң босуғисида жигирмә бәш адәм туратти; мән уларниң оттурисида авамниң ақсақили болған, Аззурниң оғли Җаазания һәм Бәнаяниң оғли Пилатияни көрдүм.
Tada se duh podiže i ponese me do istočnih vrata Doma Jahvina, što su okrenuta k istoku. I gle: na ulazu vrata dvadeset i pet ljudi, među kojima vidjeh i Jaazaniju, sina Azurova, i Pelatju, sina Benajina, knezove narodne.
2 Вә У маңа: — И инсан оғли, қәбиһликни ойлап чиққучи, мошу шәһәрдә рәзил мәслиһәт бәргүчи адәмләр дәл булардур.
I reče mi: “Sine čovječji, evo ljudi koji smišljaju opačine i koji u ovom gradu daju zle savjete:
3 Улар: «Өйләрни селиш вақти йеқинлашти әмәсму? Бу шәһәр болса қазан, биз болсақ, ичидики гөш» — дәйду.
'Nije li čas da gradimo domove? Ovaj je grad kotao, a mi smo meso.'
4 Шуңа уларни әйипләп бешарәт бәргин; — Бешарәт бәргин, и инсан оғли! — деди.
Zato prorokuj protiv njih, prorokuj, sine čovječji!”
5 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Роһи вуҗудумға урулуп чүшүп, маңа сөз қилған: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду» — дегин. «Силәрниң шундақ дегиниңларни, и Исраил җәмәти; көңлүңләргә пүккән ой-пикриңларни, Мән билимән.
I duh Jahvin siđe nada me i kaza mi: “Reci: Ovako veli Jahve Gospod: 'Ne govoriš li tako, dome Izraelov? Ali ja poznajem misli vašega srca!
6 Силәр мошу шәһәрдә адәм өлтүрүшни көпәйткәнсиләр; силәр рәстә-кочиларни өлтүрүлгәнләр билән толдурғансиләр».
Množite ubojstva u ovome gradu i njegove ulice punite truplima.'
7 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр өлтүргән кишиләр болса, дәл шу гөштур, шәһәр болса қазандур; бирақ силәрни болса униңдин тартивалимән.
Zato ovako govori Jahve Gospod: 'Oni koje vi probodoste i razbacaste po gradu - oni su meso, a grad je kotao. Zato ću vas ja izvesti sada iz njega.
8 Силәр қиличтин қорқуп кәлгәнсиләр, вә Мән үстүңларға бир қилич чүшүримән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Od mača strahujete, i mač ću na vas dovesti - riječ je Jahve Gospoda!
9 «Шуниң билән Мән силәрни шәһәрдин тартивелип, ят адәмләрниң қолиға тапшуримән, силәрниң үстүңлардин һөкүм чиқирип җазалаймән.
Izvest ću vas iz grada i predati vas u ruke tuđincima, i sud ću svoj izvršiti nad vama:
10 Силәр қиличлинип жиқилисиләр; Исраил чегаралирида үстүңларға һөкүм чиқирип җазалаймән; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
od mača ćete pasti! Na međi Izraelovoj sudit ću vam, i tada ćete znati da sam ja Jahve!
11 Бу шәһәр силәр үчүн «қазан» болмайду, һәм силәрму униңки «гөш»и болмайсиләр; Мән Исраил чегаралирида үстүңлардин һөкүм чиқирип җазалаймән.
A ovaj grad više vam neće biti kotao i vi nećete biti meso njegovo. Na međi Izraelovoj sudit ću vam,
12 Вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр; силәр Мениң бәлгүлимилиримдә жүрмигән, һөкүмлирим бойичә маңмиғансиләр, бәлки өп-чөрәңлардики әлләрниң һөкүмлири бойичә маңғансиләр».
i tada ćete znati da sam ja Jahve po čijim uredbama ne živjeste i čijih zakona ne izvršavaste, nego živjeste po zakonima okolnih naroda!'”
13 Шундақ болдики, Мән бешарәт бериватқинимда, Бәнаяниң оғли Пилатия җан үзди. Мән дүм жиқилдим: «Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Сән Исраилниң қалдисини пүтүнләй йоқатмақчимусән?» — дәп қаттиқ авазда нида қилдим.
Dok ja tako prorokovah, umrije Pelatja, sin Benajin. I ja padoh ničice te zavapih iz svega glasa: “Jao, Jahve Gospode, zar ćeš doista uništiti sav Ostatak doma Izraelova?”
14 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
I dođe mi riječ Jahvina:
15 И инсан оғли, Йерусалимда туруватқанларниң: «Пәрвәрдигардин жирақ кетиңлар! Чүнки мошу зимин бизгила мирас қилип тәқдим қилинған!» дегән гепи, сениң қериндашлириң, йәни сениң қериндашлириң болған сүргүнләргә һәм Исраилниң пүткүл җәмәтигә қаритип ейтилған.
“Sine čovječji, tvojoj braći, i tvojim rođacima, i svem domu Izraelovu Jeruzalemci govore: 'Daleko ste od Jahve! Nama je ova zemlja dana u posjed!'
16 Шуңа уларға мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Гәрчә Мән уларни жирақ йәрләргә, әлләр арисиға йөткивәткән һәм мәмликәтләр ичигә тарқитивәткән болсамму, улар барған йәрләрдиму Мән Өзүм уларға кичиккинә бир пак-муқәддәс башпанаһ болимән».
Zato im reci: Ovako govori Jahve Gospod: 'Ako ih i odagnah među daleke narode, ako ih i rasprših po zemljama, ja ću im sam uskoro biti Svetište u zemljama u kojima se nalaze.'
17 Шуңа мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән силәрни әлләрдин жиғимән, тарқитиветилгән мәмликәтләрдин силәрни җәм қилимән, андин Исраил зиминини силәргә қайтуруп тәқдим қилимән.
Stoga im reci: Ovako govori Jahve Gospod: 'Sabrat ću vas iz narodÄa, vratit ću vas iz zemalja u kojima ste bili raspršeni i dat ću vam opet zemlju Izraelovu!
18 Шуниң билән улар у йәргә қайтип келиду, улар барлиқ ләнәтлик нәрсиләрни һәм барлиқ жиркиничлик ишлирини у йәрдин йоқ қилиду.
I kad se u nju vrate, istrijebit će iz nje sve grozote i gadosti.
19 Мән уларға бир қәлбни беримән, ичиңларға йеңи бир роһни салимән; Мән уларниң тенидин таштәк қәлбни елип ташлаймән, уларға меһрлик бир қәлбни беримән.
I ja ću im dati novo srce i nov ću duh udahnuti u njih: iščupat ću iz njih njihovo kameno srce i stavit ću u njih srce od mesa,
20 Шуниң билән улар Мениң бәлгүлимилиримдә жүриду, Мениң һөкүмлиримни чиң тутуп уларға әмәл қилиду. Улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән.
da hode po mojim naredbama i da čuvaju i vrše sve moje zakone. I bit će oni moj narod, a ja Bog njihov!
21 Бирақ көңүллири ләнәтлик нәрсиләргә вә жиркиничлик қилмишлириға беғишланғанлар болса, Мән уларниң йоллирини өз бешиға чүшүримән», — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
A onima kojima srce hodi za grozotama i gadostima oborit ću na glavu njihov put' - riječ je Jahve Gospoda.”
22 Керублар қанатлирини яйди, уларниң чақлири өз йенида туратти; Исраилниң Худасиниң шан-шәриви улар үстидә жуқури туратти;
Kerubini podigoše krila i točkovi se digoše za njima, a Slava Boga Izraelova lebdijaše nad njima.
23 вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шәһәрниң оттурисидин чиқип, шәһәрниң шәриқ тәрипидики тағ үстидә тохтиди.
Slava se Jahvina vinu iz grada i zaustavi se na gori, istočno od grada.
24 Шуниң билән Роһ мени көтирип, Худаниң Роһи бәргән бу көрүнүштә мени Калдийәгә, йәни сүргүн болғанларға апарди; шуан мән көргән бу көрүнүш мәндин кәтти.
A mene duh podiže i ponese duhom Božjim k izgnanicima u zemlju kaldejsku. I iščeznu viđenje koje gledah.
25 Шуниң билән мән сүргүн болғанларға Пәрвәрдигар маңа көрсәткән барлиқ ишларни сөзләп бәрдим.
I pripovjedih izgnanicima sve što mi Jahve bijaše objavio.