< Әзакиял 10 >

1 Мән қаридим, мана, керубларниң беши үстидики гүмбәз үстидә, көк яқутниң қияпитидәк бир тәхтниң көрүнүши туратти;
Mǝn ⱪaridim, mana, kerublarning bexi üstidiki gümbǝz üstidǝ, kɵk yaⱪutning ⱪiyapitidǝk bir tǝhtning kɵrünüxi turatti;
2 Вә [тәхткә Олтарғучи] канап кийимләрни кийгән кишигә: «Керубларниң астидики чақларниң арисиға кир, қоллириңни керублар арисида көйүватқан чоғларға толдуруп, уларни шәһәр үстигә чечивәт» — деди. Мән қаридим, у шундақ қилишқа башлиди.
Wǝ [tǝhtkǝ Olturƣuqi] kanap kiyimlǝrni kiygǝn kixigǝ: «Kerublarning astidiki qaⱪlarning arisiƣa kir, ⱪolliringni kerublar arisida kɵyüwatⱪan qoƣlarƣa toldurup, ularni xǝⱨǝr üstigǝ qeqiwǝt» — dedi. Mǝn ⱪaridim, u xundaⱪ ⱪilixⱪa baxlidi.
3 Бу киши киргәндә керублар өйниң оң тәрипидә туратти; [шан-шәрәплик] булут өйниң ички һойлисини толдурди.
Bu kixi kirgǝndǝ kerublar ɵyning ong tǝripidǝ turatti; [xan-xǝrǝplik] bulut ɵyning iqki ⱨoylisini toldurdi.
4 Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви керуб үстидин чиқип, өйниң босуғисиға кәлгән еди; өй булутқа толди, һойла болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң җулалиғиға чөмгән.
Wǝ Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi kerub üstidin qiⱪip, ɵyning bosuƣisiƣa kǝlgǝnidi; ɵy bulutⱪa toldi, ⱨoyla bolsa Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripining julaliⱪiƣa qɵmgǝn.
5 Керубларниң қанатлириниң садаси һәммидин қадирниң сөзлигән чағдики авазидәк болуп, сирттики һойлиға аңлинип туратти.
Kerublarning ⱪanatlirining sadasi ⱨǝmmidin ⱪadirning sɵzligǝn qaƣdiki awazidǝk bolup, sirttiki ⱨoyliƣa anglinip turatti.
6 Вә шундақ болдики, [Рәб] канап кийимләрни кийгән кишигә: «Чақлар арисидин, йәни керублар арисидин от алғин» — дәп буйруғинида, у кирип бир чақниң йенида турди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, [Rǝb] kanap kiyimlǝrni kiygǝn kixigǝ: «Qaⱪlar arisidin, yǝni kerublar arisidin ot alƣin» — dǝp buyruƣinida, u kirip bir qaⱪning yenida turdi.
7 Вә керублардин бири өз қолини керублар оттурисидики отқа созуп униңдин от елип, канап кийимләрни кийгән кишиниң қоллириға салди; у буни елип чиқип кәтти
Wǝ kerublardin biri ɵz ⱪolini kerublar otturisidiki otⱪa sozup uningdin ot elip, kanap kiyimlǝrni kiygǝn kixining ⱪolliriƣa saldi; u buni elip qiⱪip kǝtti
8 (керубларниң қанатлири астида, адәмниң қоллириниң қияпити көрүнүп туратти).
(kerublarning ⱪanatliri astida, adǝmning ⱪollirining ⱪiyapiti kɵrünüp turatti).
9 Мән қаридим, мана, керубларниң йенида төрт чақ бар еди, бир керубниң йенида бир чақ, йәнә бир керубниң йенида йәнә бир чақ туратти; чақларниң қияпити болса берил яқутниң көрүнүшидә еди.
Mǝn ⱪaridim, mana, kerublarning yenida tɵt qaⱪ bar idi, bir kerubning yenida bir qaⱪ, yǝnǝ bir kerubning yenida yǝnǝ bir qaⱪ turatti; qaⱪlarning ⱪiyapiti bolsa beril yaⱪutning kɵrünüxidǝ idi.
10 Уларниң шәкли болса, төртилисиниң охшаш еди, йәни чақ ичидә чақ бардәк көрүнәтти.
Ularning xǝkli bolsa, tɵtilisining ohxax idi, yǝni qaⱪ iqidǝ qaⱪ bardǝk kɵrünǝtti.
11 Керублар маңғанда, улар йүзләнгән төртила тәрәпкә удул қарап маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти, бәлки беши қайси тәрәпкә қариған болса, улар шу тәрәпкә маңатти; улар маңғанда һеч бурулмайтти.
Kerublar mangƣanda, ular yüzlǝngǝn tɵtila tǝrǝpkǝ udul ⱪarap mangatti; mangƣanda ular ⱨeq burulmaytti, bǝlki bexi ⱪaysi tǝrǝpkǝ ⱪariƣan bolsa, ular xu tǝrǝpkǝ mangatti; ular mangƣanda ⱨeq burulmaytti.
12 Уларниң пүтүн тени, дүмбилири, қоллири, қанатлири вә уларниң чақлириму, йәни төртисигә тәвә чақларниң әтрапи көзләр билән толған еди.
Ularning pütün teni, dümbiliri, ⱪolliri, ⱪanatliri wǝ ularning qaⱪlirimu, yǝni tɵtisigǝ tǝwǝ qaⱪlarning ǝtrapi kɵzlǝr bilǝn tolƣanidi.
13 Чақларни болса: «пирқирайдиған чақлар!» — дәп атиғинини өз қулиқим билән аңлидим.
Qaⱪlarni bolsa: «pirⱪiraydiƣan qaⱪlar!» — dǝp atiƣinini ɵz ⱪuliⱪim bilǝn anglidim.
14 Һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи, иккинчиси адәмниң йүзи, үчинчиси ширниң йүзи, төртинчиси бүркүтниң йүзи еди.
Ⱨǝrbir kerubning tɵt yüzi bar idi; birinqisi kerubning yüzi, ikkinqisi adǝmning yüzi, üqinqisi xirning yüzi, tɵtinqisi bürkütning yüzi idi.
15 Керублар жуқуриға өрлиди. Булар дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән һаят мәхлуқлар еди.
Kerublar yuⱪiriƣa ɵrlidi. Bular dǝl mǝn Kewar dǝryasi boyida kɵrgǝn ⱨayat mǝhluⱪlar idi.
16 Керублар маңғанда, чақларму уларға яндишип маңатти; керублар йәрдин өрләшкә қанатлирини көтәргинидә, чақларму уларниң йенидин бурулуп кәтмәйтти.
Kerublar mangƣanda, qaⱪlarmu ularƣa yandixip mangatti; kerublar yǝrdin ɵrlǝxkǝ ⱪanatlirini kɵtürginidǝ, qaⱪlarmu ularning yenidin burulup kǝtmǝytti.
17 Улар турғанда, чақларму туратти; улар көтирилгәндә, чақларму улар билән көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди.
Ular turƣanda, qaⱪlarmu turatti; ular kɵtürülgǝndǝ, qaⱪlarmu ular bilǝn kɵtürülǝtti; qünki ⱨayat mǝhluⱪlarning roⱨi qaⱪlarda idi.
18 Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң босуғиси үстидин чиқип, керублар үстидә турди;
Wǝ Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi ɵyning bosuƣisi üstidin qiⱪip, kerublar üstidǝ turdi;
19 Керублар қанатлирини керип, көз алдимда йәрдин көтирилди; улар өйдин чиққанда, чақларму уларниң йенида еди; улар Пәрвәрдигарниң өйиниң шәрқий дәрвазисида туратти; Исраилниң Худасиниң шан-шәриви уларниң үстидә жуқури туратти.
Kerublar ⱪanatlirini kerip, kɵz aldimda yǝrdin kɵtürüldi; ular ɵydin qiⱪⱪanda, qaⱪlarmu ularning yenida idi; ular Pǝrwǝrdigarning ɵyining xǝrⱪiy dǝrwazisida turatti; Israilning Hudasining xan-xǝripi ularning üstidǝ yuⱪiri turatti.
20 Булар болса дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән, Исраил Худасиниң астида турған мәхлуқлар еди; уларниң керублар екәнлигини билдим.
Bular bolsa dǝl mǝn Kewar dǝryasi boyida kɵrgǝn, Israil Hudasining astida turƣan mǝhluⱪlar idi; ularning kerublar ikǝnlikini bildim.
21 Уларниң һәр бириниң төрттин йүзи, һәр бириниң төрттин қанити, қанатлири астида инсан қоли сияқидики қоллири бар еди.
Ularning ⱨǝrbirining tɵttin yüzi, ⱨǝrbirining tɵttin ⱪaniti, ⱪanatliri astida insan ⱪoli siyaⱪidiki ⱪolliri bar idi.
22 Уларниң йүзлириниң қияпити болса, улар мән Кевар дәрияси бойида көргән йүзләр еди; уларниң турқи вә йүзлири мән көргәнгә охшаш еди; уларниң һәр бири өз удулиға қарап маңатти.
Ularning yüzlirining ⱪiyapiti bolsa, ular mǝn Kewar dǝryasi boyida kɵrgǝn yüzlǝr idi; ularning turⱪi wǝ yüzliri mǝn kɵrgǝngǝ ohxax idi; ularning ⱨǝrbiri ɵz uduliƣa ⱪarap mangatti.

< Әзакиял 10 >