< Әзакиял 1 >
1 Оттузинчи жили, төртинчи айниң бәшинчи күнидә, мән Кевар дәриясиға сүргүн қилинғанлар арисида турған мәзгилдә, мана асманлар ечилип, мән Худаниң аламәт көрүнүшлирини көрдүм.
Ottuzinqi yili, tɵtinqi ayning bǝxinqi künidǝ, mǝn Kewar dǝryasiƣa sürgün ⱪilinƣanlar arisida turƣan mǝzgildǝ, mana asmanlar eqilip, mǝn Hudaning alamǝt kɵrünüxlirini kɵrdüm.
2 Төртинчи айниң бәшинчи күни — Йәһоакинниң сүргүн болғанлиғиниң бәшинчи жили еди —
Tɵtinqi ayning bǝxinqi küni — Yǝⱨoakinning sürgün bolƣanliⱪining bǝxinqi yili idi —
3 Калдийләрниң зиминида, Кевар дәрияси бойида, Бузиниң оғли Әзакиял каһинға Пәрвәрдигарниң сөзи кәлди — шу йәрдә Пәрвәрдигарниң қоли униң вуҗудиға қонди.
Kaldiylǝrning zeminida, Kewar dǝryasi boyida, Buzining oƣli Əzakiyal kaⱨinƣa Pǝrwǝrdigarning sɵzi kǝldi — xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪoli uning wujudiƣa ⱪondi.
4 Мән көрдүм, мана! Шималдин боран-чапқун көтирилди; йоған бир булут вә уни орап турған бир от, униң әтрапида бир йоруқлуқ җулалинип туратти; оттурисидин, йәни шу от ичидин, иссиқтин җулаланған пақирақ мистәк бир көрүнүш көрүнди.
Mǝn kɵrdüm, mana! Ximaldin boran-qapⱪun kɵtürüldi; yoƣan bir bulut wǝ uni orap turƣan bir ot, uning ǝtrapida bir yoruⱪluⱪ julalinip turatti; otturisidin, yǝni xu ot iqidin, issiⱪtin julalanƣan parⱪiraⱪ mistǝk bir kɵrünüx kɵründi.
5 Йәнә униң оттурисидин, төрт һаят мәхлуқ көрүнди; уларниң көрүнүши шундақ едики: — уларда инсанниң қияпити бар еди;
Yǝnǝ uning otturisidin, tɵt ⱨayat mǝhluⱪ kɵründi; ularning kɵrünüxi xundaⱪ idiki: — ularda insanning ⱪiyapiti bar idi;
6 уларниң һәр бириниң төрттин йүзи бар еди; һәр бириниң төрттин қанити бар еди.
ularning ⱨǝrbirining tɵttin yüzi bar idi; ⱨǝrbirining tɵttin ⱪaniti bar idi.
7 Уларниң түптүз путлири бар еди; тапанлири болса мозайниң туяқлириға охшайтти; улар пақиритилған мистәк парлап туратти.
Ularning tüptüz putliri bar idi; tapanliri bolsa mozayning tuyaⱪliriƣa ohxaytti; ular parⱪiritilƣan mistǝk parlap turatti.
8 Төрт йенида, қанатлири астида инсанниңкидәк бирдин қоли бар еди; төртисиниң һәр бириниң төрттин йүзи вә төрттин қанити бар еди;
Tɵt yenida, ⱪanatliri astida insanningkidǝk birdin ⱪoli bar idi; tɵtisining ⱨǝrbirining tɵttin yüzi wǝ tɵttin ⱪaniti bar idi;
9 уларниң қанатлири бир-биригә туташ еди; улар жүргәндә һечяққа бурулмайтти; улар һәммиси удул алдиға жүрәтти.
ularning ⱪanatliri bir-birigǝ tutax idi; ular yürgǝndǝ ⱨeqyaⱪⱪa burulmaytti; ular ⱨǝmmisi udul aldiƣa yürǝtti.
10 Уларниң йүз көрүнүшлири инсанниңкидәк еди; у төртисиниң оң тәрипидә ширниңкидәк йүзи бар еди; төртисиниң сол тәрипидә буқиниңкидәк йүзи бар еди; төртисиниң бүркүтниңкидәк йүзиму бар еди.
Ularning yüz kɵrünüxliri insanningkidǝk idi; u tɵtisining ong tǝripidǝ xirningkidǝk yüzi bar idi; tɵtisining sol tǝripidǝ buⱪiningkidǝk yüzi bar idi; tɵtisining bürkütningkidǝk yüzimu bar idi.
11 Уларниң йүзлири әнә шундақ еди. Қанатлири жуқурида керилип туратти; һәр бириниң икки қанити икки тәрипидики мәхлуқниң қанитиға тутишатти; йәнә икки қанити өз тенини йепип туратти.
Ularning yüzliri ǝnǝ xundaⱪ idi. Ⱪanatliri yuⱪirida kerilip turatti; ⱨǝrbirining ikki ⱪaniti ikki tǝripidiki mǝhluⱪning ⱪanitiƣa tutixatti; yǝnǝ ikki ⱪaniti ɵz tenini yepip turatti.
12 Уларниң һәр бири удулға қарап маңатти; уларда болған роһ нәгә баримән десә, улар шу йәргә маңатти; улар маңғанда һеч қайси тәрәпкә бурулмайтти.
Ularning ⱨǝrbiri udulƣa ⱪarap mangatti; ularda bolƣan roⱨ nǝgǝ barimǝn desǝ, ular xu yǝrgǝ mangatti; ular mangƣanda ⱨeqⱪaysi tǝrǝpkǝ burulmaytti.
13 Һаят мәхлуқларниң қияпити болса, көйүп ялқунлап турған отниң чоғидәк, мәшъәлләрдәк еди; мошу от уян-буян айлинип мәхлуқлар арисида жүрәтти; от интайин ялқунлуқ еди, оттин чақмақлар чеқип туратти;
Ⱨayat mǝhluⱪlarning ⱪiyapiti bolsa, kɵyüp yalⱪunlap turƣan otning qoƣidǝk, mǝx’ǝllǝrdǝk idi; muxu ot uyan-buyan aylinip mǝhluⱪlar arisida yürǝtti; ot intayin yalⱪunluⱪ idi, ottin qaⱪmaⱪlar qeⱪip turatti;
14 һаят мәхлуқлар чақмақтәк пал-пул қилип уяқтин-буяққа жүгүрүп туратти.
ⱨayat mǝhluⱪlar qaⱪmaⱪtǝk pal-pul ⱪilip uyaⱪtin-buyaⱪⱪa yügürüp turatti.
15 Мән һаят мәхлуқларға қаридим, мана һаят мәхлуқларниң һәр бириниң йенида йәрдә туридиған, уларниң йүзигә удулланған бирдин чақ туратти;
Mǝn ⱨayat mǝhluⱪlarƣa ⱪaridim, mana ⱨayat mǝhluⱪlarning ⱨǝrbirining yenida yǝrdǝ turidiƣan, ularning yüzigǝ udullanƣan birdin qaⱪ turatti;
16 чақларниң шәкли вә ясилиши берил яқутниң көрүнүшидә еди; төртисиниң бир хилла көрүнүши бар еди; уларниң шәкли вә ясилиши болса, чақниң ичидә чақ бардәк еди.
qaⱪlarning xǝkli wǝ yasilixi beril yaⱪutning kɵrünüxidǝ idi; tɵtisining birhilla kɵrünüxi bar idi; ularning xǝkli wǝ yasilixi bolsa, qaⱪning iqidǝ qaⱪ bardǝk idi.
17 Мәхлуқлар маңғанда, улар йүзләнгән төрт тәрипиниң һәммисигә удул маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти.
Mǝhluⱪlar mangƣanda, ular yüzlǝngǝn tɵt tǝripining ⱨǝmmisigǝ udul mangatti; mangƣanda ular ⱨeq burulmaytti.
18 Чақларниң ултаңлири болса, интайин егиз һәм дәһшәтлик еди; улар төртисиниң ултаңлириниң пүтүн әтрапи көзләр билән толған еди.
Qaⱪlarning ultangliri bolsa, intayin egiz ⱨǝm dǝⱨxǝtlik idi; ular tɵtisining ultanglirining pütün ǝtrapi kɵzlǝr bilǝn tolƣanidi.
19 Һаят мәхлуқлар маңғанда, чақлар уларға яндишип маңатти; һаят мәхлуқлар йәрдин көтирилгәндә, чақларму көтириләтти.
Ⱨayat mǝhluⱪlar mangƣanda, qaⱪlar ularƣa yandixip mangatti; ⱨayat mǝhluⱪlar yǝrdin kɵtürülgǝndǝ, qaⱪlarmu kɵtürülǝtti.
20 Роһ нәгә маң десә, улар шу йәргә маңатти — демәк, уларниң роһи [Роһқа] әгишип маңатти. Чақлар улар билән тәң көтириләтти; чүнки мәхлуқларниң роһи чақлирида еди.
Roⱨ nǝgǝ mang desǝ, ular xu yǝrgǝ mangatti — demǝk, ularning roⱨi [Roⱨⱪa] ǝgixip mangatti. Qaⱪlar ular bilǝn tǝng kɵtürülǝtti; qünki mǝhluⱪlarning roⱨi qaⱪlirida idi.
21 Мәхлуқлар маңғанда, чақларму маңатти; мәхлуқлар тохтиғанда, чақларму тохтайтти; улар йәрдин көтирилгинидә, чақларму уларға қошулуп тәң көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди.
Mǝhluⱪlar mangƣanda, qaⱪlarmu mangatti; mǝhluⱪlar tohtiƣanda, qaⱪlarmu tohtaytti; ular yǝrdin kɵtürülginidǝ, qaⱪlarmu ularƣa ⱪoxulup tǝng kɵtürülǝtti; qünki ⱨayat mǝhluⱪlarning roⱨi qaⱪlarda idi.
22 Һаят мәхлуқларниң башлири үстидә бир йоған көз йәткүсиз гүмбәзгә охшайдиған бир нәрсә туратти; у хрусталъдәк дәһшәтлик пақирап, уларниң беши үстидә йейилип туратти.
Ⱨayat mǝhluⱪlarning baxliri üstidǝ bir yoƣan kɵz yǝtküsiz gümbǝzgǝ ohxaydiƣan bir nǝrsǝ turatti; u hrustaldǝk dǝⱨxǝtlik parⱪirap, ularning bexi üstidǝ yeyilip turatti.
23 Бу гүмбәздәк нәрсиниң астида уларниң қанатлири керилип, бир-биригә тегишип туратти; һәр бир мәхлуқниң өз тениниң икки йенини япидиған иккидин қанити бар еди.
Bu gümbǝzdǝk nǝrsining astida ularning ⱪanatliri kerilip, bir-birigǝ tegixip turatti; ⱨǝrbir mǝhluⱪning ɵz tenining ikki yenini yapidiƣan ikkidin ⱪaniti bar idi.
24 Улар маңғанда, мән қанатлириниң садасини аңлидим — у улуқ суларниң шарқириған садасидәк, Һәммигә Қадирниң авазидәк — қошунниң жүрүш қиливатқан чағдики сүрән-шавқунлириниң садасидәк еди; улар тохтап турған чағларда, улар қанатлирини төвәнгә чүшүрәтти.
Ular mangƣanda, mǝn ⱪanatlirining sadasini anglidim — u uluƣ sularning xarⱪiriƣan sadasidǝk, Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning awazidǝk — ⱪoxunning yürüx ⱪiliwatⱪan qaƣdiki sürǝn-xawⱪunlirining sadasidǝk idi; ular tohtap turƣan qaƣlarda, ular ⱪanatlirini tɵwǝngǝ qüxürǝtti.
25 Вә уларниң беши үстидики гүмбәздәк нәрсә үстидин бир аваз аңланди. Улар тохтап турған чағларда, улар қанатлирини төвәнгә чүшүрәтти.
Wǝ ularning bexi üstidiki gümbǝzdǝk nǝrsǝ üstidin bir awaz anglandi. Ular tohtap turƣan qaƣlarda, ular ⱪanatlirini tɵwǝngǝ qüxürǝtti.
26 Уларниң беши үстидики гүмбәздәк нәрсә үстидә, көк яқут кәби бир тәхтниң сиймаси туратти; бу тәхт сиймасиниң үстидә, толиму жуқурида, инсан қияпитидә көрүнгән бир зат туратти.
Ularning bexi üstidiki gümbǝzdǝk nǝrsǝ üstidǝ, kɵk yaⱪut kǝbi bir tǝhtning siymasi turatti; bu tǝht siymasining üstidǝ, tolimu yuⱪirida, insan ⱪiyapitidǝ kɵrüngǝn bir zat turatti.
27 Вә мән бу затни белиниң үсти тәрипиниң турқи мистәк парқирған, әтрапини от орап турған қияпәттики бир көрүнүштә көрдүм; вә белиниң асти тәрипиниң турқи, отниң қияпитидә еди, униң әтрапида күчлүк йоруқлуқ туратти.
Wǝ mǝn bu zatni belining üsti tǝripining turⱪi mistǝk parⱪirƣan, ǝtrapini ot orap turƣan ⱪiyapǝttiki bir kɵrünüxtǝ kɵrdüm; wǝ belining asti tǝripining turⱪi, otning ⱪiyapitidǝ idi, uning ǝtrapida küqlük yoruⱪluⱪ turatti.
28 Бу әтрапида турған күчлүк йоруқлуқниң көрүнүши болса, ямғурлуқ күнидики булутта пәйда болған һәсән-һөсәнниң көрүнүшидәк еди. Бу болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң қияпитиниң көрүнүши еди. Буни көрүпла мән дүм жиқилдим; вә мән сөзләватқан бирисиниң авазини аңлидим.
Bu ǝtrapida turƣan küqlük yoruⱪluⱪning kɵrünüxi bolsa, yamƣurluⱪ künidiki bulutta pǝyda bolƣan ⱨǝsǝn-ⱨɵsǝnning kɵrünüxidǝk idi. Bu bolsa Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripining ⱪiyapitining kɵrünüxi idi. Buni kɵrüpla mǝn düm yiⱪildim; wǝ mǝn sɵzlǝwatⱪan birsining awazini anglidim.