< Мисирдин чиқиш 1 >
1 Вә төвәндикиләр Исраил [билән биллә] Мисирға барған оғуллириниң исимлири (улар һәр қайсиси өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барған еди): —
2 Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда,
3 Иссакар, Зәбулун, Бинямин,
4 Дан, Нафтали, Гад вә Ашир.
5 Әнди Яқупниң пуштидин болғанлар җәмий болуп йәтмиш адәм еди. Бу вақитта Йүсүп Мисирда еди.
6 Кейин Йүсүп, униң барлиқ қериндашлири һәмдә барлиқ замандашлири өлүп түгиди.
7 Шундақтиму, Исраиллар көп туғулуп, тез көпийип, интайин күчәйди; улар зиминға бир кәлди.
8 У вақитларда Йүсүпни билмәйдиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
9 У хәлқигә: Мана, Исраилларниң хәлқи биздин зиядә көпийип һәмдә биздинму күчлинип кәтти.
10 Әнди биз уларға нисбәтән ақиланә иш тутайли; болмиса, улар техиму көпийип кетиду, мабада уруш партлап қалса, шундақ болидуки, улар дүшмәнлиримиз тәрәпкә өтүп, бизгә һуҗум қилип, жуттин чиқип кетиши мүмкин, — деди.
11 Шуниң билән улар уларни қаттиқ әмгәкләр билән харлаш үчүн иш башлирини тайинлап назарәтчиликкә қойди. Шуниң билән Исраиллар Пирәвн үчүн Питом билән Раамсәс дегән маддий әшя сақлайдиған шәһәрләрни ясап бәрди.
12 Лекин уларни [қанчә] әзгәнсери, булар шунчә көпийип һәммә йәрни қаплиди; буниң билән мисирлиқлар Исраилларға өч болуп кәтти.
13 Шуниң билән мисирлиқлар Исраилларға зулум қилип, уларни техиму қаттиқ ишлитип еғир ишларға салди.
14 Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, хиш-кесәк қуюш вә етизларниң һәр хил әмгәклиригә селип, ишниң қаттиқлиғи билән уларниң турмушиға қаттиқ еғирчилиқ салди; уларни немә әмгәккә салмисун, интайин җапалиқ еди.
15 Мисир падишаси икки ибраний туғут анисиға сөз қилип (уларниң бириниң исми Шифраһ, йәнә бириниң исми Пуаһ еди):
16 — силәр қачанлиги ибраний хотунларни туғдурсаңлар, туққанда убдан қараңлар; бовақ оғул болса, өлтүрүветиңлар; қиз болса, тирик қоюңлар, — деди.
17 Лекин туғут анилири Худадин қорқуп, Мисирниң падишаси уларға ейтқандәк қилмай, бәлки оғул бовақларни тирик қойди.
18 Шуңа Мисирниң падишаси туғут анилирини чақиртип улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! Оғул балиларни немишкә тирик қойдуңлар? — дәп сориди.
19 Туғут анилири Пирәвнгә җавап берип: — Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күчлүк, сағлам-тимән болғини үчүн туғут анилири уларниң қешиға йетип барғичә, өзлири туғуп болиду, — деди.
20 Нәтиҗидә, Худа туғут анилириға илтипат көрсәтти; Исраил хәлқи давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
21 Шундақ болдики, туғут анилири Худадин қорқидиған ихласмән болғанлиғи үчүн Худа уларни аилилик болушқа муйәссәр қилди.
22 Буниң билән Пирәвн барлиқ пухралириға: — Исраиллардин йеңи туғулған оғул балиларниң һәммисини дәрияға ташлаңлар, лекин қиз балиларниң һәммисини тирик қалдуруңлар, дәп әмир қилди.