< Мисирдин чиқиш 9 >

1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға берип униңға: — «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа ибадәт қилишиға Өз қовмимни қоюп бәр.
Andin Perwerdigar Musagha: — Pirewnning aldigha bérip uninggha: — «Ibraniylarning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: — Manga ibadet qilishigha Öz qowmimni qoyup ber.
2 Әгәр уларни қоюп беришни рәт қилип, йәнила тутуп турувалидиған болсаң,
Eger ularni qoyup bérishni ret qilip, yenila tutup turuwalidighan bolsang,
3 мана, Пәрвәрдигарниң қоли етизлиқтики чарпайлириңниң үстигә, ат-ешәкләр, төгиләр, вә қой-калилириңниң үстигә чүшүп интайин еғир бир ваба кәлтүриду.
mana, Perwerdigarning qoli étizliqtiki charpayliringning üstige, at-éshekler, tögiler, we qoy-kaliliringning üstige chüshüp intayin éghir bir waba keltüridu.
4 Лекин Пәрвәрдигар Исраилниң чарпайлирини мисирлиқларниң чарпайлиридин пәриқләндүриду. Нәтиҗидә, Исраилниң чарпайлиридин һеч бири өлмәйду» — дегин, деди.
Lékin Perwerdigar Israilning charpaylirini misirliqlarning charpayliridin perqlendüridu. Netijide, Israilning charpayliridin héchbiri ölmeydu» — dégin, dédi.
5 Пәрвәрдигар вақитни бекитип: — Әтә Пәрвәрдигар зиминда бу ишни қилиду, деди.
Perwerdigar waqitni békitip: — Ete Perwerdigar zéminda bu ishni qilidu, dédi.
6 Әтиси Пәрвәрдигар шундақ қилди; мисирлиқларниң барлиқ чарпайлири өлди; лекин Исраилларниң чарпайлиридин бириму өлмиди.
Etisi Perwerdigar shundaq qildi; misirliqlarning barliq charpayliri öldi; lékin Israillarning charpayliridin birimu ölmidi.
7 Пирәвн адәм әвәтип тәкшүривиди, мана, Исраилларниң чарпайлиридин бириму өлмигән еди. Лекин Пирәвнниң көңли қаттиқ қилинип, у қовмни қоюп бәрмиди.
Pirewn adem ewetip tekshüriwidi, mana, Israillarning charpayliridin birimu ölmigenidi. Lékin Pirewnning köngli qattiq qilinip, u qowmni qoyup bermidi.
8 Андин Пәрвәрдигар Муса вә Һарунға: — Хумданниң күлидин чаңгилиңларни тошқузуп елиңлар, андин Муса уни Пирәвнниң көз алдида асманға қаритип чачсун.
Andin Perwerdigar Musa we Harun’gha: — Xumdanning külidin changgilinglarni toshquzup élinglar, andin Musa uni Pirewnning köz aldida asman’gha qaritip chachsun.
9 Шундақ қилиши билән күл пүткүл Мисир зиминини қаплайдиған чаң-тозан болиду вә Мисир зиминидики һәммә йәрдә адәмләр вә һайванларниң бәдинигә чүшүши билән һүррәк-һүррәк чақа чиқириду, — деди.
Shundaq qilishi bilen kül pütkül Misir zéminini qaplaydighan chang-tozan bolidu we Misir zéminidiki hemme yerde ademler we haywanlarning bedinige chüshüshi bilen hürrek-hürrek chaqa chiqiridu, — dédi.
10 Шуниң билән улар хумдандин күл елип, Пирәвнниң алдиға берип турди вә Муса уни асманға қаритип чачти; у адәмләр вә һайванларниң бәдинигә чүшүши билән һүррәк-һүррәк чақа чиқарди.
Shuning bilen ular xumdandin kül élip, Pirewnning aldigha bérip turdi we Musa uni asman’gha qaritip chachti; u ademler we haywanlarning bedinige chüshüshi bilen hürrek-hürrek chaqa chiqardi.
11 Җадугәрләр чақилар дәстидин Мусаниң алдида туралмай қалди; чүнки җадугәрләрниң бәдининиму, башқа барлиқ мисирлиқларниму охшаш чақа бесип кәткән еди.
Jadugerler chaqilar destidin Musaning aldida turalmay qaldi; chünki jadugerlerning bedininimu, bashqa barliq misirliqlarnimu oxshash chaqa bésip ketkenidi.
12 Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди; шуңа Пәрвәрдигар дәл Мусаға ейтқинидәк у уларға қулақ салмиди.
Lékin Perwerdigar Pirewnning könglini qattiq qildi; shunga Perwerdigar del Musagha éytqinidek u ulargha qulaq salmidi.
13 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Әтә таң сәһәр қопуп, Пирәвнниң алдида туруп униңға: «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қовмимни Маңа ибадәт қилишқа қоюп бәр;
Andin Perwerdigar Musagha: — Ete tang seher qopup, Pirewnning aldida turup uninggha: «Ibraniylarning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: — Qowmimni Manga ibadet qilishqa qoyup ber;
14 чүнки Мән бу қетим һәммә балаю-апәтлиримни жүригиңгә, әмәлдарлириң вә пухралириңниң үстигә әвәтимән. Буниң билән сән пүткүл йәр йүзидә Мәндәк башқа бириниң йоқ екәнлигини билисән.
chünki Men bu qétim hemme balayi’apetlirimni yürikingge, emeldarliring we puqraliringning üstige ewetimen. Buning bilen sen pütkül yer yüzide Mendek bashqa birining yoq ikenlikini bilisen.
15 Чүнки Мән қолумни узитип, өзүң вә қовмиңни ваба билән урған болсамиди, бу вақитқичә сән йәр йүзидин йоқилип кетәттиң.
Chünki Men qolumni uzitip, özüng we qowmingni waba bilen urghan bolsam’idi, bu waqitqiche sen yer yüzidin yoqilip kétetting.
16 Һалбуки, Мениң сени орнуңға тиклишимдики мәхситим шу едики, дәл Өз қудритимни саңа көрситиш, шундақла намимниң пүткүл йәр йүзидә җакалиниши үчүн еди.
Halbuki, Méning séni ornunggha tiklishimdiki meqsitim shu idiki, del Öz qudritimni sanga körsitish, shundaqla namimning pütkül yer yüzide jakarlinishi üchün idi.
17 Сән йәнә қовмимға чоңчилиқ қилип, уларни қоюп беришни рәт қиливерәмсән?
Sen yene qowmimgha chongchiliq qilip, ularni qoyup bérishni ret qiliwéremsen?
18 Мана, әтә мошу вақитларда Мисир дөлити бена болғандин буян һеч көрүлүп бақмиған қаттиқ мөлдүрни яғдуримән.
Mana, ete mushu waqitlarda Misir döliti bina bolghandin buyan héch körülüp baqmighan qattiq möldürni yaghdurimen.
19 Шуниң үчүн адәм әвәтип, һайван вә етизда бар-йоқуңни жиғип ичкири солиғин; чүнки өйгә қайтурулмай сиртта қалған адәм вә һайванларниң һәммиси мөлдүрниң астида қелип өлүп кетиду! — дегин, деди.
Shuning üchün adem ewetip, haywan we étizda bar-yoqungni yighip ichkiri solighin; chünki öyge qayturulmay sirtta qalghan adem we haywanlarning hemmisi möldürning astida qélip ölüp kétidu! — dégin, dédi.
20 Буни аңлап Пирәвнниң әмәлдарлириниң арисидин Пәрвәрдигарниң сөзидин қорққан һәр бир адәм өз қуллири вә чарпайлирини жүгүртүп өйлиригә елип кәлди.
Buni anglap Pirewnning emeldarlirining arisidin Perwerdigarning sözidin qorqqan herbir adem öz qulliri we charpaylirini yügürtüp öylirige élip keldi.
21 Лекин Пәрвәрдигарниң сөзини етиварға алмиғанлар өз қул вә маллирини ташқирида қалдуруп қойди.
Lékin Perwerdigarning sözini étibargha almighanlar öz qul we mallirini tashqirida qaldurup qoydi.
22 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминидики һәр йәрдә, адәмләр үстигә, малларниң үстигә, шундақла Мисир зиминидики далаларниң һәммә от-чөплириниң үстигә мөлдүр яғсун дәп, асманға қарап қолуңни көтәргин, деди.
Perwerdigar Musagha: — Misir zéminidiki her yerde, ademler üstige, mallarning üstige, shundaqla Misir zéminidiki dalalarning hemme ot-chöplirining üstige möldür yaghsun dep, asman’gha qarap qolungni kötürgin, dédi.
23 Муса шуниң билән һасисини асманға қаритип көтиривиди, Пәрвәрдигар гүлдүрмамини гүлдүрлитип, мөлдүр яғдурди, йәр йүзидә чақмақ чеқиндилири чепип жүрәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар Мисир зимини үстигә мөлдүр яғдурди.
Musa shuning bilen hasisini asman’gha qaritip kötürüwidi, Perwerdigar güldürmamini güldürlitip, möldür yaghdurdi, yer yüzide chaqmaq chéqindiliri chépip yüretti. Shundaq qilip Perwerdigar Misir zémini üstige möldür yaghdurdi.
24 Мөлдүр йеғип, мөлдүр билән от арилаш чүшти; мөлдүр шунчә еғир болдики, Мисир дөлити бена болғандин тартип ундақ қаттиқ мөлдүр йеғип бақмиған еди.
Möldür yéghip, möldür bilen ot arilash chüshti; möldür shunche éghir boldiki, Misir döliti bina bolghandin tartip undaq qattiq möldür yéghip baqmighanidi.
25 Мөлдүр пүткүл Мисир зимининиң һәр йеридә чүшүп, инсан болсун, һайван болсун, һәммисини урди; мөлдүр етиздики һәммә от-чөпни уруп, йәрдики һәммә дәл-дәрәқләрниму сундурувәтти.
Möldür pütkül Misir zéminining her yéride chüshüp, insan bolsun, haywan bolsun, hemmisini urdi; möldür étizdiki hemme ot-chöpni urup, yerdiki hemme del-derexlernimu sunduruwetti.
26 Пәқәт Исраиллар олтиришлиқ Гошән зиминидила мөлдүр яғмиди.
Peqet Israillar olturushluq Goshen zéminidila möldür yaghmidi.
27 Пирәвн адәм әвәтип Муса билән Һарунни чақиртип уларға: — Мән бу қетим гуна қилдим! Пәрвәрдигар һәққанийдур; Сәһвәнлик болса мән вә хәлқимдин өтти.
Pirewn adem ewetip Musa bilen Harunni chaqirtip ulargha: — Men bu qétim gunah qildim! Perwerdigar heqqaniydur; Sewenlik bolsa men we xelqimdin ötti.
28 Йәнә берип Пәрвәрдигардин өтүнүп илтиҗа қилиңлар! Худадин чиққан бу қаттиқ гүлдүрмамилар вә мөлдүр йетип ашти! Силәрни қоюп берәй; силәр әнди мошу йәрдә турувәрсәңлар болмайду, — деди.
Yene bérip Perwerdigardin ötünüp iltija qilinglar! Xudadin chiqqan bu qattiq güldürmamilar we möldür yétip ashti! Silerni qoyup bérey; siler emdi mushu yerde turuwersenglar bolmaydu, — dédi.
29 Муса униңға җавап берип: — Мән шәһәрдин чиққанда, Пәрвәрдигар тәрәпкә қарап қоллиримни йейип көтиримән; гүлдүрмамилар шу һаман бесиқип мөлдүр йәнә яғмайду. Йәр йүзи Пәрвәрдигарниңкидур, дәп билишиң үчүн шундақ болиду.
Musa uninggha jawab bérip: — Men sheherdin chiqqanda, Perwerdigar terepke qarap qollirimni yéyip kötürimen; güldürmamilar shu haman bésiqip möldür yene yaghmaydu. Yer yüzi Perwerdigarningkidur, dep bilishing üchün shundaq bolidu.
30 Лекин сән вә сениң әмәлдарлириң, силәрниң Пәрвәрдигар Худадин техичә қорқмайватқиниңларни билимән, деди.
Lékin sen we séning emeldarliring, silerning Perwerdigar Xudadin téxiche qorqmaywatqininglarni bilimen, dédi.
31 Шу чағда арпа баш чиқирип, зиғир ғунчилиған болғачқа, зиғир вә арпа мөлдүрдин вәйран қилинди.
Shu chaghda arpa bash chiqirip, zighir ghunchilighan bolghachqa, zighir we arpa möldürdin weyran qilindi.
32 Лекин буғдай билән қара буғдай кейинрәк бих чиқарғачқа, вәйран қилинмиди.
Lékin bughday bilen qara bughday kéyinrek bix chiqarghachqa, weyran qilinmidi.
33 Муса Пирәвнниң алдидин кетип, шәһәрдин чиқип Пәрвәрдигар тәрәпкә қарап қоллирини йейип көтәрди. Шуниң билән гүлдүрмама вә мөлдүр тохтап, ямғур йәргә йәнә төкүлмиди.
Musa Pirewnning aldidin kétip, sheherdin chiqip Perwerdigar terepke qarap qollirini yéyip kötürdi. Shuning bilen güldürmama we möldür toxtap, yamghur yerge yene tökülmidi.
34 Амма Пирәвн ямғур, мөлдүр вә гүлдүрмамиларниң тохтиғинини көргәндә, йәнә гуна садир қилди; уму, әмәлдарлириму көңлини қаттиқ қилишти.
Emma Pirewn yamghur, möldür we güldürmamilarning toxtighinini körgende, yene gunah sadir qildi; umu, emeldarlirimu könglini qattiq qilishti.
35 Бу тәриқидә Пирәвнниң көңли қаттиқ туруверип, Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилларни қоюп беришни рәт қилди.
Bu teriqide Pirewnning köngli qattiq turuwérip, Perwerdigar Musaning wasitisi bilen éytqandek, Israillarni qoyup bérishni ret qildi.

< Мисирдин чиқиш 9 >