< Мисирдин чиқиш 8 >
1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға берип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Маңа ибадәт қилишқа Өз қовмимни қоюп бәр.
Andin Perwerdigar Musagha: — Pirewnning aldigha bérip uninggha: — Perwerdigar mundaq deydu: — «Manga ibadet qilishqa Öz qowmimni qoyup ber.
2 Лекин уларни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән дөлитиңниң һәммә йерини пақилар билән бастуруп уримән.
Lékin ularni qoyup bérishni ret qilsang, mana, Men dölitingning hemme yérini paqilar bilen basturup urimen.
3 Дәрияда топ-топ пақилар пәйда болуп, [дәриядин] чиқип ордаңға, һоҗраңға, орун-көрпәңгә, әмәлдарлириңниң өйлиригә киривалиду, шуниңдәк хәлқиңниң учисиға, тонур вә тәңнилириңгә ямишип чиқивалиду.
Deryada top-top paqilar peyda bolup, [deryadin] chiqip ordanggha, hujranggha, orun-körpengge, emeldarliringning öylirige kiriwalidu, shuningdek xelqingning uchisigha, tonur we tengniliringge yamiship chiqiwalidu.
4 Пақилар өзүңниң үстибешиға, хәлқиңниң үстибешиға вә һәммә әмәлдарлириңниң үстибешиға ямишип чиқивалиду» — дегин, — деди.
Paqilar özüngning üstibéshigha, xelqingning üstibéshigha we hemme emeldarliringning üstibéshigha yamiship chiqiwalidu» — dégin, — dédi.
5 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарунға: Пақиларниң Мисир зимининиң үстигә чиқиши үчүн қолуңни узитип, һасаңни еқинлар, өстәңләр вә көлләрниң үстигә шилтиғин, дегин — деди.
Perwerdigar Musagha: — Sen Harun’gha: Paqilarning Misir zéminining üstige chiqishi üchün qolungni uzitip, hasangni éqinlar, östengler we köllerning üstige shiltighin, dégin — dédi.
6 Шуниң билән Һарун қолини Мисирниң сулири үстигә узатти; шундақ қиливиди, пақилар чиқип Мисир зиминини қаплиди.
Shuning bilen Harun qolini Misirning suliri üstige uzatti; shundaq qiliwidi, paqilar chiqip Misir zéminini qaplidi.
7 Лекин җадугәрләрму өз җадулири билән охшаш ишни қилип, Мисир зимини үстигә пақиларни пәйда қилди.
Lékin jadugerlermu öz jaduliri bilen oxshash ishni qilip, Misir zémini üstige paqilarni peyda qildi.
8 Пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип: — Пақиларни мәндин вә хәлқимдин нери қилиш үчүн Пәрвәрдигардин өтүнүңлар. Шундақ болса, мән хәлқиңни Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилсун дәп қоюп беримән, деди.
Pirewn Musa bilen Harunni chaqirtip: — Paqilarni mendin we xelqimdin néri qilish üchün Perwerdigardin ötününglar. Shundaq bolsa, men xelqingni Perwerdigargha qurbanliq qilsun dep qoyup bérimen, dédi.
9 Муса Пирәвнгә: — Бопту, мән иззитиңни қилай, пәқәт дәриядики пақиларла қелип, башқилири өзүңдин вә өйлириңдин айрилсун дәп, сән, әмәлдарлириң вә хәлқиң үчүн мениң дуа қилидиған вақтимни бекиткин, деди.
Musa Pirewn’ge: — Boptu, men izzitingni qilay, peqet deryadiki paqilarla qélip, bashqiliri özüngdin we öyliringdin ayrilsun dep, sen, emeldarliring we xelqing üchün méning dua qilidighan waqtimni békitkin, dédi.
10 У җавап берип: — Әтә болсун, деди. Муса униңға: — Худайимиз Пәрвәрдигарға охшаш һеч бириниң йоқлуғини билишиң үчүн сениң дегиниңдәк болсун.
U jawab bérip: — Ete bolsun, dédi. Musa uninggha: — Xudayimiz Perwerdigargha oxshash héchbirining yoqluqini bilishing üchün séning déginingdek bolsun.
11 Пақилар сәндин, өйлириңдин, әмәлдарлириң вә хәлқиңдин чиқип кетиду; пәқәт дәриядила қалиду, деди.
Paqilar sendin, öyliringdin, emeldarliring we xelqingdin chiqip kétidu; peqet deryadila qalidu, dédi.
12 Шуниң билән Муса вә Һарун Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти. Андин Муса Пирәвнниң үстигә әвәтилгән пақилар тоғрисида Пәрвәрдигарға нида қилди.
Shuning bilen Musa we Harun Pirewnning aldidin chiqip ketti. Andin Musa Pirewnning üstige ewetilgen paqilar toghrisida Perwerdigargha nida qildi.
13 Пәрвәрдигар Мусаниң тилигинидәк қилди. Буниң билән өйләрдики, һойлилардики вә етизлардики пақилар өлди.
Perwerdigar Musaning tiliginidek qildi. Buning bilen öylerdiki, hoylilardiki we étizlardiki paqilar öldi.
14 Хәлиқ уларни жиғип дога-дога қилди, [пүткүл] жут-зимин сесиқчилиққа толди.
Xelq ularni yighip döwe-döwe qildi, [pütkül] yurt-zémin sésiqchiliqqa toldi.
15 Лекин Пирәвн апәттин халас болғинини көргәндә, көңлини қаттиқ қилип, Пәрвәрдигар ейтқинидәк уларға қулақ салмиди.
Lékin Pirewn apettin xalas bolghinini körgende, könglini qattiq qilip, Perwerdigar éytqinidek ulargha qulaq salmidi.
16 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарунға: — Һасаңни узитип, йәрниң тописини урғин. Буниң билән у пашиға айлинип, пүткүл Мисир зиминини қаплайду, дегин, — деди.
Andin Perwerdigar Musagha: — Sen Harun’gha: — Hasangni uzitip, yerning topisini urghin. Buning bilen u pashigha aylinip, pütkül Misir zéminini qaplaydu, dégin, — dédi.
17 Улар шундақ қилди; Һарун қолини узитип һасиси билән йәрниң тописини урувиди, адәмләр вә һайванларниң үстибешини паша басти; пүткүл Мисир зиминидики топа-чаңлар пашиға айланди.
Ular shundaq qildi; Harun qolini uzitip hasisi bilen yerning topisini uruwidi, ademler we haywanlarning üstibéshini pasha basti; pütkül Misir zéminidiki topa-changlar pashigha aylandi.
18 Җадугәрләрму өз җадулири билән шундақ қилип паша пәйда қилишқа урунған болсиму, пәйда қилалмиди. Пашилар болса һәм адәмләрниң һәм һайванларниң үстибешини қаплап кәтти.
Jadugerlermu öz jaduliri bilen shundaq qilip pasha peyda qilishqa urun’ghan bolsimu, peyda qilalmidi. Pashilar bolsa hem ademlerning hem haywanlarning üstibéshini qaplap ketti.
19 Андин җадугәрләр Пирәвнгә: — Бу иш Худаниң бармиғиниң қилғини! — дейишти. Лекин Пирәвн көңлини қаттиқ қилип, Пәрвәрдигар ейтқинидәк уларға қулақ салмиди.
Andin jadugerler Pirewn’ge: — Bu ish Xudaning barmiqining qilghini! — déyishti. Lékin Pirewn könglini qattiq qilip, Perwerdigar éytqinidek ulargha qulaq salmidi.
20 Пәрвәрдигар Мусаға: — Әтә сәһәр қопуп Пирәвнниң алдиға берип турғин — (шу вақитта у су бойиға чиқиду) униңға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа ибадәт қилиши үчүн Өз қовмимни қоюп бәр!
Perwerdigar Musagha: — Ete seher qopup Pirewnning aldigha bérip turghin — (shu waqitta u su boyigha chiqidu) uninggha: «Perwerdigar mundaq deydu: — Manga ibadet qilishi üchün Öz qowmimni qoyup ber!
21 Чүнки әгәр қовмимни қоюп бәрмисәң, мана Мән сениң вә әмәлдарлириң, хәлқиң үстигә, өйлириңгә көкүйүнләрни әвәтимән; шуниң билән мисирлиқларниң өйлири вә һәтта улар туруватқан тупрақму көкүйүнләр билән толиду.
Chünki eger qowmimni qoyup bermiseng, mana Men séning we emeldarliring, xelqing üstige, öyliringge köküyünlerni ewetimen; shuning bilen misirliqlarning öyliri we hetta ular turuwatqan tupraqmu köküyünler bilen tolidu.
22 Лекин шу күнидә Өз қовмим туруватқан Гошән жутини башқичә қилимән; шундақ болидуки, у йәрдә көкүйүнләр тепилмайду. Шуниң билән сән Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминда болғанлиғимни билисән.
Lékin shu künide Öz qowmim turuwatqan Goshen yurtini bashqiche qilimen; shundaq boliduki, u yerde köküyünler tépilmaydu. Shuning bilen sen Men Perwerdigarning bu zéminda bolghanliqimni bilisen.
23 Шундақ қилип Мән Өз қовмимни сениң хәлқиңдин пәриқләндүримән; бу мөҗизилик аламәт әтә йүз бериду», дәп ейтқин, деди.
Shundaq qilip Men Öz qowmimni séning xelqingdin perqlendürimen; bu möjizilik alamet ete yüz béridu», dep éytqin, dédi.
24 Пәрвәрдигар дегинини қилди. Пирәвнниң өйлиригә, әмәлдарлириниң өйлиригә көкүйүнләр топ-топ болуп кирди; пүткүл Мисир зимининиң һәммә йери көкүйүнләр тәрипидин харап болушқа башлиди.
Perwerdigar déginini qildi. Pirewnning öylirige, emeldarlirining öylirige köküyünler top-top bolup kirdi; pütkül Misir zéminining hemme yéri köküyünler teripidin xarab bolushqa bashlidi.
25 Пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип келип уларға: Берип мошу зиминда Худайиңларға қурбанлиқ өткүзүңлар, — деди.
Pirewn Musa bilen Harunni chaqirtip kélip ulargha: Bérip mushu zéminda Xudayinglargha qurbanliq ötküzünglar, — dédi.
26 Лекин Муса җавап берип: — Бундақ қилиш бизгә таза мувапиқ болмайду; чүнки биз Пәрвәрдигар Худайимизға сунмақчи болған қурбанлиқ мал мисирлиқларға нисбәтән жиркиничликтур. Әнди әгәр биз мисирлиқларниң көз алдида яман көрүнгән нәрсини қурбанлиқ қилсақ улар бизни чалма-кесәк қиливәтмәмду?
Lékin Musa jawab bérip: — Bundaq qilish bizge taza muwapiq bolmaydu; chünki biz Perwerdigar Xudayimizgha sunmaqchi bolghan qurbanliq mal misirliqlargha nisbeten yirginchliktur. Emdi eger biz misirliqlarning köz aldida yaman körün’gen nersini qurbanliq qilsaq ular bizni chalma-kések qiliwetmemdu?
27 Биз үч күнлүк йолни бесип, чөлдә Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә буйруғинидәк униңға қурбанлиқ сунушимиз керәк, деди.
Biz üch künlük yolni bésip, chölde Perwerdigar Xudayimiz bizge buyrughinidek uninggha qurbanliq sunushimiz kérek, dédi.
28 Пирәвн: — Силәрни Пәрвәрдигар Худайиңларға чөлдә қурбанлиқ өткүзүшкә барғили қойимән; пәқәт бәк жирақ кетип қалмаңлар, мениң үчүн дуа қилиңлар, деди.
Pirewn: — Silerni Perwerdigar Xudayinglargha chölde qurbanliq ötküzüshke barghili qoyimen; peqet bek yiraq kétip qalmanglar, méning üchün dua qilinglar, dédi.
29 Муса җавап берип: — Мана, мән сениң алдиңдин чиқип Пәрвәрдигарға илтиҗа қилимән вә көкүйүнләр сән Пирәвндин, әмәлдарлириңдин вә хәлқиңдин әтә чиқип кетиду; лекин Пирәвн йәнә һейлә ишлитип, хәлиқни Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа бериштин тосқучи болмисун, деди.
Musa jawab bérip: — Mana, men séning aldingdin chiqip Perwerdigargha iltija qilimen we köküyünler sen Pirewndin, emeldarliringdin we xelqingdin ete chiqip kétidu; lékin Pirewn yene hiyle ishlitip, xelqni Perwerdigargha qurbanliq qilishqa bérishtin tosquchi bolmisun, dédi.
30 Муса Пирәвнниң алдидин чиқип, Пәрвәрдигарға шундақ илтиҗа қилди.
Musa Pirewnning aldidin chiqip, Perwerdigargha shundaq iltija qildi.
31 Пәрвәрдигар Муса тилигинидәк қилди; у көкүйүнләрни Пирәвн, әмәлдарлири вә хәлқидин чиқиривәтти; һәтта бир тал көкүйүнму қалмиди.
Perwerdigar Musa tiliginidek qildi; u köküyünlerni Pirewn, emeldarliri we xelqidin chiqiriwetti; hetta bir tal köküyünmu qalmidi.
32 Лекин Пирәвн бу қетимму көңлини қаттиқ қилип, қовмни қоюп бәрмиди.
Lékin Pirewn bu qétimmu könglini qattiq qilip, qowmni qoyup bermidi.