< Мисирдин чиқиш 7 >
1 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән Пирәвнниң алдида сени Худаниң орнида қилдим. Акаң Һарун болса сениң пәйғәмбириң болиду.
2 Мән саңа буйруғинимниң һәммисини [униңға] дәйсән; андин акаң Һарун Пирәвнгә униң өз зиминидин Исраилларни қоюп бериши керәклиги тоғрисида сөз қилиду.
3 Лекин Мән Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилимән; буниң билән Мән Мисир зиминида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтлиримни көпләп көрситимән.
4 Шундақтиму, Пирәвн силәргә қулақ салмайду. Амма Мән Мисирниң үстигә һөкүм чиқирип қолумни узитип, чоң балаю-апәтләрни чүшүрүп, қошунлирим болған Өз қовмим Исраилларни Мисир зиминидин чиқиримән.
5 Өз қолумни Мисирниң үстигә созғинимда, Исраилларни уларниң арисидин чиқарғинимда мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду, — деди.
6 Муса билән Һарун шундақ қилди; Пәрвәрдигар уларға қандақ тапилиған болса, уларму шундақ қилди.
7 Улар Пирәвнгә сөз қилған вақитта Муса сәксән яшқа, Һарун сәксән үч яшқа киргән еди.
8 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип: —
9 Әнди Пирәвн силәргә: — Өзүңларни тәстиқлап бир мөҗизә көрситиңлар, десә, сән Һарунға: — Һасаңни елип Пирәвнниң алдиға ташлиғин, дәп ейтқин. Шундақ қилиши биләнла һаса иланға айлиниду, деди.
10 Шуниң билән, Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк қилди; Һарун һасисини Пирәвн билән униң әмәлдарлириниң алдиға ташливиди, у иланға айланди.
11 У вақитта Пирәвн данишмәнлири вә сеһригәрлирини чақиртип кәлди; Мисирниң җадугәрлириму өз җадуси билән охшаш ишни қилди.
12 Уларниң һәр бири өз һасисини ташлиди; уларму иланға айланди. Лекин Һарунниң һасиси уларниң һасилирини жутуп кәтти.
13 Бирақ Пәрвәрдигар ейтқандәк Пирәвнниң көңли қаттиқлиқ билән Пәрвәрдигар ейтқандәк уларға қулақ салмиди.
14 Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Пирәвнниң көңли қаттиқ; у қовмни қоюп беришни рәт қилиду.
15 Әнди сән әтә сәһәрдә Пирәвнниң қешиға барғин (шу вақитта у су бойиға чиқиду) — Сән униң билән көрүшүшкә дәрияниң бойида сақлап турғин; иланға айланған һасини қолуңға еливал.
16 Сән униңға мундақ дегин: — «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мени алдиңға: «Чөлдә Маңа ибадәт қилиши үчүн қовмимни қоюп бәр» дейишкә әвәткән еди; лекин мана, бу вақитқичә һеч аңлимидиң.
17 Шуңа Пәрвәрдигар саңа: — «Сән шу [аламәт] билән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», дәйду — Мана, мән қолумдики һаса билән дәрияниң сүйини урсам, су қанға айлиниду,
18 дәрияниң белиқлири өлүп, дәрияниң сүйи сесип кетиду; мисирлиқлар судин сәскинип, ичәлмәйдиған болуп қалиду».
19 Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — Сән Һарунға: — Һасаңни елип мисирлиқларниң сулири қанға айлансун дәп уларниң үстигә, йәни еқинлири, өстәңлири, көллири вә су амбарлири үстигә қолуңни узатқин. Шуниң билән пүткүл Мисир зиминида, һәтта яғач вә таш қачилардики суларму қанға айлиниду, дегин, деди.
20 Муса билән Һарун Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк қилди; Һарун Пирәвн вә әмәлдарлириниң көз алдида һасини көтирип, дәрияниң сүйини урувиди, пүтүн дәрияниң сүйи қанға айлинип кәтти.
21 Дәриядики белиқлар өлүп, дәрияниң сүйи сесип кәтти. Мисирлиқлар дәрияниң сүйини ичәлмәйдиған болуп қалди, пүткүл Мисир зимини қанға толди.
22 Лекин Мисирниң җадугәрлириму өз җадулири билән һәм шундақ қилди. Бу сәвәптин Пәрвәрдигар ейтқандәк Пирәвнниң көңли қаттиқ болуп, уларға қулақ салмиди;
23 әксичә Пирәвн өйигә қайтип кетип, бу ишқа һеч писәнт қилмиди.
24 Дәрияниң сүйини ичәлмигини үчүн барлиқ мисирлиқлар ичкидәк су тепиш үчүн дәрияниң әтраплирини колиди.
25 Пәрвәрдигар дәрияни уруп, йәнә йәттә күн өтти.