< Мисирдин чиқиш 6 >

1 Лекин Пәрвәрдигар Мусаға: — Әнди сән Мениң Пирәвнгә қилидиғанлиримни көрисән; чүнки у қудрәтлик бир қолдин мәҗбурлинип, уларни қоюп бериду, қудрәтлик бир қолниң сәвәвидин өзиниң зиминидин уларни қоғлап чиқириветиду, — деди.
耶和華對摩西說:「現在你必看見我向法老所行的事,使他因我大能的手容以色列人去,且把他們趕出他的地。」
2 Андин Худа Мусаға [йәнә] сөз қилип мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигардурмән.
上帝曉諭摩西說:「我是耶和華。
3 Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа Қадир-мутләқ Тәңри сүпитидә көрүндүм; лекин «Яһвәһ» дегән намим билән уларға ашкарә тонулмидим.
我從前向亞伯拉罕、以撒、雅各顯現為全能的上帝;至於我名耶和華,他們未曾知道。
4 Мән улар билән: — «Силәр мусапир болуп олтарған зиминни, йәни Қанаан зиминини силәргә беримән» дәп, улар билән әһдә бағлишип вәдә қилғанмән.
我與他們堅定所立的約,要把他們寄居的迦南地賜給他們。
5 Әнди Мән мисирлиқлар қул қилип зулум салған Исраилларниң аһ-зарлирини аңлап, қилған шу әһдәмни есимгә алдим.
我也聽見以色列人被埃及人苦待的哀聲,我也記念我的約。
6 Шуңа Исраилларға мундақ дегин: — «Мән Пәрвәрдигардурмән; Мән Өзүм силәрни мисирлиқларниң еғир жүклири астидин чиқирип, уларниң қуллуғидин азат қилип, қолумни узитип уларға чоң балаю-апәтләрни чүшүрүп, силәргә һәмҗәмәт болуп һөрлүккә ериштүримән.
所以你要對以色列人說:『我是耶和華;我要用伸出來的膀臂重重地刑罰埃及人,救贖你們脫離他們的重擔,不做他們的苦工。
7 Силәрни Өз қовмим болушқа қобул қилимән вә Өзүм Худайиңлар болимән; шуниң билән силәр өзүңларни мисирлиқларниң жүклириниң астидин қутқузуп чиқарғучиниң Мән Худайиңлар Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр.
我要以你們為我的百姓,我也要作你們的上帝。你們要知道我是耶和華-你們的上帝,是救你們脫離埃及人之重擔的。
8 Мән шуниң билән силәрни қол көтирип Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа беришкә қәсәм қилған зиминға елип баримән; Мән у йәрни силәргә мирас қилип зиминлиққа беримән; Мән Пәрвәрдигардурмән».
我起誓應許給亞伯拉罕、以撒、雅各的那地,我要把你們領進去,將那地賜給你們為業。我是耶和華。』」
9 Буларниң һәммисини Муса Исраилларға дәп бәрди; лекин улар еғир қуллуқ азавидин пиғанға чүшкән болуп, униңға қулақ салмиди.
摩西將這話告訴以色列人,只是他們因苦工愁煩,不肯聽他的話。
10 Андин Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: —
耶和華曉諭摩西說:
11 Берип Мисирниң падишаси Пирәвнгә: «Исраилларниң зиминиңдин кетишигә йол қой», дәп ейтқин, деди.
「你進去對埃及王法老說,要容以色列人出他的地。」
12 Лекин Муса Пәрвәрдигарниң алдида: Мана, Исраиллар маңа қулақ салмиған йәрдә, Пирәвн қандақму мәндәк калпуки хәтнә қилинмиған бир адәмгә қулақ салсун? — деди.
摩西在耶和華面前說:「以色列人尚且不聽我的話,法老怎肯聽我這拙口笨舌的人呢?」
13 Амма Пәрвәрдигар Муса вә Һарунға сөзләп, уларниң Исраилларға вә Мисирниң падишаси Пирәвнгә Исраиллар тоғрилиқ: — «Улар Мисир зиминидин елип чиқирилсун» дегән әмир йәткүзүшини буйруди.
耶和華吩咐摩西、亞倫往以色列人和埃及王法老那裏去,把以色列人從埃及地領出來。
14 Төвәндикиләр җәмәт башлиқлири: — Исраилниң тунҗа оғли болған Рубәнниң оғуллири Һануқ, Паллу, Һәзрон вә Карми. Булар болса Рубәнниң нәсиллири еди.
以色列人家長的名字記在下面。以色列長子呂便的兒子是哈諾、法路、希斯倫、迦米;這是呂便的各家。
15 Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә қанаанлиқ аялдин болған Сауллар еди; булар Шимеонниң нәсиллири еди.
西緬的兒子是耶母利、雅憫、阿轄、雅斤、瑣轄,和迦南女子的兒子掃羅;這是西緬的各家。
16 Лавийниң оғуллириниң исимлири, нәсәбнамилиригә асасән: Гәршон, Коһат вә Мәрари; Лавийниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди.
利未眾子的名字按着他們的後代記在下面:就是革順、哥轄、米拉利。利未一生的歲數是一百三十七歲。
17 Гәршонниң оғуллири аилилири бойичә: — Либни вә Шимәй.
革順的兒子按着家室是立尼、示每。
18 Коһатниң оғуллири: — Амрам, Йизһар, Һеброн билән Уззиәл. Коһат бир йүз оттуз үч жил өмүр көрди.
哥轄的兒子是暗蘭、以斯哈、希伯倫、烏薛。哥轄一生的歲數是一百三十三歲。
19 Мәрариниң оғуллири: — Маһли вә Муши. Булар нәсәбнамилири бойичә Лавийниң нәсиллири еди.
米拉利的兒子是抹利和母示;這是利未的家,都按着他們的後代。
20 Амрам өз һаммиси Йокәбәдни хотунлуққа алди, Йокәбәд униңға Һарун вә Мусани туғуп бәрди. Амрам бир йүз оттуз йәттә жил өмүр көрди.
暗蘭娶了他父親的妹妹約基別為妻,她給他生了亞倫和摩西。暗蘭一生的歲數是一百三十七歲。
21 Йизһарниң оғуллири: — Кораһ, Нәфәг вә Зикри еди.
以斯哈的兒子是可拉、尼斐、細基利。
22 Уззиәлниң оғуллири: — Мишаәл, Әлзафан вә Ситри еди.
烏薛的兒子是米沙利、以利撒反、西提利。
23 Һарун болса Наһшонниң сиңлисини, йәни Амминадабниң қизи Елишебани хотунлуққа алди. У униңға Надаб билән Абиһуни, вә Әлиазар билән Итамарни туғуп бәрди.
亞倫娶了亞米拿達的女兒,拿順的妹妹,以利沙巴為妻,她給他生了拿答、亞比戶、以利亞撒、以他瑪。
24 Кораһниң оғуллири: — Ассир, Әлканаһ вә Абиасаф; булар Кораһларниң нәсиллири еди.
可拉的兒子是亞惜、以利加拿、亞比亞撒;這是可拉的各家。
25 Һарунниң оғли Әлиазар Путиәлниң қизлириниң бирини хотунлуққа алди; у униңға Финиһасни туғуп бәрди; булар болса өз нәсәби бойичә һәммиси Лавийларниң җәмәт башлқлири еди.
亞倫的兒子以利亞撒娶了普鐵的一個女兒為妻,她給他生了非尼哈。這是利未人的家長,都按着他們的家。
26 Пәрвәрдигарниң: — Исраилларни қошунлардәк топ-топи билән Мисир зиминидин елип чиқиңлар, дегән әмрини тапшуривалғучилар дәл мошу Һарун билән Муса еди.
耶和華說:「將以色列人按着他們的軍隊從埃及地領出來。」這是對那亞倫、摩西說的。
27 Исраиллар Мисирдин чиқирилсун, дәп Мисирниң падишаси Пирәвнгә сөз қилғанлар дәл бу кишиләр, йәни мошу Муса билән Һарун еди.
對埃及王法老說要將以色列人從埃及領出來的,就是這摩西、亞倫。
28 Пәрвәрдигар Мисирниң зиминида Мусаға сөз қилған вақтида
當耶和華在埃及地對摩西說話的日子,
29 Мусаға: «Мән Пәрвәрдигардурмән. Саңа ейтқинимниң һәммисини Мисирниң падишаси Пирәвнгә дегин», дәп әмир қилди.
他向摩西說:「我是耶和華;我對你說的一切話,你都要告訴埃及王法老。」
30 Лекин Муса Пәрвәрдигарниң алдида: — Мәндәк калпуки хәтнә қилинмиған бир кишигә Пирәвн қандақму қулақ салсун?» — дәп җавап бәргән еди.
摩西在耶和華面前說:「看哪,我是拙口笨舌的人,法老怎肯聽我呢?」

< Мисирдин чиқиш 6 >