< Мисирдин чиқиш 5 >
1 Андин Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, униңға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар саңа: — «Уларниң берип чөлдә Маңа ибадәт қилип, һейт өткүзүшигә қовмимға йол қойсун» дәйду, — деди.
2 Лекин Пирәвн җавап берип: — Униң сөзигә қулақ селип, мени Исраилға йол қойғузидиған қандақ Пәрвәрдигар екән у? Мән у Пәрвәрдигарни тонумаймән һәм Исраилғиму йол қоймаймән, деди.
3 Улар сөз қилип: — Ибранийларниң Худаси биз билән көрүшти. Шуңа өтүнимизки, бизгә Пәрвәрдигар Худайимизға қурбанлиқ сунуш үчүн бизгә чөлгә беришқа үч күнлүк йолға рухсәт бәргәйсиз. Болмиса, У бизни ваба яки қилич билән уруши мүмкин, — деди.
4 Лекин Мисирниң падишаси уларға җавап берип: — Әй Муса вә Һарун, немишкә иккиңлар хәлиқни ишлиридин тохтитип қоймақчи болисиләр? Берип өз әпкишиңларни көтириңлар! — деди.
5 Пирәвн йәнә: — Мана, хәлиқ жутта зиядә көпийип кәтти. Силәр болсаңлар, уларни әпкәшлиридин халас қилмақчисиләр, деди.
6 Шу күни Пирәвн назарәтчиләргә вә назарәтчиләрниң қол астидики иш башлириға буйруқ чүшүрүп: —
7 Һазирдин башлап хәлиққә илгәркидәк кесәк қуюшқа саман бәрмәңлар! Улар саманни өзлири жиғсун.
8 Лекин илгири қанчилик кесәк қуюп кәлгән болса, һелиһәм кам қилмай шунчилик кесәк қуйдуруңлар; чүнки улар һорунлишип: «Худайимизға қурбанлиқ өткүзүшкә бизни барғили қой» дәп ғәлвә қилишиватиду.
9 Әнди уларни өз ишиға толуқ бәнд болуп, ялған-явидақ гәпләргә қулақ салмаслиғи үчүн, бу адәмләрниң үстигә техиму еғир әмгәкләрни жүкләңлар, — деди.
10 Шуниң билән хәлиқниң үстидики назарәтчиләр билән иш башлири чиқип хәлиққә: Пирәвн шундақ дедики, мән әнди силәргә саман бәрмәйдиған болдум.
11 Өзүңлар бериңлар, өзүңлар үчүн қәйәрдин саман тапалисаңлар, шу йәрдин елип келиңлар; лекин қилидиған ишлириңлар болса қилчиликму кемәйтилмәйду, — деди.
12 Буниң билән хәлиқ пүткүл Мисир зиминиға тарилип, саманниң орниға пахал жиғишқа башлиди.
13 Назарәтчиләр болса уларни қистап: Силәргә саман берилгән чағдикидәк һазирму һәр күнлүк ишни шу күни қилиңлар, деди.
14 Исраилларниң үстигә Пирәвнниң назарәтчилири тәрипидин қоюлған Исраиллиқ иш башлири таяқ йеди вә: — Түнүгүн вә бүгүн немишкә кесәк қуюш вәзипсини бурунқидәк тошқузуп орунлимидиңлар?! — дәп тил ишитти.
15 Андин Исраиллиқ иш башлири Пирәвнниң алдиға берип: Немишкә өз қуллириға мундақ муамилә қилидила?
16 Өз қуллириға һеч саман берилмиди. Лекин [назарәтчиләр] йәнила «кесәк қуйдуруңлар» дәп бизни буйруйду. Мана, өз қуллири таяқ йәватиду, амма әйип болса өзлириниң адәмлиридә, дәп пәряд қилди.
17 Лекин у йәнә: — Силәр һорун екәнсиләр! Һорун екәнсиләр! Шуңа силәр: «Берип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ өткүзүшимизгә иҗазәт бәр дәватисиләр.
18 Қайтип берип ишиңни қилиш! Силәргә саман берилмәйду, бирақ кесәкләрни бәлгүләнгән сан бойичә [авалқидәк] толуқ тапшурушисән, деди.
19 Исраиллиқ иш башлири [Пирәвнниң]: «Силәр һәр күнлүк вәзипәңларни, йәни тәләп қилған кесәкләрни бәлгүләнгән сандин кемәйтсәңлар қәтъий болмайду» дегинигә қарап, бешиға бала-қазаниң чүшидиғанлиғини билишти.
20 Улар Пирәвнниң алдидин чиқип келиватқинида, улар билән көрүшүшкә келип шу йәрдә сақлап турған Муса вә Һарун билән учришип қалди.
21 Улар Муса билән Һарунға: — Бизни Пирәвнниң нәзиридә вә униң әмәлдарлириниң нәзиридә сеситип, бизни өлтүрүшкә уларниң қолиға қилич тутқузғиниңлар үчүн, Пәрвәрдигар силәрниң үстүңларға һөкүм қилсун! — деди.
22 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға йенип берип униңға: — Әй Егәм, немишкә бу хәлиқни балаға тиқтиң? Сән немә үчүн мени әвәттиң?
23 Чүнки мән Пирәвнниң алдиға кирип Сениң намиң билән сөз қилғинимдин тартип, у бу хәлиқниң үстигә техиму зиядә азап қилғили турди. Амма Сән техичә қовмиңни һеч қутқузмидиң, — деди.