< Мисирдин чиқиш 40 >

1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ әмир қилди: —
Andin Perwerdigar Musagha mundaq emr qildi: —
2 Биринчи айниң беши, айниң биринчи күни сән җамаәт чедириниң муқәддәсханисини тиклигин.
Birinchi ayning béshi, ayning birinchi küni sen jamaet chédirining muqeddesxanisini tikligin.
3 Һөкүм-гувалиқ сандуғини униң ичигә қоюп, ички пәрдә арқилиқ әһдә сандуғини тосуп қойғин;
Höküm-guwahliq sanduqini uning ichige qoyup, ichki perde arqiliq ehde sanduqini tosup qoyghin;
4 ширәни чедирниң ичигә әкирип, үстигә тизилидиған нәрсиләрни тизғин; андин чирақданни әкирип, үстигә чирақларни орунлаштурғин.
shireni chédirning ichige ekirip, üstige tizilidighan nersilerni tizghin; andin chiraghdanni ekirip, üstige chiraghlarni orunlashturghin.
5 Алтун [билән қапланған] хушбуй көйдүргүчи қурбангаһни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулиға тикләп қойғин; чедирниң кириш еғизиниң пәрдисини есип қойғин.
Altun [bilen qaplan’ghan] xushbuy köydürgüchi qurban’gahni höküm-guwahliq sanduqining uduligha tiklep qoyghin; chédirning kirish éghizining perdisini ésip qoyghin.
6 Көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини муқәддәсханиниң, йәни җамаәт чедириниң кириш еғизиниң алдиға қойғин;
Köydürme qurbanliq qurban’gahini muqeddesxanining, yeni jamaet chédirining kirish éghizining aldigha qoyghin;
7 андин жуюш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға орунлаштуруп, су тоштуруп қойғин.
andin yuyush désini jamaet chédiri bilen qurban’gahning otturisigha orunlashturup, su toshturup qoyghin.
8 Һойлиниң чөрисигә пәрдиләрни бекитип, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдисини асқин;
Hoylining chörisige perdilerni békitip, hoylining kirish éghizining perdisini asqin;
9 андин «мәсиһләш мейи»ни елип, ибадәт чедири вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни мәсиһләп, уни вә барлиқ һәммә әсваплирини Худаға атап муқәддәс қилғин. Шундақ қилип [пүткүл чедир] муқәддәс болиду.
andin «mesihlesh méyi»ni élip, ibadet chédiri we uning ichidiki barliq nersilerni mesihlep, uni we barliq hemme eswablirini Xudagha atap muqeddes qilghin. Shundaq qilip [pütkül chédir] muqeddes bolidu.
10 Сән көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини, шундақла униң барлиқ әсваплирини мәсиһләп, уни [Худаға атап] муқәддәс қилғин; буниң билән қурбангаһ «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида болиду.
Sen köydürme qurbanliq qurban’gahini, shundaqla uning barliq eswablirini mesihlep, uni [Xudagha atap] muqeddes qilghin; buning bilen qurban’gah «eng muqeddes nersiler» qatarida bolidu.
11 Сән йәнә жуюнуш деси вә униң тәглигини мәсиһләп муқәддәс қилғин.
Sen yene yuyunush dési we uning teglikini mesihlep muqeddes qilghin.
12 Андин Һарун билән униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин әкилип, уларни су билән жуйғин;
Andin Harun bilen uning oghullirini jamaet chédirining kirish éghizigha yéqin ekilip, ularni su bilen yughin;
13 Һарунға муқәддәс кийимләрни кийдүрүп, Маңа каһинлиқ хизмәттә болуши үчүн уни мәсиһләп, [Маңа айрип] муқәддәс қилғин.
Harun’gha muqeddes kiyimlerni kiydürüp, Manga kahinliq xizmette bolushi üchün uni mesihlep, [Manga ayrip] muqeddes qilghin.
14 Андин униң оғуллирини елип кирип, уларға халта көйнәкләрни кийдүрүп,
Andin uning oghullirini élip kirip, ulargha xalta köngleklerni kiydürüp,
15 уларниң атисини мәсиһлигиниңдәк Маңа каһинлиқ хизмитидә болуши үчүн уларниму мәсиһлигин. Шуниң билән уларниң бу мәсиһлиниши улар үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий каһинлиқниң [бәлгиси] болиду.
ularning atisini mesihliginingdek Manga kahinliq xizmitide bolushi üchün ularnimu mesihligin. Shuning bilen ularning bu mesihlinishi ular üchün ewladtin ewladqiche ebediy kahinliqning [belgisi] bolidu.
16 Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар униңға немә буйруған болса, у шундақ беҗа кәлтүрди.
Musa shundaq qildi; Perwerdigar uninggha néme buyrughan bolsa, u shundaq beja keltürdi.
17 Шундақ болдики, иккинчи жилниң биринчи ейида, айниң биринчи күнидә ибадәт чедири тикләнди.
Shundaq boldiki, ikkinchi yilning birinchi éyida, ayning birinchi künide ibadet chédiri tiklendi.
18 Муса чедирни тикип, тәгликлирини орунлаштуруп, тахтайлирини тизип, уларниң балдақлирини бекитип, хадилирини тиклиди.
Musa chédirni tikip, tegliklirini orunlashturup, taxtaylirini tizip, ularning baldaqlirini békitip, xadilirini tiklidi.
19 Муқәддәс чедирниң үстигә [ички] йопуқни япти, андин униң үстигә ташқи йопуқни йепип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Muqeddes chédirning üstige [ichki] yopuqni yapti, andin uning üstige tashqi yopuqni yépip qoydi; bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
20 Андин у һөкүм-гувалиқни елип, уни сандуқ ичигә қойди; балдақларни әһдә сандуғиниң [һалқилиридин] өткүзүп, «кафарәт тәхти»ни сандуқниң үстигә орунлаштурди.
Andin u höküm-guwahliqni élip, uni sanduq ichige qoydi; baldaqlarni ehde sanduqining [halqiliridin] ötküzüp, «kafaret texti»ni sanduqning üstige orunlashturdi.
21 Әһдә сандуғини муқәддәс чедир ичигә елип кирип, оттуриға «айрима пәрдә»ни тартти; шундақ қилип у һөкүм-гувалиқ сандуғини пәрдә арқилиқ тосуп қойди. Һәммә иш Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Ehde sanduqini muqeddes chédir ichige élip kirip, otturigha «ayrima perde»ni tartti; shundaq qilip u höküm-guwahliq sanduqini perde arqiliq tosup qoydi. Hemme ish Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
22 У ширәни җамаәт чедириға елип кирип, муқәддәс җайниң шимал тәрипигә, [«әң муқәддәс җай»дики] пәрдиниң сиртиға қойди.
U shireni jamaet chédirigha élip kirip, muqeddes jayning shimal teripige, [«eng muqeddes jay»diki] perdining sirtigha qoydi.
23 «Тәқдим нанлар»ни ширәниң үстигә, Пәрвәрдигарниң алдиға тизип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
«Teqdim nanlar»ni shirening üstige, Perwerdigarning aldigha tizip qoydi; bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
24 Андин у чирақданни җамаәт чедириға елип кирип, уни муқәддәс җайниң җәнуп тәрипигә, ширәниң удулиға қойди,
Andin u chiraghdanni jamaet chédirigha élip kirip, uni muqeddes jayning jenub teripige, shirening uduligha qoydi,
25 чирақларни Пәрвәрдигарниң алдиға орунлаштурди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
chiraghlarni Perwerdigarning aldigha orunlashturdi; bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
26 Андин у [хушбуйни көйдүргүчи] алтун қурбангаһни ичидики пәрдиниң алдиға тиклиди;
Andin u [xushbuyni köydürgüchi] altun qurban’gahni ichidiki perdining aldigha tiklidi;
27 Униң үстидә есил хушбуйни көйдүрди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Uning üstide ésil xushbuyni köydürdi; bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
28 У ибадәт чедириниң кириш еғизиға пәрдә тартти.
U ibadet chédirining kirish éghizigha perde tartti.
29 Андин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини җамаәт чедиридики муқәддәс җайниң кириш еғизиға йеқин қойди; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә ашлиқ һәдийәсини өткүзди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Andin köydürme qurbanliq qurban’gahini jamaet chédiridiki muqeddes jayning kirish éghizigha yéqin qoydi; uning üstide köydürme qurbanliq we qoshumche ashliq hediyesini ötküzdi; bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
30 Жуюнуш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға қоюп, жуюшқа ишлитилидиған суни дасқа тошқузуп қуйди.
Yuyunush désini jamaet chédiri bilen qurban’gahning otturisigha qoyup, yuyushqa ishlitilidighan suni dasqa toshquzup quydi.
31 Муса вә Һарун билән униң оғуллири қачанла җамаәт чедириға кирсә яки қурбангаһқа йеқин барса, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қоллирини шу суда жуятти. Булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Musa we Harun bilen uning oghulliri qachanla jamaet chédirigha kirse yaki qurban’gahqa yéqin barsa, Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qollirini shu suda yuyatti. Bular Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
33 Андин у чедир һәм қурбангаһниң әтрапиға һойла пәрдисини тикләп, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдисини тартти. Шу тәриқидә Муса пүткүл ишни тамамлиди.
Andin u chédir hem qurban’gahning etrapigha hoyla perdisini tiklep, hoylining kirish éghizining perdisini tartti. Shu teriqide Musa pütkül ishni tamamlidi.
34 Шуниң билән булут җамаәт чедирини қаплап, Пәрвәрдигарниң җуласи ибадәт чедирини толдурди.
Shuning bilen bulut jamaet chédirini qaplap, Perwerdigarning julasi ibadet chédirini toldurdi.
35 Булут сайә чүшүрүп, Пәрвәрдигарниң җуласи чедирни толдурғини үчүн, Муса җамаәт чедириға кирәлмиди.
Bulut saye chüshürüp, Perwerdigarning julasi chédirni toldurghini üchün, Musa jamaet chédirigha kirelmidi.
36 Қачанки булут җамаәт чедиридин көтирилсә, Исраиллар сәпәргә атлинатти. Һәр бир қетим сәпәрдә шундақ болатти.
Qachanki bulut jamaet chédiridin kötürülse, Israillar seperge atlinatti. Herbir qétim seperde shundaq bolatti.
37 Булут көтирилмисә улар қозғалмай, таки көтирилидиған күнгичә сәпәргә чиқмайтти.
Bulut kötürülmise ular qozghalmay, taki kötürülidighan kün’giche seperge chiqmaytti.
38 Чүнки күндүзи Пәрвәрдигарниң булути муқәддәс чедир үстидә туратти, кечиси униң үстидә от көрүнәтти; пүткүл Исраил җәмәтиниң көз алдида уларниң барлиқ қилған сәпәрлиридә шулар көрүнәтти.
Chünki kündüzi Perwerdigarning buluti muqeddes chédir üstide turatti, kéchisi uning üstide ot körünetti; pütkül Israil jemetining köz aldida ularning barliq qilghan seperliride shular körünetti.

< Мисирдин чиқиш 40 >