< Мисирдин чиқиш 4 >
1 Муса җавап берип: — Мана, улар маңа ишәнмәй туруп, сөзүмгә қулақ салмайду, бәлки: «Пәрвәрдигар саңа көрүнмиди», дейиши мүмкин, деди.
And Moses answered and said, But, behold, they will not believe me, nor hearken unto my voice; for they will say, The Lord hath not appeared unto thee.
2 Пәрвәрдигар униңға: — Қолуңдики бу немә? — дәп сориди. У: — Бу бир һаса, дәп җавап бәрди.
And the Lord said unto him, What is that in thy hand? and he said, A staff.
3 У: — Уни йәргә ташла, деди. Уни йәргә ташливиди, у бир иланға айланди; Муса униң алдидин қачти.
And he said, Cast it on the ground; and he cast it on the ground, and it became a serpent; and Moses fled from before it.
4 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Қолуңни узитип, уни қуйруғидин тут, девиди, у қолини узитип, уни тутти. У йәнә униң қолида һасиға айланди.
And the Lord said unto Moses, Put forth thy hand, and grasp it by the tail; and he put forth his hand, and laid hold of it, and it became a staff in his hand.
5 [Пәрвәрдигар йәнә]: — Буниң билән улар ата-бовилириниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң саңа көрүнгинигә ишиниду, — деди.
In order that they may believe that there hath appeared unto thee the Everlasting One, the God of their fathers, the God of Abraham, the God of Isaac, and the God of Jacob.
6 Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Қолуңни қойнуңға салғин, девиди, у қолини қойниға селип чиқиривиди, мана, қоли песә-мохо кесилигә гириптар болуп қардәк ақирип кәтти.
And the Lord said farthermore unto him, Do put thy hand into thy bosom: and he put his hand into his bosom; and when he took it out, behold, his hand was leprous, white as snow.
7 Андин униңға: — Қолуңни йәнә қойнуңға салғин, девиди, қолини қойниға салди. Уни йәнә қойнидин чиқиривиди, мана, өз әксигә келип әтлириниң башқа йәрлиридәк болди.
And he said, Put thy hand again into thy bosom: and he put his hand again into his bosom; and when he pulled it out of his bosom, behold, it was turned again as his other flesh.
8 Пәрвәрдигар йәнә: — Шундақ болидуки, әгәр улар саңа ишәнмәй, алдинқи мөҗизилик аламәтгә көңүлшимисә, улар иккинчи мөҗизилик аламәткә ишиниду.
And it shall come to pass, if they will not believe thee, neither hearken to the voice of the first sign, that they will believe the voice of the latter sign.
9 Һалбуки, улар бу икки мөҗизигә йәнила ишәнмисә вә я сөзүңгә қулақ салмиса, ундақта сән [Нил] дәриясиниң сүйидин елип, қуруқ йәргә төккин. Шуниң билән сән дәриядин алған су қуруқ йәр үстидә қанға айлиниду, деди.
And it shall come to pass, if they will not believe also these two signs, and will not hearken unto thy voice, that thou shalt take of the water of the river, and pour it upon the dry land: and the water which thou shalt take out of the river shall become blood upon the dry land.
10 Андин Муса Пәрвәрдигарға: — Әй Егәм, мән әслидинла гәпкә уста әмәстим, сән қулуңға сөз қилғандин кейинму йәнила шундақ; чүнки мән ағзим калва вә тилим еғир адәммән, — деди.
And Moses said unto the Lord, Pardon, O Lord, I am not a man of words, neither yesterday, nor the day before, nor since thou hast spoken unto thy servant; for I am heavy of speech, and heavy of tongue.
11 Пәрвәрдигар униңға: — Ким инсанға еғиз бәргән? Ким адәмни гача яки гас, көргүчи яки кор қилған? Шундақ қилғучи Мән Пәрвәрдигар әмәсму?
And the Lord said unto him, Who hath given a mouth to man? or who maketh him dumb, or deaf, or seeing, or blind? is it not I the Lord?
12 Әнди сән барғин, Мән Өзүм сениң ағзиң билән биллә болимән, немә сөзләйдиғиниңни саңа үгитип туримән, — деди.
Now therefore go, and I will be with thy mouth, and I will teach thee what thou shalt speak.
13 Лекин у: — Әй Егәм! Сәндин өтүнүп қалай, Сән [бу ишқа] халиған [башқа] бирисини әвәтип, шуниң қоли билән қилғин! — деди.
And he said, Pardon, O Lord, send, I pray thee, by the hand of him whom thou wouldst send.
14 Буни аңлап Пәрвәрдигарниң ғәзиви Мусаға тутишип: — Лавийлардин болған акаң Һарун бар әмәсму? Униң гәпни убдан қилалайдиғинини билимән. Мана, у әнди сениң алдиңға чиқишқа аллиқачан йолға чиқти; у сени көрсә, көңли толиму хуш болиду.
And the anger of the Lord was kindled against Moses, and he said, Is there not Aaron, thy brother, the Levite? I know that he can speak well; and also, behold, he cometh forth to meet thee; and when he seeth thee, he will be glad in his heart.
15 Әнди дәйдиған гәпләрни униңға ейт; Мән Өзүм сениң ағзиң билән биллә вә униң ағзи билән биллә болимән, немә қилиш керәклигиңларни силәргә үгитимән.
And thou shalt speak unto him, and put the words in his mouth: and I will be with thy mouth, and with his mouth, and I will teach you what ye shall do.
16 Һарун сениң орнуңда хәлиққә сөзләйду; шундақ болидуки, у саңа еғиз болиду, сән униңға Худадәк болисән.
And he shall speak for thee unto the people; and he shall be, yea he shall be to thee as a mouth, and thou shalt be to him as a God.
17 Бу һасини қолуңға елип, униң билән шу мөҗизилик аламәтләрни көрситисән, — деди.
And this staff shalt thou take in thy hand, wherewith thou shalt do the signs.
18 Шуниң билән Муса қейинатиси Йәтрониң қешиға йенип берип, униңға: — Маңа иҗазәт бәргәйла, Мисирдики қериндашлиримниң қешиға барай, улар һаятму, әмәсму көрүп келәй, деди. Йәтро Мусаға: — Аман-есән берип кәлгин, — деди.
And Moses went and returned to Jether his father-in-law, and said unto him, Let me go, I pray thee, and return unto my brethren that are in Egypt, and see whether they be yet alive; and Jithro said to Moses, Go in peace.
19 Муса техи Мидияндики вақтида, Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Мисирға йенип барғин! Чүнки сениң җениңни истигән кишиләр өлүп кәтти, — деди.
And the Lord said unto Moses in Midian, Go, return into Egypt; for all the men are dead who sought thy life.
20 Шуниң билән Муса аяли вә оғуллирини елип, уларни бир ешәккә миндүрүп, Мисир зиминиға беришқа йолға чиқти. Маңғанда Муса Худаниң һасисини алғач кәтти.
And Moses took his wife and his sons, and set them upon an ass, and he returned to the land of Egypt; and Moses took the staff of God in his hand.
21 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисирға йенип барғиниңда сән агаһ бол, Мән қолуңға тапшурған барлиқ карамәтләрни Пирәвнниң алдида көрсәткин. Лекин Мән униң көңлини хәлиқни қоюп бәрмигидәк қаттиқ қилимән.
And the Lord said unto Moses, When thou goest to return into Egypt, regard well all the wonders which I have put in thy hand, and do them before Pharaoh; but I will harden his heart, and he will not let the people go.
22 Сән Пирәвнгә: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраил Мениң оғлум, Мениң тунҗа оғлум болиду.
And thou shalt say unto Pharaoh, Thus hath said the Lord, My son, my first-born, is Israel.
23 Шуниң үчүн Мән саңа: Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәр, дедим. Униңға йол қоюшни рәт қилидиған болсаң, сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән» — дегин, — деди.
And I said unto thee, Let my son go, that he may serve me; and thou refusest to let him go; so, behold, I will slay thy son, thy first-born.
24 Амма Муса сәпәр қилип бир қоналғуға кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға учрап, уни өлтүрүвәтмәкчи болди.
And as he was on the journey in the inn, the Lord met him, and sought to kill him.
25 Шуниң билән Зиппораһ бир чақмақ тешини елип, оғлиниң хәтнилигини кесип, уни ериниң айиғиға ташлап: — Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр әр екәнсән! — деди.
Then took Zipporah a sharp instrument, and cut off the foreskin of her son, and cast it at his feet, and said, Surely a bloody relative art thou to me.
26 Шуниң билән Пәрвәрдигар уни қоюп бәрди (бу чағда Зиппораһ униңға: «Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр бир әр екәнсән!» — деди. Бу сөзини у хәтнә түпәйлидин ейтти).
And then he withdrew from him; when she said, A bloody relative, but only in respect of the circumcision.
27 Пәрвәрдигар Һарунға: — Сән чөл-баяванға берип, Муса билән көрүшкин, девиди, у берип Худаниң теғида униң билән учришип, уни сөйди.
And the Lord said to Aaron, Go to meet Moses, into the wilderness; and he went and met him by the mount of God, and kissed him.
28 Муса өзини әвәткән Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлири билән қилишқа буйруған барлиқ мөҗизилик аламәтләрни Һарунға дәп бәрди.
And Moses told Aaron all the words of the Lord wherewith he had sent him, and all the signs which he had commanded him.
29 Андин Муса билән Һарун берип, Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини жиғди.
And Moses and Aaron went and assembled all the elders of the children of Israel:
30 Һарун Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқан һәммә сөзлирини баян қилди вә хәлиқниң көз алдида шу мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
And Aaron spoke all the words which the Lord had spoken unto Moses; and he did the signs before the eyes of the people.
31 Буни көрүп, хәлиқ ишәнди; Пәрвәрдигарниң Исраилларни йоқлап, улар учриған харлиқларни көргәнлигини аңлиған һаман, башлирини егип сәҗдә қилишти.
And the people believed: and when they heard that the Lord had visited the children of Israel, and that he had looked upon their affliction, then they bowed their heads and worshipped.