< Мисирдин чиқиш 39 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк көк, сөсүн вә қизил жиплар ишлитилип, муқәддәс чедирниң хизмитидә кийилидиған [каһинлиқ] кийимләр, шундақла Һарунниң муқәддәс кийимлири тәйяр қилинди.
Perwerdigar Musagha buyrughinidek kök, sösün we qizil yiplar ishlitilip, muqeddes chédirning xizmitide kiyilidighan [kahinliq] kiyimler, shundaqla Harunning muqeddes kiyimliri teyyar qilindi.
2 [Бәзаләл] алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрдин әфодни ясап тәйярлиди.
[Bezalel] altun we kök, sösün, qizil yiplar bilen népiz toqulghan aq kanap rextlerdin efodni yasap teyyarlidi.
3 Улар алтунни соқуп непиз қилип, уни кесип жип қилди, андин буларни маһирлиқ билән көк жиплар, сөсүн жиплар вә қизил жиплардин ақ канап рәхткә лаһайиләнгән нусхилар үстигә тоқуди.
Ular altunni soqup népiz qilip, uni késip yip qildi, andin bularni mahirliq bilen kök yiplar, sösün yiplar we qizil yiplardin aq kanap rextke lahayilen’gen nusxilar üstige toqudi.
4 Улар әфодниң [алди вә кәйни] қисмини бир-биргә туташтуруп туридиған икки мүрилик тасма ясиди; әфодниң икки тәрипи бир-биригә туташтурулди.
Ular efodning [aldi we keyni] qismini bir-birge tutashturup turidighan ikki mürilik tasma yasidi; efodning ikki teripi bir-birige tutashturuldi.
5 Әфодниң үстигә бағлайдиған бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинған болуп, униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалди; һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Efodning üstige baghlaydighan belwagh efod bilen bir pütün qilin’ghan bolup, uninggha oxshash sipta ishlinip, altun we kök, sösün, qizil yiplar we népiz toqulghan aq kanap rexttin yasaldi; hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
6 Улар икки ақ һеқиқни икки алтун көзлүккә орнитип, уларниң үстигә худди мөһүр ойғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини оюп ясиди.
Ular ikki aq héqiqni ikki altun közlükke ornitip, ularning üstige xuddi möhür oyghandek Israilning oghullirining namlirini oyup yasidi.
7 Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға бекитип қойди.
Israilning oghullirigha esletme tash bolsun üchün, Perwerdigar Musagha buyrughandek ikki yaqutni efodning ikki mürilik tasmisigha békitip qoydi.
8 У қошенни чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ясиди; уни әфодни ишлигән усулда алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясиди.
U qoshénni chéwer qollargha nepis qilip keshtilitip yasidi; uni efodni ishligen usulda altun we kök, sösün, qizil yiplar bilen népiz toqulghan aq kanap rexttin yasidi.
9 Улар қошенни икки қат, төрт часа қилип ясиди; икки қат қилинғанда узунлуғи бир ғерич, кәңлигиму бир ғерич келәтти.
Ular qoshénni ikki qat, töt chasa qilip yasidi; ikki qat qilin’ghanda uzunluqi bir ghérich, kenglikimu bir ghérich kéletti.
10 Униң үстигә төрт қатар қилип гөһәрләрни орнатти: — бир қатардикиси қизил яқут, сериқ гөһәр вә зумрәтләр еди; бу биринчи қатар еди.
Uning üstige töt qatar qilip göherlerni ornatti: — bir qatardikisi qizil yaqut, sériq göher we zumretler idi; bu birinchi qatar idi.
11 Иккинчи қатарға көк қаштеши, көк яқут вә алмас,
Ikkinchi qatargha kök qashtéshi, kök yaqut we almas,
12 үчинчи қатарға сөсүн яқут, пироза вә сөсүн квартс,
üchinchi qatargha sösün yaqut, piroza we sösün kwarts,
13 төртинчи қатарға берил яқут, ақ һеқиқ вә анарташ орнитилди; буларниң һәммиси алтун көзлүккә бекитилди.
tötinchi qatargha béril yaqut, aq héqiq we anartash ornitildi; bularning hemmisi altun közlükke békitildi.
14 Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлди.
Bu göherler Israilning oghullirining namlirigha wekil qilinip, ularning sanidek on ikki bolup, möhür oyghandek herbir göherge on ikki qebilining nami birdin-birdin pütüldi.
15 Улар қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин [икки] ешилмә зәнҗир ясиди;
Ular qoshén’gha shoynidek éshilgen sap altundin [ikki] éshilme zenjir yasidi;
16 улар қошенға алтундин икки көзлүк вә икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигигә бекитти;
ular qoshén’gha altundin ikki közlük we ikki halqa étip, ikki halqini qoshénning [yuqiriqi] ikki burjikige békitti;
17 андин шу алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп,
andin shu altundin éshilip yasalghan ikki zenjirni qoshénning [yuqiriqi] ikki burjikidiki halqidin ötküzüp,
18 ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, [көзлүкләрни] әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатти.
éshilgen shu zenjirlerning ikki uchini ikki közlükke békitip, [közlüklerni] efodning ikki mürilik tasmisining aldi qismigha ornatti.
19 Буниңдин башқа улар алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң [асти тәрипидики] икки бүҗигигә бекитти; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалди.
Buningdin bashqa ular altundin ikki halqa yasap, ularni qoshénning [asti teripidiki] ikki burjikige békitti; ular efodqa tégiship turidighan qilinip ichige qadaldi.
20 Мундин башқа улар алтундин [йәнә] икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, әфодқа улинидиған җайға йеқин, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекитти.
Mundin bashqa ular altundin [yene] ikki halqa yasap, ularni efodning ikki mürilik tasmisining aldi töwenki qismigha, efodqa ulinidighan jaygha yéqin, keshitilen’gen belwaghdin égizrek qilip békitti.
21 Улар қошенниң әфодниң бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн көк шойна билән қошенниң һалқисини әфодниң һалқисиға четип қойди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
Ular qoshénning efodning belwéghidin yuqiriraq turushi, qoshénning efodtin ajrap ketmesliki üchün kök shoyna bilen qoshénning halqisini efodning halqisigha chétip qoydi. Bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
22 [Бәзаләл] әфодниң [ичидики] тонни пүтүнләй көк рәңлик қилди.
[Bezalel] efodning [ichidiki] tonni pütünley kök renglik qildi.
23 Тонниң [башқа кийилидиған] төшүги дәл оттурисида, худди савутниң яқисидәк ишләнгән еди; житилип кәтмәслиги үчүн униң чөрисигә пәваз ишләнди.
Tonning [bashqa kiyilidighan] töshüki del otturisida, xuddi sawutning yaqisidek ishlen’genidi; yirtilip ketmesliki üchün uning chörisige pewaz ishlendi.
24 Улар тонниң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп есип қойди.
Ular tonning étikining chörisige kök, sösün we qizil yiptin anarlarni toqup ésip qoydi.
25 Улар һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, қоңғурақларни тонниң етигиниң чөрисигә, анарларниң арилиғиға бирдин есип қойди; һәр икки анарниң оттурисиға бир қоңғурақ есип қоюлди.
Ular hemde altun qongghuraqlarni yasap, qongghuraqlarni tonning étikining chörisige, anarlarning ariliqigha birdin ésip qoydi; her ikki anarning otturisigha bir qongghuraq ésip qoyuldi.
26 [Қаһинлиқ] хизмитигә аит [қоңғурақлар] тонниң етигиниң чөрисигә бекитилди; бир алтун қоңғурақ, бир анар, бир алтун қоңғурақ, бир анар қилип бекитилди; һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
[Qahinliq] xizmitige ait [qongghuraqlar] tonning étikining chörisige békitildi; bir altun qongghuraq, bir anar, bir altun qongghuraq, bir anar qilip békitildi; hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
27 Улар Һарун билән униң оғуллириға непиз тоқулған ақ канап рәхттин халта көйнәкләрни тикти;
Ular Harun bilen uning oghullirigha népiz toqulghan aq kanap rexttin xalta köngleklerni tikti;
28 сәллини ақ канап рәхттә ясиди, шундақла чирайлиқ егиз бөкләрни ақ канап рәхттә, тамбалларни непиз тоқулған ақ канап рәхттә тәйярлиди;
sellini aq kanap rextte yasidi, shundaqla chirayliq égiz böklerni aq kanap rextte, tamballarni népiz toqulghan aq kanap rextte teyyarlidi;
29 буниңдин башқа улар бәлвағниму көк, сөсүн вә қизил жип арилаштурулуп кәштиләнгән, непиз тоқулған ақ канап рәхттә тәйярлиди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
buningdin bashqa ular belwaghnimu kök, sösün we qizil yip arilashturulup keshtilen’gen, népiz toqulghan aq kanap rextte teyyarlidi; bularning hemmisi Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
30 Улар йәнә нәпис тахтайни, йәни муқәддәс отуғатни сап алтундин ясап, униң үстигә мөһүр ойғандәк: «Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинди» дәп оюп пүтти;
Ular yene nepis taxtayni, yeni muqeddes otughatni sap altundin yasap, uning üstige möhür oyghandek: «Perwerdigargha muqeddes qilindi» dep oyup pütti;
31 улар отуғатқа көк рәңлик жипни бағлап, униң билән отуғатни сәллигә тақиди, булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
ular otughatqa kök renglik yipni baghlap, uning bilen otughatni sellige taqidi, bular Perwerdigarning Musagha buyrughinidek qilindi.
32 Шу тәриқидә җамаәтниң ибадәт чедириниң һәммә қурулуши пүткүзүлди; Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғининиң һәммисини шу бойичә қилди; шу тәриқидә һәммисини пүттүрди.
Shu teriqide jamaetning ibadet chédirining hemme qurulushi pütküzüldi; Israillar Perwerdigarning Musagha buyrughinining hemmisini shu boyiche qildi; shu teriqide hemmisini püttürdi.
33 Улар чедирни Мусаниң йениға елип кәлди — чедир йопуқлирини, униң барлиқ әсваплирини, илмәклирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилири билән тәгликлирини,
Ular chédirni Musaning yénigha élip keldi — chédir yopuqlirini, uning barliq eswablirini, ilmeklirini, taxtaylirini, baldaqlirini, xadiliri bilen tegliklirini,
34 шуниңдәк қизил боялған қочқар терисидин ясалған йопуқ билән делфин терисидин ясалған йопуқни, «айрима пәрдә»ни,
shuningdek qizil boyalghan qochqar térisidin yasalghan yopuq bilen délfin térisidin yasalghan yopuqni, «ayrima perde»ni,
35 әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни,
ehde sanduqi we uning baldaqlirini, «kafaret texti»ni,
36 ширә вә униң барлиқ әсваплирини, шундақла «тәқдим нанлар»ни,
shire we uning barliq eswablirini, shundaqla «teqdim nanlar»ni,
37 сап алтундин ясалған чирақдан билән униң чирақлирини, йәни үстигә тизилған чирақларни, униң барлиқ әсваплири һәм чирақ мейини,
sap altundin yasalghan chiraghdan bilen uning chiraghlirini, yeni üstige tizilghan chiraghlarni, uning barliq eswabliri hem chiragh méyini,
38 алтун хушбуйгаһ, мәсиһләш мейи, дора-дәрмәкләрдин ясалған хушбуйни, чедирниң кириш еғизиниң пәрдисини,
altun xushbuygah, mesihlesh méyi, dora-dermeklerdin yasalghan xushbuyni, chédirning kirish éghizining perdisini,
39 мис қурбангаһ билән униң мис шаласини, униң балдақлири билән һәммә әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини,
mis qurban’gah bilen uning mis shalasini, uning baldaqliri bilen hemme eswablirini, yuyush dési bilen uning teglikini,
40 һойлиниң чөрисидики пәрдиләрни, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдиси билән һойлиниң танилири вә қозуқлирини, муқәддәс чедирниң, йәни җамаәт чедириға аит хизмәткә ишлитилидиған барлиқ әсвапларни,
hoylining chörisidiki perdilerni, uning xadiliri we ularning tegliklirini, hoylining kirish éghizining perdisi bilen hoylining taniliri we qozuqlirini, muqeddes chédirning, yeni jamaet chédirigha ait xizmetke ishlitilidighan barliq eswablarni,
41 муқәддәс җайға аит хизмәт үчүн тикилгән каһинлиқ кийимини, йәни Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири билән униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини болса, һәммисини елип кәлди.
muqeddes jaygha ait xizmet üchün tikilgen kahinliq kiyimini, yeni Harun kahinning muqeddes kiyimliri bilen uning oghullirining kahinliq kiyimlirini bolsa, hemmisini élip keldi.
42 Бу ишларниң һәммисини Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға барлиқ буйруғанлири бойичә әнә шундақ ада қилған еди.
Bu ishlarning hemmisini Israillar Perwerdigarning Musagha barliq buyrughanliri boyiche ene shundaq ada qilghanidi.
43 Муса ишларниң һәммисигә тәпсилий қариди, мана, улар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә бу ишларни пүткүзгән еди; буйрулғандәк, дәл шундақ қилған еди; Муса буларни көрүп, уларға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилди.
Musa ishlarning hemmisige tepsiliy qaridi, mana, ular Perwerdigarning buyrughini boyiche bu ishlarni pütküzgenidi; buyrulghandek, del shundaq qilghanidi; Musa bularni körüp, ulargha bext-beriket tilep dua qildi.