< Мисирдин чиқиш 38 >

1 У көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини акатсийә яғичидин ясиди. Қурбангаһ төрт часа болуп, узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз қилинди.
U köydürme qurbanliq qurban’gahini akatsiye yaghichidin yasidi. Qurban’gah töt chasa bolup, uzunluqi besh gez, kengliki besh gez, égizliki üch gez qilindi.
2 У униң төрт бүҗигигә қоюлидиған мүңгүзлирини ясиди; мүңгүзлири қурбангаһ билән бир гәвдә қилинди. Қурбангаһни мис билән қаплиди.
U uning töt burjikige qoyulidighan münggüzlirini yasidi; münggüzliri qurban’gah bilen bir gewde qilindi. Qurban’gahni mis bilen qaplidi.
3 У қурбангаһниң барлиқ әсваплирини — униңға хас болған дасларни, гүҗәкләрни, кориларни, лахшигирларни вә отданларниму ясиди; униң барлиқ әсваплирини мистин ясиди.
U qurban’gahning barliq eswablirini — uninggha xas bolghan daslarni, gürjeklerni, korilarni, laxshigirlarni we otdanlarnimu yasidi; uning barliq eswablirini mistin yasidi.
4 Қурбангаһ үчүн мистин бир шала ясиди; шалани қурбангаһниң қап белиниң астидики гирвәктин төвәнрәк туридиған қилди; шала қурбангаһниң дәл оттурисида еди.
Qurban’gah üchün mistin bir shala yasidi; shalani qurban’gahning qap bélining astidiki girwektin töwenrek turidighan qildi; shala qurban’gahning del otturisida idi.
5 У шаланиң төрт бүҗигигә балдақлар өткүзүлидиған төрт мис һалқини қуюп ясиди.
U shalaning töt burjikige baldaqlar ötküzülidighan töt mis halqini quyup yasidi.
6 У балдақларни акатсийә яғичидин ясап, уларни мис билән қаплиди.
U baldaqlarni akatsiye yaghichidin yasap, ularni mis bilen qaplidi.
7 Андин у қурбангаһни көтириш үчүн балдақларни қурбангаһниң икки йенидики һалқиларға өткүзүп қойди. У қурбангаһни тахтайлардин, ичини бош қилип ясиди.
Andin u qurban’gahni kötürüsh üchün baldaqlarni qurban’gahning ikki yénidiki halqilargha ötküzüp qoydi. U qurban’gahni taxtaylardin, ichini bosh qilip yasidi.
8 У йәнә жуюнуш десини мистин, униң тәглигиниму мистин ясиди; у буларни «көрүшүш чедири»ниң кириш еғизиниң алдида хизмәттә болған аялларниң мис әйнәклиридин ясиди.
U yene yuyunush désini mistin, uning teglikinimu mistin yasidi; u bularni «körüshüsh chédiri»ning kirish éghizining aldida xizmette bolghan ayallarning mis eynekliridin yasidi.
9 Андин у чедирниң һойлисиниму ясиди. Һойлиниң җәнубиға, йәни җәнупқа йүзләнгән тәрипигә непиз тоқулған ақ канап рәхттин пәрдиләрни ясиди; униң узунлуғи йүз гәз еди.
Andin u chédirning hoylisinimu yasidi. Hoylining jenubigha, yeni jenubqa yüzlen’gen teripige népiz toqulghan aq kanap rexttin perdilerni yasidi; uning uzunluqi yüz gez idi.
10 Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада вә хадиларниң жигирмә тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалған еди.
Perdilerni ésishqa yigirme xada we xadilarning yigirme teglikini u mistin yasidi. Xadilarning ilmekliri we baldaqliri kümüshtin yasalghanidi.
11 Шуниңға охшаш шимал тәрипидиму узунлуғи йүз гәз келидиған пәрдә бар еди. Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада вә хадиларниң жигирмә тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалған еди.
Shuninggha oxshash shimal teripidimu uzunluqi yüz gez kélidighan perde bar idi. Perdilerni ésishqa yigirme xada we xadilarning yigirme teglikini u mistin yasidi. Xadilarning ilmekliri we baldaqliri kümüshtin yasalghanidi.
12 Шуниңға охшаш ғәрип тәрипидә узунлуғи әллик гәз келидиған пәрдә бар еди; пәрдиләрни есишқа он хада вә хадиларниң он тәглигини у мистин ясиди. Хадиларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалди.
Shuninggha oxshash gherb teripide uzunluqi ellik gez kélidighan perde bar idi; perdilerni ésishqa on xada we xadilarning on teglikini u mistin yasidi. Xadilarning ilmekliri we baldaqliri kümüshtin yasaldi.
13 Һойлиниң шәриқ тәрипи, йәни күн чиқишқа йүзләнгән тәрипиниң кәңлиги әллик гәз еди.
Hoylining sherq teripi, yeni kün chiqishqa yüzlen’gen teripining kengliki ellik gez idi.
14 Бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болуп, униң үч хадиси билән үч тәглиги бар еди.
Bir teripide on besh gez kélidighan perde bolup, uning üch xadisi bilen üch tegliki bar idi.
15 Йәнә бир тәрипидиму он бәш гәз келидиған пәрдә болуп, униң үч хадиси билән үч тәглиги бар еди.
Yene bir teripidimu on besh gez kélidighan perde bolup, uning üch xadisi bilen üch tegliki bar idi.
16 Һойлиниң чөрисидики пәрдиләрниң һәммиси непиз тоқулған ақ канап рәхттин тикилгән еди.
Hoylining chörisidiki perdilerning hemmisi népiz toqulghan aq kanap rexttin tikilgenidi.
17 Һойлиниң чөрисидики һәммә хадиларниң тәглиги мистин, уларниң илмәклири вә балдақлири күмүчтин ясалди; хадиларниң башлириму күмүчтин қапланған еди. Һойлиниң чөрисидики һәммә хадилар күмүчтин ясалған балдақлар билән бир-биригә четилди.
Hoylining chörisidiki hemme xadilarning tegliki mistin, ularning ilmekliri we baldaqliri kümüshtin yasaldi; xadilarning bashlirimu kümüshtin qaplan’ghanidi. Hoylining chörisidiki hemme xadilar kümüshtin yasalghan baldaqlar bilen bir-birige chétildi.
18 Һойлиниң кириш еғизидики пәрдә непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп, кәштичиләр тәрипидин кәштиләнди; униң узунлуғи жигирмә гәз, егизлиги һойлидики пәрдиләрниң егизлигигә охшаш болуп бәш гәз еди.
Hoylining kirish éghizidiki perde népiz toqulghan aq kanap rextke kök, sösün we qizil yiplar arilashturulup, keshtichiler teripidin keshtilendi; uning uzunluqi yigirme gez, égizliki hoylidiki perdilerning égizlikige oxshash bolup besh gez idi.
19 Униң төрт хадиси билән мистин ясалған төрт тәглиги бар еди; хадиларниң илмәклири күмүчтин ясалди, уларниң башлири күмүч билән қапланди вә балдақлири күмүчтин ясалди.
Uning töt xadisi bilen mistin yasalghan töt tegliki bar idi; xadilarning ilmekliri kümüshtin yasaldi, ularning bashliri kümüsh bilen qaplandi we baldaqliri kümüshtin yasaldi.
20 Муқәддәс чедирниң һәм чөрисидики һойлиниң барлиқ миқ-қозуқлири мистин ясалди.
Muqeddes chédirning hem chörisidiki hoylining barliq miq-qozuqliri mistin yasaldi.
21 Муқәддәс чедир, йәни «һөкүм-гувалиғи чедири» үчүн аталған материялларниң сани төвәндә хатириләнгән (улар Мусаниң буйруғи билән, каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астидики Лавийлар мәсъул болуп санақтин өткүзүлүп, [Худаға] аталған еди): —
Muqeddes chédir, yeni «höküm-guwahliqi chédiri» üchün atalghan matériyallarning sani töwende xatirilen’gen (ular Musaning buyruqi bilen, kahin Harunning oghli Itamarning qol astidiki Lawiylar mes’ul bolup sanaqtin ötküzülüp, [Xudagha] atalghanidi): —
22 Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл Пәрвәрдигар Мусаға буйруғанниң һәммисини ада қилди;
Yehuda qebilisidin bolghan Xurning newrisi, Urining oghli Bezalel Perwerdigar Musagha buyrughanning hemmisini ada qildi;
23 Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолияб униң ярдәмчиси еди; у болса нәққашлиқ-оймичилиқ устиси, лайиһилигүчи һәмдә көк, сөсүн, қизил жиптин ақ канап рәхткә кәштә тикәләйдиған уста еди.
Dan qebilisidin bolghan Ahisamaqning oghli Oholiyab uning yardemchisi idi; u bolsa neqqashliq-oymichiliq ustisi, layihiligüchi hemde kök, sösün, qizil yiptin aq kanap rextke keshte tikeleydighan usta idi.
24 Муқәддәс чедирни ясашқа ишлитилгән алтун, йәни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә кәлтүрүлгән алтунниң һәммиси муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә жигирмә тоққуз талант йәттә йүз оттуз шәкәл еди.
Muqeddes chédirni yasashqa ishlitilgen altun, yeni «pulanglatma hediye» süpitide keltürülgen altunning hemmisi muqeddes jaydiki shekelning ölchem birliki boyiche yigirme toqquz talant yette yüz ottuz shekel idi.
25 Җамаәт арисидин санақтин өткүзүлгән адәмләр тәрипидин кәлтүрүлгән күмүч болса муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә бир йүз талант бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл еди.
Jamaet arisidin sanaqtin ötküzülgen ademler teripidin keltürülgen kümüsh bolsa muqeddes jaydiki shekelning ölchem birliki boyiche bir yüz talant bir ming yette yüz yetmish besh shekel idi.
26 Бу күмүч нопуси ройхәткә елинған кишиләрдин елинған еди — демәк, кимки жигирмә яш я униңдин чоң, санақтин өткүзүлгәнләрниң һәр бири бир бека, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә йерим шәкәл күмүч бәрди. Санақтин өткән киши алтә йүз үч миң бәш йүз әллик киши еди.
Bu kümüsh nopusi royxetke élin’ghan kishilerdin élin’ghanidi — démek, kimki yigirme yash ya uningdin chong, sanaqtin ötküzülgenlerning herbiri bir béka, yeni muqeddes jaydiki shekelning ölchem birliki boyiche yérim shekel kümüsh berdi. Sanaqtin ötken kishi alte yüz üch ming besh yüz ellik kishi idi.
27 Муқәддәс җайниң тәгликлирини һәм оттурисидики пәрдиниң тәгликлирини қуюшқа йүз талант күмүч кәтти; йүз талант күмүчтин йүз тәглик ясилип, һәр бир тәглик үчүн бир талант ишлитилди.
Muqeddes jayning tegliklirini hem otturisidiki perdining tegliklirini quyushqa yüz talant kümüsh ketti; yüz talant kümüshtin yüz teglik yasilip, herbir teglik üchün bir talant ishlitildi.
28 У қалған бир миң йәттә йүз йәтмиш бәш шәкәл күмүчтин хадиларниң илмәклирини ясиди, уларниң башлирини қаплиди, шуниңдәк уларни бир-биригә чатидиған балдақларни ясиди.
U qalghan bir ming yette yüz yetmish besh shekel kümüshtin xadilarning ilmeklirini yasidi, ularning bashlirini qaplidi, shuningdek ularni bir-birige chatidighan baldaqlarni yasidi.
29 «Пулаңлатма һәдийә» сүпитидә кәлтүрүлгән мис болса йәтмиш талант, икки миң төрт йүз шәкәл чиқти.
«Pulanglatma hediye» süpitide keltürülgen mis bolsa yetmish talant, ikki ming töt yüz shekel chiqti.
30 Буниңдин у җамаәт чедириниң кириш еғизиниң тәгликлирини, мис қурбангаһни, униң мис шаласи вә қурбангаһниң барлиқ әсваплирини,
Buningdin u jamaet chédirining kirish éghizining tegliklirini, mis qurban’gahni, uning mis shalasi we qurban’gahning barliq eswablirini,
31 һойлиниң чөрисидики хада тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики тәгликләрни, чедирниң барлиқ қозуқлирини вә һойлиниң чөрисидики қозуқларниң һәммисини ясиди.
hoylining chörisidiki xada tegliklirini, hoylining kirish éghizidiki tegliklerni, chédirning barliq qozuqlirini we hoylining chörisidiki qozuqlarning hemmisini yasidi.

< Мисирдин чиқиш 38 >