< Мисирдин чиқиш 36 >
1 Шуниң билән Бәзаләл вә Оһолияблар, шуниңдәк Пәрвәрдигар муқәддәс чедир ясашниң һәр хил ишлириға керәк болған даналиқ-һекмәт вә әқил-парасәтни ата қилған маһир устиларниң һәр бири уларға қошулуп, шу ишни униң әмир қилғини бойичә әмәлгә ашуриду».
Xuning bilǝn Bǝzalǝl wǝ Oⱨoliyablar, xuningdǝk Pǝrwǝrdigar muⱪǝddǝs qedir yasaxning ⱨǝrhil ixliriƣa kerǝk bolƣan danaliⱪ-ⱨekmǝt wǝ ǝⱪil-parasǝtni ata ⱪilƣan maⱨir ustilarning ⱨǝrbiri ularƣa ⱪoxulup, xu ixni uning ǝmr ⱪilƣini boyiqǝ ǝmǝlgǝ axuridu».
2 Шу вақитта Муса Бәзаләл вә Оһолиябни, шундақла Пәрвәрдигар даналиқ-һекмәт билән көңүллирини толдурған, көңли өзини шу ишни қилишқа қатнишишқа далаләт қилған барлиқ һүнәрвән-касипларни чақирип жиғди.
Xu waⱪitta Musa Bǝzalǝl wǝ Oⱨoliyabni, xundaⱪla Pǝrwǝrdigar danaliⱪ-ⱨekmǝt bilǝn kɵngüllirini toldurƣan, kɵngli ɵzini xu ixni ⱪilixⱪa ⱪatnixixⱪa dalalǝt ⱪilƣan barliⱪ ⱨünǝrwǝn-kasiplarni qaⱪirip yiƣdi.
3 Улар келип муқәддәс чедирни ясашқа, шундақла униң иш-хизмәтлиригә керәклик сәрәмҗанларни ясашқа Исраиллар елип кәлтүргән барлиқ «көтәрмә һәдийә»ләрни Мусадин тапшурувалди. Исраил хәлқи йәнила өз мәйли билән һәр күни әтигини Мусаға ихтиярий һәдийә кәлтүрүп туратти.
Ular kelip muⱪǝddǝs qedirni yasaxⱪa, xundaⱪla uning ix-hizmǝtlirigǝ kerǝklik sǝrǝmjanlarni yasaxⱪa Israillar elip kǝltürgǝn barliⱪ «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»lǝrni Musadin tapxuruwaldi. Israil hǝlⱪi yǝnila ɵz mǝyli bilǝn ⱨǝr küni ǝtigini Musaƣa ihtiyariy ⱨǝdiyǝ kǝltürüp turatti.
4 Андин муқәддәс чедирниң ишлирини қиливатқан устиларниң һәммиси қолидики ишини қоюп қоюп келип,
Andin muⱪǝddǝs qedirning ixlirini ⱪiliwatⱪan ustilarning ⱨǝmmisi ⱪolidiki ixini ⱪoyup ⱪoyup kelip,
5 Мусаға: — Хәлиқниң елип кәлгини Пәрвәрдигар бизгә қилишқа буйруған ишни пүткүзүшкә еһтияҗ болғинидин көп ешип кәтти! — дейишти.
Musaƣa: — Hǝlⱪning elip kǝlgini Pǝrwǝrdigar bizgǝ ⱪilixⱪa buyruƣan ixni pütküzüxkǝ eⱨtiyaj bolƣinidin kɵp exip kǝtti! — deyixti.
6 Андин Муса әмир қилип, пүткүл чедиргаһ бойичә: «Мана, әр болсун, аял болсун, һеч ким муқәддәс чедирни ясаш үчүн «көтәрмә һәдийә» сүпитидә йәнә һеч қандақ нәрсә тәйярлап кәлмисун!» дәп җакалатти. Буниң билән көпчилик һәдийәләр кәлтүрүштин тохтитилди.
Andin Musa ǝmr ⱪilip, pütkül qedirgaⱨ boyiqǝ: «Mana, ǝr bolsun, ayal bolsun, ⱨeqkim muⱪǝddǝs qedirni yasax üqün «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ yǝnǝ ⱨeqⱪandaⱪ nǝrsǝ tǝyyarlap kǝlmisun!» dǝp jakarlatti. Buning bilǝn kɵpqilik ⱨǝdiyǝlǝr kǝltürüxtin tohtitildi.
7 Чүнки улар тәйярлиған материяллар пүткүл қурулуш ишиға йетәтти, һәтта ешип қалатти.
Qünki ular tǝyyarliƣan materiyallar pütkül ⱪurulux ixiƣa yetǝtti, ⱨǝtta exip ⱪalatti.
8 Муқәддәс чедирниң қурулуш ишини қиливатқан устиларниң һәр бири непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән он парчә йопуқ ясап, керубларниң сүритини йопуқларға чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип кәштиләп чиқти.
Muⱪǝddǝs qedirning ⱪurulux ixini ⱪiliwatⱪan ustilarning ⱨǝrbiri nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup ixlǝngǝn on parqǝ yopuⱪ yasap, kerublarning süritini yopuⱪlarƣa qewǝrlik bilǝn layiⱨilǝp nǝpis ⱪilip kǝxtilǝp qiⱪti.
9 Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә қилинди.
Ⱨǝrbir yopuⱪning uzunluⱪi yigirmǝ sǝkkiz gǝz, kǝngliki tɵt gǝz bolup, ⱨǝrbir yopuⱪ ohxax qong-kiqikliktǝ ⱪilindi.
10 [Бәзаләл] йопуқларниң бәшини бир-биригә улиди, қалған бәш йопуқниму һәм бир-биригә улиди.
[Bǝzalǝl] yopuⱪlarning bǝxini bir-birigǝ ulidi, ⱪalƣan bǝx yopuⱪnimu ⱨǝm bir-birigǝ ulidi.
11 У улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисминиң бир тәрипигә рәңги көк измиләрни қадиди, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму шундақ қилди.
U ulap qiⱪilƣan birinqi qong parqining ǝng qetidiki ⱪismining bir tǝripigǝ rǝnggi kɵk izmilǝrni ⱪadidi, xuningdǝk ulap qiⱪilƣan ikkinqi qong parqining ǝng qetidikisining bir tǝripigimu xundaⱪ ⱪildi.
12 Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиди. Измиләр бир-биригә удулмуудул қилинди.
Birinqi qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa ǝllik izmǝ ⱪadidi, ikkinqi qong parqining ǝng qetidikisigimu ǝllik izmǝ ⱪadidi. Izmilǝr bir-birigǝ udulmuudul ⱪilindi.
13 Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн у алтундин әллик илғу ясап, икки парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурди.
Muⱪǝddǝs qedir bir pütün bolsun üqün u altundin ǝllik ilƣu yasap, ikki parqǝ yopuⱪni xu ilƣular bilǝn bir-birigǝ tutaxturdi.
14 У муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиди; йопуқтин он бир парчә ясиди.
U muⱪǝddǝs qedirni yepix üqün ɵqkǝ tiwitidin yopuⱪlarni yasidi; yopuⱪtin on bir parqǝ yasidi.
15 Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә қилинди.
Yopuⱪlarning ⱨǝrbirining uzunluⱪi ottuz gǝz, kǝngliki tɵt gǝz bolup, on bir yopuⱪning ⱨǝmmisi ohxax qong-kiqikliktǝ ⱪilindi.
16 Йопуқларниң бәшини у улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилди.
Yopuⱪlarning bǝxini u ulap bir ⱪilip, ⱪalƣan altǝ yopuⱪnimu ulap bir ⱪildi.
17 У биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди.
U birinqi ulap qiⱪilƣan qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa ǝllik izmǝ, ikkinqi ulap qiⱪilƣan qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa ǝllik izmǝ ⱪadidi.
18 У чедир бир пүтүн болсун үчүн һәм мистин әллик илғу ясап, икки чоң парчини улап қойди.
U qedir bir pütün bolsun üqün ⱨǝm mistin ǝllik ilƣu yasap, ikki qong parqini ulap ⱪoydi.
19 У буниңдин башқа чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япти, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиди.
U buningdin baxⱪa qedirƣa ⱪizil boyalƣan ⱪoqⱪar terisidin yopuⱪ yasap yapti, andin uning üstidinmu delfin terisidin yasalƣan yǝnǝ bir yopuⱪni ⱪaplidi.
20 У муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклиди.
U muⱪǝddǝs qedirning tik tahtaylirini akatsiyǝ yaƣiqidin yasap tiklidi.
21 Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз қилинди.
Ⱨǝrbir tahtayning uzunluⱪi on gǝz, kǝngliki bir yerim gǝz ⱪilindi.
22 Һәр бир тахтайниң иккидин туруми бар еди, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилди; у чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиди.
Ⱨǝrbir tahtayning ikkidin turumi bar idi, ⱨǝr ikki tahtay xular bilǝn bir-birigǝ qetildi; u qedirning barliⱪ tahtaylirini xundaⱪ yasidi.
23 У чедирниң тахтайлирини шундақ ясиди; жигирмиси җәнуп тәрәпкә орнитилди;
U qedirning tahtaylirini xundaⱪ yasidi; yigirmisi jǝnub tǝrǝpkǝ ornitildi;
24 у бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиди; бир тахтайниң [астидики] икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәгликни ясиди.
u bu yigirmǝ tahtayning tegigǝ kümüxtin ⱪiriⱪ tǝglik yasidi; bir tahtayning [astidiki] ikki turumi üqün ikkidin tǝglik, yǝnǝ bir tahtayning ikki turumi üqün ikkidin tǝglikni yasidi.
25 Шуниңдәк у чедирниң удул тәрипигә, йәни шимал тәрипигә жигирмә тахтай ясиди,
Xuningdǝk u qedirning udul tǝripigǝ, yǝni ximal tǝripigǝ yigirmǝ tahtay yasidi,
26 шундақла буларниң қириқ тәглигини күмүчтин ясиди; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулди.
xundaⱪla bularning ⱪiriⱪ tǝglikini kümüxtin yasidi; bir tahtayning tegigǝ ikkidin tǝglik, yǝnǝ bir tahtayning tegigǝ ikkidin tǝglik orunlaxturuldi.
27 Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтайни ясап орнатти.
Qedirning kǝyni tǝripigǝ, yǝni ƣǝrb tǝrǝpkǝ altǝ tahtayni yasap ornatti.
28 У чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтайни ясап орнатти.
U qedirning kǝyni tǝripidiki ikki bulungƣa ikki tahtayni yasap ornatti.
29 Бу булуң тахтайлири астидин үстигичә икки қат қилип [тахтайларни] өз ара четиштурди, үсти бир һалқиға бекитилди. У һәр иккисини шундақ ясап, икки булуңға орнатти.
Bu bulung tahtayliri astidin üstigiqǝ ikki ⱪat ⱪilip [tahtaylarni] ɵzara qetixturdi, üsti bir ⱨalⱪiƣa bekitildi. U ⱨǝr ikkisini xundaⱪ yasap, ikki bulungƣa ornatti.
30 Шуңлашқиму у тәрипидә сәккиз тахтай болди, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги бар еди; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик бар еди.
Xunglaxⱪimu u tǝripidǝ sǝkkiz tahtay boldi, ularning kümüxtin yasalƣan on altǝ tǝgliki bar idi; bir tahtayning tegidǝ ikki tǝglik, yǝnǝ bir tahtayning tegidǝ ikki tǝglik bar idi.
31 Буниңдин башқа у акатсийә яғичидин балдақ ясиди; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни,
Buningdin baxⱪa u akatsiyǝ yaƣiqidin baldaⱪ yasidi; qedirning bu tǝripidiki tahtaylarƣa bǝx baldaⱪni,
32 чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларғиму бәш балдақни ясиди.
qedirning u tǝripidiki tahtaylarƣa bǝx baldaⱪni, qedirning arⱪa tǝripidiki tahtaylarƣa, yǝni ƣǝrb tǝripidiki tahtaylarƣimu bǝx baldaⱪni yasidi.
33 У тахтайларниң оттуридики оттура балдақни бу тәрәптин у тәрәпкә йәткүзүп ясиди.
U tahtaylarning otturidiki ottura baldaⱪni bu tǝrǝptin u tǝrǝpkǝ yǝtküzüp yasidi.
34 У тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиди.
U tahtaylarni altun bilǝn ⱪaplap, baldaⱪlar ɵtküzülidiƣan ⱨalⱪilarni altundin yasap, baldaⱪlarni altun bilǝn ⱪaplidi.
35 У непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди; уни керубларниң сүритини чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип чүшүрүп, кәштиләп чиқарди.
U nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup ixlǝngǝn bir pǝrdǝ yasidi; uni kerublarning süritini qewǝrlik bilǝn layiⱨilǝp nǝpis ⱪilip qüxürüp, kǝxtilǝp qiⱪardi.
36 Уни есишқа у акатсийә яғичидин төрт хада ясап, алтун билән қаплиди. Уларниң илмәклири алтундин ясалди; хадиларға у күмүчтин төрт тәгликни қуюп ясиди.
Uni esixⱪa u akatsiyǝ yaƣiqidin tɵt hada yasap, altun bilǝn ⱪaplidi. Ularning ilmǝkliri altundin yasaldi; hadilarƣa u kümüxtin tɵt tǝglikni ⱪuyup yasidi.
37 У чедирниң кириш еғизиға нәпис тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди, уни кәштичигә кәштиләтти.
U qedirning kirix eƣiziƣa nǝpis toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup ixlǝngǝn bir pǝrdǝ yasidi, uni kǝxtiqigǝ kǝxtilǝtti.
38 У йәнә бу пәрдиниң бәш хадисини илмәклири билән қошуп ясиди; уларниң башлирини вә балдақлирини алтун билән қаплиди; уларниң бәш тәглиги мистин ясалди.
U yǝnǝ bu pǝrdining bǝx hadisini ilmǝkliri bilǝn ⱪoxup yasidi; ularning baxlirini wǝ baldaⱪlirini altun bilǝn ⱪaplidi; ularning bǝx tǝgliki mistin yasaldi.