< Мисирдин чиқиш 35 >
1 Муса Исраилларниң пүткүл җамаитини жиғип уларға: — Пәрвәрдигар силәргә қилишқа буйруған әмирләр мунулардур: —
And Moses sent for all the children of Israel to come together, and said to them, This is what the Lord has said and these are his orders.
2 Алтә күн иш-әмгәк күни болсун; лекин йәттинчи күни силәргә нисбәтән муқәддәс бир күн болуп, Пәрвәрдигарға аталған арам алидиған шабат күни болсун. Һәр ким шу күнидә иш-әмгәк қилса өлүмгә мәһкүм қилинсун.
Six days let work be done, but the seventh day is to be a holy day to you, a Sabbath of rest to the Lord; whoever does any work on that day is to be put to death.
3 Шабат күнидә барлиқ туралғулириңларда һәргиз от қалимаңлар, — деди.
No fire is to be lighted in any of your houses on the Sabbath day.
4 Муса Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип мундақ деди: — «Пәрвәрдигар буйруған әмир мана шуки: —
And Moses said to all the meeting of the children of Israel, This is the order which the Lord has given:
5 Өзүңларниң араңлардин Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» кәлтүрүңлар; көңли халиғанларниң һәр бири Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә»сини кәлтүрсун: йәни алтун, күмүч, мис,
Take from among you an offering to the Lord; everyone who has the impulse in his heart, let him give his offering to the Lord; gold and silver and brass;
6 көк, сөсүн вә қизил жип, ақ канап рәхт, өшкә тивити,
And blue and purple and red and the best linen and goats' hair,
7 қизил боялған қочқар териси, делфин териси, акатсийә яғичи,
And sheepskins coloured red, and leather, and hard wood,
8 чирақдан үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» билән хушбуй үчүн ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләр,
And oil for the lights, and spices for the holy oil and for the sweet perfumes for burning.
9 әфодқа һәм қошенға орнитилидиған һеқиқ вә башқа яқутларни кәлтүрүңлар».
And beryls and jewels to be cut for the ephod and for the priest's bag.
10 — «Араңлардики барлиқ маһир устилар келип Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисини ясап бәрсун:
And let every wise-hearted man among you come and make whatever has been ordered by the Lord;
11 — [муқәддәс] чедир билән униң ички вә ташқи йопуқлирини, илғулирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилирини вә буларниң тәгликлирини,
The House and its tent and its cover, its hooks and its boards, its rods and its pillars and its bases;
12 әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни, «айрима пәрдә-йопуқ»ни,
The ark with its cover and its rods and the veil hanging before it;
13 ширә вә униң балдақлирини, униң барлиқ қача-қучилирини вә «тәқдим нанлири»ни,
The table and its rods and all its vessels, and the holy bread;
14 йоруқлуқ үчүн ясалған чирақдан вә униң әсваплирини, униң чирақлири вә чирақ мейини,
And the support for the lights, with its vessels and its lights and the oil for the light;
15 хушбуйгаһ вә униң балдақлирини, «Мәсиһләш мейи»ни, дора-дәрмәкләрдин ишләнгән хушбуйни, муқәддәс чедириниң кириш еғизидики «ишик пәрдиси»ни,
And the altar for burning spices, with its rods, and the holy oil and the sweet perfume, and the curtain for the door, at the door of the House;
16 көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи вә униң мис шаласини, балдақлирини вә барлиқ әсваплирини, жуюнуш деси вә униң тәглигини,
The altar of burned offerings, with its network of brass, its rods, and all its vessels, the washing-vessel and its base;
17 һойлиниң пәрдилирини, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики пәрдини,
The hangings for the open space, its pillars and their bases, and the curtain for the doorway;
18 чедирниң миқ-қозуқлирини, һойлиниң миқ-қозуқлирини, шундақла барлиқ танилирини,
The nails for the House, and the nails for the open space and their cords;
19 тоқулидиған кийимләр, йәни муқәддәс җайниң хизмитигә каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлирини һәм униң оғуллириниң кийимлирини тәйяр қилсун».
The robes of needlework for the work of the holy place, the holy robes for Aaron the priest, and the robes for his sons when acting as priests.
20 Шуниң билән пүткүл Исраил җамаити Мусаниң йенидин чиқип кетишти.
And all the children of Israel went away from Moses.
21 Андин көңли тартқанларниң һәр бири, роһи өзлиригә түрткә болғанларниң һәр бири келип, җамаәт чедирини ясашқа, шундақла чедирниң хизмитидә ишлитилидиған барлиқ сәрәмҗанларни ясашқа вә муқәддәс кийимләрни тикишкә Пәрвәрдигарға аталған «пулаңлатма һәдийә»ни кәлтүргили турди.
And everyone whose heart was moved, everyone who was guided by the impulse of his spirit, came with his offering for the Lord, for whatever was needed for the Tent of meeting and its work and for the holy robes.
22 Улар әрләрму, аялларму келип, сунушқа көңли хуш болғанларниң һәр бири һәдийә кәлтүрүп, булапка, зирә-һалқа, үзүк, зуннар-биләйүзүк қатарлиқ һәр хил алтун буюмларни елип кәлди; алтунни «көтәрмә һәдийә» қилип берәй дегәнләрниң һәр бири уни Пәрвәрдигарға сунди.
They came, men and women, all who were ready to give, and gave pins and nose-rings and finger-rings and neck-ornaments, all of gold; everyone gave an offering of gold to the Lord.
23 Кимдә көк, сөсүн, қизил жип билән ақ канап рәхт, өшкә тивити, қизил боялған қочқар териси вә делфин териси болса, шуларни елип келишти.
And everyone who had blue and purple and red and the best linen and goats' hair and sheepskins coloured red and leather, gave them.
24 Күмүч я мистин көтәрмә һәдийә кәлтүрәй дегәнләрниң һәр бири шуни Пәрвәрдигарға һәдийә қилип сунди. Кимдә чедирниң хизмитидә ишлитилидиған һәр хил сәрәмҗанларға яриғидәк акатсийә яғичи болса, уни елип кәлди.
Everyone who had silver and brass gave an offering of them to the Lord; and everyone who had hard wood, such as was needed for the work, gave it.
25 Қоли чевәр аялларниң һәр бири өз қоллири билән егирип, шу егиргән жип вә рәхтләрни, йәни көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхтләрни кәлтүрди,
And all the women who were expert with their hands, made cloth, and gave the work of their hands, blue and purple and red and the best linen.
26 Шуниңдәк көңли қозғалған аялларниң һәммиси һүнирини ишлитип өшкә тивитидин жип егиришти.
And those women who had the knowledge, made the goats' hair into cloth.
27 Әмирләр әфод вә қошенға орнитилидиған һеқиқлар вә яқутларни,
And the rulers gave the beryls and the cut jewels for the ephod and the priest's bag;
28 дора-дәрмәкләрни, чираққа вә мәсиһләш мейиға ишлитилидиған зәйтун мейини, хушбуйға ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләрни кәлтүрди.
And the spice and the oil for the light, and the holy oil and the sweet perfumes.
29 Шу тәриқидә Исраиллар Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруған ишларниң һәр қайсиға бир нәрсә беришкә көңли тартқан болса, әр болсун аял болсун һәр бири шуни елип келип, Пәрвәрдигарға атап ихтиярий һәдийә бәрди.
The children of Israel, every man and woman, from the impulse of their hearts, gave their offerings freely to the Lord for the work which the Lord had given Moses orders to have done.
30 Андин Муса Исраилларға мундақ деди: — «Мана, Пәрвәрдигар Йәһуда қәбилисидин хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирип,
And Moses said to the children of Israel, See, the Lord has made selection of Bezalel, the son of Uri, the son of Hur, of the tribe of Judah;
31 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип,
And he has made him full of the spirit of God, in all wisdom and knowledge and art of every sort;
32 уни түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған — алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған,
As an expert designer of beautiful things, working in gold and silver and brass;
33 яқутларни кесип-оялайдиған, зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилди.
Trained in the cutting of stones and the ornamenting of wood and in every sort of handwork.
34 У йәнә униң көңлигә, шуниңдәк һәм Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолиябниң көңлигә [башқиларға] һүнәр үгитиш нийәт-истикини селип,
And he has given to him, and to Oholiab, the son of Ahisamach, of the tribe of Dan, the power of training others.
35 уларниң көңүллирини даналиқ-һекмәт билән толдуруп, уларни һәр хил нәққашлиқ-оймичилиқ ишлириға маһир қилип, көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхт билән кәштичилик қилишқа һәмдә бапкарлиққа иқтидарлиқ қилди. Шуниң билән улар һәр хил һүнәр ишлириниң вә һәр хил лайиһиләш ишлириниң һөддисидин чиқалайдиған болди.
To them he has given knowledge of all the arts of the handworker, of the designer, and the expert workman; of the maker of needlework in blue and purple and red and the best linen, and of the maker of cloth; in all the arts of the designer and the trained workman they are expert.