< Мисирдин чиқиш 34 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән авалқиға охшаш өзүң үчүн таштин икки тахтайни йонуп кәл; Мән бу тахтайларға сән илгири чеқивәткән тахтайлардики сөзләрни йезип қойимән.
And YHWH said unto Moses, Hew thee two tables of stone like unto the first: and I will write upon these tables the words that were in the first tables, which thou brakest.
2 Сән әтә әтигәнгичә тәйяр болуп, сәһәрдә Синай теғиға чиқип, шу йәрдә тағниң чоққисида Мениң алдимда һазир болғин.
And be ready in the morning, and come up in the morning unto mount Sinai, and present thyself there to me in the top of the mount.
3 Лекин һеч киши сән билән биллә чиқмисун вә яки тағниң һеч йеридә башқа адәм көрүнмисун, қой-калиларму тағниң түвидә отлимисун, — деди.
And no man shall come up with thee, neither let any man be seen throughout all the mount; neither let the flocks nor herds feed before that mount.
4 Муса авалқиға охшаш таштин икки тахтайни йонуп, әтиси таң сәһәр қопуп, бу икки таш тахтайни қолида елип, Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Синай теғиға чиқти.
And he hewed two tables of stone like unto the first; and Moses rose up early in the morning, and went up unto mount Sinai, as YHWH had commanded him, and took in his hand the two tables of stone.
5 Шуниң билән Пәрвәрдигар булутта чүшүп, шу йәрдә Мусаниң қешида туруп, «Яһвәһ» дегән намини җакалиди.
And YHWH descended in the cloud, and stood with him there, and proclaimed the name of YHWH.
6 Пәрвәрдигар униң көз алдидин өтүп: — «Пәрвәрдигар, Пәрвәрдигар, рәһимдил вә меһри-шәпқәтликтур, асан ғәзәпләнмәйдиған, шапаәт билән вапаси кәң Тәңридур,
And YHWH passed by before him, and proclaimed, YHWH, YHWH -El, merciful and gracious, longsuffering, and abundant in goodness and truth,
7 миңлиған-он миңлиғанларға рәһим-шапаәт көрситип, қәбиһлик, асийлиқ вә гунани кәчүргүчидур; лекин у гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайдиған, бәлки атиларниң қәбиһлигиниң җазасини балилири вә нәврлиригичә, шундақла үчинчи вә төртинчи әвладиғичә жүкләйдиған [Тәңридур]» — дәп җакалиди.
Keeping mercy for thousands, forgiving iniquity and transgression and sin, and that will by no means clear the guilty; visiting the iniquity of the fathers upon the children, and upon the children's children, unto the third and to the fourth generation.
8 Шуниң билән Муса дәрһал йәргә баш қоюп сәҗдә қилип: —
And Moses made haste, and bowed his head toward the earth, and worshipped.
9 — Әй Рәб, әгәр мән растинла нәзириңдә илтипат тапқан болсам, ундақта и Рәб, аримизда биз билән маңғайсән; чүнки бу хәлиқ дәрвәқә бойни қаттиқ бир хәлиқтур; бизниң қәбиһлигимизни вә гунайимизни кәчүргәйсән, бизни Өз мирасиң болушқа қобул қилғайсән! — деди.
And he said, If now I have found favour in thy sight, O YHWH, let YHWH, I pray thee, go among us; for it is a stiffnecked people; and pardon our iniquity and our sin, and take us for thine inheritance.
10 Шуниң билән у Мусаға: — Мана, Мән бир әһдә түзимән; сениң барлиқ хәлқиң алдида пүткүл йәр йүзиниң һеч бир җайида яки һеч бир әл арисида қилинип бақмиған мөҗизиләрни яритимән. Шуниң билән сән арисида болған хәлқиңниң һәммиси Пәрвәрдигарниң [карамәт] әмәлини көриду; чүнки Мениң силәргә қилидиған әмәлим дәрвәқә дәһшәтлик иш болиду.
And he said, Behold, I make a covenant: before all thy people I will do marvels, such as have not been done in all the earth, nor in any nation: and all the people among which thou art shall see the work of YHWH: for it is a terrible thing that I will do with thee.
11 Мән бүгүн саңа тапилайдиған әмирлиримни тутқин; мана, Мән силәрниң алдиңлардин Аморий, Ⱪананий, Һиттий, Пәриззий, Һивий вә Йәбусийларни һайдап чиқиримән.
Observe thou that which I command thee this day: behold, I drive out before thee the Amorite, and the Canaanite, and the Hittite, and the Perizzite, and the Hivite, and the Jebusite.
12 Әнди һези болғинки, сән баридиған зиминда туруватқанлар билән һеч әһдә бағлашмиғин; болмиса, бу иш силәргә қапқан болиду;
Take heed to thyself, lest thou make a covenant with the inhabitants of the land whither thou goest, lest it be for a snare in the midst of thee:
13 бәлки силәр уларниң қурбангаһлирини чөвүп, бут түврүклирини сундуруп, «ашәраһ» бутлирини кесип ташлаңлар.
But ye shall destroy their altars, break their images, and cut down their groves:
14 Чүнки сән һеч қандақ башқа илаһқа ибадәт қилмаслиғиң керәк — чүнки Мәнки Пәрвәрдигарниң нами «Вапасизлиққа Һәсәт Қилғучи» болуп, һәсәт қилғучи бир илаһдурмән.
For thou shalt worship no other el: for YHWH, whose name is Jealous, is a jealous El:
15 Болмиса, шу зиминда туруватқанлар билән әһдә түзүшүң мүмкин; андин улар илаһлириниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилип, илаһлириға қурбанлиқлар өткүзгинидә, силәрни чақирса уларниң қурбанлиқлиридин йәп кетишиңлар мүмкин;
Lest thou make a covenant with the inhabitants of the land, and they go a whoring after their elohim, and do sacrifice unto their elohim, and one call thee, and thou eat of his sacrifice;
16 сән шундақла йәнә уларниң қизлирини оғуллириңға хотунлуққа елип беришиң мүмкин; у қизлар өз илаһлириниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғинида, улар оғуллириңниму өз илаһлириниң арқисидин маңғузуп, бузуқчилиқ қилдуруши мүмкин.
And thou take of their daughters unto thy sons, and their daughters go a whoring after their elohim, and make thy sons go a whoring after their elohim.
17 Өзүң үчүн һеч қандақ қуйма бутларни ясатмиғин.
Thou shalt make thee no molten elohim.
18 Петир нан һейтини тутуңлар; Мениң әмир қилғинимдәк Абиб ейида, бекитилгән вақитта йәттә күн петир нан йәңлар. Чүнки силәр Абиб ейида Мисирдин чиққансиләр.
The feast of unleavened bread shalt thou keep. Seven days thou shalt eat unleavened bread, as I commanded thee, in the time of the month of the aviv: for in the month of the aviv thou camest out from Egypt.
19 Балиятқуниң тунҗа мевиси Мениңки болиду; чарпай маллириңниң ичидин дәсләп туғулған әркәкләр, кала болсун, қой болсун уларниң тунҗилириниң һәммиси Мениңки болсун.
All that openeth the matrix is mine; and every firstling among thy cattle, whether ox or sheep, that is male.
20 Лекин ешәкләрниң тунҗа тәхәйлириниң орниға қоза билән бәдәл төлишиң лазим болиду. Әгәр орниға [қоза] бәрмисәң, тәхәйниң бойнини сундурувәткин. Тунҗи оғуллириңни болса, уларға бәдәл төләп қайтурувал. Һеч ким Мениң һозурумға қуруқ қол кәлмисун.
But the firstling of an ass thou shalt redeem with a lamb: and if thou redeem him not, then shalt thou break his neck. All the firstborn of thy sons thou shalt redeem. And none shall appear before me empty.
21 Сән алтә күн ичидә иш-әмәлиңни қилип, йәттинчи күни арам елишиң зөрүр; йәр һайдаш вақти болсун, орма вақти болсун, арам елишиң зөрүр.
Six days thou shalt work, but on the seventh day thou shalt rest: in earing time and in harvest thou shalt rest.
22 Йеңи буғдайниң тунҗа һосулини тәбрикләйдиған «һәптиләр һейти»ни өткүзүңлар; жилниң ахирида «һосул жиғиш һейти»ни өткүзүңлар.
And thou shalt observe the feast of weeks, of the firstfruits of wheat harvest, and the feast of ingathering at the year's end.
23 Сениң һәр бир әркәк кишилириң жилда үч қетим Исраилниң Худаси болған Рәб Пәрвәрдигарниң алдиға һазир болсун.
Thrice in the year shall all your men children appear before the Master YHWH, the Elohim of Israel.
24 Чүнки Мән таипиләрни алдиңдин һайдиветип, чегаралириңни кеңәйтимән; шуниңдәк сән жилда үч қетим Пәрвәрдигар Худайиңниң алдиға һазир болушқа чиқип барсаң, һеч ким йериңгә көз қирини салмайду.
For I will cast out the nations before thee, and enlarge thy borders: neither shall any man desire thy land, when thou shalt go up to appear before YHWH thy Elohim thrice in the year.
25 Маңа сунулидиған қурбанлиқниң қенини болдурулған нан билән биллә сунмиғин; яки өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиғиниң гөшини әтигә қалдурма.
Thou shalt not offer the blood of my sacrifice with leaven; neither shall the sacrifice of the feast of the passover be left unto the morning.
26 Зиминиңниң дәсләпки һосулидин тунҗа мәһсулатларни Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә кәлтүрүп ата. Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма.
The first of the firstfruits of thy land thou shalt bring unto the house of YHWH thy Elohim. Thou shalt not seethe a kid in his mother's milk.
27 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу сөзләрни өзүң үчүн йезивалғин; чүнки Мән мошу сөзләрни асас қилип сән билән вә Исраил билән әһдә бағлидим, деди.
And YHWH said unto Moses, Write thou these words: for after the tenor of these words I have made a covenant with thee and with Israel.
28 У вақитта Муса шу йәрдә Пәрвәрдигарниң һозурида қириқ кечә-күндүз турди; у һеч нәрсә йемиди, һеч су ичмиди. У йәрдә [Пәрвәрдигар] тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти.
And he was there with YHWH forty days and forty nights; he did neither eat bread, nor drink water. And he wrote upon the tables the words of the covenant, the ten commandments.
29 Муса Синай теғидин чүшкәндә шундақ болдики (у тағдин чүшкәндә икки һөкүм-гувалиқ тахтийи униң қолида еди), өзиниң [Пәрвәрдигар] билән сөзләшкини үчүн йүзиниң пақирап кәткинини билмәйтти.
And it came to pass, when Moses came down from mount Sinai with the two tables of testimony in Moses' hand, when he came down from the mount, that Moses knew not that the skin of his face shone while he talked with him.
30 Әнди Һарун вә барлиқ Исраиллар Мусани көрди, мана, униң йүз териси пақирап туратти; улар униңға йеқин бериштин қорқушти.
And when Aaron and all the children of Israel saw Moses, behold, the skin of his face shone; and they were afraid to come nigh him.
31 Лекин Муса уларни чақиривиди, Һарун вә җамаәтниң барлиқ башлири йенип, униң қешиға кәлди; Муса улар билән сөзләшти.
And Moses called unto them; and Aaron and all the rulers of the congregation returned unto him: and Moses talked with them.
32 Шуниңдин кейин, барлиқ Исраиллар униң йениға кәлди; у вақитта Муса Пәрвәрдигар өзигә Синай теғида сөз қилғинида тапшурған барлиқ әмирләрни уларға тапилиди.
And afterward all the children of Israel came nigh: and he gave them in commandment all that YHWH had spoken with him in mount Sinai.
33 Муса уларға дәйдиғинини дәп түгәтти. У [сөзлигәндә] йүзигә бир чүмпәрдә тартивалған еди;
And till Moses had done speaking with them, he put a vail on his face.
34 Қачанки Муса Пәрвәрдигар билән сөзлишишкә униң һозуриға кирсә, чүмпәрдини еливетәтти, таки у йенип чиққичә шундақ болатти; йенип чиққанда өзигә немә тапиланған болса, шуни Исраилларға ейтип берәтти.
But when Moses went in before YHWH to speak with him, he took the vail off, until he came out. And he came out, and spake unto the children of Israel that which he was commanded.
35 Исраиллар Мусаниң йүз терисиниң пақирап турғинини көрәтти; шуңа Муса йәнә таки Пәрвәрдигар билән сөзләшкили униң һозуриға киргичә йүзигә чүмпәрдә тартивалатти.
And the children of Israel saw the face of Moses, that the skin of Moses' face shone: and Moses put the vail upon his face again, until he went in to speak with him.

< Мисирдин чиқиш 34 >