< Мисирдин чиқиш 33 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән орнуңдин туруп, өзүң Мисир зиминидин елип кәлгән хәлиқ билән биллә мошу йәрдин кетип: «Мән сениң нәслиңгә уни беримән» дәп қәсәм қилип Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилған зиминға барғин.
Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: — Sǝn ornungdin turup, ɵzüng Misir zeminidin elip kǝlgǝn hǝlⱪ bilǝn billǝ muxu yǝrdin ketip: «Mǝn sening nǝslinggǝ uni berimǝn» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilip Ibraⱨimƣa, Isⱨaⱪⱪa wǝ Yaⱪupⱪa wǝdǝ ⱪilƣan zeminƣa barƣin.
2 Шуниң билән сениң алдиңда бир Пәриштә әвәтип, Ⱪананий, аморий, Һиттий, пәриззийләрни, һивий билән йәбусийларни һайдап чиқирип,
Xuning bilǝn sening aldingda bir Pǝrixtǝ ǝwǝtip, Ⱪanaaniy, Amoriy, Ⱨittiy, Pǝrizziylǝrni, Ⱨiwiy bilǝn Yǝbusiylarni ⱨǝydǝp qiⱪirip,
3 сени сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға кәлтүримән. Чүнки силәр бойни қаттиқ бир хәлиқ болғачқа, йолда силәрни һалак қиливәтмәслигим үчүн, Өзүм силәрниң араңларда болуп, шу [зиминға] биллә чиқмаймән, — деди.
seni süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan zeminƣa kǝltürimǝn. Qünki silǝr boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪ bolƣaqⱪa, yolda silǝrni ⱨalak ⱪiliwǝtmǝslikim üqün, Ɵzüm silǝrning aranglarda bolup, xu [zeminƣa] billǝ qiⱪmaymǝn, — dedi.
4 Халайиқ бу қаттиқ сөзни аңлап, қайғуға чөмүп һеч қайсиси өз зибу-зиннәтлирини тақимиди.
Halayiⱪ bu ⱪattiⱪ sɵzni anglap, ⱪayƣuƣa qɵmüp ⱨeqⱪaysisi ɵz zibu-zinnǝtlirini taⱪimidi.
5 Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: — Сән берип Исраилларға: «[Пәрвәрдигар]: — Силәр бойни қаттиқ бир хәлиқ екәнсиләр; әгәр Мән Пәрвәрдигар араңларға чиқип бир дәқиқила турсам, силәрни йоқитивәткән болаттим. Әнди силәр өзүңлардики зибу-зиннәтләрни еливетиңлар; шу чағда Мән силәргә немә қилидиғинимни билимән, деди», дәп ейтқин, — дегән еди.
Qünki Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: — Sǝn berip Israillarƣa: «[Pǝrwǝrdigar]: — Silǝr boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪ ikǝnsilǝr; ǝgǝr Mǝn Pǝrwǝrdigar aranglarƣa qiⱪip bir dǝⱪiⱪila tursam, silǝrni yoⱪitiwǝtkǝn bolattim. Əmdi silǝr ɵzünglardiki zibu-zinnǝtlǝrni eliwetinglar; xu qaƣda Mǝn silǝrgǝ nemǝ ⱪilidiƣinimni bilimǝn, dedi», dǝp eytⱪin, — degǝnidi.
6 Шуңа Исраиллар Һорәб теғидин айрилипла зибу-зиннәтлирини өзлиридин еливәтти.
Xunga Israillar Ⱨorǝb teƣidin ayrilipla zibu-zinnǝtlirini ɵzliridin eliwǝtti.
7 Шуниң билән Муса өз чедирини елип, уни чедиргаһниң сиртида, чедиргаһдин нерирақ бир җайға тикип, уни «көрүшүш чедири» дәп атиди. Кимки Пәрвәрдигарни издәп, йол соримақчи болса чедиргаһниң сиртидики «көрүшүш чедири»ға баратти.
Xuning bilǝn Musa ɵz qedirini elip, uni qedirgaⱨning sirtida, qedirgaⱨdin neriraⱪ bir jayƣa tikip, uni «kɵrüxüx qediri» dǝp atidi. Kimki Pǝrwǝrdigarni izdǝp, yol sorimaⱪqi bolsa qedirgaⱨning sirtidiki «kɵrüxüx qediri»ƣa baratti.
8 Шундақ болаттики, һәр қетим Муса чедирға чиқса, пүткүл халайиқ қопуп, һәр бири өз чедириниң ишигидә өрә туруп, Муса чедирға кирип болғичә униң кәйнидин қаришип туратти.
Xundaⱪ bolattiki, ⱨǝr ⱪetim Musa qedirƣa qiⱪsa, pütkül halayiⱪ ⱪopup, ⱨǝrbiri ɵz qedirining ixikidǝ ɵrǝ turup, Musa qedirƣa kirip bolƣuqǝ uning kǝynidin ⱪarixip turatti.
9 Андин Муса һәр қетим чедирға кирип кәтсә шундақ болаттики, булут түврүги чүшүп, чедирниң кириш еғизида тохтайтти; шуниң билән Пәрвәрдигар Муса билән сөзлишәтти.
Andin Musa ⱨǝr ⱪetim qedirƣa kirip kǝtsǝ xundaⱪ bolattiki, bulut tüwrüki qüxüp, qedirning kirix eƣizida tohtaytti; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn sɵzlixǝtti.
10 Пүткүл халайиқ булут түврүгиниң җамаәт чедириниң кириш еғизида тохтиғинини көрәтти; уни көргинидә хәлиқниң һәммиси қопуп, һәр бири өз чедириниң ишигидә туруп сәҗдә қилишатти.
Pütkül halayiⱪ bulut tüwrükining jamaǝt qedirining kirix eƣizida tohtiƣinini kɵrǝtti; uni kɵrginidǝ hǝlⱪning ⱨǝmmisi ⱪopup, ⱨǝrbiri ɵz qedirining ixikidǝ turup sǝjdǝ ⱪilixatti.
11 Шу чағларда Пәрвәрдигар Муса билән кишиләр өз дост-бурадири билән сөзләшкәндәк, йүзму-йүз сөзлишәтти. Андин Муса чедиргаһға йенип келәтти; лекин униң хизмәткари болған нунниң оғли Йәшуа дегән яш жигит чедирниң ичидин чиқмайтти.
Xu qaƣlarda Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn kixilǝr ɵz dost-buradiri bilǝn sɵzlǝxkǝndǝk, yüzmuyüz sɵzlixǝtti. Andin Musa qedirgaⱨƣa yenip kelǝtti; lekin uning hizmǝtkari bolƣan nunning oƣli Yǝxua degǝn yax yigit qedirning iqidin qiⱪmaytti.
12 Муса Пәрвәрдигарға мундақ деди: — Мана, Сән дайим маңа: «Бу хәлиқни елип чиққин» дәп кәлдиң; лекин Өзүң маңа: «Мән сени исмиңни билип тонуймән», вә шуниңдәк «Нәзирим алдида илтипат таптиң» дегән болсаңму, Сән мениң билән биргә кимни әвәтидиғиниңни маңа аян қилмидиң.
Musa Pǝrwǝrdigarƣa mundaⱪ dedi: — Mana, Sǝn daim manga: «Bu hǝlⱪni elip qiⱪⱪin» dǝp kǝlding; lekin Ɵzüng manga: «Mǝn seni ismingni bilip tonuymǝn», wǝ xuningdǝk «Nǝzirim aldida iltipat tapting» degǝn bolsangmu, Sǝn mening bilǝn birgǝ kimni ǝwǝtidiƣiningni manga ayan ⱪilmiding.
13 Әгәр мән растинла нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өзүмниң Сени тонушум үчүн, нәзириңдә илтипат тепиверишим үчүн маңа Өз йолуңни аян қилғайсән; мана, бу хәлиқниң Өз хәлқиң болғинини нәзириңдә тутқайсән! — деди.
Əgǝr mǝn rasttinla nǝziringdǝ iltipat tapⱪan bolsam, ɵzümning Seni tonuxum üqün, nǝziringdǝ iltipat tepiwerixim üqün manga Ɵz yolungni ayan ⱪilƣaysǝn; mana, bu hǝlⱪning Ɵz hǝlⱪing bolƣinini nǝziringdǝ tutⱪaysǝn! — dedi.
14 У җавап берип: Мән Өзүм [сән] биллә биллә берип, саңа арам ата қилимән, — деди.
U jawab berip: Mǝn Ɵzüm [sǝn] billǝ billǝ berip, sanga aram ata ⱪilimǝn, — dedi.
15 Муса униңға җававән: — Әгәр Сән Өзүң [биз] билән биллә маңмисаң, бизни бу йәрдин чиқармиғайсән;
Musa uningƣa jawabǝn: — Əgǝr Sǝn Ɵzüng [biz] bilǝn billǝ mangmisang, bizni bu yǝrdin qiⱪarmiƣaysǝn;
16 чүнки, мән вә хәлқиң нәзириңдә илтипат тапқинимиз немидин билиниду? Әҗәба, Өзүңниң биз билән биллә маңғиниңдин билинмәмду? Шу сәвәптин мән вә хәлқиң йәр йүзидики һәр бир таипиләрдин алаһидә пәриқләнмәмдуқ?! — деди.
qünki, mǝn wǝ hǝlⱪing nǝziringdǝ iltipat tapⱪinimiz nemidin bilinidu? Əjǝba, Ɵzüngning biz bilǝn billǝ mangƣiningdin bilinmǝmdu? Xu sǝwǝbtin mǝn wǝ hǝlⱪing yǝr yüzidiki ⱨǝrbir taipilǝrdin alaⱨidǝ pǝrⱪlǝnmǝmduⱪ?! — dedi.
17 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мошу илтиҗайиңниму иҗабәт қилимән; чүнки сән нәзиримдә илтипат таптиң вә Мән сени исмиңни билип тонуймән, деди.
Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Muxu iltijayingnimu ijabǝt ⱪilimǝn; qünki sǝn nǝzirimdǝ iltipat tapting wǝ Mǝn seni ismingni bilip tonuymǝn, dedi.
18 Шуниң билән Муса: — Өз шан-шәрпиңни маңа көрсәткәйсән, — деди.
Xuning bilǝn Musa: — Ɵz xan-xǝrpingni manga kɵrsǝtkǝysǝn, — dedi.
19 [Пәрвәрдигар]: — Өзүмниң пүткүл меһриванлиғимни сениң көз алдиңдин өткүзимән вә алдиңда «Яһвәһ» дегән намни җакалаймән. Кимгә шапаәт қилмақчи болсам шуниңға шапаәт көрситимән, кимгә рәһим-шәпқәт көрсәтмәкчи болсам, шуниңға рәһим-шәпқәт көрситимән, деди.
[Pǝrwǝrdigar]: — Ɵzümning pütkül meⱨribanliⱪimni sening kɵz aldingdin ɵtküzimǝn wǝ aldingda «Yaⱨwǝⱨ» degǝn namni jakarlaymǝn. Kimgǝ xapaǝt ⱪilmaⱪqi bolsam xuningƣa xapaǝt kɵrsitimǝn, kimgǝ rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsǝtmǝkqi bolsam, xuningƣa rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsitimǝn, dedi.
20 Пәрвәрдигар униңға: — Сән йүзүмни көрәлмәйсән; чүнки һеч адәмзат Мени көрсә тирик қалмайду, деди.
Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Sǝn yüzümni kɵrǝlmǝysǝn; qünki ⱨeq adǝmzat Meni kɵrsǝ tirik ⱪalmaydu, dedi.
21 Андин Пәрвәрдигар: — Мана, йенимда бир җай бардур; сән шу йәрдики қорам ташниң үстидә турғин.
Andin Pǝrwǝrdigar: — Mana, yenimda bir jay bardur; sǝn xu yǝrdiki ⱪoram taxning üstidǝ turƣin.
22 Мениң шан-шәривим өтидиған вақитта, шундақ болидуки, Мән сени шу қорам ташниң йериқида турғузуп, Мән өтүп болғичә сени қолум билән йепип туримән.
Mening xan-xǝripim ɵtidiƣan waⱪitta, xundaⱪ boliduki, Mǝn seni xu ⱪoram taxning yeriⱪida turƣuzup, Mǝn ɵtüp bolƣuqǝ seni ⱪolum bilǝn yepip turimǝn.
23 Андин қолумни тартивалимән; шуниң билән сән Мениң арқа тәрипимни көрисән, лекин йүзүм көрүнмәйду, — деди.
Andin ⱪolumni tartiwalimǝn; xuning bilǝn sǝn Mening arⱪa tǝripimni kɵrisǝn, lekin yüzüm kɵrünmǝydu, — dedi.