< Мисирдин чиқиш 32 >

1 Хәлиқ Мусаниң тағдин чүшмәй һаял болуп қалғинини көрүп, Һарунниң қешиға жиғилип униңға: — Сән қопуп, бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһ ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән һелиқи кишигә немә болуп кәткәнлигини билмәймиз, — дейишти.
Hǝlⱪ Musaning taƣdin qüxmǝy ⱨayal bolup ⱪalƣinini kɵrüp, Ⱨarunning ⱪexiƣa yiƣilip uningƣa: — Sǝn ⱪopup, bizgǝ aldimizda yol baxlap mangidiƣan bir ilaⱨ yasap bǝrgin! Qünki bizni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Musa degǝn ⱨeliⱪi kixigǝ nemǝ bolup kǝtkǝnlikini bilmǝymiz, — deyixti.
2 Һарун уларға: — Хотунлириңлар билән оғул-қизлириңларниң қулақлиридики алтун зирә һалқиларни чиқирип, мениң қешимға елип келиңлар, деди.
Ⱨarun ularƣa: — Hotunliringlar bilǝn oƣul-ⱪizliringlarning ⱪulaⱪliridiki altun zirǝ ⱨalⱪilarni qiⱪirip, mening ⱪeximƣa elip kelinglar, dedi.
3 Шуниң билән пүткүл хәлиқ өз қулақлиридики алтун зирә һалқиларни чиқирип Һарунниң қешиға елип кәлди.
Xuning bilǝn pütkül hǝlⱪ ɵz ⱪulaⱪliridiki altun zirǝ ⱨalⱪilarni qiⱪirip Ⱨarunning ⱪexiƣa elip kǝldi.
4 У буларни уларниң қолидин елип, искинә билән қуйма бир мозайни ясатқузди. Шуниң билән улар: — Әй Исраил, сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар мана будур! — дейишти.
U bularni ularning ⱪolidin elip, iskinǝ bilǝn ⱪuyma bir mozayni yasatⱪuzdi. Xuning bilǝn ular: — Əy Israil, seni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Hudayinglar mana budur! — deyixti.
5 Һарун уни көрүп униң алдида бир қурбангаһни яситип андин: «Әтә Пәрвәрдигар үчүн бир һейт өткүзүлиду», дәп елан қилди.
Ⱨarun uni kɵrüp uning aldida bir ⱪurbangaⱨni yasitip andin: «Ətǝ Pǝrwǝrdigar üqün bir ⱨeyt ɵtküzülidu», dǝp elan ⱪildi.
6 Әтиси улар сәһәр қопуп, көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, енақлиқ қурбанлиқлириниму кәлтүрди; андин халайиқ олтирип йәп-ичишти, қопуп әйш-ишрәт қилишти.
Ətisi ular sǝⱨǝr ⱪopup, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni sunup, inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirinimu kǝltürdi; andin halayiⱪ olturup yǝp-iqixti, ⱪopup ǝyx-ixrǝt ⱪilixti.
7 Шу чағда Пәрвәрдигар Мусаға: — Орнуңдин тур, тездин пәскә чүшкин! Чүнки сән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиң бузуқчилиққа берилип кәтти.
Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Ornungdin tur, tezdin pǝskǝ qüxkin! Qünki sǝn Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn hǝlⱪing buzuⱪqiliⱪⱪa berilip kǝtti.
8 Мән уларға буйруған йолдин шунчә тезла чәтнәп, өзлири үчүн бир қуйма мозайни ясап, униңға чоқунуп қурбанлиқ кәлтүрүшти һәмдә: «Әй Исраил, сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиң мана шудур!», дейишти, — деди.
Mǝn ularƣa buyruƣan yoldin xunqǝ tezla qǝtnǝp, ɵzliri üqün bir ⱪuyma mozayni yasap, uningƣa qoⱪunup ⱪurbanliⱪ kǝltürüxti ⱨǝmdǝ: «Əy Israil, seni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Hudaying mana xudur!», deyixti, — dedi.
9 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, бу хәлиқни көрүп қойдум; мана, улар дәрвәқә бойни қаттиқ бир хәлиқтур.
Andin Pǝrwǝrdigar Musaƣa: — Mana, bu hǝlⱪni kɵrüp ⱪoydum; mana, ular dǝrwǝⱪǝ boyni ⱪattiⱪ bir hǝlⱪtur.
10 Әнди Мени тосма, Мән ғәзәп отумни уларниң үстигә чүшүрүп, уларни жутуветимән; андин сени улуқ бир әл қилимән, — деди.
Əmdi Meni tosma, Mǝn ƣǝzǝp otumni ularning üstigǝ qüxürüp, ularni yutuwetimǝn; andin seni uluƣ bir ǝl ⱪilimǝn, — dedi.
11 Лекин Муса Худаси Пәрвәрдигардин өтүнүп илтиҗа қилип мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар, немишкә сән ғәзәп отуңни Өзүң зор қудрәт вә күчлүк қол билән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиңниң үстигә чүшүрисән?
Lekin Musa Hudasi Pǝrwǝrdigardin ɵtünüp iltija ⱪilip mundaⱪ dedi: — Əy Pǝrwǝrdigar, nemixⱪa sǝn ƣǝzǝp otungni Ɵzüng zor ⱪudrǝt wǝ küqlük ⱪol bilǝn Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn hǝlⱪingning üstigǝ qüxürisǝn?
12 Мисирлиқлар мазақ қилип: — Уларниң бешиға бала чүшүрүш үчүн, уларни тағларниң үстидә өлтүрүп йәр йүзидин йоқитиш үчүн, [уларниң Худаси] уларни елип кәтти, — дейишсунму? Өз отлуқ ғәзивиңдин йенип, Өз хәлқиңгә балаю-апәт кәлтүрүш нийитиңдин янғайсән!
Misirliⱪlar mazaⱪ ⱪilip: — Ularning bexiƣa bala qüxürüx üqün, ularni taƣlarning üstidǝ ɵltürüp yǝr yüzidin yoⱪitix üqün, [ularning Hudasi] ularni elip kǝtti, — deyixsunmu? Ɵz otluⱪ ƣǝzipingdin yenip, Ɵz hǝlⱪinggǝ balayi’apǝt kǝltürüx niyitingdin yanƣaysǝn!
13 Өз қуллириң Ибраһим, Исһақ вә Исраилни яд қилғин; Сән уларға қәсәм билән вәдә қилип: «Нәслиңларни асмандики юлтузлардәк көпәйтимән, Өзүм униң тоғрисида сөзлигән мошу зиминниң һәммисини нәслиңларға беримән, улар униңға мәңгү егидарчилиқ қилидиған болиду» дегән едиңғу, — деди.
Ɵz ⱪulliring Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Israilni yad ⱪilƣin; Sǝn ularƣa ⱪǝsǝm bilǝn wǝdǝ ⱪilip: «Nǝslinglarni asmandiki yultuzlardǝk awutimǝn, Ɵzüm uning toƣrisida sɵzligǝn muxu zeminning ⱨǝmmisini nǝslinglarƣa berimǝn, ular uningƣa mǝnggü igidarqiliⱪ ⱪilidiƣan bolidu» degǝnidingƣu, — dedi.
14 Шуниң билән Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң үстигә: «Балаю-апәт чүшүримән» дегән нийитидин янди.
Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪining üstigǝ: «Balayi’apǝt qüxürimǝn» degǝn niyitidin yandi.
15 Муса кәйнигә бурулуп, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини қолиға елип тағдин чүшти. Тахтайларниң икки тәрипигә сөзләр пүтүлгән еди; у йүзигиму, бу йүзигиму пүтүклүк еди.
Musa kǝynigǝ burulup, ikki ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ tahtiyini ⱪoliƣa elip taƣdin qüxti. Tahtaylarning ikki tǝripigǝ sɵzlǝr pütülgǝnidi; u yüzigimu, bu yüzigimu pütüklük idi.
16 Бу тахтайлар болса Худаниң Өзиниң ясиғини, пүтүлгәнлири болса Худаниң Өзиниң пүткини еди, у тахтайларға оюлған еди.
Bu tahtaylar bolsa Hudaning Ɵzining yasiƣini, pütülgǝnliri bolsa Hudaning Ɵzining pütkini idi, u tahtaylarƣa oyulƣanidi.
17 Йәшуа хәлиқниң көтәргән чуқан-сүрәнлирини, вақирашлирини аңлап Мусаға: — Чедиргаһдин җәңниң хитаби чиқиватиду, деди.
Yǝxua hǝlⱪning kɵtürgǝn quⱪan-sürǝnlirini, warⱪiraxlirini anglap Musaƣa: — Qedirgaⱨdin jǝngning hitabi qiⱪiwatidu, dedi.
18 Лекин у җавап берип: — Аңлиниватқан аваз нә нусрәт тәнтәниси әмәс, нә мәғлубийәтниң пәряди әмәс, бәлки нахша-күй садаси! — деди.
Lekin u jawab berip: — Angliniwatⱪan awaz nǝ nusrǝt tǝntǝnisi ǝmǝs, nǝ mǝƣlubiyǝtning pǝryadi ǝmǝs, bǝlki nahxa-küy sadasi! — dedi.
19 Муса чедиргаһға йеқин келип, мозайни вә җамаәтниң уссулға чүшүп кәткәнлигини көрүп шундақ дәрғәзәп болдики, тахтайларни қолидин ташлап тағниң түвидә чеқивәтти.
Musa qedirgaⱨƣa yeⱪin kelip, mozayni wǝ jamaǝtning ussulƣa qüxüp kǝtkǝnlikini kɵrüp xundaⱪ dǝrƣǝzǝp boldiki, tahtaylarni ⱪolidin taxlap taƣning tüwidǝ qeⱪiwǝtti.
20 Андин улар ясиған мозайни отқа селип көйдүрүп, уни янчип кукум-талқан қилип, су үстигә чечип Исраилларни ичишкә мәҗбурлиди.
Andin ular yasiƣan mozayni otⱪa selip kɵydürüp, uni yanjip kukum-talⱪan ⱪilip, su üstigǝ qeqip Israillarni iqixkǝ mǝjburlidi.
21 Андин Муса Һарунға: Сән уларни шунчә еғир гунаға патқузғидәк, мошу хәлиқ саңа немә қилди? — деди.
Andin Musa Ⱨarunƣa: Sǝn ularni xunqǝ eƣir gunaⱨⱪa patⱪuzƣudǝk, muxu hǝlⱪ sanga nemǝ ⱪildi? — dedi.
22 Һарун җавап берип: — Ғоҗамниң ғәзәп-аччиғи туташмиғай! Бу хәлиқниң қандақ екәнлигини, уларниң зәзилликкә майил екәнлигини убдан билисән.
Ⱨarun jawab berip: — Hojamning ƣǝzǝp-aqqiⱪi tutaxmiƣay! Bu hǝlⱪning ⱪandaⱪ ikǝnlikini, ularning zǝzillikkǝ mayil ikǝnlikini obdan bilisǝn.
23 Улар маңа: — «Бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһни ясап бәргин; чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән шу адәмгә немә болғинини билмәймиз», деди.
Ular manga: — «Bizgǝ aldimizda yol baxlap mangidiƣan bir ilaⱨni yasap bǝrgin; qünki bizni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Musa degǝn xu adǝmgǝ nemǝ bolƣinini bilmǝymiz», dedi.
24 Мән уларға: «Кимдә алтун болса шуни чиқирип бәрсун» десәм, улар маңа тапшуруп бәрди; мән уни отқа ташливидим, мана, бу мозай чиқти, — деди.
Mǝn ularƣa: «Kimdǝ altun bolsa xuni qiⱪirip bǝrsun» desǝm, ular manga tapxurup bǝrdi; mǝn uni otⱪa taxliwidim, mana, bu mozay qiⱪti, — dedi.
25 Муса хәлиқниң қандақсигә тизгинсиз болуп кәткәнлигини көрди; чүнки Һарун уларни дүшмәнлириниң алдида мәсқирә объекти болушқа өз мәйлигә қоювәткән еди.
Musa hǝlⱪning ⱪandaⱪsigǝ tizginsiz bolup kǝtkǝnlikini kɵrdi; qünki Ⱨarun ularni düxmǝnlirining aldida mǝshirǝ obyekti boluxⱪa ɵz mǝyligǝ ⱪoyuwǝtkǝnidi.
26 Муса чедиргаһниң кириш еғизиға берип, шу йәрдә туруп: — Кимки Пәрвәрдигарниң тәрипидә болса мениң йенимға кәлсун! — деди. Шуни девиди, Лавийларниң һәммиси униң қешиға жиғилди.
Musa qedirgaⱨning kirix eƣiziƣa berip, xu yǝrdǝ turup: — Kimki Pǝrwǝrdigarning tǝripidǝ bolsa mening yenimƣa kǝlsun! — dedi. Xuni dewidi, Lawiylarning ⱨǝmmisi uning ⱪexiƣa yiƣildi.
27 У уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәр бир киши өз қиличини янпишиға есип, чедиргаһниң ичигә кирип, бу четидин у четигичә кезип жүрүп, һәр бири өз қериндишини, өз дост-бурадирини, өз хошнисини өлтүрсун!» — деди.
U ularƣa: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Ⱨǝrbir kixi ɵz ⱪiliqini yanpixiƣa esip, qedirgaⱨning iqigǝ kirip, bu qetidin u qetigiqǝ kezip yürüp, ⱨǝrbiri ɵz ⱪerindixini, ɵz dost-buradirini, ɵz ⱪoxnisini ɵltürsun!» — dedi.
28 Шуниң билән Лавийлар Мусаниң буйруғини бойичә иш көрди; шу күни хәлиқниң ичидин үч миң киши өлтүрүлди.
Xuning bilǝn Lawiylar Musaning buyruƣini boyiqǝ ix kɵrdi; xu küni hǝlⱪning iqidin üq ming kixi ɵltürüldi.
29 Андин Муса: — Һәр бириңлар бүгүн өзүңларни Пәрвәрдигарға хас болушқа атидиңлар; чүнки һәр бириңлар һәтта өз оғлуңлар һәм қериндишиңларниму айимидиңлар; шуниң билән бүгүн бәхит-бәрикәтни үстүңларға чүшүрдуңлар, деди.
Andin Musa: — Ⱨǝrbiringlar bügün ɵzünglarni Pǝrwǝrdigarƣa has boluxⱪa atidinglar; qünki ⱨǝrbiringlar ⱨǝtta ɵz oƣlunglar ⱨǝm ⱪerindixinglarnimu ayimidinglar; xuning bilǝn bügün bǝht-bǝrikǝtni üstünglarƣa qüxürdunglar, dedi.
30 Әтиси Муса хәлиққә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә наһайити еғир бир гуна садир қилдиңлар. Әнди мана, мән Пәрвәрдигарниң алдиға чиқимән; гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрәләймәнмекин, — деди.
Ətisi Musa hǝlⱪⱪǝ sɵz ⱪilip: — Silǝr dǝrwǝⱪǝ naⱨayiti eƣir bir gunaⱨ sadir ⱪildinglar. Əmdi mana, mǝn Pǝrwǝrdigarning aldiƣa qiⱪimǝn; gunaⱨinglar üqün kafarǝt kǝltürǝlǝymǝnmikin, — dedi.
31 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға йенип берип: — Һәй...! Бу хәлиқ дәрвәқә еғир бир гуна садир қилип, өзлиригә алтундин илаһларни ясапту!
Xuning bilǝn Musa Pǝrwǝrdigarning aldiƣa yenip berip: — Ⱨǝy...! Bu hǝlⱪ dǝrwǝⱪǝ eƣir bir gunaⱨ sadir ⱪilip, ɵzlirigǝ altundin ilaⱨlarni yasaptu!
32 Лекин әнди Сән уларниң гунайини әпу қилишқа униғайсән..., унимисаң, исмимни Өзүң язған дәптириңдин өчүрүвәткин! — деди.
Lekin ǝmdi Sǝn ularning gunaⱨini ǝpu ⱪilixⱪa uniƣaysǝn..., unimisang, ismimni Ɵzüng yazƣan dǝptiringdin ɵqürüwǝtkin! — dedi.
33 Пәрвәрдигар Мусаға җавап берип: — Кимки Мениң алдимда гуна қилған болса, униң етини Өз дәптиримдин өчүрүветимән.
Pǝrwǝrdigar Musaƣa jawab berip: — Kimki Mening aldimda gunaⱨ ⱪilƣan bolsa, uning etini Ɵz dǝptirimdin ɵqürüwetimǝn.
34 Әнди сән берип, Мән саңа ейтқан җайға хәлиқни башлап барғин. Мана, Мениң Пәриштәм алдиңда маңиду. Лекин уларға җаза беридиған күнүм кәлгәндә, уларға гунайи үчүн җаза беримән, деди.
Əmdi sǝn berip, Mǝn sanga eytⱪan jayƣa hǝlⱪni baxlap barƣin. Mana, Mening Pǝrixtǝm aldingda mangidu. Lekin ularƣa jaza beridiƣan künüm kǝlgǝndǝ, ularƣa gunaⱨi üqün jaza berimǝn, dedi.
35 Бу сөздин кейин Пәрвәрдигар хәлиқниң Һарунниң қоли билән мозайни қуйдуруп ясатқини үчүн уларни ваба билән җазалиди.
Bu sɵzdin keyin Pǝrwǝrdigar hǝlⱪning Ⱨarunning ⱪoli bilǝn mozayni ⱪuydurup yasatⱪini üqün ularni waba bilǝn jazalidi.

< Мисирдин чиқиш 32 >