< Мисирдин чиқиш 31 >

1 Пәрвәрдигар Худа Мусаға мундақ деди: —
Perwerdigar Xuda Musagha mundaq dédi: —
2 Мана, Мән Өзүм Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирдим;
Mana, Men Özüm Yehuda qebilisidin bolghan Xurning newrisi, urining oghli Bezalelni ismini atap chaqirdim;
3 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип,
uni Xudaning Rohi bilen toldurup, uninggha danaliq, eqil-paraset, ilim-hékmet igilitip, uni hertürlük ishni qilishqa qabiliyetlik qilip,
4 түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған, йәни алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған,
türlük-türlük hünerlerni qilalaydighan, yeni altun, kümüsh we mis ishlirini qilalaydighan,
5 яқутларни кесип-оялайдиған, уларни зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилдим.
yaqutlarni késip-oyalaydighan, ularni zinnet buyumlirigha ornitalaydighan, yaghachlargha neqish chiqiralaydighan, herxil hüner ishlirini qamlashturalaydighan qildim.
6 Шуниңдәк мана, Мән йәнә Дан қәбилисидин Аһисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим, шундақла Мән саңа буйруған һәммә нәрсиләрни ясисун дәп, барлиқ пәм-парасәтлик кишикәрниң көңлигә техиму әқил-парасәт ата қилдим;
Shuningdek mana, Men yene Dan qebilisidin Ahisamaqning oghli Oholiyabni uninggha yardemchilikke teyinlidim, shundaqla Men sanga buyrughan hemme nersilerni yasisun dep, barliq pem-parasetlik kishikerning könglige téximu eqil-paraset ata qildim;
7 шуниң билән улар җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини, униң үстидики кафарәт тәхтини, чедириниң һәммә әсваплирини,
shuning bilen ular jamaet chédirini, höküm-guwahliq sanduqini, uning üstidiki kafaret textini, chédirining hemme eswablirini,
8 ширә билән униң қача-қучилирини, сап алтундин ясилидиған чирақдан билән униң барлиқ әсваплирини, хушбуйгаһни,
shire bilen uning qacha-quchilirini, sap altundin yasilidighan chiraghdan bilen uning barliq eswablirini, xushbuygahni,
9 көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи билән униң барлиқ әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини ясалайдиған,
köydürme qurbanliq qurban’gahi bilen uning barliq eswablirini, yuyush dési bilen uning teglikini yasiyalaydighan,
10 хизмәт кийимлири, йәни каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири вә униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини тоқуялайдиған,
xizmet kiyimliri, yeni kahinliq xizmitide kiyilidighan, Harun kahinning muqeddes kiyimliri we uning oghullirining kahinliq kiyimlirini toquyalaydighan,
11 мәсиһләш мейи вә муқәддәс җайға тәйярлинидиған есил дора-дәрмәкләрдин хушбуйни ясалайдиған болди. Мән саңа әмир қилғиним бойичә улар барлиқ ишни беҗа кәлтүриду.
mesihlesh méyi we muqeddes jaygha teyyarlinidighan ésil dora-dermeklerdin xushbuyni yasiyalaydighan boldi. Men sanga emr qilghinim boyiche ular barliq ishni beja keltüridu.
12 Пәрвәрдигар Мусаға әмир қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha emr qilip mundaq dédi: —
13 Сән Исраилларға әмир қилип уларға: — «Силәр Мениң шабат күнлиримни чоқум тутуңлар; чүнки булар силәрниң өзүңларни пак-муқәддәс қилғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигини билишиңлар үчүн Мән билән силәрниң оттураңлардики бир нишанә-бәлгү болиду.
Sen Israillargha emr qilip ulargha: — «Siler Méning shabat künlirimni choqum tutunglar; chünki bular silerning özünglarni pak-muqeddes qilghuchining Men Perwerdigar ikenlikini bilishinglar üchün Men bilen silerning otturanglardiki bir nishane-belge bolidu.
14 Шабат күни силәргә муқәддәс қилип бекитилгини үчүн, уни тутуңлар; кимки уни бузса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду; бәрһәқ, кимки у күнидә һәр қандақ ишни қилса, өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун.
Shabat küni silerge muqeddes qilip békitilgini üchün, uni tutunglar; kimki uni buzsa, ölüm jazasigha tartilmisa bolmaydu; berheq, kimki u künide herqandaq ishni qilsa, öz xelqi arisidin üzüp tashlansun.
15 Алтә күн ичидә иш қилинсун; лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күн болуп, арам алидиған шабат күни болиду; кимки шабат күнидә бирәр иш қилса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду.
Alte kün ichide ish qilinsun; lékin yettinchi küni Perwerdigargha atalghan muqeddes kün bolup, aram alidighan shabat küni bolidu; kimki shabat künide birer ish qilsa, ölüm jazasigha tartilmisa bolmaydu.
16 Исраиллар шабат күнини тутуши керәк; улар әбәдий әһдә сүпитидә уни әвлаттин әвлатқичә тутсун.
Israillar shabat künini tutushi kérek; ular ebediy ehde süpitide uni ewladtin ewladqiche tutsun.
17 Бу Мән билән Исраилларниң оттурисида әбәдий бир нишанә-бәлгү болиду; чүнки Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман билән зиминни яритип, йәттинчи күнидә арам елип раһәт тапқан еди», — дегин.
Bu Men bilen Israillarning otturisida ebediy bir nishane-belge bolidu; chünki Perwerdigar alte kün ichide asman bilen zéminni yaritip, yettinchi künide aram élip rahet tapqanidi», — dégin.
18 Худа Синай теғида Мусаға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини униңға тапшурди. Тахтайлар таштин болуп, [сөзләр] Худаниң бармиғи билән уларға пүтүлгән еди.
Xuda Sinay téghida Musagha bu sözlerni qilip bolghandin kéyin, ikki höküm-guwahliq taxtiyini uninggha tapshurdi. Taxtaylar tashtin bolup, [sözler] Xudaning barmiqi bilen ulargha pütülgenidi.

< Мисирдин чиқиш 31 >