< Мисирдин чиқиш 30 >
1 Сән йәнә хушбуй яндуруш үчүн бир хушбуйгаһни ясатқин; уни акатсийә яғичидин тәйярлиғин.
2 У төрт часа, узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болсун. Униң [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалсун.
3 Сән уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплатқин; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарғин.
4 Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекиткин; уларни икки йениға удулму удул бекиткин. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурғин.
5 Балдақлирини акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиғин.
6 Хушбуйгаһни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртиға, йәни Мән сән билән көришидиған җай болған һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстидики кафарәт тәхтиниң удулиға қойғин.
7 Һарун шуниң үстидә есил хушбуй әтирни яндурсун; һәр күни әтигәнлиги чирақларни пәрлигили кәлгәндә, хушбуйларни яндурсун.
8 Шуниңдәк Һарун гугумда чирақларни тизип яққанда, хушбуй яндурсун. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң алдида нәсилдин-нәсилгә хушбуй һемишә өчүрүлмәй йениқ болиду.
9 Силәр униң үстидә нә һеч қандақ ғәйрий хушбуй яндурмаңлар, нә көйдүрмә қурбанлиқ нә ашлиқ һәдийә сунмаңлар, шундақла униң үстигә һеч қандақ шарап һәдийәни төкмәңлар.
10 Һәр жилда Һарун бир қетим [хушбуйгаһниң] мүңгүзлиригә кафарәт кәлтүрсун; һәр қетим кафарәт кәлтүридиған гуна қурбанлиғиниң қени билән униң үчүн кафарәт кәлтүрсун. Нәсилдин-нәсилгә шундақ қилиңлар; бу [хушбуйгаһ] Пәрвәрдигарға «әң муқәддәс» һесаплинидиған нәрсиләрниң қатаридиндур.
11 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
12 Сән Исраилларниң санини ениқлаш үчүн уларни саниғиниңда, уларниң санилиши вәҗидин арисиға балаю-апәт кәлмәслиги үчүн, уларни саниғиниңда һәр бир адәм өз җени үчүн Пәрвәрдигарға кафарәт пули тапшурсун.
13 Ройхәткә елинип, санақтин өткәнләрниң һәммиси бериши керәк болғини шуки, һәр бири муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә йерим шәкәл бәрсун (бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр келиду). Бу йерим шәкәл Пәрвәрдигарға «көтәрмә һәдийә» болиду.
14 Ройхәткә елинип, санақтин өткәнләр, йәни жигирмә яш яки униңдин чоңларниң һәр бири Пәрвәрдигарға шу «көтәрмә һәдийә»ни бәрсун.
15 Өз җениңларға кафарәт кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға көтәрмә һәдийә бәргиниңларда бай киши йерим шәкәлдин артуқ бәрмисун, кәмбәғәл кишиму йерим шәкәлдин кам бәрмисун.
16 Сән Исраиллардин шу кафарәт пулини тапшуруп елип, җамаәт чедириниң хизмитигә беғишлап ишләткин; у пул Исраилларға Пәрвәрдигарниң һозурида әсләтмә сүпитидә җениңларға кафарәт кәлтүридиған болиду.
17 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
18 Сән жуюнушқа ишлитишкә мистин [йоған] бир дас вә униңға мистин бир тәглик ясатқин; уни җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға орунлаштуруп, ичигә су тоштуруп қойғин.
19 Һарун билән униң оғуллири униңдики су билән пут-қоллирини жуйсун.
20 Улар җамаәт чедириға киргәндә өлмәслиги үчүн су билән өзини жуюши керәк; улар хизмәт қилиш үчүн, қурбангаһқа йеқин берип Пәрвәрдигарға от арқилиқ атилидиған қурбанлиқ сунмақчи болғинидиму, шундақ қилсун.
21 Улар өлмәслиги үчүн пут-қоллирини жуйсун; бу иш уларға, йәни өзи вә униң нәсиллири үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
22 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
23 Сән һәммидин есил хушбуй дора-дәрмәкләрдин тәйярла, йәни мурмәкки суюқлуғидин бәш йүз шәкәл, дарчиндин икки йүз әллик шәкәл, егирдин икки йүз әллик шәкәл,
24 қовзақдарчиндин бәш йүз шәкәл елип (бу өлчәмләр муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун) вә зәйтун мейидинму бир һин тәйярла;
25 бу дора-дәрмәкләр билән мәсиһ қилиш үчүн бир муқәддәс май — әтирчи чиқарғандәк бир хушбуй май чиқарғузғин. Бу «муқәддәс мәсиһләш мейи» болиду.
26 Сән униң билән җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини,
27 ширә вә униң барлиқ қача-қучилирини, чирақдан вә униң әсваплирини, хушбуйгаһни,
28 көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи вә униң әсваплирини, жуюнуш деси вә униң тәглигини мәсиһлигин;
29 сән шу тәрздә уларни «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида муқәддәс қилғин. Уларға тәккән һәр қандақ нәрсиму «муқәддәс» һесаплиниду.
30 Һарун билән униң оғуллирини болса Маңа каһинлиқ хизмәттә болуши үчүн мәсиһләп муқәддәс қилғин.
31 Исраилларға сөз қилип мундақ ейтқин: — Бу май әвлаттин әвлатқичә Маңа аталған муқәддәс мәсиһләш мейи болиду.
32 Уни адәмниң бәдинигә қуйса болмайду; шуниңдәк униңға охшайдиған яки тәркиби охшишидиған һеч қандақ майларни ясимаңлар. У муқәддәс болғини үчүн силәргиму муқәддәс болуши керәк.
33 Кимки тәркиби шуниңға охшайдиған май тәңшисә, яки уни елип ят бирисигә сүрсә, у өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.
34 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән хушбуй дора-дәрмәкләр, йәни хушбуй йелим, деңиз қулулиси мейи, ақ девирқай вә сап мәстики тәйярлиғин. Буларниң һәммиси охшаш миқдарда болсун;
35 Худди әтирчи май чиқарғанға охшаш, уларни тәңшәп хушбуй ясиғин; у тузланған, сап вә муқәддәс пурақлиқ әтир болиду.
36 Сән униңдин азрақ елип, талқандәк убдан езип, җамаәт чедиридики һөкүм-гувалиқ [сандуғиниң] удулиға, йәни Мән силәр билән көрүшидиған җайниң алдиға қойғин. Бу силәргә Пәрвәрдигарға аталған «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида һесаплансун.
37 Силәр ясиған бу хушбуйниң ретсепи билән өзүңларғиму охшаш бир хушбуйни ясивалсаңлар болмайду. У саңа нисбәтән ейтқанда Пәрвәрдигарға хас қилинған муқәддәс болиду.
38 Кимки униң пуриғини пурап һозурлиниш үчүн униңға охшап кетидиған һәр қандақ бир хушбуйни ясиса, у өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун.