< Мисирдин чиқиш 3 >
1 Муса болса қейинатиси Мидиянниң каһини Йәтрониң қой падисини бақатти. У қойларни башлап чөлниң әң четигә Худаниң теғи, йәни Һорәб теғиниң бағриға кәлди.
2 Шу йәрдә бир азғанлиқтин өрләп чиқиватқан от ялқуни ичидин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнди. Мана, азғанлиқ отта көйүватқан болсиму, лекин азған өзи көйүп кәтмигән еди.
3 Муса: — Мән берип, бу әҗайип мәнзирини көрүп бақай; азғанлиқ немишкә көйүп кәтмәйдиғанду? — дәп ойлиди.
4 Пәрвәрдигар униң буни көргили йолдин чәтнәп [азғанлиққа] кәлгинини көрди; Худа азғанлиқ ичидин уни: — Муса! Муса! — дәп чақирди. У: Мана мән! — дәп җавап бәрди.
5 У униңға: — Бу йәргә йеқин кәлмә; путлириңдин кәшиңни салғин; чүнки сән турған бу йәр муқәддәс җайдур.
6 Мән атаңниң Худаси, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән, — деди. Буни аңлап Муса Худаға қараштин қорқуп, йүзини етивалди.
7 Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән Мисирда туруватқан қовмимниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрдум, назарәтчиләрниң уларни [харлаватқанлиғидин] қилған пәрядини аңлидим; чүнки Мән уларниң дәрдлирини билимән.
8 Шуңа Мән уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузуп, шу зиминдин чиқирип, яхши һәм кәң бир зиминға, сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға, йәни Ⱪананий, Һиттий, Аморий, Пәриззий, Һивий вә Йәбусийларниң жутиға елип беришқа чүштүм.
9 Мана әнди Исраилларниң налә-пәряди Маңа йәтти, мисирлиқларниң уларға қандақ зулум қилғанлиғиниму көрдүм.
10 Әнди сән кәл, Мән сени хәлқим Исраилларни Мисирдин елип чиқириш үчүн Пирәвнниң алдиға әвәтимән, — деди.
11 Лекин Муса Худаға: — Мән ким едим, Пирәвнниң алдиға берип Исраилларни Мисирдин чиқиралиғидәк? — деди.
12 У җавап берип: — Бәрһәқ, Мән сән билән биллә болимән; сән қовмни Мисирдин елип чиққандин кейин бу тағда Худаға ибадәт қилисиләр; бу иш мана өзәңгә Мениң сени әвәткинимниң испат-бәлгүси болиду, — деди.
13 Шуниң билән Муса Худаға: — Мән Исраилларниң қешиға берип уларға: «Ата-бовилириңларниң Худаси мени қешиңларға әвәтти» десәм, улар мәндин: «Униң нами немә?» — дәп сориса, уларға немә дәп җавап беримән? — деди.
14 Худа Мусаға: — Мән «Әзәлдин бар Болғучи»дурмән — деди. Андин У: — Берип, Исраилларға: ««Әзәлдин бар Болғучи» мени қешиңларға әвәтти» дәп ейтқин, деди.
15 Худа Мусаға йәнә: — Исраилларға: — «Ата-бовилириңларниң Худаси, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси болған «Яһвәһ» мени қешиңларға әвәтти; У: [Яһвәһ дегән] бу нам әбәткичә Мениң намим болиду, дәвирдин-дәвиргичә Мән шу нам билән әскә елинимән, дәйду» — дегин.
16 — Берип, Исраилниң ақсақаллирини жиғип уларға: — «Ата-бовилириңларниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси болған Пәрвәрдигар маңа көрүнүп: — Мән силәрни йоқлап кәлдим, Мисирда силәргә қандақ муамилә қилиниватқанлиғини көрдүм;
17 шуниң үчүн сөзүм шудурки, Мән силәрни Мисирниң зулумидин чиқирип, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зимини, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға елип баримән, деди, — дегин, деди.
18 — Шуниң билән улар сениң сөзүңгә қулақ салидиған болиду. У вақитта сән, өзүң вә Исраилниң ақсақаллири билән биргә Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға: «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар биз билән көрүшти. Әнди сиздин өтүнимизки, бизгә үч күнлүк йолни бесип, чөлгә берип, Худайимиз Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа иҗазәт бәргәйсиз» — дәңлар.
19 Лекин Мисир падишасиниң һәтта қудрәтлик бир қолниң астида турупму, силәрни йәнила қоюп бәрмәйдиғинини билимән.
20 Шуңа қолумни узитип, мисирлиқларни Мән өз зимини ичидә көрсәтмәкчи болған һәр хил карамәт-мөҗизилирим билән уримән; андин [Пирәвн] силәрни қоюп бериду.
21 Бу қовмни мисирлиқларниң алдида илтипат таптуримән вә шуниң билән шундақ болидуки, силәр шу йәрдин чиққиниңларда, қуруқ қол чиқмайсиләр.
22 Бәлки һәр бир аял киши өз хошнисидин вә өз өйидә олтиришлиқ ят аялдин күмүч зиннәт буюмлири, алтун зиннәт буюмлири вә кийим-кечәкләрни тәләп қилиду. Бу нәрсиләрни оғул-қизлириңларға тақайсиләр, кийдүрисиләр; шу тәриқидә мисирлиқлардин олҗа алған болисиләр, — деди.