< Мисирдин чиқиш 28 >
1 Сән Исраилларниң ичидин акаң Һарун вә униң оғуллирини өз қешиңға кәлтүргин; уларни, йәни Һарун вә оғуллири Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамарларниң Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн йениңға кәлтүргин.
2 Акаң Һарунға һәм шәрәп һәм гөзәллик үчүн муқәддәс кийимләрни тәйярлиғин.
3 Һарунниң Маңа муқәддәс қилинип, Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, Мән әқил-парасәтниң роһи билән қәлблирини толдурған чевәр кишиләрниң һәр биригә сөз қилип, уларни алаһидә кийимләрни тикишкә буйруғин.
4 Улар тикидиған кийимләр мунулардин ибарәт: — бир қошен, бир әфод, бир тон, кәштиләнгән бир халта көйнәк, бир сәллә вә бир бәлвағ. Мениң каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн, улар акаң Һарунға вә оғуллириға муқәддәс кийимләрни тиксун.
5 Униңға алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхт ишлитилсун;
6 әфодни улар алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхтләрни тәйярлап, чевәр қолларға нәпис қилип [кәштилитип] ишләтсун.
7 Әфодниң икки бешини бир-биргә туташтуруш үчүн икки долисида мүрилик тасма болсун.
8 Әфодниң үстидин бағлайдиған, кәштиләнгән бәлвағ әфод билән бир пүтүн қилинсун вә униңға охшаш сипта ишлинип, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар вә непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясалсун.
9 Икки ақ һеқиқни тепип, уларниң үстигә Исраилниң оғуллириниң намлирини ойдурғин;
10 уларниң намлириниң алтиси бир яқутқа оюлсун, қалған алтиси болса йәнә бир яқутқа оюлсун, һәммиси туғулуш тәртиви бойичә пүтүлсун.
11 Худди яқут нәқишчилири ишлигәндәк, мөһүр оюлғандәк Исраилниң оғуллириниң намлирини икки яқутқа ойдурғин; улар алтундин ясалған көзлүккә бекитилсун.
12 Исраилниң оғуллириға әсләтмә таш болсун үчүн, икки яқутни әфодниң икки мүрилик тасмисиға қадиғузғин; шундақ болғанда, Һарун Пәрвәрдигарниң алдида уларниң намлирини әсләтмә сүпитидә мүрилиридә көтирип жүриду.
13 Буниңдин башқа, сән алтундин йәнә икки көзлүк вә сап алтундин шойнидәк ешип етилгән икки зәнҗир ясатқин; андин ешилмә зәнҗирләр көзлүкләргә бекитилсун.
14
15 «Һөкүм қошени»ни чевәр қолларға нәпис қилип кәштилитип ясатқин; уни һәм әфодни ишлигән усулда ясиған, алтун вә көк, сөсүн, қизил жиплар билән непиз тоқулған ақ канап рәхттин ясиғин.
16 У икки қат, төрт часа қилинсун; узунлуғи бир ғерич, кәңлигиму бир ғерич болсун.
17 Униң үстигә төрт қатар қилип гөһәрләрни орнатқин: — биринчи қатарға қизил яқут, сериқ гөһәр вә зумрәт орнитилсун;
18 иккинчи қатарға көк қаштеши, көк яқут вә алмас орнитилсун;
19 үчинчи қатарға сөсүн яқут, пироза вә сөсүн квартс орнитилсун;
20 төртинчи қатарға берил яқут, ақ һеқиқ вә анарташ орнитилсун; буларниң һәммиси алтун көзлүк ичигә орнитилсун.
21 Бу гөһәрләр Исраилниң оғуллириниң намлириға вәкил қилинип, уларниң санидәк он икки болуп, мөһүр ойғандәк һәр бир гөһәргә он икки қәбилиниң нами бирдин-бирдин пүтүлсун.
22 Қошенға шойнидәк ешилгән сап алтундин [икки] ешилмә зәнҗир ясиғин.
23 Қошенға алтундин икки һалқа етип, икки һалқини қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигигә бекиткин;
24 андин алтундин ешилип ясалған икки зәнҗирни қошенниң [жуқуриқи] икки бүҗигидики һалқидин өткүзүп,
25 ешилгән шу зәнҗирләрниң икки учини икки көзлүккә бекитип, [көзлүкләрни] әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди қисмиға орнатқин.
26 Буниңдин башқа сән алтундин икки һалқа ясап, уларни қошенниң [асти тәрипидики] икки бүҗигигә бекиткин; улар әфодқа тегишип туридиған қилинип ичигә қадалсун.
27 Мундин башқа сән алтундин [йәнә] икки һалқа ясап, уларни әфодниң икки мүрилик тасмисиниң алди төвәнки қисмиға, йәни әфодқа улинидиған җайға йеқин қилип, кәшитиләнгән бәлвағдин егизрәк қилип бекиткин.
28 Қошенниң әфодниң кәшитиләнгән бәлвеғидин жуқурирақ туруши, қошенниң әфодтин аҗрап кәтмәслиги үчүн қошенниң һалқисини көк шойна билән әфодниң һалқисиға четип қойғин.
29 Шундақ қилғанда, Һарун муқәддәс җайға киргәндә, һөкүм қошенини тақиғачқа, Исраилниң оғуллириниң намлирини әсләтмә сүпитидә жүригиниң үстидә Пәрвәрдигарниң алдида дайим көтирип жүргән болиду.
30 Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға киргәндә, урим билән туммим униң жүриги үстидә болуши үчүн, буларни һөкүм қошениниң ичигә алғин; мошундақ қилғанда, Һарун Исраилларға бағлиқ һөкүмләрни һемишә Пәрвәрдигарниң һозурида өз жүриги үстидә көтирип жүргән болиду.
31 Әфодниң [ичидики] тонни пүтүнләй көк рәңлик қилғин.
32 Тонниң башқа кийилидиған төшүги дәл оттурисида болсун; униң житилип кәтмәслиги үчүн худди бапкар тоқуғандәк, савутниң яқисиға охшаш чөрисигә пәваз чиқирилсун.
33 Униң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп асқин һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, чөрисидики анарларниң арилиғиға бирдин есип қойғин; тонниң етигиниң пүткүл чөрисигә бир алтун қоңғурақ, бир анар, йәнә бир алтун қоңғурақ, бир анар... бекитилсун.
34
35 Һарун хизмәт қилған вақтида шу тонни кийсун; буниң билән Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға барғанда, йәни муқәддәс җайға, Пәрвәрдигарниң алдиға кирип-чиққанда униң авази аңлинип туриду-дә, у өлүмдин аман қалиду.
36 Андин кейин сән сап алтундин нәпис бир отуғатни ясап, униң үстигә мөһүргә нәқишләнгәндәк: «Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинди» дәп ойғин;
37 уни көк рәңлик жип билән сәллисигә чиккин; у сәллиниң алди тәрипигә тақалсун;
38 у Һарунниң пешанисидә турсун. Буниң билән Һарун Исраилларниң муқәддәс қилип кәлтүргән барлиқ муқәддәс һәдийәлиригә чаплашқан гуналарни өз үстигә елип көтириду; һәдийәләрниң Пәрвәрдигарниң алдида қобул қилиниши үчүн отуғат һемишә униң пешанисигә тақақлиқ турсун.
39 Буниңдин башқа ақ канап рәхттин бир көйнәк тоқуғин, шуниңдәк канап рәхттин тоқулған бир сәллә тәйярлиғин; кәштиләнгән бир бәлвағ ясиғин.
40 Һарунниң оғуллириға халта көйнәкләрни тиккин; уларғиму бәлвағларни тәйярла, уларға егиз бөкләрниму тиккин; булар уларға һәм шәрәп һәм гөзәллик болсун.
41 Буларниң һәммисини сән акаң Һарун вә униң оғуллириға кийдүргин; андин уларниң Мениң алдимда каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн уларни мәсиһләп, Маңа муқәддәс қилип айриғин.
42 Уларниң әврәтлириниң йепиқ туруши үчүн уларға канап рәхттин тамбал әттүргин; у белидин янпишиғичә йепип турсун.
43 Һарун вә оғуллири җамаәт чедириға киргәндә яки муқәддәс җайда хизмәттә болуш үчүн қурбангаһқа йеқинлашқанда, улар гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн [тамбални] кийивалсун. Бу униңға вә униңдин кейинки нәсиллири үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болсун.