< Мисирдин чиқиш 27 >

1 Сән қурбангаһни акатсийә яғичидин ясиғин. Қурбангаһ төрт часа болсун; узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз қилинсун.
Sǝn ⱪurbangaⱨni akatsiyǝ yaƣiqidin yasiƣin. Ⱪurbangaⱨ tɵt qasa bolsun; uzunluⱪi bǝx gǝz, kǝngliki bǝx gǝz, egizliki üq gǝz ⱪilinsun.
2 Униң төрт бүҗигигә қоюлидиған мүңгүзлирини ясиғин; мүңгүзлири қурбангаһ билән бир гәвдә қилинсун. Қурбангаһни мис билән қаплиғин.
Uning tɵt burjikigǝ ⱪoyulidiƣan münggüzlirini yasiƣin; münggüzliri ⱪurbangaⱨ bilǝn bir gǝwdǝ ⱪilinsun. Ⱪurbangaⱨni mis bilǝn ⱪapliƣin.
3 Қурбангаһниң яғ [вә күлини] елишқа дасларни ясиғин; униңға хас болған гүҗәкләрни, кориларни, лахшигирларни вә отданларниму ясиғин; униң барлиқ әсваплирини ясашқа мис ишләткин.
Ⱪurbangaⱨning yaƣ [wǝ külini] elixⱪa daslarni yasiƣin; uningƣa has bolƣan gürjǝklǝrni, korilarni, lahxigirlarni wǝ otdanlarnimu yasiƣin; uning barliⱪ ǝswablirini yasaxⱪa mis ixlǝtkin.
4 Қурбангаһ үчүн мистин бир шала ясиғин; шаланиң төрт бүҗигигә төрт мис һалқа ясап бекитип қойғин.
Ⱪurbangaⱨ üqün mistin bir xala yasiƣin; xalaning tɵt burjikigǝ tɵt mis ⱨalⱪa yasap bekitip ⱪoyƣin.
5 Шалани қурбангаһниң қап белиниң астидики гирвәктин төвәнрәк туридиған қилғин, шундақта шала қурбангаһниң дәл оттурисида болиду.
Xalani ⱪurbangaⱨning ⱪap belining astidiki girwǝktin tɵwǝnrǝk turidiƣan ⱪilƣin, xundaⱪta xala ⱪurbangaⱨning dǝl otturisida bolidu.
6 Қурбангаһқа икки балдақ ясиғин; улар акатсийә яғичидин болсун, уларни мис билән қаплиғин.
Ⱪurbangaⱨⱪa ikki baldaⱪ yasiƣin; ular akatsiyǝ yaƣiqidin bolsun, ularni mis bilǝn ⱪapliƣin.
7 Қурбангаһни көтәргәндә, балдақлар униң икки йенида болуши үчүн, уларни һалқиларға өткүзүп қойғин.
Ⱪurbangaⱨni kɵtürgǝndǝ, baldaⱪlar uning ikki yenida boluxi üqün, ularni ⱨalⱪilarƣa ɵtküzüp ⱪoyƣin.
8 Қурбангаһни тахтайлардин ясиғин, ичи бош болсун; у тағда саңа аян қилинған нусха бойичә [һүнәрвәнләр] тәйяр қилсун.
Ⱪurbangaⱨni tahtaylardin yasiƣin, iqi box bolsun; u taƣda sanga ayan ⱪilinƣan nusha boyiqǝ [ⱨünǝrwǝnlǝr] tǝyyar ⱪilsun.
9 Муқәддәс чедирниң һойлисиниму ясиғин. Һойлиниң җәнубиға, йәни җәнупқа йүзләнгән тәрипигә непиз тоқулған ақ канап рәхттин пәрдиләрни тоқуғин; шу тәрипиниң узунлуғи йүз гәз болсун.
Muⱪǝddǝs qedirning ⱨoylisinimu yasiƣin. Ⱨoylining jǝnubiƣa, yǝni jǝnubⱪa yüzlǝngǝn tǝripigǝ nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin pǝrdilǝrni toⱪuƣin; xu tǝripining uzunluⱪi yüz gǝz bolsun.
10 Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада ясалсун; уларниң тегигә қоюшқа жигирмә мис тәглик ясалсун; хадиларниң илмики билән балдақлар болса күмүчтин ясалсун.
Pǝrdilǝrni esixⱪa yigirmǝ hada yasalsun; ularning tegigǝ ⱪoyuxⱪa yigirmǝ mis tǝglik yasalsun; hadilarning ilmiki bilǝn baldaⱪlar bolsa kümüxtin yasalsun.
11 Шуниңға охшаш шимал тәрипидиму узунлуғи йүз гәз келидиған пәрдә болсун. Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада ясалсун; уларниң тегигә қоюшқа жигирмә мис тәглик ясалсун; хадиларниң илмики билән балдақлар болса күмүчтин ясалсун.
Xuningƣa ohxax ximal tǝripidimu uzunluⱪi yüz gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bolsun. Pǝrdilǝrni esixⱪa yigirmǝ hada yasalsun; ularning tegigǝ ⱪoyuxⱪa yigirmǝ mis tǝglik yasalsun; hadilarning ilmiki bilǝn baldaⱪlar bolsa kümüxtin yasalsun.
12 Һойлиниң ғәрип тәрипидә узунлуғи әллик гәз келидиған пәрдә болсун; униң он хадиси вә он тәглиги болсун.
Ⱨoylining ƣǝrb tǝripidǝ uzunluⱪi ǝllik gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bolsun; uning on hadisi wǝ on tǝgliki bolsun.
13 Һойлиниң шәриқ тәрипи, йәни күн чиқишқа йүзләнгән тәрипиниң кәңлиги әллик гәз болсун.
Ⱨoylining xǝrⱪ tǝripi, yǝni kün qiⱪixⱪa yüzlǝngǝn tǝripining kǝngliki ǝllik gǝz bolsun.
14 Бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болсун; униң үч хадиси билән үч тәглиги болсун.
Bir tǝripidǝ on bǝx gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bolsun; uning üq hadisi bilǝn üq tǝgliki bolsun.
15 Йәнә бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болсун; униң үч хадиси билән үч тәглиги болсун.
Yǝnǝ bir tǝripidǝ on bǝx gǝz kelidiƣan pǝrdǝ bolsun; uning üq hadisi bilǝn üq tǝgliki bolsun.
16 Һойлиниң кириш еғизиға жигирмә гәз келидиған бир пәрдә қоюлсун; пәрдә непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп, кәштичи тәрипидин кәштиләнсун. Униң төрт хадиси билән төрт тәглиги болсун.
Ⱨoylining kirix eƣiziƣa yigirmǝ gǝz kelidiƣan bir pǝrdǝ ⱪoyulsun; pǝrdǝ nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup, kǝxtiqi tǝripidin kǝxtilǝnsun. Uning tɵt hadisi bilǝn tɵt tǝgliki bolsun.
17 Һойлиниң чөрисидики һәммә хадилар күмүчтин ясалған балдақлар билән бир-биригә четилсун; уларниң илмәклири күмүчтин, тәгликлири мистин ясалсун.
Ⱨoylining qɵrisidiki ⱨǝmmǝ hadilar kümüxtin yasalƣan baldaⱪlar bilǝn bir-birigǝ qetilsun; ularning ilmǝkliri kümüxtin, tǝglikliri mistin yasalsun.
18 Һойлиниң узунлуғи йүз гәз, кәңлиги һәр икки тәрипи әллик гәз болсун; непиз тоқулған ақ канап рәхттин ишләнгән пәрдиниң егизлиги бәш гәз қилинсун; хадиларниң тәгликлири мистин ясалсун.
Ⱨoylining uzunluⱪi yüz gǝz, kǝngliki ⱨǝr ikki tǝripi ǝllik gǝz bolsun; nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhttin ixlǝngǝn pǝrdining egizliki bǝx gǝz ⱪilinsun; hadilarning tǝglikliri mistin yasalsun.
19 Муқәддәс чедирниң иш-хизмитидә ишлитилидиған барлиқ әсвап-сайманлири һәмдә барлиқ миқ-қозуқлири, шундақла һойлиниң барлиқ миқ-қозуқлири мистин болсун.
Muⱪǝddǝs qedirning ix-hizmitidǝ ixlitilidiƣan barliⱪ ǝswab-saymanliri ⱨǝmdǝ barliⱪ miⱪ-ⱪozuⱪliri, xundaⱪla ⱨoylining barliⱪ miⱪ-ⱪozuⱪliri mistin bolsun.
20 — Чирақниң һемишә йениқ туруши үчүн, чираққа ишлитишкә зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни қешиңға кәлтүрүшкә Исраилларни буйруғин.
— Qiraƣning ⱨǝmixǝ yeniⱪ turuxi üqün, qiraƣⱪa ixlitixkǝ zǝytundin soⱪup qiⱪirilƣan sap mayni ⱪexingƣa kǝltürüxkǝ Israillarni buyruƣin.
21 Җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң ташқирида Һарун вә оғуллири һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларниң йениқ турғузуш ишида болсун. Бу иш дәвирдин-дәвиргичә Исраилларға әбәдий бир қанун-бәлгүлимә болсун.
Jamaǝt qedirining iqidǝ, ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining udulidiki pǝrdining taxⱪirida Ⱨarun wǝ oƣulliri ⱨǝr keqisi ǝtigǝngiqǝ Pǝrwǝrdigarning aldida qiraƣlarning yeniⱪ turƣuzux ixida bolsun. Bu ix dǝwrdin-dǝwrgiqǝ Israillarƣa ǝbǝdiy bir ⱪanun-bǝlgilimǝ bolsun.

< Мисирдин чиқиш 27 >