< Мисирдин чиқиш 26 >
1 Муқәддәс чедирни он парчә йопуқтин ясатқин; йопуқлар непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнсун; униңға керубларниң сүритини чевәр қолларға нәпис қилип кәштиләп чиқарғузғин.
Muⱪǝddǝs qedirni on parqǝ yopuⱪtin yasatⱪin; yopuⱪlar nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup ixlǝnsun; uningƣa kerublarning süritini qewǝr ⱪollarƣa nǝpis ⱪilip kǝxtilǝp qiⱪarƣuzƣin.
2 Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә болсун.
Ⱨǝrbir yopuⱪning uzunluⱪi yigirmǝ sǝkkiz gǝz, kǝngliki tɵt gǝz bolup, ⱨǝrbir yopuⱪ ohxax qong-kiqikliktǝ bolsun.
3 Йопуқларниң бәши бир-биригә улансун, қалған бәш йопуқму һәм бир-биригә улансун.
Yopuⱪlarning bǝxi bir-birigǝ ulansun, ⱪalƣan bǝx yopuⱪmu ⱨǝm bir-birigǝ ulansun.
4 Сән улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға бир тәрипигә рәңги көк измә қадиғин, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму һәм шундақ қилғин.
Sǝn ulap qiⱪilƣan birinqi qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa bir tǝripigǝ rǝnggi kɵk izmǝ ⱪadiƣin, xuningdǝk ulap qiⱪilƣan ikkinqi qong parqining ǝng qetidikisining bir tǝripigimu ⱨǝm xundaⱪ ⱪilƣin.
5 Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиғин. Измиләр бир-биригә удулмуудул болсун.
Birinqi qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa ǝllik izmǝ ⱪadiƣin, ikkinqi qong parqining ǝng qetidikisigimu ǝllik izmǝ ⱪadiƣin. Izmilǝr bir-birigǝ udulmuudul bolsun.
6 Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн алтундин әллик илғу ясап, икки чоң парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурғин.
Muⱪǝddǝs qedir bir pütün bolsun üqün altundin ǝllik ilƣu yasap, ikki qong parqǝ yopuⱪni xu ilƣular bilǝn bir-birigǝ tutaxturƣin.
7 Муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиғин; йопуқтин он бир парчә ясиғин.
Muⱪǝddǝs qedirni yepix üqün ɵqkǝ tiwitidin yopuⱪlarni yasiƣin; yopuⱪtin on bir parqǝ yasiƣin.
8 Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә болсун.
Yopuⱪlarning ⱨǝrbirining uzunluⱪi ottuz gǝz, kǝngliki tɵt gǝz bolup, on bir yopuⱪning ⱨǝmmisi ohxax qong-kiqikliktǝ bolsun.
9 Йопуқларниң бәшини улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилип, алтинчи йопуқни икки қат қилип, чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин.
Yopuⱪlarning bǝxini ulap bir ⱪilip, ⱪalƣan altǝ yopuⱪnimu ulap bir ⱪilip, altinqi yopuⱪni ikki ⱪat ⱪilip, qedirning aldi tǝripigǝ sanggilitip ⱪoyƣin.
10 Сән биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин.
Sǝn birinqi ulap qiⱪilƣan qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa ǝllik izmǝ, ikkinqi ulap qiⱪilƣan qong parqining ǝng qetidiki ⱪismiƣa ǝllik izmǝ ⱪadiƣin.
11 Сән һәм мистин әллик илғу ясап, чедир бир пүтүн болсун үчүн уларни измиләргә өткүзүп икки чоң парчини улап қойғин.
Sǝn ⱨǝm mistin ǝllik ilƣu yasap, qedir bir pütün bolsun üqün ularni izmilǝrgǝ ɵtküzüp ikki qong parqini ulap ⱪoyƣin.
12 Лекин йопуқниң чедирниң кәйнидин ешип қалған қисми, йәни ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйни тәрипидә саңгилап турсун.
Lekin yopuⱪning qedirning kǝynidin exip ⱪalƣan ⱪismi, yǝni exip ⱪalƣan yerim parqisi qedirning kǝyni tǝripidǝ sanggilap tursun.
13 Чедир йопуқлириниң чедирниң бойидин артуқ қисми, йәни у тәрипидин бир гәз, бу тәрипидин бир гәз, чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни [толуқ] япсун.
Qedir yopuⱪlirining qedirning boyidin artuⱪ ⱪismi, yǝni u tǝripidin bir gǝz, bu tǝripidin bir gǝz, qedirning ikki tǝripidin sanggilap, uni [toluⱪ] yapsun.
14 Буниңдин башқа, чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япқин, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиғин.
Buningdin baxⱪa, qedirƣa ⱪizil boyalƣan ⱪoqⱪar terisidin yopuⱪ yasap yapⱪin, andin uning üstidinmu delfin terisidin yasalƣan yǝnǝ bir yopuⱪni ⱪapliƣin.
15 Муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклигин.
Muⱪǝddǝs qedirning tik tahtaylirini akatsiyǝ yaƣiqidin yasap tikligin.
16 Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз болсун.
Ⱨǝrbir tahtayning uzunluⱪi on gǝz, kǝngliki bir yerim gǝz bolsun.
17 Һәр бир тахтайниң иккидин туруми болсун, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилсун; чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиғин.
Ⱨǝrbir tahtayning ikkidin turumi bolsun, ⱨǝr ikki tahtay xular bilǝn bir-birigǝ qetilsun; qedirning barliⱪ tahtaylirini xundaⱪ yasiƣin.
18 Чедирниң тахтайлирини шундақ ясиғин; жигирмисини җәнуп тәрәпкә тиклигин;
Qedirning tahtaylirini xundaⱪ yasiƣin; yigirmisini jǝnub tǝrǝpkǝ tikligin;
19 бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиғин; бир тахтайниң [астидики] икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәглик ясиғин.
bu yigirmǝ tahtayning tegigǝ kümüxtin ⱪiriⱪ tǝglik yasiƣin; bir tahtayning [astidiki] ikki turumi üqün ikkidin tǝglik, yǝnǝ bir tahtayning ikki turumi üqün ikkidin tǝglik yasiƣin.
20 Шуниңдәк чедирниң удул тәрипидә, йәни шимал тәрипидә жигирмә тахтай болсун;
Xuningdǝk qedirning udul tǝripidǝ, yǝni ximal tǝripidǝ yigirmǝ tahtay bolsun;
21 буларниң қириқ тәглиги күмүчтин болсун; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулсун.
bularning ⱪiriⱪ tǝgliki kümüxtin bolsun; bir tahtayning tegigǝ ikkidin tǝglik, yǝnǝ bir tahtayning tegigǝ ikkidin tǝglik orunlaxturulsun.
22 Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтай ясап тиклигин.
Qedirning kǝyni tǝripigǝ, yǝni ƣǝrb tǝrǝpkǝ altǝ tahtay yasap tikligin.
23 Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтай ясап орнатқин.
Qedirning kǝyni tǝripidiki ikki bulungƣa ikki tahtay yasap ornatⱪin.
24 Бу [булуң тахтайлири] астидин үстигичә икки қат қилинип [тахтайларни] өз ара четиштурсун, үсти бир һалқиға бекитилсун. Һәр иккиси шундақ қилинип, икки булуңға тикләнсун.
Bu [bulung tahtayliri] astidin üstigiqǝ ikki ⱪat ⱪilinip [tahtaylarni] ɵzara qetixtursun, üsti bir ⱨalⱪiƣa bekitilsun. Ⱨǝr ikkisi xundaⱪ ⱪilinip, ikki bulungƣa tiklǝnsun.
25 Арқа тәрәптә сәккиз тахтай болиду, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги болиду; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик болиду.
Arⱪa tǝrǝptǝ sǝkkiz tahtay bolidu, ularning kümüxtin yasalƣan on altǝ tǝgliki bolidu; bir tahtayning tegidǝ ikki tǝglik, yǝnǝ bir tahtayning tegidǝ ikki tǝglik bolidu.
26 Буниңдин башқа сән акатсийә яғичидин балдақ ясиғин; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни,
Buningdin baxⱪa sǝn akatsiyǝ yaƣiqidin baldaⱪ yasiƣin; qedirning bu tǝripidiki tahtaylarƣa bǝx baldaⱪni,
27 чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларға бәш балдақни ясиғин.
qedirning u tǝripidiki tahtaylarƣa bǝx baldaⱪni, qedirning arⱪa tǝripidiki tahtaylarƣa, yǝni ƣǝrb tǝripidiki tahtaylarƣa bǝx baldaⱪni yasiƣin.
28 Тахтайларниң оттурисидики оттура балдақ бу тәрәптин у тәрәпкә йетидиған болсун.
Tahtaylarning otturisidiki ottura baldaⱪ bu tǝrǝptin u tǝrǝpkǝ yetidiƣan bolsun.
29 Тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиғин.
Tahtaylarni altun bilǝn ⱪaplap, baldaⱪlar ɵtküzülidiƣan ⱨalⱪilarni altundin yasap, baldaⱪlarni altun bilǝn ⱪapliƣin.
30 Чедирни саңа тағда аян қилинған нусха бойичә ясап тиклигин.
Qedirni sanga taƣda ayan ⱪilinƣan nusha boyiqǝ yasap tikligin.
31 Сән непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; уни чевәр қоллар керубларниң сүритини нәпис қилип чүшүрүп кәштиләп чиқсун.
Sǝn nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup ixlǝngǝn bir pǝrdǝ yasiƣin; uni qewǝr ⱪollar kerublarning süritini nǝpis ⱪilip qüxürüp kǝxtilǝp qiⱪsun.
32 Уни акатсийә яғичидин ясалған төрт хадиға есип қойғин. Бу хадилар алтун билән қаплансун, һәр бириниң алтун илмики болсун; хадилар күмүчтин ясалған төрт тәгликкә орнитилсун.
Uni akatsiyǝ yaƣiqidin yasalƣan tɵt hadiƣa esip ⱪoyƣin. Bu hadilar altun bilǝn ⱪaplansun, ⱨǝrbirining altun ilmiki bolsun; hadilar kümüxtin yasalƣan tɵt tǝglikkǝ ornitilsun.
33 Пәрдә чедир йопуғидики илмәкләргә есилип саңгилитип қоюлсун; андин һөкүм-гувалиқ сандуғини шу йәргә кәлтүрүп, пәрдиниң ичигә елип киргин. Шуниң билән пәрдә силәр үчүн муқәддәс җай билән әң муқәддәс җайниң оттурисидики бир айрима пәрдә болсун.
Pǝrdǝ qedir yopuⱪidiki ilmǝklǝrgǝ esilip sanggilitip ⱪoyulsun; andin ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪini xu yǝrgǝ kǝltürüp, pǝrdining iqigǝ elip kirgin. Xuning bilǝn pǝrdǝ silǝr üqün muⱪǝddǝs jay bilǝn ǝng muⱪǝddǝs jayning otturisidiki bir ayrima pǝrdǝ bolsun.
34 Андин сән «кафарәт тәхти»ни әң муқәддәс җайдики һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстигә қойғин.
Andin sǝn «kafarǝt tǝhti»ni ǝng muⱪǝddǝs jaydiki ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ sanduⱪining üstigǝ ⱪoyƣin.
35 Ширә болса пәрдиниң тешиға орунлаштурулсун; чирақданни ширәниң удулиға, чедирниң җәнуп тәрипигә қойғин; ширәни шимал тәрипигә қойғин.
Xirǝ bolsa pǝrdining texiƣa orunlaxturulsun; qiraƣdanni xirǝning uduliƣa, qedirning jǝnub tǝripigǝ ⱪoyƣin; xirǝni ximal tǝripigǝ ⱪoyƣin.
36 Буниңдин башқа сән чедирниң кириш еғизиға непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; у кәштичи тәрипидин кәштиләнсун.
Buningdin baxⱪa sǝn qedirning kirix eƣiziƣa nepiz toⱪulƣan aⱪ kanap rǝhtkǝ kɵk, sɵsün wǝ ⱪizil yiplar arilaxturulup ixlǝngǝn bir pǝrdǝ yasiƣin; u kǝxtiqi tǝripidin kǝxtilǝnsun.
37 Бу пәрдә үчүн акатсийә яғичидин бәш хада ясап, уларни алтун билән қаплиғин; һәр бириниң алтун илмики болсун; уларниң тегигә бәш данә тәгликни мистин қуюп тәйярлатқин.
Bu pǝrdǝ üqün akatsiyǝ yaƣiqidin bǝx hada yasap, ularni altun bilǝn ⱪapliƣin; ⱨǝrbirining altun ilmiki bolsun; ularning tegigǝ bǝx danǝ tǝglikni mistin ⱪuyup tǝyyarlatⱪin.