< Мисирдин чиқиш 25 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
2 Сән Исраилларға ейтқин, улар Маңа бир «көтәрмә һәдийә»ни кәлтүрсун; кимниң көңли һәдийә сунушқа хуш болса, униңдин Маңа сунулидиған «көтәрмә һәдийә»ни тапшурувелиңлар.
Sen Israillargha éytqin, ular Manga bir «kötürme hediye»ni keltürsun; kimning köngli hediye sunushqa xush bolsa, uningdin Manga sunulidighan «kötürme hediye»ni tapshuruwélinglar.
3 Силәр улардин тапшурувалидиған көтәрмә һәдийә: — Алтун, күмүч, мис,
Siler ulardin tapshuruwalidighan kötürme hediye: — Altun, kümüsh, mis,
4 көк, сөсүн вә қизил рәңлик жип, канап рәхт, тивит,
kök, sösün we qizil renglik yip, kanap rext, tiwit,
5 қизил боялған қочқарниң терилири, делфинниң терилири, акатсийә яғичи,
qizil boyalghan qochqarning tériliri, délfinning tériliri, akatsiye yaghichi,
6 чирақ үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» вә хушбуй үчүн хушбуй дора-дәрмәкләр,
chiragh üchün zeytun méyi, «mesihlesh méyi» we xushbuy üchün xushbuy dora-dermekler,
7 әфод билән «қошен»ға орнитилидиған ақ һеқиқ вә башқа есил ташлар болсун.
efod bilen «qoshén»gha ornitilidighan aq héqiq we bashqa ésil tashlar bolsun.
8 Мениң өзлири арисида макан қилишим үчүн [шулардин] Маңа бир муқәддәс туралғуни ясисун.
Méning özliri arisida makan qilishim üchün [shulardin] Manga bir muqeddes turalghuni yasisun.
9 Уни Мән саңа барлиқ көрсәтмәкчи болғинимға асасән, йәни ибадәт чедириниң нусхиси вә барлиқ әсвап-сайманлириниң нусхисиға опохшаш қилип ясаңлар.
Uni Men sanga barliq körsetmekchi bolghinimgha asasen, yeni ibadet chédirining nusxisi we barliq eswab-saymanlirining nusxisigha op’oxshash qilip yasanglar.
10 Улар акатсийә яғичидин бир сандуқ ясисун. Униң узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз болсун.
Ular akatsiye yaghichidin bir sanduq yasisun. Uning uzunluqi ikki yérim gez, kengliki bir yérim gez, égizliki bir yérim gez bolsun.
11 Сән уни сап алтун билән қаплиғин; ичи вә сиртини алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар.
Sen uni sap altun bilen qaplighin; ichi we sirtini altun bilen qaplap, uning üstünki qismining chörisige altundin girwek chiqar.
12 Униңға алтундин төрт һалқа қуйдуруп, төрт четиқиға бекиткин. Бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа болсун.
Uninggha altundin töt halqa quydurup, töt chétiqigha békitkin. Bir teripige ikki halqa, yene bir teripige ikki halqa bolsun.
13 Сән һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиғин;
Sen hem akatsiye yaghichidin ikki baldaq yasap, her ikkisini altun bilen qaplighin;
14 андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойғин.
andin sanduq ular arqiliq kötürülsun dep, baldaqlarni sanduqning ikki yénidiki halqiliridin ötküzüp qoyghin.
15 Балдақлар һемишә сандуқтики һалқида турсун; улар униңдин чиқирилмисун.
Baldaqlar hemishe sanduqtiki halqida tursun; ular uningdin chiqirilmisun.
16 Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуққа қойғин.
Men sanga béridighan höküm-guwahliqni sanduqqa qoyghin.
17 Сандуқниң [япқучи сүпитидә] сән алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиғин.
Sanduqning [yapquchi süpitide] sen altundin uzunluqi ikki yérim gez, kengliki bir yérim gez bolghan bir «kafaret texti» yasighin.
18 Икки керубни алтундин соқуп ясиғин. Уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатқин.
Ikki kérubni altundin soqup yasighin. Ularni kafaret textining ikki teripige ornatqin.
19 Бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнитиш үчүн ясиғин. Икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилиңлар.
Bir kérubni bir teripige, yene bir kérubni yene bir teripige ornitish üchün yasighin. Ikki teripidiki kérublarni kafaret texti bilen bir gewde qilinglar.
20 Керублар бир-биригә йүзләнсун, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни япсун; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилсун.
Kérublar bir-birige yüzlensun, qanatlirini kafaret textining üstige kérip, qanatliri bilen uni yapsun; kérublarning yüzi kafaret textige qaritilsun.
21 Сән кафарәт тәхтини сандуқниң үстигә қоюп, Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуқниң ичигә қойғин.
Sen kafaret textini sanduqning üstige qoyup, Men sanga béridighan höküm-guwahliqni sanduqning ichige qoyghin.
22 Мән шу йәрдә сән билән көрүшимән; кафарәт тәхти үстидә, йәни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида туруп саңа Исраилларға йәткүзүшкә тапшуридиған барлиқ әмирлирим тоғрисида сөз қилимән.
Men shu yerde sen bilen körüshimen; kafaret texti üstide, yeni höküm-guwahliq sanduqining üstidiki ikki kérubning otturisida turup sanga Israillargha yetküzüshke tapshuridighan barliq emrlirim toghrisida söz qilimen.
23 Һәм акатсийә яғичидин узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз болған бир ширә ясиғин.
Hem akatsiye yaghichidin uzunluqi ikki gez, kengliki bir gez, égizliki bir yérim gez bolghan bir shire yasighin.
24 Уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар.
Uni sap altun bilen qaplap, uning üstünki qismining chörisige altundin girwek chiqar.
25 Сән ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиғин; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқар.
Sen shirening chörisige töt ilik égizlikte bir lew yasighin; bu lewning chörisigimu altundin bir girwek chiqar.
26 Сән у ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатқин.
Sen u shirege altundin töt halqa yasap, bu halqilarni shirening töt burjikidiki chétiqqa ornatqin.
27 Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилсун.
Shireni kötürüshke baldaqlar ötküzülsun dep, halqilar shire léwige yéqin békitilsun.
28 Балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиғин; ширә улар арқилиқ көтирилиду.
Baldaqlarni akatsiye yaghichidin yasap, altun bilen qaplighin; shire ular arqiliq kötürilidu.
29 Ширәгә яндап легән, қача-тәхсә, пиялә вә «шарап һәдийәлири»ни чачидиған қәдәһләрни ясиғин; уларни сап алтундин ясиғин.
Shirege yandap légen, qacha-texse, piyale we «sharab hediyeliri»ni chachidighan qedehlerni yasighin; ularni sap altundin yasighin.
30 Мениң һозурумда турушқа сән ширәгә һемишә «тәқдим нан»ни қойғин.
Méning huzurumda turushqa sen shirege hemishe «teqdim nan»ni qoyghin.
31 Сән һәм сап алтундин бир чирақдан ясиғин. У чирақдан соқуп ясалсун; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири пүтүн бир алтундин соқулсун.
Sen hem sap altundin bir chiraghdan yasighin. U chiraghdan soqup yasalsun; chiraghdanning puti, gholi, qedehliri, ghunche we chéchekliri pütün bir altundin soqulsun.
32 Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилсун — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, чирақданниң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилсун;
Chiraghdanning gholining ikki yénidin alte shaxche chiqirilsun — chiraghdanning bir yénidin üch shaxche, chiraghdanning yene bir yénidin üch shaxche chiqirilsun;
33 бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалсун.
bir yénidiki herbir shaxchide badam güli sheklide ghunchisi we chéchiki bolghan üch qedeh chiqirilsun, yene bir yénidiki herbir shaxchide badam güli sheklide ghunchisi we chéchiki bolghan üch qedeh chiqirilsun. Chiraghdan’gha chiqirilghan alte shaxchining hemmisi shundaq yasalsun.
34 Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилсун.
Chiraghdanning [gholidin] badam güli sheklide ghunchisi we chéchiki bolghan töt qedeh chiqirilsun.
35 Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә болсун; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң асти һәммиси шундақ болсун.
Bulardin bashqa [birinchi] ikki shaxchining astida bir ghunche, [ikkinchi] ikki shaxchining astida bir ghunche, [üchinchi] ikki shaxchining astida bir ghunche bolsun; chiraghdan’gha chiqirilghan alte shaxchining asti hemmisi shundaq bolsun.
36 Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинсун — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалсун.
Uning shu ghunchiliri hem shaxchiliri chiraghdan bilen bir gewde qilinsun — bir pütün sap altundin soqup yasalsun.
37 Сән чирақданниң йәттә чириғини ясиғин; чирақлар удулға йоруқ чүшүрәлиши үчүн үсти тәрәпкә орнитилсун.
Sen chiraghdanning yette chirighini yasighin; chiraghlar udulgha yoruq chüshürelishi üchün üsti terepke ornitilsun.
38 Униң пилик қайчилири билән күлданлири сап алтундин ясалсун.
Uning pilik qaychiliri bilen küldanliri sap altundin yasalsun.
39 Чирақдан вә униң барлиқ әсваплири бир талант сап алтундин ясалсун.
Chiraghdan we uning barliq eswabliri bir talant sap altundin yasalsun.
40 Саңа тағда аян қилинған нусха бойичә буларни еһтият билән ясиғин.
Sanga taghda ayan qilin’ghan nusxa boyiche bularni éhtiyat bilen yasighin.