31Сән һәм сап алтундин бир чирақдан ясиғин. У чирақдан соқуп ясалсун; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири пүтүн бир алтундин соқулсун.
32Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилсун — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, чирақданниң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилсун;
33бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалсун.
34Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилсун.
35Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә болсун; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң асти һәммиси шундақ болсун.
36Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинсун — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалсун.