< Мисирдин чиқиш 24 >
1 У Мусаға йәнә: — «Сән берип, өзүң билән биллә Һарун, Надаб, Абиһуни вә Исраилларниң ақсақаллири арисидин йәтмиш адәмни елип, Пәрвәрдигарниң һозуриға чиқип, жирақта туруп сәҗдә қилиңлар.
2 Пәқәт Мусала Пәрвәрдигарниң алдиға йеқин кәлсун; башқилар йеқин кәлмисун, хәлиқ униң билән биллә үстигә чиқмисун, — деди.
3 Муса келип Пәрвәрдигарниң барлиқ сөзлири билән һөкүмлирини халайиққа дәп бәрди; пүткүл халайиқ бир авазда: — Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзлириниң һәммисигә әмәл қилимиз! — дәп җавап беришти.
4 Андин Муса Пәрвәрдигарниң һәммә сөзини хатириливелип, әтиси сәһәр қопуп тағниң түвидә бир қурбангаһни ясап, шу йәрдә Исраилниң он икки қәбилисиниң сани бойичә он икки таш түврүкни тиклиди.
5 Йәнә Исраилларниң бир нәччә жигитлирини әвәтти, улар берип Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқлар сунди, енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә бир нәччә топақниму союп сунди.
6 Андин Муса қанниң йеримини қачиларға қачилиди, йәнә йеримини қурбангаһ үстигә чачти.
7 Андин у әһдинамини қолиға елип, хәлиққә оқуп бәрди. Улар җававән: — Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисигә қулақ селип, итаәт қилимиз! — дейишти.
8 Шуниң билән Муса қачилардики қанни елип, хәлиққә сепип: — Мана, бу Пәрвәрдигар мошу сөзләрниң һәммисигә асасән силәр билән бағлиған әһдиниң қенидур, деди.
9 Андин кейин Муса вә Һарун, Надаб вә Абиһу Исраилларниң ақсақаллиридин йәтмиш адәм билән биллә тағ үстигә чиқишти.
10 Улар шу йәрдә Исраилниң Худасини көрди; униң айиғиниң астида худди көк яқуттин ясалған нәпис паяндаздәк, асман гүмбизидәк сүпсүзүк бир җисим бар еди.
11 Лекин у Исраилларниң мөтивәрлиригә қол тәккүзмиди; улар Худани көрүп турди һәмдә йәп-ичишти.
12 Пәрвәрдигар Мусаға: — Тағ үстигә, қешимға чиқип шу йәрдә турғин. Саңа уларға үгитишкә таш тахтайларни, йәни Мән йезип қойған қанун-әмирни беримән, деди.
13 Шуниң билән Муса қопуп, Ярдәмчиси Йәшуани елип маңди. Муса Худаниң теғиға чиқти.
14 У авал ақсақалларға: Биз йенип кәлгичә мошу йәрдә бизни сақлап туруңлар. Мана, Һарун билән хур силәрниң йениңларда қалиду; әгәр бирисиниң иш-дәваси чиқса, уларниң алдиға барсун, — деди.
15 Шуниң билән Муса тағниң үстигә чиқти вә тағни булут қаплиди.
16 Пәрвәрдигарниң җуласи Синай теғиниң үстидә тохтиди; булут уни алтә күнгичә қаплап турди; йәттинчи күни, Пәрвәрдигар булут ичидин Мусани чақирди;
17 Пәрвәрдигарниң җуласиниң қияпити Исраилларниң көз алдида тағниң чоққисида һәммини жутқучи оттәк көрүнди.
18 Муса булутниң ичигә кирип, тағниң үстигә чиқип кәтти. Муса қириқ кечә-күндүз тағда турди.