< Мисирдин чиқиш 23 >

1 Ялған гәпни яймиғин вә я ялған гувалиқ берип рәзил адәмгә ян басмиғин.
This chapter is missing in the source text.
2 Топқа әгишип рәзил ишта болма яки дәва-дәстурларда гувалиқ бәргәндә топқа әгишип һәқиқәтни бурмилима.
3 Кәмбәғәл дәва қилса, униңға ян басма.
4 Дүшминиңниң кала я ешиги езип кетип, саңа учрап қалса, уни елип келип, егисигә чоқум тапшуруп бәр.
5 Әгәр саңа өч болғанниң ешиги жүкни көтирәлмәй жүкниң астида ятқинини көрсәң, уни ярдәмсиз ташлимай, бәлки униңға ярдәмлишип ешигини қопурушуп беришиң зөрүр.
6 Араңдики кәмбәғәлниң дәвасида адаләтни бурмилима.
7 Һәр қандақ сахта иштин өзүңни нери тарт; бегуна адәм билән һәққаний адәмни өлтүрмигин; чүнки Мән рәзил адәмни һәргиз адил дәп ақлимаймән.
8 Шуниңдәк һеч қандақ пара йемә; чүнки пара көзи очуқларни кор қилип, һәққанийларниң сөзлирини бурмилайду.
9 Мусапир кишиләргә зулум қилма; чүнки өзүңлар Мисир зиминида мусапир болуп турған болғачқа, мусапирниң роһий һалини билисиләр.
10 Алтә жил өз йериңни терип, һосуллирини ал.
11 Лекин йәттинчи жили йәргә арам берип уни бош қой; хәлқиңниң намратлири униңдин жиғип йесун, улардин ашқинини җаңгалдики һайванлар йесун; шундақла үзүмзарлиғиң билән зәйтунзарлиғиңниму шундақ қилғин.
12 Алтә күн ичидә өз ишиңни ада қилип, йәттинчи күни арам елишиң зөрүр. Буниң билән кала-ешәклириң арам тапиду, дедигиңниң оғли билән мусапир кишиму һардуқини чиқириду.
13 Мән саңа ейтқинимниң һәммисини көңүл бөлүп ада қил; башқа илаһларниң намини тилиңға алма; булар һәтта ағзиңғиму чиқмисун.
14 Һәр жилда үч қетим мениң үчүн һейт өткүзгин.
15 Алди билән «петир нан һейти»ни өткүз; саңа әмир қилғинимдәк Абиб ейидики бекитилгән күнләрдә йәттә күн петир нан йегин; чүнки шу айда сән Мисирдин чиққан едиң. Шу һейтта һечкиши алдимға қуруқ қол кәлмисун.
16 Сән әҗир қилип териған етиздики зираитиңниң тунҗа һосулини орғанда «орма һейти»ни өткүз; шундақла сән әҗир сиңдүрүп йәрдин ахирқи һосул-мәһсулатлириңни жил ахирида жиққанда «һосул жиғиш һейти»ни өткүз.
17 Жилда үч қетим әркәклириңниң һәммиси Рәб Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болсун.
18 Сән маңа аталған қурбанлиқниң қенини хемиртуруч селинған нан билән сунмиғин; һейт қурбанлиғиниң йеғини болса кечичә қондуруп әтигичигә сақлима.
19 Зиминиңдики дәсләпки һосулниң әң яхшсини Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә елип кәл. Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма.
20 Мана, Мән бир Пәриштини йолда сени қоғдап, Мән саңа тәйярлиған йәргә елип барсун дәп, алдиңда жүрүшкә әвәтимән.
21 Сән униң алдида өзүңгә агаһ бол, униң авазиға қулақ сал. Униң зитиға тәгмә; болмиса, у итаәтсизликлириңни кәчүрмәйду; чүнки Мениң намим униңдидур.
22 Лекин әгәр сән униң авазиға қулақ селип, Мениң барлиқ буйруғанлиримға әмәл қилсаң, Мән дүшмәнлириңгә дүшмән, күшәндилириңгә күшәндә болимән.
23 Чүнки Мениң Пәриштәм алдиңда жүрүп, сени Аморий, Һиттий, Пәриззий, Ⱪананий, Һивий вә Йәбусийларниң зиминиға башлап кириду; Мән уларни йоқитимән.
24 Сән уларниң илаһлириға баш уруп ибадәт қилма вә яки улар қилғандәк қилма; бәлки уларниң [бутлирини] үзүл-кесил чеқивәт, бут түврүклирини үзүл-кесил кукум-талған қиливәт;
25 Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар. Шундақ қилсаңлар У нан билән сүйүңларни бәрикәтләйду; Мән барлиқ кесәлликни араңлардин чиқирип ташлаймән.
26 Буниң билән зиминиңда бойидин аҗрап кетидиған яки туғмас һеч бир аял яки чарпай болмайду; өмрүңниң күнлирини толуқ қилимән.
27 Мән сениң алдиңда вәһимимни әвәтимән, қайси таипигә йеқинлашсаң шуларни паракәндә қилимән; шуниң билән һәммә дүшмәнлириңни кәйнигә яндуруп қачуримән.
28 Һивийлар, Ⱪананийлар вә Һиттийларни алдиңдин қоғлап чиқириветишкә сериқ һәриләрни алдиңда жүрүшкә әвәтимән.
29 Амма зиминниң Харабилишип, далада вәһший һайванлар көпийип саңа хәвп болуп қалмаслиғи үчүн, шу әлләрни алдиңдин бир жилғичә һайдивәтмәймән,
30 Бәлки сән көпийип, зиминни [пүтүнләй] мирас қилип болғичә, аз-аздин һайдап туримән.
31 Сениң зиминиңниң чегарилирини Қизил Деңиздин тартип Филистийләрниң деңизиғичә, шуниңдәк чөлдин тартип [Әфрат] дәриясиғичә бекитимән; чүнки зиминда туруватқанларни һайдиветип йерини егилишиң үчүн, уларни қолуңға тапшуримән.
32 Сән улар билән вә яки илаһлири билән һеч қандақ бир әһдә түзмә.
33 Уларниң сени алдимда гунаға патқузмаслиғи үчүн уларни зиминиңда қәтъий турғузма. Чүнки мабада сән уларниң илаһлириниң ибадитидә болсаң, бу иш саңа қапқан болиду.

< Мисирдин чиқиш 23 >