3Лекин шу вақиә болған пәйттә күн чиқип қалған болса, ундақта өлтүргүчи хун җазасиға тартилсун. Оғри оғрилиғинини төләп зиянни толуқлап бериши керәк; униңда бир немә болмиса, қуллуққа сетилип, оғрилиған нәрсини төлиши керәк.
4Оғри тутулғанда оғрилиған нәрсә, кала болсун, ешәк болсун, қой болсун униң қолида тирик һаләттә тепилса, у икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
5Әгәр бириси өз мал-чарвилирини етизлиққа яки үзүмзарлиққа отлашқа қоюветип, башқиларниң бағ-етизлиғида отлашқа йол қойса, ундақта у өзиниң әң есил мәһсулатлиридин яки үзүмзарлиғиниң әң есил мевисидин зиянни төләп бәрсун.
6Әгәр от кетип, тикәнликкә тутишип кетип, андин өнчиләрни, баш тартип пишқан зираәтни көйдүрүп, пүткүл етизлиқни күл қиливәтсә, ундақта от қойғучи барлиқ зиянни төләп бәрсун.
7Әгәр бириси хошнисиға пул яки мал-дуниясини аманәт қилған болса, булар өйидин оғрилинип кәтсә, шундақла оғри кейин тутулса, у оғрилиғинини икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
8Лекин оғри тепилмиса, өй егисиниң хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун.
9Һәр хил хиянәт, у мәйли кала, ешәк, қой, кийим-кечәк болсун, жүтүрүп қойған нәрсә болсун, улар тоғрилиқ бир хошниси: «әмәлийәттә мундақ еди» дәп талашқан болса, һәр иккисиниң дәваси һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун; һакимлар қайсиға гуна бекитсә, шу хошнисиға икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
10Әгәр бириси хошнисиға ешәк, кала, қой яки башқа бир чарпайни аманәт қилса, бу аманәт мели киши көрмәй өлүп кәтсә, яки зәхимләнсә, яки һайдап әкитилсә,
11ундақта хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, Пәрвәрдигарниң алдида уларниң оттурисида бир қәсәм ичүрүлсун. Мал егиси бу қәсәмни қобул қилсун; хошниси униңға төләм төләп бәрмисун.
12Лекин мал оғриланған болса, у егисигә төләп бәрсун.
13Әгәр уни вәһший һайван боғуп қойған болса, у малниң қалдуғини гувалиқ үчүн көрситип, уни төләп бәрмисиму болиду.
14Әгәр бириси хошнисидин бир улақни өтнә елип, улақ егиси йоқ йәрдә зәхимләнсә яки өлүп қалса, өтнә алғучи толуқ төләп бәрсун.
15Лекин егиси нәқ мәйданда болса, өтнә алғучи төләп бәрмисун; улақ иҗаригә елинған болса, алғучи төләм төлимисун; чүнки уни иҗарә төләп әкәлгән.
16Әгәр бир адәм техи ятлиқ болмиған бир қизни аздуруп, униң билән биллә ятса, ундақта у униң тойлуғини бериши керәк, андин уни хотунлуққа алсун.
17Лекин қизниң атиси уни униңға бәргили унимиса, зина қилғучи пак қизларниң тойлуғиға баравәр келидиған күмүч пулни таразида өлчәп бәрсун.
26Әгәр сән хошнаңниң чапинини гөрүгә алған болсаң, күн олтармаста униңға яндуруп бәр.
27Чүнки чапини униң бирдин-бир йепинчиси болуп, бәдинини япидиған кийим шудур. У болмиса, у немини йепинип ятиду? Бу сәвәптин Маңа пәряд қилса, пәрядини аңлаймән; чүнки Мән шәпқәтликтурмән.